Text copied!
Bibles in Uighur

چۆل‭-‬باياۋاندىكى‭ ‬سەپەر 26:6-50 in Uighur

Help us?

چۆل‭-‬باياۋاندىكى‭ ‬سەپەر 26:6-50 in مۇقېددېس‭ ‬كالام (‭‬يەنگى‭ ‬يېزىق‭ ‬ )

6 ھەزرون نەسلىدىن بولغان ھەزرون جەمەتى؛ كارمى نەسلىدىن بولغان كارمى جەمەتى.
7 بۇلار رۇبەننىڭ جەمەتلىرى بولۇپ، ئۇلاردىن ساناقتىن ئۆتكۈزۈلگىنى جەمئىي قىرىق ئۈچ مىڭ يەتتە يۈز ئوتتۇز كىشى بولدى.
8 پاللۇنىڭ ئوغلى ئېلىئاب؛
9 ئېلىئابنىڭ ئوغۇللىرى نىمۇئەل، داتان، ئابىرام ئىدى. داتان بىلەن ئابىرام ئەسلىدە جامائەت ئىچىدىن چاقىرىلغان مۆتىۋەرلەر بولسىمۇ، كوراھ گۇرۇھىدىكىلەر پەرۋەردىگار بىلەن تاكاللاشقاندا، ئۇلار بىلەن بىرلىشىپ مۇسا ۋە ھارۇن بىلەن تاكاللاشقانىدى.  
10 يەر ئاغزىنى ئېچىپ ئۇلارنى كوراھ بىلەن بىرگە يۇتۇپ كەتكەن؛ شۇ چاغدا كوراھ گۇرۇھىدىكىلەرنىڭ ھەممىسى ئۆلگەن؛ باشقىلارغا ئىبرەت بولسۇن دەپ، ئوت ئۇنىڭ ئىككى يۈز ئەللىك ئادىمىنى يۇتۇپ كەتكەن.
11 لېكىن كوراھنىڭ ئەۋلادلىرى ئۆلۈپ كەتمىگەن.
12 شىمېئوننىڭ ئەۋلادلىرى، جەمەت بويىچە، نەمۇئەلنىڭ نەسلىدىن بولغان نەمۇئەل جەمەتى؛ يامىن نەسلىدىن بولغان يامىن جەمەتى؛ ياقىن نەسلىدىن بولغان ياقىن جەمەتى؛
13 زەراھ نەسلىدىن بولغان زەراھ جەمەتى؛ سائۇل نەسلىدىن بولغان سائۇل جەمەتى.
14 بۇلار شىمېئوننىڭ جەمەتلىرى بولۇپ، جەمئىي يىگىرمە ئىككى مىڭ ئىككى يۈز ئادەم چىقتى.
15 گاد قەبىلىسىدىن، جەمەت بويىچە، زەفون نەسلىدىن بولغان زەفون جەمەتى؛ ھاگگى نەسلىدىن بولغان ھاگگى جەمەتى؛ شۇنى نەسلىدىن بولغان شۇنى جەمەتى؛
16 ئوزنى نەسلىدىن بولغان ئوزنى جەمەتى؛ ئېرى نەسلىدىن بولغان ئېرى جەمەتى؛
17 ئارود نەسلىدىن بولغان ئارود جەمەتى؛ ئارئەلى نەسلىدىن بولغان ئارئەلى جەمەتى.
18 بۇلار گاد ئەۋلادلىرىنىڭ جەمەتلىرى بولۇپ، ئۇلار جەمەتلىرى بويىچە ساناقتىن ئۆتكۈزۈلگەندە جەمئىي قىرىق مىڭ بەش يۈز ئادەم چىقتى.
19 يەھۇدانىڭ ئوغۇللىرى ئېر بىلەن ئونان ئىدى؛ بۇ ئىككىسى قانائان زېمىنىدا ئۆلۈپ كەتكەن.
20 يەھۇدانىڭ ئەۋلادلىرى، جەمەتى بويىچە، شىلاھنىڭ نەسلىدىن بولغان شىلاھ جەمەتى؛ پەرەزنىڭ نەسلىدىن بولغان پەرەز جەمەتى؛ زەراھنىڭ نەسلىدىن بولغان زەراھ جەمەتى.
21 پەرەزنىڭ ئەۋلادلىرى ھەزروننىڭ نەسلىدىن بولغان ھەزرون جەمەتى؛ ھامۇلنىڭ نەسلىدىن بولغان ھامۇل جەمەتى.
22 بۇلار يەھۇدانىڭ جەمەتلىرى بولۇپ، ئۇلار جەمەت بويىچە ساناقتىن ئۆتكۈزۈلگەندە جەمئىي يەتمىش ئالتە مىڭ بەش يۈز ئادەم چىقتى.
