1 Муқәддәс ибадәтханини Худаға аташни тәбрикләп, Давут язған күй: — Мән Сени алий дәп улуқлаймән, и Пәрвәрдигар, Чүнки Сән мени пәстин жуқури көтәрдиң, Дүшмәнлиримни үстүмдин хошалландурмидиң.
3 И Пәрвәрдигар Худайим, мән Саңа налә көтәрдим, Сән мени сақайттиң.
4 И Пәрвәрдигар, Сән тәһтисарадин җенимни елип чиқтиң, Һаңға чүшидиғанлар арисидин маңа һаят берип сақлидиң.