7 |ז| Мән пеқир-бечарә Униңға нида қилди, Пәрвәрдигар аңлап, мени һәммә аваричиликләрдин қутқузди.
8 |ח| Пәрвәрдигарниң Пәриштиси Униңдин әйминидиғанларни қоғдап әтрапиға чедирини тикиду, Уларни қутқузиду.
9 |ט| Пәрвәрдигарниң меһриванлиғини тетип, билгин, Униңға ишинип таянған адәм немидегән бәхитликтур!
10 |י| И Униң муқәддәс бәндилири, Пәрвәрдигардин әйминиңлар! Чүнки Униңдин әйминидиғанларниң һеч нәрсиси кам болмас.