Text copied!
Bibles in Uighur

چۆل‭-‬باياۋاندىكى‭ ‬سەپەر 18:8-32 in Uighur

Help us?

چۆل‭-‬باياۋاندىكى‭ ‬سەپەر 18:8-32 in مۇقېددېس‭ ‬كالام (‭‬يەنگى‭ ‬يېزىق‭ ‬ )

8 پەرۋەردىگار ھارۇنغا مۇنداق دېدى‫‪:‬‬ — مەن ماڭا سۇنۇلغان كۆتۈرمە ھەدىيەلەرنى، يەنى ئىسرائ‍ىللار ماڭا مۇقەددەس دەپ ئاتىغان بارلىق نەرسىلەرنى ئۈلۈشۈڭلار بولسۇن دەپ، مانا مەڭگۈلۈك بەلگىلىمە بىلەن ساڭا ۋە سېنىڭ ئەۋلادلىرىڭغا تەقدىم قىلدىم.
9 ئىسرائ‍ىللار ئوتتا سۇنىدىغان، «ئەڭ مۇقەددەس» نەرسىلەردىن سىلەرگە مۇنۇلار قالدۇرۇپ بېرىلىدۇ‫‪:‬‬ — ئۇلارنىڭ ماڭا ئاتاپ سۇنغان بارلىق نەرسىلىرى، يەنى بارلىق ئاشلىق ھەدىيەلەردىن، بارلىق گۇناھ قۇربانلىقلىرىدىن، بارلىق ئىتائەتسىزلىك قۇربانلىقلىرىدىن «ئەڭ مۇقەددەس» ھېسابلانغانلىرى، ساڭا ۋە ئەۋلادلىرىڭغا ئاتا قىلىنىدۇ.
10 سەن شۇ ئۈلۈشۈڭنى «ئەڭ مۇقەددەس» سۈپىتىدە يېگىن، سىلەردىن بولغان ھەربىر ئەر كىشى ئۇنى يېسۇن؛ ئۇ ساڭا «ئەڭ مۇقەددەس» دەپ بىلىنسۇن.
11 مۇنۇلارمۇ سېنىڭ بولىدۇ‫‪:‬‬ — ئىسرائ‍ىللارنىڭ سوۋغاتلىرى ئىچىدىن كۆتۈرمە ھەدىيەلەر، بارلىق پۇلاڭلاتما ھەدىيەلەر سېنىڭ؛ مەن ئۇلارنى ساڭا، شۇنداقلا ئوغۇللىرىڭ بىلەن قىزلىرىڭغا مەڭگۈلۈك بەلگىلىمە بىلەن تەقدىم قىلدىم؛ سېنىڭ ئۆيۈڭدىكى ھەربىر پاك ئادەم ئۇنىڭدىن يېسە بولىدۇ.
12 زەيتۇن مېيىدىن ئەڭ ئېسىلىنى، يېڭى شارابتىن ئەڭ ئېسىلىنى، شۇنداقلا ئاشلىقتىن ئەڭ ئېسىلىنى، يەنى ئىسرائ‍ىللار پەرۋەردىگارغا ئاتاپ سۇنغان دەسلەپكى پىشقان مەھسۇلاتلارنىڭ ھەممىسىنى مەن ساڭا تەقدىم قىلىپ بەردىم.
13 ئۇلار يەردىن ئېلىپ پەرۋەردىگارغا ئاتاپ ئەكەلگەن دەسلەپكى پىشقان نەرسىلەرنىڭ ھەممىسى سېنىڭ بولسۇن؛ ئۆيۈڭدىكى ھەربىر پاك ئادەم ئۇنىڭدىن يېسە بولىدۇ.
14 ئىسرائىلدا خۇداغا مۇتلەق ئاتىلىدىغان ھەربىر نەرسە سېنىڭ بولىدۇ.
15 ئۇلار پەرۋەردىگارغا ئاتاپ كەلتۈرىدىغان بارلىق جانىۋارلارنىڭ تۇنجىلىرى، مەيلى ئىنسان ياكى ئۇلاغ‫‪‎-‎‬‬چارپاي بولسۇن سېنىڭ بولىدۇ؛ ھالبۇكى، ئىنسانلارنىڭ تۇنجىلىرىنى بولسا ئۇلارنى تۆلەم تۆلەپ ياندۇرۇۋالسۇن ۋە ناپاك ھايۋانلارنىڭ تۇنجىلىرىنى تۆلەم تۆلەپ ياندۇرۇۋالسۇن.  
