Text copied!
Bibles in Uighur

چۆل‭-‬باياۋاندىكى‭ ‬سەپەر 16:14-43 in Uighur

Help us?

چۆل‭-‬باياۋاندىكى‭ ‬سەپەر 16:14-43 in مۇقېددېس‭ ‬كالام (‭‬يەنگى‭ ‬يېزىق‭ ‬ )

14 ھالبۇكى، سەن بىزنى سۈت بىلەن ھەسەل ئاقىدىغان يۇرتقا باشلاپ كەلمىدىڭ، ئېتىز ۋە ئۈزۈمزارلىقلارنىمۇ بىزگە مىراس قىلىپ بەرمىدىڭ. سەن بۇ خەقنىڭ كۆزىنىمۇ ئويۇۋالماقچىمۇ؟ بىز بارمايمىز! — دېدى.
15 بۇنى ئاڭلاپ مۇسا قاتتىق غەزەپلىنىپ پەرۋەردىگارغا‫‪:‬‬ — ئۇلارنىڭ سوۋغات‫‪‎-‎‬‬ھەدىيەسىگە ئېتىبار قىلمىغايسەن؛ مەن ئۇلارنىڭ ھەتتا بىرەر ئېشىكىنىمۇ تارتىۋالمىدىم، بىرەر ئادىمىگىمۇ ھېچ زىيان‫‪‎-‎‬‬زەخمەت يەتكۈزمىدىم، — دېدى.
16 مۇسا كوراھقا‫‪:‬‬ — ئەتە سەن ۋە سېنىڭ گۇرۇھىڭدىكىلەر — سەن، ئۇلار ۋە ھارۇن پەرۋەردىگارنىڭ ئالدىغا كېلىڭلار.
17 ھەربىرىڭلار ئۆزۈڭلارنىڭ خۇشبۇيدانلىرىڭلارنى ئەكىلىپ ئۇنىڭ ئۈستىگە خۇشبۇينى سېلىڭلار؛ ھەربىرىڭلار ئۆزۈڭلارنىڭ خۇشبۇيدانلىرىڭلارنى، يەنى جەمئىي ئىككى يۈز ئەللىك خۇشبۇيداننى ئېلىپ ئۇنى پەرۋەردىگارنىڭ ھۇزۇرىدا تۇتۇپ تۇرۇڭلار؛ سەنمۇ، ھارۇنمۇ ھەربىرىڭلار ئۆز خۇشبۇيدانلىرىڭلارنى ئېلىپ كېلىڭلار، — دېدى.
18 شۇنىڭ بىلەن ھەربىر ئادەم ئۆزىنىڭ خۇشبۇيدانىنى ئېلىپ، ئوتنى يېقىپ، خۇشبۇي سېلىپ، مۇسا ۋە ھارۇن بىلەن بىرلىكتە جامائەت چېدىرىنىڭ دەرۋازىسى ئالدىدا تۇرۇشتى.
19 كوراھ مۇسا بىلەن ھارۇنغا ھۇجۇم قىلغىلى پۈتۈن جامائەتنى يىغىپ جامائەت چېدىرىنىڭ دەرۋازىسى ئالدىغا كېلىۋىدى، پەرۋەردىگارنىڭ جۇلاسى پۈتكۈل جامائەتكە ئايان بولدى.
20 پەرۋەردىگار مۇسا بىلەن ھارۇنغا سۆز قىلىپ‫‪:‬‬ —
21 سىلەر بۇ خەلقنىڭ ئارىسىدىن نېرى تۇرۇڭلار، مەن كۆز يۇمۇپ ئاچقۇچە ئۇلارنى يۇتۇۋېتىمەن، — دېۋىدى،
22 مۇسا بىلەن ھارۇن دۈم يىقىلىپ‫‪:‬‬ — ئى تەڭرىم، بارلىق ئەت ئىگىلىرىنىڭ روھلىرىنىڭ خۇداسى، بىر ئادەم گۇناھ قىلسا، غەزىپىڭنى پۈتۈن جامائەتكە چاچامسەن؟ — دېدى.
23 پەرۋەردىگار مۇساغا سۆز قىلىپ‫‪:‬‬ —
24 سەن جامائەتكە‫‪:‬‬ «سىلەر كوراھ، داتان ۋە ئابىرامنىڭ تۇرار جايلىرىدىن ئايرىلىپ ئۇلاردىن نېرى كېتىڭلار» — دەپ بۇيرۇق بەر، — دېدى.
