Text copied!
Bibles in Uighur

پادىشاھلار «1» 7:11-44 in Uighur

Help us?

پادىشاھلار «1» 7:11-44 in مۇقېددېس‭ ‬كالام (‭‬يەنگى‭ ‬يېزىق‭ ‬ )

11 ئۇللارنىڭ ئۈستىگە يەنە بېكىتىلگەن ئۆلچەم بويىچە ئويۇلغان قىممەت ئېسىل تاشلار ۋە كېدىر لىملىرى قويۇلغانىدى.
12 چوڭ ھويلىنىڭ چۆرىسىدىكى تام ئۈچ قەۋەت ئويۇلغان تاش ۋە بىر قەۋەت يونۇلغان كېدىر لىملىرىدىن ياسالغانىدى. پەرۋەردىگارنىڭ ئىبادەتخانىسىنىڭ ئىچكىرىكى ھويلىسىنىڭ تېمى ۋە يەنە ئوردىدىكى دەھلىزىنىڭ تېمىمۇ شۇنداق ياسالغانىدى.
13 سۇلايمان پادىشاھ ئادەم ئەۋەتىپ ھىرامنى تۇردىن كەلتۈردى.
14 ئۇ كىشى نافتالى قەبىلىسىدىن بولغان بىر تۇل خوتۇننىڭ ئوغلى بولۇپ، ئاتىسى تۇرلۇق بىر مىسكەر ئىدى. ھىرام مىسكەرچىلىكتە تۈرلۈك ئىشلارنى قىلىشقا تولىمۇ ئۇستا، پەم‫‪‎-‎‬‬پاراسەتلىك ۋە بىلىملىك ئىدى. ئۇ سۇلايمان پادىشاھنىڭ قېشىغا كېلىپ، ئۇنىڭ ھەممە ئىشىنى قىلدى.
15 ئۇ ئۆزى ئىككى تۈۋرۈكنى مىستىن ياسىدى. ھەربىر تۈۋرۈكنىڭ ئېگىزلىكى ئون سەككىز گەز بولۇپ، ئايلانمىسى ئون ئىككى گەز ئىدى.
16 بۇ تۈۋرۈكلەرنىڭ ئۈستىگە قويۇش ئۈچۈن مىستىن ئىككى تاجنى قۇيۇپ ياساپ، ئۇنىڭ ئۈستىگە قويدى. بىر تاجنىڭ ئېگىزلىكى بەش گەز، ئىككىنچى تاجنىڭ ئېگىزلىكىمۇ بەش گەز ئىدى.
17 تۈۋرۈكلەرنىڭ تۆپىسىدىكى تاجلار تورلارغا ئوخشاش زىننەتلىنىپ، زەنجىرلەر ۋە تورلانغان ھالقىلار بىلەن توقۇقلۇق ئىدى. بىر تاجنىڭ شۇنداق يەتتە قاتار تور ھالقىلىرى بار ئىدى، ئىككىنچى تاجنىڭمۇ ھەم شۇنداق يەتتە قۇر تور ھالقىلىرى بار ئىدى.
18 ئۇ يەنە ئانارلارنى، يەنى تۈۋرۈكلەرنىڭ ئۈستىدىكى ھەربىر تاجنى يېپىپ تۇرىدىغان تور ھالقىلارنىڭ ئۈستىگە ئىككى قاتار ئانارنى ياسىدى. ئۇ بىرىنچى ۋە ئىككىنچى تاجغىمۇ ئوخشاشلا شۇنداق قىلدى.
19 ئايۋاندىكى تۈۋرۈكلەرنىڭ ئۈستىدىكى تاجلىرى نىلۇپەر شەكىللىك بولۇپ، ئېگىزلىكى تۆت گەزدىن ئىدى.
20 ئىككى تۈۋرۈكنىڭ تاجلىرىدىكى تور ھالقىلىرىغا يېقىن تومپىيىپ چىققان جاينىڭ ئۈستىدە قەۋەتمۇ‫‪‎-‎‬‬قەۋەت چۆرىدىگەن ئىككى يۈز ئانار نۇسخىسى بار ئىدى. ئىككىنچى تاجنىڭ چۆرىسىمۇ ئوخشاش ئىدى.
21 ئۇ تۈۋرۈكلەرنى ئىبادەتخانىنىڭ ئالدىدىكى ئايۋانغا تىكلىدى. ئوڭ تەرىپىگە بىرنى تىكلەپ نامىنى «ياقىن»، سول تەرىپىگە بىرنى تىكلەپ، نامىنى «بوئاز» ئاتىدى.