16 تۆلەم تۆلەش كېرەك بولغانلار ئۈچۈن يېشى بىر ئايلىقتىن ئاشقاندا تۆلەم پۇلى تۆلەنسۇن؛ ئۇلارغا سەن توختاتقان باھا بويىچە، يەنى مۇقەددەس جايدىكى شەكەلنىڭ ئۆلچەم بىرلىكى بويىچە ‹بىر شەكەل يىگىرمە گەراھدۇر› باھا قويۇپ، بەش كۈمۈش شەكەل ئال.
17 پەقەت تۇنجى كالا، تۇنجى قوي ياكى تۇنجى ئوغلاققا تۆلەم ئالساڭ بولمايدۇ؛ ئۇلارنىڭ ھەممىسى مۇقەددەستۇر. سەن ئۇلارنىڭ قېنىنى قۇربانگاھقا چېچىپ، مېيىنى پەرۋەردىگارغا ئاتاپ ئوتتا سۇنۇلىدىغان، ئۇنىڭغا خۇشبۇي كەلتۈرىدىغان قۇربانلىق سۈپىتىدە كۆيدۈرگىن.
18 ئۇلارنىڭ گۆشى سېنىڭ بولىدۇ؛ خۇددى «كۆتۈرمە ھەدىيە» قىلىنغان تۆش ۋە ئوڭ ئارقا پۇتىغا ئوخشاش، ساڭا تەۋە بولىدۇ.
19 ئىسرائ‍ىللار پەرۋەردىگارغا ئاتاپ سۇنغان مۇقەددەس نەرسىلەر ئىچىدىكى كۆتۈرمە ھەدىيە‫‪‎-‎‬‬قۇربانلىقنىڭ ھەممىسىنى مەن ساڭا ۋە سېنىڭ بىلەن بىللە تۇرۇۋاتقان ئوغۇل‫‪‎-‎‬‬قىزلىرىڭغا مەڭگۈلۈك بەلگىلىمە بىلەن تەقدىم قىلدىم. بۇ پەرۋەردىگار ئالدىدا ساڭا ۋە سېنىڭ بىلەن بىللە تۇرۇۋاتقان ئەۋلادلىرىڭ ئۈچۈن مەڭگۈلۈك تۇزلۇق ئەھدە بولىدۇ.
20 پەرۋەردىگار ھارۇنغا مۇنداق دېدى‫‪:‬‬ — ئىسرائىل زېمىنىدا سېنىڭ ھېچقانداق مىراسىڭ بولمايدۇ، ئۇلارنىڭ ئارىسىدىمۇ ھېچقانداق نېسىۋەڭ بولمايدۇ؛ ئىسرائ‍ىللار ئارىسىدا مانا مەن ئۆزۈم سېنىڭ نېسىۋەڭ، سېنىڭ مىراسىڭدۇرمەن.
21 لاۋىيلارغا بولسا، ئۇلارنىڭ ئۆتەيدىغان خىزمەتلىرى، يەنى جامائەت چېدىرىدىكى خىزمىتى ئۈچۈن، مانا مەن ئىسرائىلدا تەقدىم قىلىنغان بارلىق «ئوندىن بىر ئۈلۈش»نىڭ ھەممىسىنى ئۇلارغا مىراس قىلىپ بەرگەنمەن.
22 بۇنىڭدىن كېيىن، گۇناھكار بولۇپ ئۆلۈپ كەتمەسلىكى ئۈچۈن، ئىسرائ‍ىللار جامائەت چېدىرىغا يېقىنلاشمىسۇن.
23 جامائەت چېدىرىدىكى خىزمەتنى بولسا، ئۇنى ئۆتىگۈچىلەر پەقەت لاۋىيلارلا بولىدۇ ۋە شۇ ئىشتا بولغان گۇناھىنى ئۆزلىرى ئۈستىگە ئالىدۇ، بۇ سىلەر ئۈچۈن ئەۋلادمۇ‫‪‎-‎‬‬ئەۋلاد مەڭگۈلۈك بىر بەلگىلىمە بولىدۇ؛ ئۇلارنىڭ ئىسرائ‍ىللارنىڭ ئىچىدە ھېچقانداق مىراسى بولمايدۇ.
24 چۈنكى ئىسرائ‍ىللارنىڭ پەرۋەردىگارغا ئاتاپ كۆتۈرمە ھەدىيە سۈپىتىدە سۇنغان «ئوندىن بىر ئۈلۈش»نى لاۋىيلارغا مىراس قىلىپ تەقدىم قىلىدىغان بولدۇم؛ شۇڭا مەن ئۇلار توغرۇلۇق‫‪:‬‬ ئىسرائ‍ىللار ئىچىدە ھېچقانداق مىراسى بولسا بولمايدۇ، — دېدىم.