25 شۇنىڭ بىلەن مۇسا ئورنىدىن تۇرۇپ داتان بىلەن ئابىرام تەرەپكە قاراپ ماڭدى؛ ئىسرائىل ئاقساقاللىرىمۇ ئۇنىڭغا ئەگىشىپ ماڭدى.
26 مۇسا جامائەتكە‫‪:‬‬ — سىلەردىن ئۆتۈنىمەن، بۇ رەزىل ئادەملەرنىڭ چېدىرلىرىدىن يىراق كېتىڭلار، ئۇلارنىڭ بارلىق گۇناھلىرى سەۋەبىدىن ئۇلار بىلەن بىللە ۋەيران بولماسلىقىڭلار ئۈچۈن ئۇلارنىڭ ھېچنەرسىسىگە قول تەگكۈزمەڭلار، — دېدى.
27 شۇنىڭ بىلەن جامائەت كوراھ، داتان، ئابىرامنىڭ چېدىرلىرىنىڭ تۆت ئەتراپىدىن نېرى كەتتى؛ داتان بىلەن ئابىرام بولسا ئۆز ئاياللىرىنى، ئوغۇل‫‪‎-‎‬‬قىزلىرىنى ۋە بوۋاقلىرىنى ئېلىپ چىقىپ ئۆز چېدىرىنىڭ ئىشىكى ئالدىدا تۇردى.
28 مۇسا‫‪:‬‬ — بۇنىڭدىن سىلەر شۇنى بىلىسىلەركى، بۇ ئىشلارنىڭ ھەممىسى مېنىڭ كۆڭلۈمدىن چىققان ئەمەس، بەلكى پەرۋەردىگار مېنى ئۇلارنى ئادا قىلىشقا ئەۋەتكەن‫‪:‬‬
29 — ئەگەر بۇ ئادەملەرنىڭ ئۆلۈمى ئادەتتىكى ئادەملەرنىڭ ئۆلۈمىگە ئوخشاش بولىدىغان ياكى ئۇلارنىڭ بېشىغا چۈشىدىغان قىسمەتلەر ئادەتتىكى ئادەملەر دۇچار بولىدىغان قىسمەتلەرگە ئوخشاش بولىدىغان بولسا، پەرۋەردىگار مېنى ئەۋەتمىگەن بولاتتى.
30 ئەگەر پەرۋەردىگار يېڭى بىر ئىشنى قىلىپ، يەر ئاغزىنى ئېچىپ ئۇلارنى ۋە ئۇلارنىڭ پۈتۈن نەرسىسىنى يۇتۇپ كېتىشى بىلەن، ئۇلار تىرىكلا تەھتىساراغا چۈشۈپ كەتسە، ئۇ چاغدا سىلەر بۇ ئادەملەرنىڭ پەرۋەردىگارنى مەنسىتمىگەنلىكىنى بىلىپ قالىسىلەر، — دېدى.
31 مۇسانىڭ بۇ گېپى ئاخىرلىشىشى بىلەنلا ئۇلارنىڭ پۇتى ئاستىدىكى يەر يېرىلدى.
32 يەر ئاغزىنى ئېچىپ ئۇلارنى بارلىق ئائىلىسىدىكىلەر بىلەن، شۇنىڭدەك كوراھقا تەۋە ھەممە ئادەملەرنى قويماي تەئەللۇقاتلىرى بىلەن قوشۇپ يۇتۇپ كەتتى.
33 شۇنداق قىلىپ، ئۇلار ۋە ئۇلارنىڭ تەۋەسىدىكىلەرنىڭ ھەممىسى تىرىكلا تەھتىساراغا چۈشۈپ كەتتى، يەر ئۇلارنىڭ ئۈستىدە يېپىلدى. ئۇلار شۇ يول بىلەن جامائەتنىڭ ئارىسىدىن يوقالدى.
34 ئۇلارنىڭ ئەتراپىدا تۇرغان ئىسرائ‍ىللارنىڭ ھەممىسى ئۇلارنىڭ نالىسىنى ئاڭلاپ‫‪:‬‬ «يەر بىزنىمۇ يۇتۇپ كېتەرمىكىن!» دېيىشىپ قېچىشتى.
35 ئاندىن پەرۋەردىگارنىڭ ئالدىدىن بىر ئوت چىقىپ، خۇشبۇي سۇنۇۋاتقان ھېلىقى ئىككى يۈز ئەللىك ئادەمنىمۇ يۇتۇپ كەتتى.