23 ئىسساكارنىڭ ئەۋلادلىرى، جەمەت بويىچە، تولانىڭ نەسلىدىن بولغان تولا جەمەتى؛ پۇئاھنىڭ نەسلىدىن بولغان پۇئاھ جەمەتى؛
24 ياشۇبنىڭ نەسلىدىن بولغان ياشۇب جەمەتى؛ شىمروننىڭ نەسلىدىن بولغان شىمرون جەمەتى.
25 بۇلار ئىسساكارنىڭ جەمەتلىرى بولۇپ، ئۇلار جەمەت بويىچە ساناقتىن ئۆتكۈزۈلگەندە جەمئىي ئاتمىش تۆت مىڭ ئۈچ يۈز ئادەم چىقتى.
26 زەبۇلۇننىڭ ئەۋلادلىرى، جەمەتى بويىچە، سەرەدنىڭ نەسلىدىن بولغان سەرەد جەمەتى؛ ئېلون نەسلىدىن بولغان ئېلون جەمەتى؛ جاھلىيەلنىڭ نەسلىدىن بولغان جاھلىيەل جەمەتى.
27 بۇلار زەبۇلۇننىڭ جەمەتلىرى بولۇپ، ئۇلار جەمەت بويىچە ساناقتىن ئۆتكۈزۈلگەندە جەمئىي ئاتمىش مىڭ بەش يۈز ئادەم چىقتى.
28 يۈسۈپنىڭ ئوغۇللىرى‫‪:‬‬ — جەمەت بويىچە، ماناسسەھ بىلەن ئەفرائىم ئىدى.
29 ماناسسەھنىڭ ئەۋلادلىرى‫‪:‬‬ — ماكىرنىڭ نەسلىدىن بولغان ماكىر جەمەتى ‹ماكىردىن گىلېئاد تۆرەلگەن›، گىلېئادنىڭ نەسلىدىن بولغان گىلېئاد جەمەتى ئىدى.
30 تۆۋەندىكىلەر گىلېئادنىڭ ئەۋلادلىرى‫‪:‬‬ — يەئەزەرنىڭ نەسلىدىن بولغان يەئەزەر جەمەتى؛ ھەلەكنىڭ نەسلىدىن بولغان ھەلەك جەمەتى؛
31 ئاسرىيەلنىڭ نەسلىدىن بولغان ئاسرىيەل جەمەتى؛ شەكەمنىڭ نەسلىدىن بولغان شەكەم جەمەتى؛
32 شەمىدانىڭ نەسلىدىن بولغان شەمىدا جەمەتى؛ ھەفەرنىڭ نەسلىدىن بولغان ھەفەر جەمەتى.
33 ھەفەرنىڭ ئوغلى زەلوفىھاد ئوغۇل پەرزەنت كۆرمەي قىز پەرزەنت كۆرگەن؛ زەلوفىھادنىڭ قىزلىرىنىڭ ئىسمى ماھلاھ، نوئاھ، ھوگلاھ، مىلكاھ، تىرزاھ ئىدى.
34 بۇلار ماناسسەھنىڭ جەمەتلىرى بولۇپ، ساناقتىن ئۆتكۈزۈلگەندە جەمئىي ئەللىك ئىككى مىڭ يەتتە يۈز ئادەم چىقتى.
35 تۆۋەندىكىلەر ئەفرائىمنىڭ ئەۋلادلىرى، جەمەتى بويىچە‫‪:‬‬ — شۇتىلاھنىڭ نەسلىدىن بولغان شۇتىلاھ جەمەتى؛ بەكەرنىڭ نەسلىدىن بولغان بەكەر جەمەتى؛ تاھاننىڭ نەسلىدىن بولغان تاھان جەمەتى.
36 شۇتىلانىڭ ئەۋلادلىرى ئېراننىڭ نەسلىدىن بولغان ئېران جەمەتى.
37 مانا بۇلار ئەفرائىم ئەۋلادلىرىنىڭ جەمەتلىرى بولۇپ، ھەرقايسى جەمەتلەر بويىچە ساناقتىن ئۆتكۈزۈلگەندە جەمئىي ئوتتۇز ئىككى مىڭ بەش يۈز ئادەم چىقتى. جەمەتلىرى بويىچە، ئۇلارنىڭ ھەممىسى يۈسۈپنىڭ ئەۋلادلىرى ئىدى.
38 بىنيامىننىڭ ئەۋلادلىرى، جەمەتى بويىچە، بېلانىڭ نەسلىدىن بولغان بېلا جەمەتى؛ ئاشبەلنىڭ نەسلىدىن بولغان ئاشبەل جەمەتى؛ ئاھىرامنىڭ نەسلىدىن بولغان ئاھىرام جەمەتى؛
39 شەفۇفامنىڭ نەسلىدىن بولغان شۇفام جەمەتى؛ ھۇفامنىڭ نەسلىدىن بولغان ھۇفام جەمەتى.