25 پەرۋەردىگار مۇساغا مۇنداق دېدى‫‪:‬‬ —
26 سەن لاۋىيلارغا ئېيتقىن‫‪:‬‬ «سىلەر ئىسرائ‍ىللارنىڭ قولىدىن مەن سىلەرگە مىراس بولسۇن دەپ تەقدىم قىلغان «ئوندىن بىر ئۈلۈش»نى ئالغان ئىكەنسىلەر، سىلەر شۇ ئوندىن بىر ئۈلۈشنىڭ يەنە ئوندىن بىر ئۈلۈشىنى ئايرىپ، ئۇنى پەرۋەردىگارغا ئاتاپ كۆتۈرمە ھەدىيە سۈپىتىدە سۇنۇڭلار.
27 بۇ يول بىلەن سىلەرنىڭ شۇ «كۆتۈرمە ھەدىيە»ڭلار سىلەرگە «خاماندىكى ئاشلىقىڭلار»دىن ھەم «شاراب كۆلچىكىدىكى تولۇپ تاشقان شارابىڭلار»دىن ئاتالغانلار ھېسابلىنىدۇ.
28 بۇنداق بولغاندا، سىلەر ئىسرائ‍ىللارنىڭ قولىدىن ئالغان ئوندىن بىر ئۈلۈشنىڭ ھەممىسىدىن پەرۋەردىگارغا ئاتاپ كۆتۈرمە ھەدىيە سۇنىسىلەر؛ سىلەر پەرۋەردىگارغا ئاتىغان شۇ «كۆتۈرمە ھەدىيە»نى كاھىن ھارۇنغا بېرىڭلار.
29 سىلەرگە تەقدىم قىلىنغان بارلىق نەرسىلەردىن ئەڭ ئېسىلىنى ئېلىپ شۇلارنى مۇقەددەس ھېسابلاپ «پەرۋەردىگارغا ئاتالغان تولۇق كۆتۈرمە ھەدىيە» سۈپىتىدە سۇنۇڭلار».
30 شۇڭا سەن لاۋىيلارغا ئېيتقىنكى، «سىلەر شۇلاردىن ئەڭ ئېسىلىنى كۆتۈرۈپ سۇنساڭلار، بۇ سىلەر لاۋىيلارنىڭ خاماندىكى ئاشلىقىڭلار ۋە شاراب كۆلچىكىدىكى شارابىڭلارغا ئوخشاش ھېسابلىنىدۇ.
31 شۇنداق قىلغاندىن كېيىن سىلەر ۋە ئۆيدىكىلىرىڭلار شۇ «ئوندىن بىر ئۈلۈش»لەرنى خالىغان يەردە يېسەڭلار بولىدۇ، چۈنكى بۇ سىلەرنىڭ جامائەت چېدىرىدىكى خىزمىتىڭلارنىڭ ئىنئامى بولىدۇ؛
32 سىلەر شۇ ئۈلۈشلەردىن ئەڭ ئېسىلىنى كۆتۈرۈپ سۇنساڭلار، مۇشۇ ئىشىڭلار سەۋەبىدىن گۇناھكار بولمايسىلەر. ئۇنداق قىلساڭلار سىلەر ئىسرائ‍ىللار ئاتىغان مۇقەددەس نەرسىلەرنى بۇلغىمايسىلەر، شۇنىڭ بىلەن ئۆلمەيسىلەر».
چۆل‭-‬باياۋاندىكى‭ ‬سەپەر 18 in مۇقېددېس‭ ‬كالام (‭‬يەنگى‭ ‬يېزىق‭ ‬ )

Чөл-баявандики сәпәр 18:8-32 in Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

8 Пәрвәрдигар Һарунға мундақ деди: — Мән Маңа сунулған көтәрмә һәдийәләрни, йәни Исраиллар Маңа муқәддәс дәп атиған барлиқ нәрсиләрни үлүшүңлар болсун дәп, мана мәңгүлүк бәлгүлимә билән саңа вә сениң әвлатлириңға тәқдим қилдим.
9 Исраиллар отта сунидиған, «әң муқәддәс» нәрсиләрдин силәргә мунулар қалдуруп берилиду: — уларниң Маңа атап сунған барлиқ нәрсилири, йәни барлиқ ашлиқ һәдийәләрдин, барлиқ гуна қурбанлиқлиридин, барлиқ итаәтсизлик қурбанлиқлиридин «әң муқәддәс» һесапланғанлири, саңа вә әвлатлириңға ата қилиниду.