36 پەرۋەردىگار مۇساغا مۇنداق دېدى‫‪:‬‬ —
37 سەن كاھىن ھارۇننىڭ ئوغلى ئەلىئازارغا بۇيرۇغىن، ئۇ خۇشبۇيدانلارنى ئوت ئارىسىدىن تېرىۋېلىپ، چوغلىرىنى يىراقلارغا چېچىۋەتسۇن، چۈنكى ئۇ خۇشبۇيدانلار خۇداغا ئاتالغاندۇر؛
38 شۇڭا ئۆزىنىڭ جېنىغا ئۆزى زامىن بولغان گۇناھكارلارنىڭ خۇشبۇيدانلىرىنى تېرىۋالغىن؛ ئۇلار قۇربانگاھنى قاپلاش ئۈچۈن سوقۇپ نېپىز تۈنىكە قىلىنسۇن، چۈنكى بۇ خۇشبۇيدانلار ئەسلىدە پەرۋەردىگارنىڭ ھۇزۇرىغا سۇنۇلۇپ ئۇنىڭغا ئاتالىپ مۇقەددەس قىلىنغان. شۇنداق قىلىپ ئۇلار كېيىن ئىسرائ‍ىللارغا ئىبرەت بولىدىغان ئىشارەت‫‪‎-‎‬‬بەلگە بولىدۇ.
39 شۇنىڭ بىلەن كاھىن ئەلىئازار ئوتتا كۆيدۈرۈۋېتىلگەنلەر سۇنغان مىس خۇشبۇيدانلارنى تېرىۋالدى؛ ئۇلار قۇربانگاھنى قاپلىتىشقا نېپىز تۈنىكە قىلىپ سوقۇلدى.
40 شۇنىڭ بىلەن قۇربانگاھنىڭ بۇ قاپلىمىسى ھارۇننىڭ ئەۋلادلىرىغا يات ئادەملەرنىڭ خۇددى كوراھ بىلەن ئۇنىڭ گۇرۇھىدىكىلەرگە ئوخشاش قىسمەتكە قالماسلىقى ئۈچۈن، پەرۋەردىگارنىڭ ھۇزۇرىدا خۇشبۇي كۆيدۈرۈشكە يېقىنلاشماسلىقىغا ئىسرائ‍ىللار ئۈچۈن بىر ئەسلەتمە بولدى. بۇ پەرۋەردىگارنىڭ مۇسانىڭ ۋاستىسى بىلەن ئەلىئازارغا بۇيرۇغانلىرىدۇر.
41 ئەتىسى پۈتكۈل ئىسرائىل جامائىتى مۇسا بىلەن ھارۇننىڭ يامان گېپىنى قىلىپ‫‪:‬‬ — سىلەر پەرۋەردىگارنىڭ خەلقىنى ئۆلتۈردۈڭلار، — دەپ غوتۇلداشتى.
42 ۋە شۇنداق بولدىكى، جامائەت مۇسا بىلەن ھارۇنغا ھۇجۇم قىلىشقا يىغىلىۋاتقاندا، جامائەت بۇرۇلۇپ جامائەت چېدىرىغا قارىۋىدى، ۋە مانا، بۇلۇت چېدىرنى قاپلىۋالدى ھەم پەرۋەردىگارنىڭ جۇلاسى ئايان بولدى.
43 شۇنىڭ بىلەن مۇسا بىلەن ھارۇن جامائەت چېدىرىنىڭ ئالدىغا بېرىپ تۇردى.
چۆل‭-‬باياۋاندىكى‭ ‬سەپەر 16 in مۇقېددېس‭ ‬كالام (‭‬يەنگى‭ ‬يېزىق‭ ‬ )

Чөл-баявандики сәпәр 16:14-43 in Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

14 Һалбуки, сән бизни сүт билән һәсәл ақидиған жутқа башлап кәлмидиң, етиз вә үзүмзарлиқларниму бизгә мирас қилип бәрмидиң. Сән бу хәқниң көзиниму оювалмақчиму? Биз бармаймиз! — деди.
15 Буни аңлап Муса қаттиқ ғәзәплинип Пәрвәрдигарға: — Уларниң соғат-һәдийәсигә етивар қилмиғайсән; мән уларниң һәтта бирәр ешигиниму тартивалмидим, бирәр адимигиму һеч зиян-зәхмәт йәткүзмидим, — деди.
16 Муса Кораһқа: — Әтә сән вә сениң гуруһиңдикиләр — сән, улар вә Һарун Пәрвәрдигарниң алдиға келиңлар.
