6 Һәм асманларму Сениң мөҗизилириңни тәбрикләйду, и Пәрвәрдигар, Муқәддәсләрниң җамаитидә улар һәқиқәт-садақитиңни мәдһийиләйду;
7 Чүнки асманларда Пәрвәрдигарниң тәңдиши барму? Қудрәт Егисиниң оғуллири арисида Пәрвәрдигарға охшайдиған ким бар?
8 Тәңриниң һәйвиси муқәддәсләрниң мәҗлисидикиләрни қаттиқ титритиду, Униң әтрапидикиләрниң һәммиси үчүн У қорқунучлуқтур.
9 И Пәрвәрдигар, самавий қошунларниң Сәрдари болған Худа, Қудрәтлик Яһ, Саңа охшайдиған ким бар? Әтрапиңда һәқиқәт-садақитиң туруқлуқтур.