10 Сән шу үлүшүңни «әң муқәддәс» сүпитидә йегин, силәрдин болған һәр бир әр киши уни йесун; у саңа «әң муқәддәс» дәп билинсун.
11 Мунуларму сениң болиду: — Исраилларниң соғатлири ичидин көтәрмә һәдийәләр, барлиқ пулаңлатма һәдийәләр сениң; Мән уларни саңа, шундақла оғуллириң билән қизлириңға мәңгүлүк бәлгүлимә билән тәқдим қилдим; сениң өйүңдики һәр бир пак адәм униңдин йесә болиду.
12 Зәйтун мейидин әң есилини, йеңи шараптин әң есилини, шундақла ашлиқтин әң есилини, йәни Исраиллар Пәрвәрдигарға атап сунған дәсләпки пишқан мәһсулатларниң һәммисини Мән саңа тәқдим қилип бәрдим.
13 Улар йәрдин елип Пәрвәрдигарға атап әкәлгән дәсләпки пишқан нәрсиләрниң һәммиси сениң болсун; өйүңдики һәр бир пак адәм униңдин йесә болиду.
14 Исраилда Худаға мутләқ атилидиған һәр бир нәрсә сениң болиду.
15 Улар Пәрвәрдигарға атап кәлтүридиған барлиқ җаниварларниң тунҗилири, мәйли инсан яки улақ-чарпай болсун сениң болиду; һалбуки, инсанларниң тунҗилирини болса уларни төләм төләп яндурувалсун вә напак һайванларниң тунҗилирини төләм төләп яндурувалсун.  
16 Төләм төләш керәк болғанлар үчүн йеши бир айлиқтин ашқанда төләм пули төләнсун; уларға сән тохтатқан баһа бойичә, йәни муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә (бир шәкәл жигирмә гәраһдур) баһа қоюп, бәш күмүч шәкәл ал.
17 Пәқәт тунҗа кала, тунҗа қой яки тунҗа оғлаққа төләм алсаң болмайду; уларниң һәммиси муқәддәстур. Сән уларниң қенини қурбангаһқа чечип, мейини Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған, Униңға хушбуй кәлтүридиған қурбанлиқ сүпитидә көйдүргин.
18 Уларниң гөши сениң болиду; худди «көтәрмә һәдийә» қилинған төш вә оң арқа путиға охшаш, саңа тәвә болиду.
19 Исраиллар Пәрвәрдигарға атап сунған муқәддәс нәрсиләр ичидики көтәрмә һәдийә-қурбанлиқниң һәммисини Мән саңа вә сениң билән биллә туруватқан оғул-қизлириңға мәңгүлүк бәлгүлимә билән тәқдим қилдим. Бу Пәрвәрдигар алдида саңа вә сениң билән биллә туруватқан әвлатлириң үчүн мәңгүлүк тузлуқ әһдә болиду.
20 Пәрвәрдигар Һарунға мундақ деди: — Исраил зиминида сениң һеч қандақ мирасиң болмайду, уларниң арисидиму һеч қандақ несивәң болмайду; Исраиллар арисида мана Мән Өзүм сениң несивәң, сениң мирасиңдурмән.
21 Лавийларға болса, уларниң өтәйдиған хизмәтлири, йәни җамаәт чедиридики хизмити үчүн, мана Мән Исраилда тәқдим қилинған барлиқ «ондин бир үлүш»ниң һәммисини уларға мирас қилип бәргәнмән.
22 Буниңдин кейин, гунакар болуп өлүп кәтмәслиги үчүн, Исраиллар җамаәт чедириға йеқинлашмисун.
23 Җамаәт чедиридики хизмәтни болса, уни өтигүчиләр пәқәт Лавийларла болиду вә шу ишта болған гунайини өзлири үстигә алиду, бу силәр үчүн әвлатму-әвлат мәңгүлүк бир бәлгүлимә болиду; уларниң Исраилларниң ичидә һеч қандақ мираси болмайду.
24 Чүнки Исраилларниң Пәрвәрдигарға атап көтәрмә һәдийә сүпитидә сунған «ондин бир үлүш»ни Лавийларға мирас қилип тәқдим қилидиған болдум; шуңа Мән улар тоғрилиқ: Исраиллар ичидә һеч қандақ мираси болса болмайду, — дедим.
25 Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди: —
26 Сән Лавийларға ейтқин: «Силәр Исраилларниң қолидин Мән силәргә мирас болсун дәп тәқдим қилған «ондин бир үлүш»ни алған екәнсиләр, силәр шу ондин бир үлүшниң йәнә ондин бир үлүшини айрип, уни Пәрвәрдигарға атап көтәрмә һәдийә сүпитидә сунуңлар.