17 Һәр бириңлар өзүңларниң хушбуйданлириңларни әкилип униң үстигә хушбуйни селиңлар; һәр бириңлар өзүңларниң хушбуйданлириңларни, йәни җәмий икки йүз әллик хушбуйданни елип уни Пәрвәрдигарниң һозурида тутуп туруңлар; сәнму, Һарунму һәр бириңлар өз хушбуйданлириңларни елип келиңлар, — деди.
18 Шуниң билән һәр бир адәм өзиниң хушбуйданини елип, отни йеқип, хушбуй селип, Муса вә Һарун билән бирликтә җамаәт чедириниң дәрвазиси алдида турушти.
19 Кораһ Муса билән Һарунға һуҗум қилғили пүтүн җамаәтни жиғип җамаәт чедириниң дәрвазиси алдиға келивиди, Пәрвәрдигарниң җуласи пүткүл җамаәткә аян болди.
20 Пәрвәрдигар Муса билән Һарунға сөз қилип: —
21 Силәр бу хәлиқниң арисидин нери туруңлар, мән көз жумуп ачқичә уларни жутуветимән, — девиди,
22 Муса билән Һарун дүм жиқилип: — И Тәңрим, барлиқ әт егилириниң роһлириниң Худаси, бир адәм гуна қилса, ғәзивиңни пүтүн җамаәткә чачамсән? — деди.
23 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип: —
24 Сән җамаәткә: «Силәр Кораһ, Датан вә Абирамниң турар җайлиридин айрилип улардин нери кетиңлар» — дәп буйруқ бәр, — деди.
25 Шуниң билән Муса орнидин туруп Датан билән Абирам тәрәпкә қарап маңди; Исраил ақсақаллириму униңға әгишип маңди.
26 Муса җамаәткә: — Силәрдин өтүнимән, бу рәзил адәмләрниң чедирлиридин жирақ кетиңлар, уларниң барлиқ гуналири сәвәвидин улар билән биллә вәйран болмаслиғиңлар үчүн уларниң һеч нәрсисигә қол тәккүзмәңлар, — деди.
27 Шуниң билән җамаәт Кораһ, Датан, Абирамниң чедирлириниң төрт әтрапидин нери кәтти; Датан билән Абирам болса өз аяллирини, оғул-қизлирини вә бовақлирини елип чиқип өз чедириниң ишиги алдида турди.
28 Муса: — Буниңдин силәр шуни билисиләрки, бу ишларниң һәммиси мениң көңлүмдин чиққан әмәс, бәлки Пәрвәрдигар мени уларни ада қилишқа әвәткән:
29 — әгәр бу адәмләрниң өлүми адәттики адәмләрниң өлүмигә охшаш болидиған яки уларниң бешиға чүшидиған қисмәтләр адәттики адәмләр дучар болидиған қисмәтләргә охшаш болидиған болса, Пәрвәрдигар мени әвәтмигән болатти.
30 Әгәр Пәрвәрдигар йеңи бир ишни қилип, йәр ағзини ечип уларни вә уларниң пүтүн нәрсисини жутуп кетиши билән, улар тирикла тәһтисараға чүшүп кәтсә, у чағда силәр бу адәмләрниң Пәрвәрдигарни мәнситмигәнлигини билип қалисиләр, — деди.
31 Мусаниң бу гепи ахирлишиши биләнла уларниң пути астидики йәр йерилди.
32 Йәр ағзини ечип уларни барлиқ аилисидикиләр билән, шуниңдәк Кораһқа тәвә һәммә адәмләрни қоймай тәәллуқатлири билән қошуп жутуп кәтти.
33 Шундақ қилип, улар вә уларниң тәвәсидикиләрниң һәммиси тирикла тәһтисараға чүшүп кәтти, йәр уларниң үстидә йепилди. Улар шу йол билән җамаәтниң арисидин йоқалди.
34 Уларниң әтрапида турған Исраилларниң һәммиси уларниң налисини аңлап: «Йәр бизниму жутуп кетәрмекин!» дейишип қечишти.
35 Андин Пәрвәрдигарниң алдидин бир от чиқип, хушбуй сунуватқан һелиқи икки йүз әллик адәмниму жутуп кәтти.