22 تۈۋرۈكلەرنىڭ ئۈستى نىلۇپەر شەكلىدە ياسالغانىدى. بۇنىڭ بىلەن تۈۋرۈكلەرنىڭ ئىشلىرى پۈتكەنىدى.
23 ئۇ مىستىن «دېڭىز» دەپ ئاتالغان يوغان داس ياسىدى. ئۇنىڭ بىر گىرۋىكىدىن يەنە بىر گىرۋىكىگىچە ئون گەز كېلەتتى. ئۇنىڭ ئايلامىسى ئوتتۇز گەز ئىدى.
24 داسنىڭ گىرۋىكى ئاستى چۆرىدەپ قاپاق نۇسخىلىرى بىلەن زىننەتلەنگەنىدى. بۇلار داسنىڭ چۆرىسىنىڭ ھەربىر گېزىگە ئۇندىن، ئىككى قاتار قويۇلغان ئىدى. ئۇلار داس بىلەن بىر ۋاقىتتا قۇيۇپ چىقىرىلغانىدى.
25 داس ئون ئىككى بۇقا شەكلى ئۈستىدە تۇرغۇزۇلغانىدى. بۇلارنىڭ ئۈچى شىمال تەرەپكە، ئۈچى غەرب تەرەپكە، ئۈچى جەنۇب تەرەپكە، ئۈچى شەرق تەرەپكە يۈزلەنگەنىدى. «دېڭىز» بۇلارنىڭ ئۈستىدە ئىدى؛ ئۇلارنىڭ ئارقىسى ئىچ تەرىپىدە ئىدى.
26 داسنىڭ قېلىنلىقى ئالىقاننىڭ كەڭلىكىدەك بولۇپ، ئۇنىڭ گىرۋىكى پىيالىنىڭ گىرۋىكىدەك، شەكلى ئېچىلغان نىلۇپەردەك ئىدى. ئۇنىڭغا ئىككى مىڭ بات سۇ سىغاتتى.
27 ئۇنىڭدىن باشقا ئۇ مىستىن ئون تەگلىكنى ياسىدى. ھەربىر تەگلىكنىڭ ئۇزۇنلۇقى تۆت گەز، كەڭلىكى تۆت گەز بولۇپ، ئېگىزلىكى ئۈچ گەز ئىدى.
28 بۇ تەگلىكلەر شۇنداق ياسالغانىدىكى، ئۇلارنىڭ رەسىملىك تاختىلىرى بار ئىدى؛ تاختىلىرى رامكىلار ئىچىگە ئورنىتىلغانىدى.
29 رامكىلارنىڭ ئوتتۇرىسىدىكى رەسىم تاختايلىرىدا ۋە رامكىلارنىڭ ئۆزىدىمۇ شىرلار، بۇقىلار ۋە كېرۇبلارنىڭ سۈرەتلىك زىننەتلىرى بار ئىدى؛ شىرلار ۋە بۇقىلارنىڭ ئاستى ۋە ئۈستى زەنجىرسىمان گۈل چەمبىرەك شەكلىدە زىننەتلەنگەنىدى.
30 ھەربىر تەگلىكنىڭ مىس ئوقلىرى بىلەن تۆت چاقى بار ئىدى؛ تەگلىكنىڭ داسنى كۆتۈرۈپ تۇرىدىغان تۆت بۇرجىكىدە جازىسى بار ئىدى؛ داس ئاستىدىكى پۇتلىرىنىڭ ھەر تەرىپىدە تورلانغان قۇيما گۈل شاخلىرى ئورنىتىلغانىدى.
31 ھەر تەگلىكنىڭ ئىچىدە چوڭقۇرلۇقى بىر گەز كېلىدىغان «كىچىك تەگلىك» بولۇپ، ئاغزى دۈگىلەك ئىدى؛ كىچىك تەگلىكنىڭ ئۇزۇنلۇقى بىر يېرىم گەز ئىدى؛ ئاغزىنىڭ ئەتراپىدا نەقىشلەر بار ئىدى؛ ئۇلارنىڭ رامكىلىرى دۈگىلەك ئەمەس، بەلكى تۆت چاسىلىق ئىدى.