27 Бу йол билән силәрниң шу «көтәрмә һәдийә»ңлар силәргә «хамандики ашлиғиңлар»дин һәм «шарап көлчигидики толуп ташқан шарабиңлар»дин аталғанлар һесаплиниду.
28 Бундақ болғанда, силәр Исраилларниң қолидин алған ондин бир үлүшниң һәммисидин Пәрвәрдигарға атап көтәрмә һәдийә сунисиләр; силәр Пәрвәрдигарға атиған шу «көтәрмә һәдийә»ни каһин Һарунға бериңлар.
29 Силәргә тәқдим қилинған барлиқ нәрсиләрдин әң есилини елип шуларни муқәддәс һесаплап «Пәрвәрдигарға аталған толуқ көтәрмә һәдийә» сүпитидә сунуңлар».
30 Шуңа сән Лавийларға ейтқинки, «Силәр шулардин әң есилини көтирип сунсаңлар, бу силәр Лавийларниң хамандики ашлиғиңлар вә шарап көлчигидики шарабиңларға охшаш һесаплиниду.
31 Шундақ қилғандин кейин силәр вә өйдикилириңлар шу «ондин бир үлүш»ләрни халиған йәрдә йесәңлар болиду, чүнки бу силәрниң җамаәт чедиридики хизмитиңларниң инъами болиду;
32 Силәр шу үлүшләрдин әң есилини көтирип сунсаңлар, мошу ишиңлар сәвәвидин гунакар болмайсиләр. Ундақ қилсаңлар силәр Исраиллар атиған муқәддәс нәрсиләрни булғимайсиләр, шуниң билән өлмәйсиләр».
Чөл-баявандики сәпәр 18 in Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

Chöl-bayawandiki seper 18:8-32 in Muqeddes Kalam (latin yéziq)

8 Perwerdigar Harun'gha mundaq dédi: — Men Manga sunulghan kötürme hediyelerni, yeni Israillar Manga muqeddes dep atighan barliq nersilerni ülüshünglar bolsun dep, mana menggülük belgilime bilen sanga we séning ewladliringgha teqdim qildim.
9 Israillar otta sunidighan, «eng muqeddes» nersilerdin silerge munular qaldurup bérilidu: — ularning Manga atap sun'ghan barliq nersiliri, yeni barliq ashliq hediyelerdin, barliq gunah qurbanliqliridin, barliq itaetsizlik qurbanliqliridin «eng muqeddes» hésablan'ghanliri, sanga we ewladliringgha ata qilinidu.
10 Sen shu ülüshüngni «eng muqeddes» süpitide yégin, silerdin bolghan herbir er kishi uni yésun; u sanga «eng muqeddes» dep bilinsun.
11 Munularmu séning bolidu: — Israillarning sowghatliri ichidin kötürme hediyeler, barliq pulanglatma hediyeler séning; Men ularni sanga, shundaqla oghulliring bilen qizliringgha menggülük belgilime bilen teqdim qildim; séning öyüngdiki herbir pak adem uningdin yése bolidu.
12 Zeytun méyidin eng ésilini, yéngi sharabtin eng ésilini, shundaqla ashliqtin eng ésilini, yeni Israillar Perwerdigargha atap sun'ghan deslepki pishqan mehsulatlarning hemmisini Men sanga teqdim qilip berdim.
13 Ular yerdin élip Perwerdigargha atap ekelgen deslepki pishqan nersilerning hemmisi séning bolsun; öyüngdiki herbir pak adem uningdin yése bolidu.
14 Israilda Xudagha mutleq atilidighan herbir nerse séning bolidu.
15 Ular Perwerdigargha atap keltüridighan barliq janiwarlarning tunjiliri, meyli insan yaki ulagh-charpay bolsun séning bolidu; halbuki, insanlarning tunjilirini bolsa ularni tölem tölep yanduruwalsun we napak haywanlarning tunjilirini tölem tölep yanduruwalsun.  
16 Tölem tölesh kérek bolghanlar üchün yéshi bir ayliqtin ashqanda tölem puli tölensun; ulargha sen toxtatqan baha boyiche, yeni muqeddes jaydiki shekelning ölchem birliki boyiche (bir shekel yigirme gerahdur) baha qoyup, besh kümüsh shekel al.
17 Peqet tunji kala, tunji qoy yaki tunji oghlaqqa tölem alsang bolmaydu; ularning hemmisi muqeddestur. Sen ularning qénini qurban'gahqa chéchip, méyini Perwerdigargha atap otta sunulidighan, Uninggha xushbuy keltüridighan qurbanliq süpitide köydürgin.
