3 Көтәргән пәрядлиримни аңла, мениң Падишаһим, мениң Худайим, Чүнки саңила дуа қилимән.
4 И Пәрвәрдигар, сәһәрдә Сән авазимни аңлайсән; Мән сәһәрдә өзүмни Саңа қаритимән, Жуқириға көз тикимән.
5 Чүнки Сән рәзилликтин һозур алғучи илаһ әмәсдурсән; Яманлиқ һәргиз Сән билән биллә турмайду.
6 Почи-тәкәббурлар көзүң алдида туралмайду; Қәбиһлик қилғучиларниң һәммиси Саңа жиркиничликтур.
7 Ялған сөзлигүчиләрниң һәммисини һалак қилисән; Пәрвәрдигар қанхор, алдамчи кишиләргә нәпрәт қилур.
8 Бирақ мән болсам, меһри-шәпқитиңниң кәңричилигидин өйүңгә киримән; Саңа болған әймиништин муқәддәс ибадәтханаңға қарап сәҗдә қилимән;
9 Мени өч көргәнләр түпәйлидин Өз һәққанийлиғиң билән мени йетәклигәйсән, и Пәрвәрдигар; Йолуңни алдимда түз қилғин.
10 Чүнки уларниң ағзида һеч қандақ сәмимийлик йоқтур; Уларниң ички дунияси болса пасиқлиқтур, Уларниң галлири ечилған қәбирдәк сесиқтур, Улар тили билән хушамәт қиливатиду.
11 Уларниң гунайини бекиткәйсән, и Худа; Улар өз пиланлири билән өзлири моллақ атсун; Уларни өзлириниң нурғунлиған итаәтсизликлири билән һайдап чиқарғайсән; Чүнки улар Саңа асийлиқ қилди.
12 Шундақ қилғанда Саңа таянғанларниң һәммиси шатлиниду; Улар мәңгү шатлиқ билән тәнтәнә қилиду; Сән уларни қоғдайсән; Сениң намиңни сөйгәнләр сениңдин яйрайду.