6 Улар бәтнийәттә бир-бирини риғбәтләндүрүп, Йошурун қапқан қурушни мәслиһәтлишип, «Бизни ким көрәләйтти?» — дейишмәктә.
7 Улар қәбиһликкә интилип: — «Биз издинип, әтраплиқ бир тәдбир тепип чиқтуқ!» — дәйду; Инсанниң ич-бағри вә қәлби дәрвәқә чоңқур вә билип болмас бир нәрсидур!
8 Лекин Худа уларға оқ атиду; Улар туюқсиз зәхимлиниду.
9 Улар өз тили билән путлишиду; Уларни көргәнләрниң һәммиси өзини нери тартиду.
10 Һәммә адәмни қорқунуч басиду; Улар Худаниң ишлирини баян қилиду, Бәрһәқ, улар униң қилғанлирини ойлинип савақ алиду.