3 Ағзим алдида күзәтчи турғузғайсән, и Пәрвәрдигар; Ләвлирим дәрвазисини сақлиғайсән;
4 Көңлүмни һеч қандақ яман ишқа, Қәбиһлик қилғучиларға шерик болуп, рәзиллик қилишқа майил қилмиғайсән. Мени уларниң немәтлиридин һеч йегүзмигәйсән!
5 Һәққаний адәм мени урсун — Бу маңа меһриванлиқтур; Маңа тәнбиһ бәрсун — Бу болса, бешим рәт қилмайдиған, қуюлған есил майдәк болиду. Чүнки мениң дуайим йәнила шуларниң рәзилликлиригә қарши болиду.
6 Уларниң һакимлири тик ярлардин ташливетилгәндә, Хәлиқ мениң сөзлиримни аңлайду; Чүнки бу сөзләр шериндур.
7 Бириси отун ярғанда йәргә чечилған йериндилардәк, Мана, устиханлиримиз тәһтисара ишиги алдида чечиветилди;
8 Бәрһәқ, көзлирим Саңила тикилип қарайду, Пәрвәрдигар Рәббим; Саңа тайинимән; Җенимни харап қилип ташливәтмигәйсән.