36 Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди: —
37 Сән каһин Һарунниң оғли Әлиазарға буйруғин, у хушбуйданларни от арисидин теривелип, чоғлирини жирақларға чечивәтсун, чүнки у хушбуйданлар Худаға аталғандур;
38 Шуңа өзиниң җениға өзи замин болған гунакарларниң хушбуйданлирини теривалғин; улар қурбангаһни қаплаш үчүн соқуп непиз түникә қилинсун, чүнки бу хушбуйданлар әслидә Пәрвәрдигарниң һозуриға сунулуп униңға аталип муқәддәс қилинған. Шундақ қилип улар кейин Исраилларға ибрәт болидиған ишарәт-бәлгү болиду.
39 Шуниң билән каһин Әлиазар отта көйдүрүветилгәнләр сунған мис хушбуйданларни теривалди; улар қурбангаһни қаплитишқа непиз түникә қилип соқулди.
40 Шуниң билән қурбангаһниң бу қаплимиси Һарунниң әвлатлириға ят адәмләрниң худди Кораһ билән униң гуруһидикиләргә охшаш қисмәткә қалмаслиғи үчүн, Пәрвәрдигарниң һозурида хушбуй көйдүрүшкә йеқинлашмаслиғиға Исраиллар үчүн бир әсләтмә болди. Бу Пәрвәрдигарниң Мусаниң вастиси билән Әлиазарға буйруғанлиридур.
41 Әтиси пүткүл Исраил җамаити Муса билән Һарунниң яман гепини қилип: — Силәр Пәрвәрдигарниң хәлқини өлтүрдүңлар, — дәп ғотулдашти.
42 Вә шундақ болдики, җамаәт Муса билән Һарунға һуҗум қилишқа жиғиливатқанда, җамаәт бурулуп җамаәт чедириға қаривиди, вә мана, булут чедирни қапливалди һәм Пәрвәрдигарниң җуласи аян болди.
43 Шуниң билән Муса билән Һарун җамаәт чедириниң алдиға берип турди.
Чөл-баявандики сәпәр 16 in Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

Chöl-bayawandiki seper 16:14-43 in Muqeddes Kalam (latin yéziq)

14 Halbuki, sen bizni süt bilen hesel aqidighan yurtqa bashlap kelmiding, étiz we üzümzarliqlarnimu bizge miras qilip bermiding. Sen bu xeqning közinimu oyuwalmaqchimu? Biz barmaymiz! — dédi.
15 Buni anglap Musa qattiq ghezeplinip Perwerdigargha: — Ularning sowghat-hediyesige étibar qilmighaysen; men ularning hetta birer éshikinimu tartiwalmidim, birer adimigimu héch ziyan-zexmet yetküzmidim, — dédi.
16 Musa Korahqa: — Ete sen we séning guruhingdikiler — sen, ular we Harun Perwerdigarning aldigha kélinglar.
17 Herbiringlar özünglarning xushbuydanliringlarni ekilip uning üstige xushbuyni sélinglar; herbiringlar özünglarning xushbuydanliringlarni, yeni jemiy ikki yüz ellik xushbuydanni élip uni Perwerdigarning huzurida tutup turunglar; senmu, Harunmu herbiringlar öz xushbuydanliringlarni élip kélinglar, — dédi.
18 Shuning bilen herbir adem özining xushbuydanini élip, otni yéqip, xushbuy sélip, Musa we Harun bilen birlikte jamaet chédirining derwazisi aldida turushti.
19 Korah Musa bilen Harun'gha hujum qilghili pütün jamaetni yighip jamaet chédirining derwazisi aldigha kéliwidi, Perwerdigarning julasi pütkül jamaetke ayan boldi.
20 Perwerdigar Musa bilen Harun'gha söz qilip: —
21 Siler bu xelqning arisidin néri turunglar, men köz yumup achquche ularni yutuwétimen, — déwidi,
22 Musa bilen Harun düm yiqilip: — I Tengrim, barliq et igilirining rohlirining Xudasi, bir adem gunah qilsa, ghezipingni pütün jamaetke chachamsen? — dédi.
23 Perwerdigar Musagha söz qilip: —
24 Sen jamaetke: «Siler Korah, Datan we Abiramning turar jayliridin ayrilip ulardin néri kétinglar» — dep buyruq ber, — dédi.
25 Shuning bilen Musa ornidin turup Datan bilen Abiram terepke qarap mangdi; Israil aqsaqallirimu uninggha egiship mangdi.
26 Musa jamaetke: — Silerdin ötünimen, bu rezil ademlerning chédirliridin yiraq kétinglar, ularning barliq gunahliri sewebidin ular bilen bille weyran bolmasliqinglar üchün ularning héchnersisige qol tegküzmenglar, — dédi.