40 ئارد بىلەن نائامان بېلانىڭ ئوغۇللىرى ئىدى؛ ئاردنىڭ نەسلىدىن بولغان ئارد جەمەتى؛ نائاماننىڭ نەسلىدىن بولغان نائامان جەمەتى.
41 بۇلار بىنيامىننىڭ ئەۋلادلىرى بولۇپ، جەمەت بويىچە ساناقتىن ئۆتكۈزۈلگەندە جەمئىي قىرىق بەش مىڭ ئالتە يۈز ئادەم چىقتى.
42 تۆۋەندىكىلەر داننىڭ ئەۋلادلىرى بولۇپ، جەمەت بويىچە، شۇھامنىڭ نەسلىدىن بولغان شۇھام جەمەتى؛ جەمەت بويىچە بۇلار داننىڭ جەمەتلىرى ئىدى.
43 شۇھامنىڭ ھەممە جەمەتى ساناقتىن ئۆتكۈزۈلگەندە جەمئىي ئاتمىش تۆت مىڭ تۆت يۈز ئادەم چىقتى.
44 ئاشىرنىڭ ئەۋلادلىرى، جەمەت بويىچە، يىمناھنىڭ نەسلىدىن بولغان يىمناھ جەمەتى؛ يېشۋىنىڭ نەسلىدىن بولغان يېشۋى جەمەتى؛ بېرىياھنىڭ نەسلىدىن بولغان بېرىياھ جەمەتى.
45 بېرىياھنىڭ ئەۋلادلىرى، جەمەت بويىچە، ھەبەرنىڭ نەسلىدىن بولغان ھەبەر جەمەتى؛ مالكىئەلنىڭ نەسلىدىن بولغان مالكىئەل جەمەتى.
46 ئاشىرنىڭ قىزىنىڭ ئىسمى سېراھ ئىدى.
47 بۇلار ئاشىر ئەۋلادلىرىنىڭ جەمەتلىرى بولۇپ، ئۇلار جەمەت بويىچە ساناقتىن ئۆتكۈزۈلگەندە جەمئىي ئەللىك ئۈچ مىڭ تۆت يۈز ئادەم چىقتى.
48 نافتالىنىڭ ئەۋلادلىرى، جەمەت بويىچە، ياھزىئەلنىڭ نەسلىدىن بولغان ياھزىئەل جەمەتى؛ گۇنىنىڭ نەسلىدىن بولغان گۇنى جەمەتى؛
49 يەزەرنىڭ نەسلىدىن بولغان يەزەر جەمەتى؛ شىللەمنىڭ نەسلىدىن بولغان شىللەم جەمەتى.
50 بۇلار نافتالىنىڭ جەمەتلىرى بولۇپ، جەمەت بويىچە ساناقتىن ئۆتكۈزۈلگەندە جەمئىي قىرىق بەش مىڭ تۆت يۈز ئادەم چىقتى.
چۆل‭-‬باياۋاندىكى‭ ‬سەپەر 26 in مۇقېددېس‭ ‬كالام (‭‬يەنگى‭ ‬يېزىق‭ ‬ )

Чөл-баявандики сәпәр 26:6-50 in Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

6 Һәзрон нәслидин болған Һәзрон җәмәти; Карми нәслидин болған Карми җәмәти.
7 Булар Рубәнниң җәмәтлири болуп, улардин санақтин өткүзүлгини җәмий қириқ үч миң йәттә йүз оттуз киши болди.
8 Паллуниң оғли Елиаб;
9 Елиабниң оғуллири Нимуәл, Датан, Абирам еди. Датан билән Абирам әслидә җамаәт ичидин чақирилған мөтивәрләр болсиму, Кораһ гуруһидикиләр Пәрвәрдигар билән такаллашқанда, улар билән бирлишип Муса вә Һарун билән такаллашқан еди.  
10 Йәр ағзини ечип уларни Кораһ билән биргә жутуп кәткән; шу чағда Кораһ гуруһидикиләрниң һәммиси өлгән; башқиларға ибрәт болсун дәп, от униң икки йүз әллик адимини жутуп кәткән.
11 Лекин Кораһниң әвлатлири өлүп кәтмигән.
12 Шимеонниң әвлатлири, җәмәт бойичә, Нәмуәлниң нәслидин болған Нәмуәл җәмәти; Ямин нәслидин болған Ямин җәмәти; Яқин нәслидин болған Яқин җәмәти;
13 Зәраһ нәслидин болған Зәраһ җәмәти; Саул нәслидин болған Саул җәмәти.
14 Булар Шимеонниң җәмәтлири болуп, җәмий жигирмә икки миң икки йүз адәм чиқти.
15 Гад қәбилисидин, җәмәт бойичә, Зәфон нәслидин болған Зәфон җәмәти; Һагги нәслидин болған Һагги җәмәти; шуни нәслидин болған шуни җәмәти;
16 Озни нәслидин болған Озни җәмәти; ери нәслидин болған ери җәмәти;
17 Арод нәслидин болған Арод җәмәти; Арәли нәслидин болған Арәли җәмәти.