32 تۆت چاقى رەسىملىك تاختايلىرى ئاستىدا بولۇپ، ئۇلارنىڭ ئوقلىرى تەگلىككە بېكىتىلگەنىدى. ھەربىر چاقنىڭ ئېگىزلىكى بىر يېرىم گەز ئىدى.
33 چاقلارنىڭ قۇرۇلمىسى جەڭ ھارۋىلىرىنىڭ چاقلىرىدەك ئىدى. ئۇلارنىڭ قازانلىرى، قاسقانلىرى، چېتىقلىرى ۋە ئوقلىرىنىڭ ھەممىسى مىستىن قۇيۇلغانىدى.
34 ھەربىر تەگلىكنىڭ تۆت بۇرجىكىدە بىردىن تۆت تۇتقۇچى بار ئىدى؛ ئۇلار تەگلىكتىن چىقىپ تۇراتتى ۋە ئۇلار تەگلىك بىلەن تەڭ قۇيۇلغان.
35 ھەربىر تەگلىكنىڭ تۆپىسىدە ئېگىزلىكى يېرىم گەز كېلىدىغان بىر يۇمىلاق جازا بار ئىدى. ھەربىر تەگلىكنىڭ تۆپىسىدە تىرەك ۋە رەسىملىك تاختايلار بار ئىدى. ئۇلار تەگلىك بىلەن تەڭ قۇيۇلغان.
36 ئۇ مۇشۇ تىرەك ۋە رەسىم تاختايلىرىدىكى بوش ئورۇنلارغا كېرۇب، شىر ۋە خورما دەرەخلىرىنىڭ نۇسخىلىرىنى ۋە چۆرىسىگە تورلانغان گۈل شاخلىرىنى نەقىش قىلدى.
37 شۇ تەرىقىدە ئۇ مۇشۇ ئون تەگلىكنى ياساپ بولدى. ھەممىسى بىر نۇسخىدا قۇيۇلۇپ، ئوخشاش چوڭلۇقتا ۋە شەكىلدە ئىدى.
38 ئۇ مىستىن ئون داس ياسىغان بولۇپ، ھەربىر داسقا قىرىق بات سۇ سىغاتتى؛ ھەربىر داسنىڭ توغرىسى تۆت گەز ئىدى. ئون تەگلىكنىڭ ھەربىرىنىڭ تۆپىسىدە بىردىن داس بار ئىدى.
39 ئۇ بەش داسنى ئىبادەتخانىنىڭ ئوڭ يېنىدا ۋە بەشنى ئىبادەتخانىنىڭ سول يېنىدا قويدى؛ مىس دېڭىزنى ئىبادەتخانىنىڭ ئوڭ تەرىپىگە، يەنى شەرقىي جەنۇب تەرىپىگە قويدى.
40 ھىرام شۇلارغا تەئەللۇق داس، كۈرەك ۋە قاچا‫‪‎-‎‬‬قۇچىلارنىمۇ ياساپ تەييار قىلدى. شۇنداق قىلىپ ھىرام سۇلايمان پادىشاھ ئۈچۈن پەرۋەردىگارنىڭ ئۆيىنىڭ بارلىق قۇرۇلۇش خىزمىتىنى پۈتكۈزدى‫‪:‬‬ ــ
41 ئىككى تۈۋرۈك، ئىككى تۈۋرۈكنىڭ ئۈستىدىكى ئاپقۇرسىمان ئىككى باش ۋە بۇ ئىككى باشنى يېپىپ تۇرىدىغان ئىككى تورنى ياسىتىپ پۈتتۈردى،
42 شۇ ئىككى تور ئۈستىگە قايچىلاشتۇرۇلغان تۆت يۈز ئانارنى ياساتتى. بىر توردا ئىككى قاتار ئانار بولۇپ، تۈۋرۈك ئۈستىدىكى؛ ئاپقۇرسىمان ئىككى باشنى يېپىپ تۇراتتى.
43 ئۇ ئون داس تەگلىكى ۋە داس تەگلىكىگە قويۇلىدىغان ئون «يۇيۇش دېسى»نى،
44 «مىس دېڭىز» ۋە ئۇنىڭ ئاستىدىكى ئون ئىككى مىس بۇقىنى ياساتقۇزدى،
پادىشاھلار «1» 7 in مۇقېددېس‭ ‬كالام (‭‬يەنگى‭ ‬يېزىق‭ ‬ )

Падишаһлар «1» 7:11-44 in Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

11 Һулларниң үстигә йәнә бекитилгән өлчәм бойичә оюлған қиммәт есил ташлар вә кедир лимлири қоюлған еди.