27 Shuning bilen jamaet Korah, Datan, Abiramning chédirlirining töt etrapidin néri ketti; Datan bilen Abiram bolsa öz ayallirini, oghul-qizlirini we bowaqlirini élip chiqip öz chédirining ishiki aldida turdi.
28 Musa: — Buningdin siler shuni bilisilerki, bu ishlarning hemmisi méning könglümdin chiqqan emes, belki Perwerdigar méni ularni ada qilishqa ewetken:
29 — eger bu ademlerning ölümi adettiki ademlerning ölümige oxshash bolidighan yaki ularning béshigha chüshidighan qismetler adettiki ademler duchar bolidighan qismetlerge oxshash bolidighan bolsa, Perwerdigar méni ewetmigen bolatti.
30 Eger Perwerdigar yéngi bir ishni qilip, yer aghzini échip ularni we ularning pütün nersisini yutup kétishi bilen, ular tirikla tehtisaragha chüshüp ketse, u chaghda siler bu ademlerning Perwerdigarni mensitmigenlikini bilip qalisiler, — dédi.
31 Musaning bu gépi axirlishishi bilenla ularning puti astidiki yer yérildi.
32 Yer aghzini échip ularni barliq ailisidikiler bilen, shuningdek Korahqa tewe hemme ademlerni qoymay teelluqatliri bilen qoshup yutup ketti.
33 Shundaq qilip, ular we ularning tewesidikilerning hemmisi tirikla tehtisaragha chüshüp ketti, yer ularning üstide yépildi. Ular shu yol bilen jamaetning arisidin yoqaldi.
34 Ularning etrapida turghan Israillarning hemmisi ularning nalisini anglap: «Yer biznimu yutup kétermikin!» déyiship qéchishti.
35 Andin Perwerdigarning aldidin bir ot chiqip, xushbuy sunuwatqan héliqi ikki yüz ellik ademnimu yutup ketti.
36 Perwerdigar Musagha mundaq dédi: —
37 Sen kahin Harunning oghli Eliazargha buyrughin, u xushbuydanlarni ot arisidin tériwélip, choghlirini yiraqlargha chéchiwetsun, chünki u xushbuydanlar Xudagha atalghandur;
38 Shunga özining jénigha özi zamin bolghan gunahkarlarning xushbuydanlirini tériwalghin; ular qurban'gahni qaplash üchün soqup népiz tünike qilinsun, chünki bu xushbuydanlar eslide Perwerdigarning huzurigha sunulup uninggha atalip muqeddes qilin'ghan. Shundaq qilip ular kéyin Israillargha ibret bolidighan isharet-belge bolidu.
39 Shuning bilen kahin Eliazar otta köydürüwétilgenler sun'ghan mis xushbuydanlarni tériwaldi; ular qurban'gahni qaplitishqa népiz tünike qilip soquldi.
40 Shuning bilen qurban'gahning bu qaplimisi Harunning ewladlirigha yat ademlerning xuddi Korah bilen uning guruhidikilerge oxshash qismetke qalmasliqi üchün, Perwerdigarning huzurida xushbuy köydürüshke yéqinlashmasliqigha Israillar üchün bir esletme boldi. Bu Perwerdigarning Musaning wastisi bilen Eliazargha buyrughanliridur.
41 Etisi pütkül Israil jamaiti Musa bilen Harunning yaman gépini qilip: — Siler Perwerdigarning xelqini öltürdünglar, — dep ghotuldashti.
42 We shundaq boldiki, jamaet Musa bilen Harun'gha hujum qilishqa yighiliwatqanda, jamaet burulup jamaet chédirigha qariwidi, we mana, bulut chédirni qapliwaldi hem Perwerdigarning julasi ayan boldi.
43 Shuning bilen Musa bilen Harun jamaet chédirining aldigha bérip turdi.
Chöl-bayawandiki seper 16 in Muqeddes Kalam (latin yéziq)

Qɵl-bayawandiki sǝpǝr 16:14-43 in Muⱪeddes Kalam (yǝngi yeziⱪ)

14 Ⱨalbuki, sǝn bizni süt bilǝn ⱨǝsǝl aⱪidiƣan yurtⱪa baxlap kǝlmiding, etiz wǝ üzümzarliⱪlarnimu bizgǝ miras ⱪilip bǝrmiding. Sǝn bu hǝⱪning kɵzinimu oyuwalmaⱪqimu? Biz barmaymiz! — dedi.
