14 |נ| Ундақта тилиңни яманлиқтин тартип жүр, Ләвлириң мәккарлиқтин нери болсун;
15 |ס| Яманлиқтин айрилип жирақ болуп, гөзәл әмәлләрни қилип жүр; Аман-хатирҗәмликни издәп, уни қоғлап жүр.
16 |ע| Пәрвәрдигарниң көзи һәққанийларниң үстидә туриду, Униң қулиқи уларниң илтиҗалириға очуқ туриду;
17 |פ| Пәрвәрдигарниң чирайи рәзиллик қилғучиларға қарши чиқар, Уларниң һәр қандақ нам-хатирилирини йәр йүзидин елип ташлар;
18 |צ| Һәққанийлар илтиҗа қилиду, Пәрвәрдигар аңлайду, уларни барлиқ азап-мушәққәтлиридин қутқузиду;
19 |ק| Пәрвәрдигар көңли сунуқларға йеқиндур, Роһи езилгәнләрни қутқузиду.
20 |ר| Һәққанийлар дуч кәлгән аваричиликләр көптур; Бирақ Пәрвәрдигар уларни буларниң һәммисидин қутқузиду.
21 |ש| У һәққанийниң сүйәклирини сақ қалдуриду, Улардин бирисиму сунуп кәтмәйду.