12 Чоң һойлиниң чөрисидики там үч қәвәт оюлған таш вә бир қәвәт ойулған кедир лимлиридин ясалған еди. Пәрвәрдигарниң ибадәтханисиниң ичкирики һойлисиниң теми вә йәнә ордидики дәһлизиниң темиму шундақ ясалған еди.
13 Сулайман падишаһ адәм әвәтип Һирамни турдин кәлтүрди.
14 У киши Нафтали қәбилисидин болған бир тул хотунниң оғли болуп, атиси турлуқ бир мискәр еди. Һирам мискәрчиликтә түрлүк ишларни қилишқа толиму уста, пәм-парасәтлик вә билимлик еди. У Сулайман падишаһниң қешиға келип, униң һәммә ишини қилди.
15 У өзи икки түврүкни мистин ясиди. Һәр бир түврүкниң егизлиги он сәккиз гәз болуп, айланмиси он икки гәз еди.
16 Бу түврүкләрниң үстигә қоюш үчүн мистин икки таҗни қуюп ясап, униң үстигә қойди. Бир таҗниң егизлиги бәш гәз, иккинчи таҗниң егизлигиму бәш гәз еди.
17 Түврүкләрниң төписидики таҗлар торларға охшаш зиннәтлинип, зәнҗирләр вә торланған һалқилар билән тоқуқлуқ еди. Бир таҗниң шундақ йәттә қатар тор һалқилири бар еди, иккинчи таҗниңму һәм шундақ йәттә қур тор һалқилири бар еди.
18 У йәнә анарларни, йәни түврүкләрниң үстидики һәр бир таҗни йепип туридиған тор һалқиларниң үстигә икки қатар анарни ясиди. У биринчи вә иккинчи таҗғиму охшашла шундақ қилди.
19 Айвандики түврүкләрниң үстидики таҗлири нилупәр шәкиллик болуп, егизлиги төрт гәздин еди.
20 Икки түврүкниң таҗлиридики тор һалқилириға йеқин томпийип чиққан җайниң үстидә қәвәтму-қәвәт чөридигән икки йүз анар нусхиси бар еди. Иккинчи таҗниң чөрисиму охшаш еди.
21 У түврүкләрни ибадәтханиниң алдидики айванға тиклиди. Оң тәрипигә бирни тикләп намини «Яқин», сол тәрипигә бирни тикләп, намини «Боаз» атиди.
22 Түврүкләрниң үсти нилупәр шәклидә ясалған еди. Буниң билән түврүкләрниң ишлири пүткән еди.
23 У мистин «деңиз» дәп аталған йоған дас ясиди. Униң бир гирвикидин йәнә бир гирвикигичә он гәз келәтти. Униң айламиси оттуз гәз еди.
24 Дасниң гирвики асти чөридәп қапақ нусхилири билән зиннәтләнгән еди. Булар дасниң чөрисиниң һәр бир гезигә ундин, икки қатар қоюлған еди. Улар дас билән бир вақитта қуюп чиқирилған еди.
25 Дас он икки буқа шәкли үстидә турғузулған еди. Буларниң үчи шимал тәрәпкә, үчи ғәрип тәрәпкә, үчи җәнуп тәрәпкә, үчи шәриқ тәрәпкә йүзләнгән еди. «деңиз» буларниң үстидә еди; уларниң арқиси ич тәрипидә еди.
26 Дасниң қелинлиғи алиқанниң кәңлигидәк болуп, униң гирвики пиялиниң гирвикидәк, шәкли ечилған нилупәрдәк еди. Униңға икки миң бат су сиғатти.
27 Униңдин башқа у мистин он тәгликни ясиди. Һәр бир тәгликниң узунлуғи төрт гәз, кәңлиги төрт гәз болуп, егизлиги үч гәз еди.
28 Бу тәгликләр шундақ ясалған едики, уларниң рәсимлик тахтилири бар еди; тахтилири рамкилар ичигә орнитилған еди.
29 Рамкиларниң оттурисидики рәсим тахтайлирида вә рамкиларниң өзидиму ширлар, буқилар вә керубларниң сүрәтлик зиннәтлири бар еди; ширлар вә буқиларниң асти вә үсти зәнҗирсиман гүл чәмбирәк шәклидә зиннәтләнгән еди.