18 Ularning göshi séning bolidu; xuddi «kötürme hediye» qilin'ghan tösh we ong arqa putigha oxshash, sanga tewe bolidu.
19 Israillar Perwerdigargha atap sun'ghan muqeddes nersiler ichidiki kötürme hediye-qurbanliqning hemmisini Men sanga we séning bilen bille turuwatqan oghul-qizliringgha menggülük belgilime bilen teqdim qildim. Bu Perwerdigar aldida sanga we séning bilen bille turuwatqan ewladliring üchün menggülük tuzluq ehde bolidu.
20 Perwerdigar Harun'gha mundaq dédi: — Israil zéminida séning héchqandaq mirasing bolmaydu, ularning arisidimu héchqandaq nésiweng bolmaydu; Israillar arisida mana Men Özüm séning nésiweng, séning mirasingdurmen.
21 Lawiylargha bolsa, ularning öteydighan xizmetliri, yeni jamaet chédiridiki xizmiti üchün, mana Men Israilda teqdim qilin'ghan barliq «ondin bir ülüsh»ning hemmisini ulargha miras qilip bergenmen.
22 Buningdin kéyin, gunahkar bolup ölüp ketmesliki üchün, Israillar jamaet chédirigha yéqinlashmisun.
23 Jamaet chédiridiki xizmetni bolsa, uni ötigüchiler peqet Lawiylarla bolidu we shu ishta bolghan gunahini özliri üstige alidu, bu siler üchün ewladmu-ewlad menggülük bir belgilime bolidu; ularning Israillarning ichide héchqandaq mirasi bolmaydu.
24 Chünki Israillarning Perwerdigargha atap kötürme hediye süpitide sun'ghan «ondin bir ülüsh»ni Lawiylargha miras qilip teqdim qilidighan boldum; shunga Men ular toghruluq: Israillar ichide héchqandaq mirasi bolsa bolmaydu, — dédim.
25 Perwerdigar Musagha mundaq dédi: —
26 Sen Lawiylargha éytqin: «Siler Israillarning qolidin Men silerge miras bolsun dep teqdim qilghan «ondin bir ülüsh»ni alghan ikensiler, siler shu ondin bir ülüshning yene ondin bir ülüshini ayrip, uni Perwerdigargha atap kötürme hediye süpitide sununglar.
27 Bu yol bilen silerning shu «kötürme hediye»nglar silerge «xamandiki ashliqinglar»din hem «sharab kölchikidiki tolup tashqan sharabinglar»din atalghanlar hésablinidu.
28 Bundaq bolghanda, siler Israillarning qolidin alghan ondin bir ülüshning hemmisidin Perwerdigargha atap kötürme hediye sunisiler; siler Perwerdigargha atighan shu «kötürme hediye»ni kahin Harun'gha béringlar.
29 Silerge teqdim qilin'ghan barliq nersilerdin eng ésilini élip shularni muqeddes hésablap «Perwerdigargha atalghan toluq kötürme hediye» süpitide sununglar».
30 Shunga sen Lawiylargha éytqinki, «Siler shulardin eng ésilini kötürüp sunsanglar, bu siler Lawiylarning xamandiki ashliqinglar we sharab kölchikidiki sharabinglargha oxshash hésablinidu.
31 Shundaq qilghandin kéyin siler we öydikiliringlar shu «ondin bir ülüsh»lerni xalighan yerde yésenglar bolidu, chünki bu silerning jamaet chédiridiki xizmitinglarning inami bolidu;
32 Siler shu ülüshlerdin eng ésilini kötürüp sunsanglar, mushu ishinglar sewebidin gunahkar bolmaysiler. Undaq qilsanglar siler Israillar atighan muqeddes nersilerni bulghimaysiler, shuning bilen ölmeysiler».
Chöl-bayawandiki seper 18 in Muqeddes Kalam (latin yéziq)

Qɵl-bayawandiki sǝpǝr 18:8-32 in Muⱪeddes Kalam (yǝngi yeziⱪ)

8 Pǝrwǝrdigar Ⱨarunƣa mundaⱪ dedi: — Mǝn Manga sunulƣan kɵtürmǝ ⱨǝdiyǝlǝrni, yǝni Israillar Manga muⱪǝddǝs dǝp atiƣan barliⱪ nǝrsilǝrni ülüxünglar bolsun dǝp, mana mǝnggülük bǝlgilimǝ bilǝn sanga wǝ sening ǝwladliringƣa tǝⱪdim ⱪildim.
