2Хушпурақтур сениң әтирлириң; Қуюлған пурақлиқ май сениң намиңдур; Шуңлашқа қизлар сени сөйиду. Көңлүмни өзүңгә мәһлия қилғайсән — Биз саңа әгишип жүгүрәйли! — Падишаһ мени өз һуҗрилириға әкиргәй!»
3«Биз сәндин хошал болуп шатлинимиз; Сениң муһәббәтлириңни шараптин артуқ әсләп тәрипләймиз».