18 Булар Гад әвлатлириниң җәмәтлири болуп, улар җәмәтлири бойичә санақтин өткүзүлгәндә җәмий қириқ миң бәш йүз адәм чиқти.
19 Йәһуданиң оғуллири Ер билән Онан еди; бу иккиси Қанаан зиминида өлүп кәткән.
20 Йәһуданиң әвлатлири, җәмәти бойичә, Шилаһниң нәслидин болған Шилаһ җәмәти; Пәрәзниң нәслидин болған Пәрәз җәмәти; Зәраһниң нәслидин болған Зәраһ җәмәти.
21 Пәрәзниң әвлатлири Һәзронниң нәслидин болған Һәзрон җәмәти; Һамулниң нәслидин болған Һамул җәмәти.
22 Булар Йәһуданиң җәмәтлири болуп, улар җәмәт бойичә санақтин өткүзүлгәндә җәмий йәтмиш алтә миң бәш йүз адәм чиқти.
23 Иссакарниң әвлатлири, җәмәт бойичә, Толаниң нәслидин болған Тола җәмәти; Пуаһниң нәслидин болған Пуаһ җәмәти;
24 Яшубниң нәслидин болған Яшуб җәмәти; Шимронниң нәслидин болған Шимрон җәмәти.
25 Булар Иссакарниң җәмәтлири болуп, улар җәмәт бойичә санақтин өткүзүлгәндә җәмий атмиш төрт миң үч йүз адәм чиқти.
26 Зәбулунниң әвлатлири, җәмәти бойичә, Сәрәдниң нәслидин болған Сәрәд җәмәти; Елон нәслидин болған Елон җәмәти; Җаһлийәлниң нәслидин болған Җаһлийәл җәмәти.
27 Булар Зәбулунниң җәмәтлири болуп, улар җәмәт бойичә санақтин өткүзүлгәндә җәмий атмиш миң бәш йүз адәм чиқти.
28 Йүсүпниң оғуллири: — җәмәт бойичә, Манассәһ билән Әфраим еди.
29 Манассәһниң әвлатлири: — Макирниң нәслидин болған Макир җәмәти (Макирдин Гилеад төрәлгән), Гилеадниң нәслидин болған Гилеад җәмәти еди.
30 Төвәндикиләр Гилеадниң әвлатлири: — Йәәзәрниң нәслидин болған Йәәзәр җәмәти; Һәләкниң нәслидин болған Һәләк җәмәти;
31 Асрийәлниң нәслидин болған Асрийәл җәмәти; Шәкәмниң нәслидин болған Шәкәм җәмәти;
32 Шәмиданиң нәслидин болған Шәмида җәмәти; Һәфәрниң нәслидин болған Һәфәр җәмәти.
33 Һәфәрниң оғли Зәлофиһад оғул пәрсәнд көрмәй қиз пәрсәнд көргән; Зәлофиһадниң қизлириниң исми Маһлаһ, Ноаһ, Һоглаһ, Милкаһ, Тирзаһ еди.
34 Булар Манассәһниң җәмәтлири болуп, санақтин өткүзүлгәндә җәмий әллик икки миң йәттә йүз адәм чиқти.
35 Төвәндикиләр Әфраимниң әвлатлири, җәмәти бойичә: — Шутилаһниң нәслидин болған Шутилаһ җәмәти; Бәкәрниң нәслидин болған Бәкәр җәмәти; Таһанниң нәслидин болған Таһан җәмәти.
36 Шутиланиң әвлатлири Еранниң нәслидин болған Еран җәмәти.
37 Мана булар Әфраим әвлатлириниң җәмәтлири болуп, һәр қайси җәмәтләр бойичә санақтин өткүзүлгәндә җәмий оттуз икки миң бәш йүз адәм чиқти. Җәмәтлири бойичә, уларниң һәммиси Йүсүпниң әвлатлири еди.
38 Биняминниң әвлатлири, җәмәти бойичә, Беланиң нәслидин болған Бела җәмәти; Ашбәлниң нәслидин болған Ашбәл җәмәти; Аһирамниң нәслидин болған Аһирам җәмәти;
39 Шәфуфамниң нәслидин болған Шуфам җәмәти; Һуфамниң нәслидин болған Һуфам җәмәти.
40 Ард билән Нааман Беланиң оғуллири еди; Ардниң нәслидин болған Ард җәмәти; Нааманниң нәслидин болған Нааман җәмәти.
41 Булар Биняминниң әвлатлири болуп, җәмәт бойичә санақтин өткүзүлгәндә җәмий қириқ бәш миң алтә йүз адәм чиқти.
42 Төвәндикиләр Данниң әвлатлири болуп, җәмәт бойичә, Шуһамниң нәслидин болған Шуһам җәмәти; җәмәт бойичә булар Данниң җәмәтлири еди.