15 Buni anglap Musa ⱪattiⱪ ƣǝzǝplinip Pǝrwǝrdigarƣa: — Ularning sowƣat-ⱨǝdiyǝsigǝ etibar ⱪilmiƣaysǝn; mǝn ularning ⱨǝtta birǝr exikinimu tartiwalmidim, birǝr adimigimu ⱨeq ziyan-zǝhmǝt yǝtküzmidim, — dedi.
16 Musa Koraⱨⱪa: — Ətǝ sǝn wǝ sening guruⱨingdikilǝr — sǝn, ular wǝ Ⱨarun Pǝrwǝrdigarning aldiƣa kelinglar.
17 Ⱨǝrbiringlar ɵzünglarning huxbuydanliringlarni ǝkilip uning üstigǝ huxbuyni selinglar; ⱨǝrbiringlar ɵzünglarning huxbuydanliringlarni, yǝni jǝmiy ikki yüz ǝllik huxbuydanni elip uni Pǝrwǝrdigarning ⱨuzurida tutup turunglar; sǝnmu, Ⱨarunmu ⱨǝrbiringlar ɵz huxbuydanliringlarni elip kelinglar, — dedi.
18 Xuning bilǝn ⱨǝrbir adǝm ɵzining huxbuydanini elip, otni yeⱪip, huxbuy selip, Musa wǝ Ⱨarun bilǝn birliktǝ jamaǝt qedirining dǝrwazisi aldida turuxti.
19 Koraⱨ Musa bilǝn Ⱨarunƣa ⱨujum ⱪilƣili pütün jamaǝtni yiƣip jamaǝt qedirining dǝrwazisi aldiƣa keliwidi, Pǝrwǝrdigarning julasi pütkül jamaǝtkǝ ayan boldi.
20 Pǝrwǝrdigar Musa bilǝn Ⱨarunƣa sɵz ⱪilip: —
21 Silǝr bu hǝlⱪning arisidin neri turunglar, mǝn kɵz yumup aqⱪuqǝ ularni yutuwetimǝn, — dewidi,
22 Musa bilǝn Ⱨarun düm yiⱪilip: — I Tǝngrim, barliⱪ ǝt igilirining roⱨlirining Hudasi, bir adǝm gunaⱨ ⱪilsa, ƣǝzipingni pütün jamaǝtkǝ qaqamsǝn? — dedi.
23 Pǝrwǝrdigar Musaƣa sɵz ⱪilip: —
24 Sǝn jamaǝtkǝ: «Silǝr Koraⱨ, Datan wǝ Abiramning turar jayliridin ayrilip ulardin neri ketinglar» — dǝp buyruⱪ bǝr, — dedi.
25 Xuning bilǝn Musa ornidin turup Datan bilǝn Abiram tǝrǝpkǝ ⱪarap mangdi; Israil aⱪsaⱪallirimu uningƣa ǝgixip mangdi.
26 Musa jamaǝtkǝ: — Silǝrdin ɵtünimǝn, bu rǝzil adǝmlǝrning qedirliridin yiraⱪ ketinglar, ularning barliⱪ gunaⱨliri sǝwǝbidin ular bilǝn billǝ wǝyran bolmasliⱪinglar üqün ularning ⱨeqnǝrsisigǝ ⱪol tǝgküzmǝnglar, — dedi.
27 Xuning bilǝn jamaǝt Koraⱨ, Datan, Abiramning qedirlirining tɵt ǝtrapidin neri kǝtti; Datan bilǝn Abiram bolsa ɵz ayallirini, oƣul-ⱪizlirini wǝ bowaⱪlirini elip qiⱪip ɵz qedirining ixiki aldida turdi.
28 Musa: — Buningdin silǝr xuni bilisilǝrki, bu ixlarning ⱨǝmmisi mening kɵnglümdin qiⱪⱪan ǝmǝs, bǝlki Pǝrwǝrdigar meni ularni ada ⱪilixⱪa ǝwǝtkǝn:
29 — ǝgǝr bu adǝmlǝrning ɵlümi adǝttiki adǝmlǝrning ɵlümigǝ ohxax bolidiƣan yaki ularning bexiƣa qüxidiƣan ⱪismǝtlǝr adǝttiki adǝmlǝr duqar bolidiƣan ⱪismǝtlǝrgǝ ohxax bolidiƣan bolsa, Pǝrwǝrdigar meni ǝwǝtmigǝn bolatti.