9 Israillar otta sunidiƣan, «ǝng muⱪǝddǝs» nǝrsilǝrdin silǝrgǝ munular ⱪaldurup berilidu: — ularning Manga atap sunƣan barliⱪ nǝrsiliri, yǝni barliⱪ axliⱪ ⱨǝdiyǝlǝrdin, barliⱪ gunaⱨ ⱪurbanliⱪliridin, barliⱪ itaǝtsizlik ⱪurbanliⱪliridin «ǝng muⱪǝddǝs» ⱨesablanƣanliri, sanga wǝ ǝwladliringƣa ata ⱪilinidu.
10 Sǝn xu ülüxüngni «ǝng muⱪǝddǝs» süpitidǝ yegin, silǝrdin bolƣan ⱨǝrbir ǝr kixi uni yesun; u sanga «ǝng muⱪǝddǝs» dǝp bilinsun.
11 Munularmu sening bolidu: — Israillarning sowƣatliri iqidin kɵtürmǝ ⱨǝdiyǝlǝr, barliⱪ pulanglatma ⱨǝdiyǝlǝr sening; Mǝn ularni sanga, xundaⱪla oƣulliring bilǝn ⱪizliringƣa mǝnggülük bǝlgilimǝ bilǝn tǝⱪdim ⱪildim; sening ɵyüngdiki ⱨǝrbir pak adǝm uningdin yesǝ bolidu.
12 Zǝytun meyidin ǝng esilini, yengi xarabtin ǝng esilini, xundaⱪla axliⱪtin ǝng esilini, yǝni Israillar Pǝrwǝrdigarƣa atap sunƣan dǝslǝpki pixⱪan mǝⱨsulatlarning ⱨǝmmisini Mǝn sanga tǝⱪdim ⱪilip bǝrdim.
13 Ular yǝrdin elip Pǝrwǝrdigarƣa atap ǝkǝlgǝn dǝslǝpki pixⱪan nǝrsilǝrning ⱨǝmmisi sening bolsun; ɵyüngdiki ⱨǝrbir pak adǝm uningdin yesǝ bolidu.
14 Israilda Hudaƣa mutlǝⱪ atilidiƣan ⱨǝrbir nǝrsǝ sening bolidu.
15 Ular Pǝrwǝrdigarƣa atap kǝltüridiƣan barliⱪ janiwarlarning tunjiliri, mǝyli insan yaki ulaƣ-qarpay bolsun sening bolidu; ⱨalbuki, insanlarning tunjilirini bolsa ularni tɵlǝm tɵlǝp yanduruwalsun wǝ napak ⱨaywanlarning tunjilirini tɵlǝm tɵlǝp yanduruwalsun.  
16 Tɵlǝm tɵlǝx kerǝk bolƣanlar üqün yexi bir ayliⱪtin axⱪanda tɵlǝm puli tɵlǝnsun; ularƣa sǝn tohtatⱪan baⱨa boyiqǝ, yǝni muⱪǝddǝs jaydiki xǝkǝlning ɵlqǝm birliki boyiqǝ (bir xǝkǝl yigirmǝ gǝraⱨdur) baⱨa ⱪoyup, bǝx kümüx xǝkǝl al.
17 Pǝⱪǝt tunji kala, tunji ⱪoy yaki tunji oƣlaⱪⱪa tɵlǝm alsang bolmaydu; ularning ⱨǝmmisi muⱪǝddǝstur. Sǝn ularning ⱪenini ⱪurban'gaⱨⱪa qeqip, meyini Pǝrwǝrdigarƣa atap otta sunulidiƣan, Uningƣa huxbuy kǝltüridiƣan ⱪurbanliⱪ süpitidǝ kɵydürgin.
18 Ularning gɵxi sening bolidu; huddi «kɵtürmǝ ⱨǝdiyǝ» ⱪilinƣan tɵx wǝ ong arⱪa putiƣa ohxax, sanga tǝwǝ bolidu.
19 Israillar Pǝrwǝrdigarƣa atap sunƣan muⱪǝddǝs nǝrsilǝr iqidiki kɵtürmǝ ⱨǝdiyǝ-ⱪurbanliⱪning ⱨǝmmisini Mǝn sanga wǝ sening bilǝn billǝ turuwatⱪan oƣul-ⱪizliringƣa mǝnggülük bǝlgilimǝ bilǝn tǝⱪdim ⱪildim. Bu Pǝrwǝrdigar aldida sanga wǝ sening bilǝn billǝ turuwatⱪan ǝwladliring üqün mǝnggülük tuzluⱪ ǝⱨdǝ bolidu.
