1«Күйләрниң күйи» — Сулайманниң күйи.
1b«У отлуқ ағзи билән мени сөйсун; Чүнки сениң муһәббитиң шараптин шериндур.
2Хушпурақтур сениң әтирлириң; Қуюлған пурақлиқ май сениң намиңдур; Шуңлашқа қизлар сени сөйиду. Көңлүмни өзүңгә мәһлия қилғайсән — Биз саңа әгишип жүгүрәйли! — Падишаһ мени өз һуҗрилириға әкиргәй!»
3«Биз сәндин хошал болуп шатлинимиз; Сениң муһәббәтлириңни шараптин артуқ әсләп тәрипләймиз».