43 Шуһамниң һәммә җәмәти санақтин өткүзүлгәндә җәмий атмиш төрт миң төрт йүз адәм чиқти.
44 Аширниң әвлатлири, җәмәт бойичә, Йимнаһниң нәслидин болған Йимнаһ җәмәти; Йешвиниң нәслидин болған Йешви җәмәти; Берияһниң нәслидин болған Берияһ җәмәти.
45 Берияһниң әвлатлири, җәмәт бойичә, Һәбәрниң нәслидин болған Һәбәр җәмәти; Малкиәлниң нәслидин болған Малкиәл җәмәти.
46 Аширниң қизиниң исми Сераһ еди.
47 Булар Ашир әвлатлириниң җәмәтлири болуп, улар җәмәт бойичә санақтин өткүзүлгәндә җәмий әллик үч миң төрт йүз адәм чиқти.
48 Нафталиниң әвлатлири, җәмәт бойичә, Яһзиәлниң нәслидин болған Яһзиәл җәмәти; Гуниниң нәслидин болған Гуни җәмәти;
49 Йәзәрниң нәслидин болған Йәзәр җәмәти; Шилләмниң нәслидин болған Шилләм җәмәти.
50 Булар Нафталиниң җәмәтлири болуп, җәмәт бойичә санақтин өткүзүлгәндә җәмий қириқ бәш миң төрт йүз адәм чиқти.
Чөл-баявандики сәпәр 26 in Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

Chöl-bayawandiki seper 26:6-50 in Muqeddes Kalam (latin yéziq)

6 Hezron neslidin bolghan Hezron jemeti; Karmi neslidin bolghan Karmi jemeti.
7 Bular Rubenning jemetliri bolup, ulardin sanaqtin ötküzülgini jemiy qiriq üch ming yette yüz ottuz kishi boldi.
8 Palluning oghli Éliab;
9 Éliabning oghulliri Nimuel, Datan, Abiram idi. Datan bilen Abiram eslide jamaet ichidin chaqirilghan mötiwerler bolsimu, Korah guruhidikiler Perwerdigar bilen takallashqanda, ular bilen birliship Musa we Harun bilen takallashqanidi.  
10 Yer aghzini échip ularni Korah bilen birge yutup ketken; shu chaghda Korah guruhidikilerning hemmisi ölgen; bashqilargha ibret bolsun dep, ot uning ikki yüz ellik adimini yutup ketken.
11 Lékin Korahning ewladliri ölüp ketmigen.
12 Shiméonning ewladliri, jemet boyiche, Nemuelning neslidin bolghan Nemuel jemeti; Yamin neslidin bolghan Yamin jemeti; Yaqin neslidin bolghan Yaqin jemeti;
13 Zerah neslidin bolghan Zerah jemeti; Saul neslidin bolghan Saul jemeti.
14 Bular Shiméonning jemetliri bolup, jemiy yigirme ikki ming ikki yüz adem chiqti.
15 Gad qebilisidin, jemet boyiche, Zefon neslidin bolghan Zefon jemeti; Haggi neslidin bolghan Haggi jemeti; shuni neslidin bolghan shuni jemeti;
16 Ozni neslidin bolghan Ozni jemeti; éri neslidin bolghan éri jemeti;
17 Arod neslidin bolghan Arod jemeti; Areli neslidin bolghan Areli jemeti.
18 Bular Gad ewladlirining jemetliri bolup, ular jemetliri boyiche sanaqtin ötküzülgende jemiy qiriq ming besh yüz adem chiqti.
19 Yehudaning oghulliri Ér bilen Onan idi; bu ikkisi Qanaan zéminida ölüp ketken.
20 Yehudaning ewladliri, jemeti boyiche, Shilahning neslidin bolghan Shilah jemeti; Perezning neslidin bolghan Perez jemeti; Zerahning neslidin bolghan Zerah jemeti.
21 Perezning ewladliri Hezronning neslidin bolghan Hezron jemeti; Hamulning neslidin bolghan Hamul jemeti.
22 Bular Yehudaning jemetliri bolup, ular jemet boyiche sanaqtin ötküzülgende jemiy yetmish alte ming besh yüz adem chiqti.
23 Issakarning ewladliri, jemet boyiche, Tolaning neslidin bolghan Tola jemeti; Puahning neslidin bolghan Puah jemeti;
24 Yashubning neslidin bolghan Yashub jemeti; Shimronning neslidin bolghan Shimron jemeti.
25 Bular Issakarning jemetliri bolup, ular jemet boyiche sanaqtin ötküzülgende jemiy atmish töt ming üch yüz adem chiqti.
26 Zebulunning ewladliri, jemeti boyiche, Seredning neslidin bolghan Sered jemeti; Élon neslidin bolghan Élon jemeti; Jahliyelning neslidin bolghan Jahliyel jemeti.
