13Униң мәңизлири бир тәштәк пурақлиқ өсүмлүктәктур; Айниған йеқимлиқ гүллүктәк; Униң ләвлири нилупәр, Улар суюқ мурмәккини темитиду;
14Униң қоллири алтун турубилар, Ичигә берил яқутлар қуюлған. Қосиғи нәқишлик пил чишлиридин ясалған, Көк яқутлар билән безәлгән.