14Сумбуллар вә ипарлар, Каламус вә қозақдарчин, Һәр хил мәстики дәрәқлири, Мурмәккә, муәттәр билән һәммә есил тетитқулар бар.
15Бағларда бир фонтан сән, Һаятлиқ сулирини беридиған, Ливандин ақидиған бир булақсән».
16«Ойған, шималдики шамал; Кәлгин, и җәнуптики шамал! Мениң беғим үстидин учуп өткәй; Шуниң билән тетитқулири сиртқа пурақ чачиду! Сөйүмлүгүм өз беғиға кирсун! Өзиниң қиммәтлик мевилирини йесун!»