20 Pǝrwǝrdigar Ⱨarunƣa mundaⱪ dedi: — Israil zeminida sening ⱨeqⱪandaⱪ mirasing bolmaydu, ularning arisidimu ⱨeqⱪandaⱪ nesiwǝng bolmaydu; Israillar arisida mana Mǝn Ɵzüm sening nesiwǝng, sening mirasingdurmǝn.
21 Lawiylarƣa bolsa, ularning ɵtǝydiƣan hizmǝtliri, yǝni jamaǝt qediridiki hizmiti üqün, mana Mǝn Israilda tǝⱪdim ⱪilinƣan barliⱪ «ondin bir ülüx»ning ⱨǝmmisini ularƣa miras ⱪilip bǝrgǝnmǝn.
22 Buningdin keyin, gunaⱨkar bolup ɵlüp kǝtmǝsliki üqün, Israillar jamaǝt qediriƣa yeⱪinlaxmisun.
23 Jamaǝt qediridiki hizmǝtni bolsa, uni ɵtigüqilǝr pǝⱪǝt Lawiylarla bolidu wǝ xu ixta bolƣan gunaⱨini ɵzliri üstigǝ alidu, bu silǝr üqün ǝwladmu-ǝwlad mǝnggülük bir bǝlgilimǝ bolidu; ularning Israillarning iqidǝ ⱨeqⱪandaⱪ mirasi bolmaydu.
24 Qünki Israillarning Pǝrwǝrdigarƣa atap kɵtürmǝ ⱨǝdiyǝ süpitidǝ sunƣan «ondin bir ülüx»ni Lawiylarƣa miras ⱪilip tǝⱪdim ⱪilidiƣan boldum; xunga Mǝn ular toƣruluⱪ: Israillar iqidǝ ⱨeqⱪandaⱪ mirasi bolsa bolmaydu, — dedim.
25 Pǝrwǝrdigar Musaƣa mundaⱪ dedi: —
26 Sǝn Lawiylarƣa eytⱪin: «Silǝr Israillarning ⱪolidin Mǝn silǝrgǝ miras bolsun dǝp tǝⱪdim ⱪilƣan «ondin bir ülüx»ni alƣan ikǝnsilǝr, silǝr xu ondin bir ülüxning yǝnǝ ondin bir ülüxini ayrip, uni Pǝrwǝrdigarƣa atap kɵtürmǝ ⱨǝdiyǝ süpitidǝ sununglar.
27 Bu yol bilǝn silǝrning xu «kɵtürmǝ ⱨǝdiyǝ»nglar silǝrgǝ «hamandiki axliⱪinglar»din ⱨǝm «xarab kɵlqikidiki tolup taxⱪan xarabinglar»din atalƣanlar ⱨesablinidu.
28 Bundaⱪ bolƣanda, silǝr Israillarning ⱪolidin alƣan ondin bir ülüxning ⱨǝmmisidin Pǝrwǝrdigarƣa atap kɵtürmǝ ⱨǝdiyǝ sunisilǝr; silǝr Pǝrwǝrdigarƣa atiƣan xu «kɵtürmǝ ⱨǝdiyǝ»ni kaⱨin Ⱨarunƣa beringlar.
29 Silǝrgǝ tǝⱪdim ⱪilinƣan barliⱪ nǝrsilǝrdin ǝng esilini elip xularni muⱪǝddǝs ⱨesablap «Pǝrwǝrdigarƣa atalƣan toluⱪ kɵtürmǝ ⱨǝdiyǝ» süpitidǝ sununglar».
30 Xunga sǝn Lawiylarƣa eytⱪinki, «Silǝr xulardin ǝng esilini kɵtürüp sunsanglar, bu silǝr Lawiylarning hamandiki axliⱪinglar wǝ xarab kɵlqikidiki xarabinglarƣa ohxax ⱨesablinidu.
31 Xundaⱪ ⱪilƣandin keyin silǝr wǝ ɵydikiliringlar xu «ondin bir ülüx»lǝrni haliƣan yǝrdǝ yesǝnglar bolidu, qünki bu silǝrning jamaǝt qediridiki hizmitinglarning inami bolidu;
32 Silǝr xu ülüxlǝrdin ǝng esilini kɵtürüp sunsanglar, muxu ixinglar sǝwǝbidin gunaⱨkar bolmaysilǝr. Undaⱪ ⱪilsanglar silǝr Israillar atiƣan muⱪǝddǝs nǝrsilǝrni bulƣimaysilǝr, xuning bilǝn ɵlmǝysilǝr».
Qɵl-bayawandiki sǝpǝr 18 in Muⱪeddes Kalam (yǝngi yeziⱪ)