27 Bular Zebulunning jemetliri bolup, ular jemet boyiche sanaqtin ötküzülgende jemiy atmish ming besh yüz adem chiqti.
28 Yüsüpning oghulliri: — jemet boyiche, Manasseh bilen Efraim idi.
29 Manassehning ewladliri: — Makirning neslidin bolghan Makir jemeti (Makirdin Giléad törelgen), Giléadning neslidin bolghan Giléad jemeti idi.
30 Töwendikiler Giléadning ewladliri: — Yeezerning neslidin bolghan Yeezer jemeti; Helekning neslidin bolghan Helek jemeti;
31 Asriyelning neslidin bolghan Asriyel jemeti; Shekemning neslidin bolghan Shekem jemeti;
32 Shemidaning neslidin bolghan Shemida jemeti; Heferning neslidin bolghan Hefer jemeti.
33 Heferning oghli Zelofihad oghul perzent körmey qiz perzent körgen; Zelofihadning qizlirining ismi Mahlah, Noah, Hoglah, Milkah, Tirzah idi.
34 Bular Manassehning jemetliri bolup, sanaqtin ötküzülgende jemiy ellik ikki ming yette yüz adem chiqti.
35 Töwendikiler Efraimning ewladliri, jemeti boyiche: — Shutilahning neslidin bolghan Shutilah jemeti; Bekerning neslidin bolghan Beker jemeti; Tahanning neslidin bolghan Tahan jemeti.
36 Shutilaning ewladliri Éranning neslidin bolghan Éran jemeti.
37 Mana bular Efraim ewladlirining jemetliri bolup, herqaysi jemetler boyiche sanaqtin ötküzülgende jemiy ottuz ikki ming besh yüz adem chiqti. Jemetliri boyiche, ularning hemmisi Yüsüpning ewladliri idi.
38 Binyaminning ewladliri, jemeti boyiche, Bélaning neslidin bolghan Béla jemeti; Ashbelning neslidin bolghan Ashbel jemeti; Ahiramning neslidin bolghan Ahiram jemeti;
39 Shefufamning neslidin bolghan Shufam jemeti; Hufamning neslidin bolghan Hufam jemeti.
40 Ard bilen Naaman Bélaning oghulliri idi; Ardning neslidin bolghan Ard jemeti; Naamanning neslidin bolghan Naaman jemeti.
41 Bular Binyaminning ewladliri bolup, jemet boyiche sanaqtin ötküzülgende jemiy qiriq besh ming alte yüz adem chiqti.
42 Töwendikiler Danning ewladliri bolup, jemet boyiche, Shuhamning neslidin bolghan Shuham jemeti; jemet boyiche bular Danning jemetliri idi.
43 Shuhamning hemme jemeti sanaqtin ötküzülgende jemiy atmish töt ming töt yüz adem chiqti.
44 Ashirning ewladliri, jemet boyiche, Yimnahning neslidin bolghan Yimnah jemeti; Yéshwining neslidin bolghan Yéshwi jemeti; Bériyahning neslidin bolghan Bériyah jemeti.
45 Bériyahning ewladliri, jemet boyiche, Heberning neslidin bolghan Heber jemeti; Malkielning neslidin bolghan Malkiel jemeti.
46 Ashirning qizining ismi Sérah idi.
47 Bular Ashir ewladlirining jemetliri bolup, ular jemet boyiche sanaqtin ötküzülgende jemiy ellik üch ming töt yüz adem chiqti.
48 Naftalining ewladliri, jemet boyiche, Yahzielning neslidin bolghan Yahziel jemeti; Gunining neslidin bolghan Guni jemeti;
49 Yezerning neslidin bolghan Yezer jemeti; Shillemning neslidin bolghan Shillem jemeti.
50 Bular Naftalining jemetliri bolup, jemet boyiche sanaqtin ötküzülgende jemiy qiriq besh ming töt yüz adem chiqti.
Chöl-bayawandiki seper 26 in Muqeddes Kalam (latin yéziq)

Qɵl-bayawandiki sǝpǝr 26:6-50 in Muⱪeddes Kalam (yǝngi yeziⱪ)

6 Ⱨǝzron nǝslidin bolƣan Ⱨǝzron jǝmǝti; Karmi nǝslidin bolƣan Karmi jǝmǝti.
7 Bular Rubǝnning jǝmǝtliri bolup, ulardin sanaⱪtin ɵtküzülgini jǝmiy ⱪiriⱪ üq ming yǝttǝ yüz ottuz kixi boldi.
8 Palluning oƣli Eliab;
9 Eliabning oƣulliri Nimuǝl, Datan, Abiram idi. Datan bilǝn Abiram ǝslidǝ jamaǝt iqidin qaⱪirilƣan mɵtiwǝrlǝr bolsimu, Koraⱨ guruⱨidikilǝr Pǝrwǝrdigar bilǝn takallaxⱪanda, ular bilǝn birlixip Musa wǝ Ⱨarun bilǝn takallaxⱪanidi.  
