6 И Пәрвәрдигар, өзгәрмәс муһәббитиң әршләргә тақишиду; Һәқиқәт-садиқлиғиң булутларға йетиду!
7 Һәққанийлиғиң бүйүк тағлардәк, Һөкүмлириң тилсиматлиқ чоңқур деңизлардәктур. И Пәрвәрдигар, Сән адәмләр вә һайванларни сақлиғучидурсән;
8 Сениң өзгәрмәс муһәббитиң нәқәдәр қиммәтликтур, и Худа! Шуңа инсан балилири қанатлириң сайисидә панаһлиниду.