Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Күйләрниң күйи - Күйләрниң күйи 1

Күйләрниң күйи 1:4-10

Help us?
Click on verse(s) to share them!
4«Улар сени дуруслуқ билән сөйиду». — «Қара тәнлик болғиним билән чирайлиқмән, и Йерусалим қизлири! Бәрһәқ, Кедарлиқларниң чедирлиридәк, Сулайманниң пәрдилиридәк қаримән.
5Маңа тикилип қаримаңлар, Чүнки қаридурмән, Чүнки аптап мени көйдүрди; Анамниң оғуллири мәндин рәнҗигән; Шуңа улар мени үзүмзарларни баққучи қилди; Шуңа өз үзүмзаримни бақалмиғанмән».
6«Һәй, җеним сөйгиним, дегинә, Падаңни қәйәрдә бақисән? Уни күн қиямида қәйәрдә арам алғузисән? Һәмраһлириңниң падилири йенида чүмпәрдилик аяллардәк жүрүшүмниң немә һаҗити?»
7«И қиз-аяллар арисидики әң гүзили, әгәр сән буни билмисәң, Падамниң басқан излирини бесип меңип, Падичиниң чедири йенида өз оғлақлириңни озуқландурғин».
8«И сөйүмлүгүм, мән сени Пирәвнниң җәң һарвулириға қетилған бир байталға охшаттим;
9Сениң мәңизлириң тизилған мунчақлар билән, Бойнуң марҗанлар билән гөзәлдур.
10Биз саңа күмүч көзләр қуюлған, Алтундин зибу-зиннәтләрни ясап беримиз».

Read Күйләрниң күйи 1Күйләрниң күйи 1
Compare Күйләрниң күйи 1:4-10Күйләрниң күйи 1:4-10