10 Yǝr aƣzini eqip ularni Koraⱨ bilǝn birgǝ yutup kǝtkǝn; xu qaƣda Koraⱨ guruⱨidikilǝrning ⱨǝmmisi ɵlgǝn; baxⱪilarƣa ibrǝt bolsun dǝp, ot uning ikki yüz ǝllik adimini yutup kǝtkǝn.
11 Lekin Koraⱨning ǝwladliri ɵlüp kǝtmigǝn.
12 Ximeonning ǝwladliri, jǝmǝt boyiqǝ, Nǝmuǝlning nǝslidin bolƣan Nǝmuǝl jǝmǝti; Yamin nǝslidin bolƣan Yamin jǝmǝti; Yaⱪin nǝslidin bolƣan Yaⱪin jǝmǝti;
13 Zǝraⱨ nǝslidin bolƣan Zǝraⱨ jǝmǝti; Saul nǝslidin bolƣan Saul jǝmǝti.
14 Bular Ximeonning jǝmǝtliri bolup, jǝmiy yigirmǝ ikki ming ikki yüz adǝm qiⱪti.
15 Gad ⱪǝbilisidin, jǝmǝt boyiqǝ, Zǝfon nǝslidin bolƣan Zǝfon jǝmǝti; Ⱨaggi nǝslidin bolƣan Ⱨaggi jǝmǝti; xuni nǝslidin bolƣan xuni jǝmǝti;
16 Ozni nǝslidin bolƣan Ozni jǝmǝti; eri nǝslidin bolƣan eri jǝmǝti;
17 Arod nǝslidin bolƣan Arod jǝmǝti; Arǝli nǝslidin bolƣan Arǝli jǝmǝti.
18 Bular Gad ǝwladlirining jǝmǝtliri bolup, ular jǝmǝtliri boyiqǝ sanaⱪtin ɵtküzülgǝndǝ jǝmiy ⱪiriⱪ ming bǝx yüz adǝm qiⱪti.
19 Yǝⱨudaning oƣulliri Er bilǝn Onan idi; bu ikkisi Ⱪanaan zeminida ɵlüp kǝtkǝn.
20 Yǝⱨudaning ǝwladliri, jǝmǝti boyiqǝ, Xilaⱨning nǝslidin bolƣan Xilaⱨ jǝmǝti; Pǝrǝzning nǝslidin bolƣan Pǝrǝz jǝmǝti; Zǝraⱨning nǝslidin bolƣan Zǝraⱨ jǝmǝti.
21 Pǝrǝzning ǝwladliri Ⱨǝzronning nǝslidin bolƣan Ⱨǝzron jǝmǝti; Ⱨamulning nǝslidin bolƣan Ⱨamul jǝmǝti.
22 Bular Yǝⱨudaning jǝmǝtliri bolup, ular jǝmǝt boyiqǝ sanaⱪtin ɵtküzülgǝndǝ jǝmiy yǝtmix altǝ ming bǝx yüz adǝm qiⱪti.
23 Issakarning ǝwladliri, jǝmǝt boyiqǝ, Tolaning nǝslidin bolƣan Tola jǝmǝti; Puaⱨning nǝslidin bolƣan Puaⱨ jǝmǝti;
24 Yaxubning nǝslidin bolƣan Yaxub jǝmǝti; Ximronning nǝslidin bolƣan Ximron jǝmǝti.
25 Bular Issakarning jǝmǝtliri bolup, ular jǝmǝt boyiqǝ sanaⱪtin ɵtküzülgǝndǝ jǝmiy atmix tɵt ming üq yüz adǝm qiⱪti.
26 Zǝbulunning ǝwladliri, jǝmǝti boyiqǝ, Sǝrǝdning nǝslidin bolƣan Sǝrǝd jǝmǝti; Elon nǝslidin bolƣan Elon jǝmǝti; Jaⱨliyǝlning nǝslidin bolƣan Jaⱨliyǝl jǝmǝti.
27 Bular Zǝbulunning jǝmǝtliri bolup, ular jǝmǝt boyiqǝ sanaⱪtin ɵtküzülgǝndǝ jǝmiy atmix ming bǝx yüz adǝm qiⱪti.
28 Yüsüpning oƣulliri: — jǝmǝt boyiqǝ, Manassǝⱨ bilǝn Əfraim idi.
29 Manassǝⱨning ǝwladliri: — Makirning nǝslidin bolƣan Makir jǝmǝti (Makirdin Gilead tɵrǝlgǝn), Gileadning nǝslidin bolƣan Gilead jǝmǝti idi.