30 Əgǝr Pǝrwǝrdigar yengi bir ixni ⱪilip, yǝr aƣzini eqip ularni wǝ ularning pütün nǝrsisini yutup ketixi bilǝn, ular tirikla tǝⱨtisaraƣa qüxüp kǝtsǝ, u qaƣda silǝr bu adǝmlǝrning Pǝrwǝrdigarni mǝnsitmigǝnlikini bilip ⱪalisilǝr, — dedi.
31 Musaning bu gepi ahirlixixi bilǝnla ularning puti astidiki yǝr yerildi.
32 Yǝr aƣzini eqip ularni barliⱪ ailisidikilǝr bilǝn, xuningdǝk Koraⱨⱪa tǝwǝ ⱨǝmmǝ adǝmlǝrni ⱪoymay tǝǝlluⱪatliri bilǝn ⱪoxup yutup kǝtti.
33 Xundaⱪ ⱪilip, ular wǝ ularning tǝwǝsidikilǝrning ⱨǝmmisi tirikla tǝⱨtisaraƣa qüxüp kǝtti, yǝr ularning üstidǝ yepildi. Ular xu yol bilǝn jamaǝtning arisidin yoⱪaldi.
34 Ularning ǝtrapida turƣan Israillarning ⱨǝmmisi ularning nalisini anglap: «Yǝr biznimu yutup ketǝrmikin!» deyixip ⱪeqixti.
35 Andin Pǝrwǝrdigarning aldidin bir ot qiⱪip, huxbuy sunuwatⱪan ⱨeliⱪi ikki yüz ǝllik adǝmnimu yutup kǝtti.
36 Pǝrwǝrdigar Musaƣa mundaⱪ dedi: —
37 Sǝn kaⱨin Ⱨarunning oƣli Əliazarƣa buyruƣin, u huxbuydanlarni ot arisidin teriwelip, qoƣlirini yiraⱪlarƣa qeqiwǝtsun, qünki u huxbuydanlar Hudaƣa atalƣandur;
38 Xunga ɵzining jeniƣa ɵzi zamin bolƣan gunaⱨkarlarning huxbuydanlirini teriwalƣin; ular ⱪurban'gaⱨni ⱪaplax üqün soⱪup nepiz tünikǝ ⱪilinsun, qünki bu huxbuydanlar ǝslidǝ Pǝrwǝrdigarning ⱨuzuriƣa sunulup uningƣa atalip muⱪǝddǝs ⱪilinƣan. Xundaⱪ ⱪilip ular keyin Israillarƣa ibrǝt bolidiƣan ixarǝt-bǝlgǝ bolidu.
39 Xuning bilǝn kaⱨin Əliazar otta kɵydürüwetilgǝnlǝr sunƣan mis huxbuydanlarni teriwaldi; ular ⱪurban'gaⱨni ⱪaplitixⱪa nepiz tünikǝ ⱪilip soⱪuldi.
40 Xuning bilǝn ⱪurban'gaⱨning bu ⱪaplimisi Ⱨarunning ǝwladliriƣa yat adǝmlǝrning huddi Koraⱨ bilǝn uning guruⱨidikilǝrgǝ ohxax ⱪismǝtkǝ ⱪalmasliⱪi üqün, Pǝrwǝrdigarning ⱨuzurida huxbuy kɵydürüxkǝ yeⱪinlaxmasliⱪiƣa Israillar üqün bir ǝslǝtmǝ boldi. Bu Pǝrwǝrdigarning Musaning wastisi bilǝn Əliazarƣa buyruƣanliridur.
41 Ətisi pütkül Israil jamaiti Musa bilǝn Ⱨarunning yaman gepini ⱪilip: — Silǝr Pǝrwǝrdigarning hǝlⱪini ɵltürdünglar, — dǝp ƣotuldaxti.
42 Wǝ xundaⱪ boldiki, jamaǝt Musa bilǝn Ⱨarunƣa ⱨujum ⱪilixⱪa yiƣiliwatⱪanda, jamaǝt burulup jamaǝt qediriƣa ⱪariwidi, wǝ mana, bulut qedirni ⱪapliwaldi ⱨǝm Pǝrwǝrdigarning julasi ayan boldi.
43 Xuning bilǝn Musa bilǝn Ⱨarun jamaǝt qedirining aldiƣa berip turdi.
Qɵl-bayawandiki sǝpǝr 16 in Muⱪeddes Kalam (yǝngi yeziⱪ)