30 Һәр бир тәгликниң мис оқлири билән төрт чақи бар еди; тәгликниң дасни көтирип туридиған төрт бүҗигидә җазиси бар еди; дас астидики путлириниң һәр тәрипидә торланған қуйма гүл шахлири орнитилған еди.
31 Һәр тәгликниң ичидә чоңқурлуғи бир гәз келидиған «кичик тәглик» болуп, ағзи дүгиләк еди; кичик тәгликниң узунлуғи бир йерим гәз еди; ағзиниң әтрапида нәқишләр бар еди; уларниң рамкилири дүгиләк әмәс, бәлки төрт часилиқ еди.
32 Төрт чақи рәсимлик тахтайлири астида болуп, уларниң оқлири тәгликкә бекитилгән еди. Һәр бир чақниң егизлиги бир йерим гәз еди.
33 Чақларниң қурулмиси җәң һарвулириниң чақлиридәк еди. Уларниң қазанлири, қасқанлири, четиқлири вә оқлириниң һәммиси мистин қуюлған еди.
34 Һәр бир тәгликниң төрт бүҗигидә бирдин төрт тутқучи бар еди; улар тәгликтин чиқип туратти вә улар тәглик билән тәң қуюлған.
35 Һәр бир тәгликниң төписидә егизлиги йерим гәз келидиған бир жумилақ җаза бар еди. Һәр бир тәгликниң төписидә тирәк вә рәсимлик тахтайлар бар еди. Улар тәглик билән тәң қуюлған.
36 У мошу тирәк вә рәсим тахтайлиридики бош орунларға керуб, шир вә хорма дәрәқлириниң нусхилирини вә чөрисигә торланған гүл шахлирини нәқиш қилди.
37 Шу тәриқидә у мошу он тәгликни ясап болди. Һәммиси бир нусхида қуюлуп, охшаш чоңлуқта вә шәкилдә еди.
38 У мистин он дас ясиған болуп, һәр бир дасқа қириқ бат су сиғатти; һәр бир дасниң тоғриси төрт гәз еди. Он тәгликниң һәр бириниң төписидә бирдин дас бар еди.
39 У бәш дасни ибадәтханиниң оң йенида вә бәшни ибадәтханиниң сол йенида қойди; мис деңизни ибадәтханиниң оң тәрипигә, йәни шәрқий җәнуп тәрипигә қойди.
40 Һирам шуларға тәәллуқ дас, күрәк вә қача-қучиларниму ясап тәйяр қилди. Шундақ қилип Һирам Сулайман падишаһ үчүн Пәрвәрдигарниң өйиниң барлиқ қурулуш хизмитини пүткүзди: —
41 икки түврүк, икки түврүкниң үстидики апқурсиман икки баш вә бу икки башни йепип туридиған икки торни яситип пүттүрди,
42 шу икки тор үстигә қайчилаштурулған төрт йүз анарни ясатти. Бир торда икки қатар анар болуп, түврүк үстидики; апқурсиман икки башни йепип туратти.
43 У он дас тәглиги вә дас тәглигигә қоюлидиған он «жуюш деси»ни,
44 «мис деңиз» вә униң астидики он икки мис буқини ясатқузди,
Падишаһлар «1» 7 in Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

Padishahlar «1» 7:11-44 in Muqeddes Kalam (latin yéziq)

11 Ullarning üstige yene békitilgen ölchem boyiche oyulghan qimmet ésil tashlar we kédir limliri qoyulghanidi.
12 Chong hoylining chörisidiki tam üch qewet oyulghan tash we bir qewet yonulghan kédir limliridin yasalghanidi. Perwerdigarning ibadetxanisining ichkiriki hoylisining témi we yene ordidiki dehlizining témimu shundaq yasalghanidi.
13 Sulayman padishah adem ewetip Hiramni turdin keltürdi.
14 U kishi Naftali qebilisidin bolghan bir tul xotunning oghli bolup, atisi turluq bir misker idi. Hiram miskerchilikte türlük ishlarni qilishqa tolimu usta, pem-parasetlik we bilimlik idi. U Sulayman padishahning qéshigha kélip, uning hemme ishini qildi.
15 U özi ikki tüwrükni mistin yasidi. Herbir tüwrükning égizliki on sekkiz gez bolup, aylanmisi on ikki gez idi.
16 Bu tüwrüklerning üstige qoyush üchün mistin ikki tajni quyup yasap, uning üstige qoydi. Bir tajning égizliki besh gez, ikkinchi tajning égizlikimu besh gez idi.
