9 Мени гуналиримдин зофа билән тазилиғайсән, Һәм мән пак болимән; Мени пакпакиз жуйғайсән, мән қардинму ақ болимән.
10 Маңа шат-хурам авазларни аңлатқайсән; Шуниң билән Сән әзгән устиханлирим йәнә шатлиниду.
11 Гуналиримдин чирайиңни йошуруп, Яманлиқлиримни өчүривәткәйсән.
12 Мәндә пак қәлб яратқайсән, и Худа; Вуҗумдики садиқ роһумни йеңилиғайсән.
13 Мени һозуруңдин чиқиривәтмигәйсән; Мениңдин Муқәддәс Роһуңни қайтурувалмиғайсән.
14 Аһ, ниҗатлиғиңдики шатлиқни маңа йеңибаштин һес қилдурғайсән; Итаәтмән роһ арқилиқ мени йөлигәйсән.