Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Күйләрниң күйи - Күйләрниң күйи 5

Күйләрниң күйи 5:9-14

Help us?
Click on verse(s) to share them!
9«Сениң сөйүмлүгүңниң башқа бир сөйүмлүктин қандақ артуқ йери бар, И, аяллар арисидики әң гүзили? Сениң сөйүмлүгүңниң башқа бир сөйүмлүктин қандақ артуқ йери бар? — Сән бизгә шундақ тапилиғанғу?».
10«Мениң сөйүмлүгүм апақ вә пақирақ, жүрәклик әзимәт, Он миң арисида туғдәк көрүнәрликтур;
11Униң беши сап алтундиндур, Будур чачлири атниң яйлидәк, Тағ қарғисидәк қара.
12Униң көзлири еқинлар бойидики пахтәкләрдәк, Сүт билән жуюлған, Яришиқида қоюлған;
13Униң мәңизлири бир тәштәк пурақлиқ өсүмлүктәктур; Айниған йеқимлиқ гүллүктәк; Униң ләвлири нилупәр, Улар суюқ мурмәккини темитиду;
14Униң қоллири алтун турубилар, Ичигә берил яқутлар қуюлған. Қосиғи нәқишлик пил чишлиридин ясалған, Көк яқутлар билән безәлгән.

Read Күйләрниң күйи 5Күйләрниң күйи 5
Compare Күйләрниң күйи 5:9-14Күйләрниң күйи 5:9-14