3Шәһәрни чарлиғучи җесәкчиләр маңа учриди, мән улардин: — «Җенимниң сөйгинини көрдүңларму?» — дәп соридим.
4— Улардин айрилипла җенимниң сөйгинини таптим; Уни анамниң өйигә, Өз қосиғида мени һамилдар болғанниң һуҗрисиға елип кирмигичә, Уни тутувелип қәтъий қоюп бәрмәйттим».
5«И Йерусалим қизлири, Җәрәнләр вә даладики маралларниң һөрмити билән, Силәргә тапилаймәнки, Муһәббәтниң вақит-саити болмиғичә, Уни ойғатмаңлар, қозғимаңлар».
6«Бу зади ким, чөл-баявандин келиватқан? Ис-түтәк түврүклиридәк, Мүрмәкки һәм мәстики билән пуритилған, Әтирпурушниң һәр хил ипар-әнбәрлири билән пуритилған?»
7«Мана, униң тәхтиравани, У Сулайманниң өзиниңдур; Әтрапида атмиш палван жүриду, Улар Исраилдики батурлардиндур.
8Уларниң һәммиси өз қиличи тутуқлуқ, Җәң қилишқа тәрбийиләнгәнләрдур; Түнләрдики вәсвәсиләргә тәйяр туруп, Һәммиси өз қиличини янпишиға асиду».
9«Сулайман падишаһ өзи үчүн алаһидә бир шаһанә сайивәнлик кариват ясиған; Ливандики яғачлардин ясиған.