30 Tɵwǝndikilǝr Gileadning ǝwladliri: — Yǝǝzǝrning nǝslidin bolƣan Yǝǝzǝr jǝmǝti; Ⱨǝlǝkning nǝslidin bolƣan Ⱨǝlǝk jǝmǝti;
31 Asriyǝlning nǝslidin bolƣan Asriyǝl jǝmǝti; Xǝkǝmning nǝslidin bolƣan Xǝkǝm jǝmǝti;
32 Xǝmidaning nǝslidin bolƣan Xǝmida jǝmǝti; Ⱨǝfǝrning nǝslidin bolƣan Ⱨǝfǝr jǝmǝti.
33 Ⱨǝfǝrning oƣli Zǝlofiⱨad oƣul pǝrzǝnt kɵrmǝy ⱪiz pǝrzǝnt kɵrgǝn; Zǝlofiⱨadning ⱪizlirining ismi Maⱨlaⱨ, Noaⱨ, Ⱨoglaⱨ, Milkaⱨ, Tirzaⱨ idi.
34 Bular Manassǝⱨning jǝmǝtliri bolup, sanaⱪtin ɵtküzülgǝndǝ jǝmiy ǝllik ikki ming yǝttǝ yüz adǝm qiⱪti.
35 Tɵwǝndikilǝr Əfraimning ǝwladliri, jǝmǝti boyiqǝ: — Xutilaⱨning nǝslidin bolƣan Xutilaⱨ jǝmǝti; Bǝkǝrning nǝslidin bolƣan Bǝkǝr jǝmǝti; Taⱨanning nǝslidin bolƣan Taⱨan jǝmǝti.
36 Xutilaning ǝwladliri Eranning nǝslidin bolƣan Eran jǝmǝti.
37 Mana bular Əfraim ǝwladlirining jǝmǝtliri bolup, ⱨǝrⱪaysi jǝmǝtlǝr boyiqǝ sanaⱪtin ɵtküzülgǝndǝ jǝmiy ottuz ikki ming bǝx yüz adǝm qiⱪti. Jǝmǝtliri boyiqǝ, ularning ⱨǝmmisi Yüsüpning ǝwladliri idi.
38 Binyaminning ǝwladliri, jǝmǝti boyiqǝ, Belaning nǝslidin bolƣan Bela jǝmǝti; Axbǝlning nǝslidin bolƣan Axbǝl jǝmǝti; Aⱨiramning nǝslidin bolƣan Aⱨiram jǝmǝti;
39 Xǝfufamning nǝslidin bolƣan Xufam jǝmǝti; Ⱨufamning nǝslidin bolƣan Ⱨufam jǝmǝti.
40 Ard bilǝn Naaman Belaning oƣulliri idi; Ardning nǝslidin bolƣan Ard jǝmǝti; Naamanning nǝslidin bolƣan Naaman jǝmǝti.
41 Bular Binyaminning ǝwladliri bolup, jǝmǝt boyiqǝ sanaⱪtin ɵtküzülgǝndǝ jǝmiy ⱪiriⱪ bǝx ming altǝ yüz adǝm qiⱪti.
42 Tɵwǝndikilǝr Danning ǝwladliri bolup, jǝmǝt boyiqǝ, Xuⱨamning nǝslidin bolƣan Xuⱨam jǝmǝti; jǝmǝt boyiqǝ bular Danning jǝmǝtliri idi.
43 Xuⱨamning ⱨǝmmǝ jǝmǝti sanaⱪtin ɵtküzülgǝndǝ jǝmiy atmix tɵt ming tɵt yüz adǝm qiⱪti.
44 Axirning ǝwladliri, jǝmǝt boyiqǝ, Yimnaⱨning nǝslidin bolƣan Yimnaⱨ jǝmǝti; Yexwining nǝslidin bolƣan Yexwi jǝmǝti; Beriyaⱨning nǝslidin bolƣan Beriyaⱨ jǝmǝti.
45 Beriyaⱨning ǝwladliri, jǝmǝt boyiqǝ, Ⱨǝbǝrning nǝslidin bolƣan Ⱨǝbǝr jǝmǝti; Malkiǝlning nǝslidin bolƣan Malkiǝl jǝmǝti.
46 Axirning ⱪizining ismi Seraⱨ idi.
47 Bular Axir ǝwladlirining jǝmǝtliri bolup, ular jǝmǝt boyiqǝ sanaⱪtin ɵtküzülgǝndǝ jǝmiy ǝllik üq ming tɵt yüz adǝm qiⱪti.
48 Naftalining ǝwladliri, jǝmǝt boyiqǝ, Yaⱨziǝlning nǝslidin bolƣan Yaⱨziǝl jǝmǝti; Gunining nǝslidin bolƣan Guni jǝmǝti;
49 Yǝzǝrning nǝslidin bolƣan Yǝzǝr jǝmǝti; Xillǝmning nǝslidin bolƣan Xillǝm jǝmǝti.
50 Bular Naftalining jǝmǝtliri bolup, jǝmǝt boyiqǝ sanaⱪtin ɵtküzülgǝndǝ jǝmiy ⱪiriⱪ bǝx ming tɵt yüz adǝm qiⱪti.
Qɵl-bayawandiki sǝpǝr 26 in Muⱪeddes Kalam (yǝngi yeziⱪ)