4 Мениң һаятимға чаң салмақчи болғанлар йәргә қаритилип шәрмәндә болғай; Маңа қәст әйлигәнләр кәйнигә яндурулуп рәсва болғай.
5 Улар гоя шамалда учқан самандәк тозуп кәткәй; Пәрвәрдигарниң Пәриштиси уларни тарқитивәткәй!
6 Уларниң йоли қараңғу вә тейилғақ болғай, Пәрвәрдигарниң Пәриштиси уларни қоғливәткәй!
7 Чүнки улар маңа орунсиз ора-қапқан тәйярлиди; Җенимни сәвәпсиз елишқа улар уни колиди.
8 Һалакәт туйдурмастин уларниң бешиға чүшкәй, Өзи йошурун қурған торға өзи чүшкәй, Һалакәткә жиқилғай.
9 У чағда җеним Пәрвәрдигардин сөйүниду, Униң ниҗатлиқ-қутқузушидин шатлиниду!
10 Мениң һәммә устиханлирим: — «И Пәрвәрдигар, кимму Саңа тәңдаш келәлисун?» — дәйду, — «Сән езилгән мөминләрни күчлүкләрниң чаңгилидин, Езилгәнләр һәм йоқсулларни уларни булиғучилардин тартивелип қутқузисән».
11 Явуз, ялған гувачилар қопуп, Хәвирим болмиған гуналар билән үстүмдин шикайәт қилмақта.
12 Улар мениң яхшилиғимға яманлиқ қилип, Мени панаһсиз житим қилип қойған еди!
13 Лекин мән болсам, улар кесәл болғанда, Бөзни йөгәп кийивалдим; Уларни дәп роза тутуп, өзүмни төвән қилдим; Әнди дуайим болса һазир бағримға йенип кәлди!
14 Мән бу ишлардин дост яки қериндишимниң бешиға чүшкән ишқа охшаш мәйүслинип жүрдум, Мән өз анисиға һаза тутқандәк, бешимни селип жүрдүм.
15 Бирақ мән путлишип кәткинимдә, Улар хошал болушуп кәткән еди, Бир йәргә җәм болди; Дәрвәқә җәм болушуп мошу зораванлар маңа қарши чиқишти, Бирақ хәвирим йоқ еди. Улар мени парә-парә қилиш үчүн тохтимай зәрбә беришти.
16 Худди бир чишләм пошкал үстидә чақчақ вә талаш қилған худасизлардәк, Улар маңа чишлирини ғучурлитип хирис қилишти.
17 И Рәб, қачанғичә пәрва қилмайсән? Җенимни уларниң һалакитидин қутқузғайсән, Мениң бирдин-бир һаятимни мушу житқуч ширларниң ағзидин тартивалғайсән!
18 Зор җамаәт арисида мән Саңа тәшәккүр ейтимән; Нурғунлиған хәлиқ арисида Сени мәдһийиләймән.
19 Ялған сәвәп билән маңа рәқип болғанларни үстүмдин шатландурмиғайсән; Мәндин сәвәпсиз нәпрәтләнгәнләрни өз ара көз қисиштурмиғайсән!
20 Улар достанә сөз қилмайду, Зиминдики течлиқпәрвәрләргә питнә-иғва тоқумақта.