4 Мени қәбиһлигимдин йилтизимғичә ювәткәйсән, Гунайимдин мени тазилиғайсән.
5 Чүнки мән асийлиқлиримни тонуп иқрар қилдим; Гунайим һемишә көз алдимда туриду.
6 Сениң алдиңда, пәқәт Сениң алдиңдила гуна өткүзүп, Нәзириңдә рәзил болған ишни садир қилдим; Шу вәҗидин, Сән мени әйипләп сөзлисәң, адиллиғиң испатлиниду; Мени сорақ қилғиниңда, Өзүңниң паклиғи испатлиниду.
7 Мана, мән туғулғинимдила, яманлиқта едим, Анамниң қарнида пәйда болғинимдила мән гунада болдум.
8 Бәрһәқ, Сән адәмләрниң чин қәлбидин сәмимийлик тәләп қилисән; Ичимдики йошурун җайлиримда Сән маңа даналиқни билдүрисән.
9 Мени гуналиримдин зофа билән тазилиғайсән, Һәм мән пак болимән; Мени пакпакиз жуйғайсән, мән қардинму ақ болимән.
10 Маңа шат-хурам авазларни аңлатқайсән; Шуниң билән Сән әзгән устиханлирим йәнә шатлиниду.
11 Гуналиримдин чирайиңни йошуруп, Яманлиқлиримни өчүривәткәйсән.
12 Мәндә пак қәлб яратқайсән, и Худа; Вуҗумдики садиқ роһумни йеңилиғайсән.
13 Мени һозуруңдин чиқиривәтмигәйсән; Мениңдин Муқәддәс Роһуңни қайтурувалмиғайсән.