17 Tüwrüklerning töpisidiki tajlar torlargha oxshash zinnetlinip, zenjirler we torlan'ghan halqilar bilen toquqluq idi. Bir tajning shundaq yette qatar tor halqiliri bar idi, ikkinchi tajningmu hem shundaq yette qur tor halqiliri bar idi.
18 U yene anarlarni, yeni tüwrüklerning üstidiki herbir tajni yépip turidighan tor halqilarning üstige ikki qatar anarni yasidi. U birinchi we ikkinchi tajghimu oxshashla shundaq qildi.
19 Aywandiki tüwrüklerning üstidiki tajliri niluper shekillik bolup, égizliki töt gezdin idi.
20 Ikki tüwrükning tajliridiki tor halqilirigha yéqin tompiyip chiqqan jayning üstide qewetmu-qewet chöridigen ikki yüz anar nusxisi bar idi. Ikkinchi tajning chörisimu oxshash idi.
21 U tüwrüklerni ibadetxanining aldidiki aywan'gha tiklidi. Ong teripige birni tiklep namini «Yaqin», sol teripige birni tiklep, namini «Boaz» atidi.
22 Tüwrüklerning üsti niluper sheklide yasalghanidi. Buning bilen tüwrüklerning ishliri pütkenidi.
23 U mistin «déngiz» dep atalghan yoghan das yasidi. Uning bir girwikidin yene bir girwikigiche on gez kéletti. Uning aylamisi ottuz gez idi.
24 Dasning girwiki asti chöridep qapaq nusxiliri bilen zinnetlen'genidi. Bular dasning chörisining herbir gézige undin, ikki qatar qoyulghan idi. Ular das bilen bir waqitta quyup chiqirilghanidi.
25 Das on ikki buqa shekli üstide turghuzulghanidi. Bularning üchi shimal terepke, üchi gherb terepke, üchi jenub terepke, üchi sherq terepke yüzlen'genidi. «déngiz» bularning üstide idi; ularning arqisi ich teripide idi.
26 Dasning qélinliqi aliqanning kenglikidek bolup, uning girwiki piyalining girwikidek, shekli échilghan niluperdek idi. Uninggha ikki ming bat su sighatti.
27 Uningdin bashqa u mistin on teglikni yasidi. Herbir teglikning uzunluqi töt gez, kengliki töt gez bolup, égizliki üch gez idi.
28 Bu teglikler shundaq yasalghanidiki, ularning resimlik taxtiliri bar idi; taxtiliri ramkilar ichige ornitilghanidi.
29 Ramkilarning otturisidiki resim taxtaylirida we ramkilarning özidimu shirlar, buqilar we kérublarning süretlik zinnetliri bar idi; shirlar we buqilarning asti we üsti zenjirsiman gül chembirek sheklide zinnetlen'genidi.
30 Herbir teglikning mis oqliri bilen töt chaqi bar idi; teglikning dasni kötürüp turidighan töt burjikide jazisi bar idi; das astidiki putlirining her teripide torlan'ghan quyma gül shaxliri ornitilghanidi.
31 Her teglikning ichide chongqurluqi bir gez kélidighan «kichik teglik» bolup, aghzi dügilek idi; kichik teglikning uzunluqi bir yérim gez idi; aghzining etrapida neqishler bar idi; ularning ramkiliri dügilek emes, belki töt chasiliq idi.
32 Töt chaqi resimlik taxtayliri astida bolup, ularning oqliri teglikke békitilgenidi. Herbir chaqning égizliki bir yérim gez idi.
33 Chaqlarning qurulmisi jeng harwilirining chaqliridek idi. Ularning qazanliri, qasqanliri, chétiqliri we oqlirining hemmisi mistin quyulghanidi.
34 Herbir teglikning töt burjikide birdin töt tutquchi bar idi; ular tegliktin chiqip turatti we ular teglik bilen teng quyulghan.
35 Herbir teglikning töpiside égizliki yérim gez kélidighan bir yumilaq jaza bar idi. Herbir teglikning töpiside tirek we resimlik taxtaylar bar idi. Ular teglik bilen teng quyulghan.
36 U mushu tirek we resim taxtayliridiki bosh orunlargha kérub, shir we xorma derexlirining nusxilirini we chörisige torlan'ghan gül shaxlirini neqish qildi.
37 Shu teriqide u mushu on teglikni yasap boldi. Hemmisi bir nusxida quyulup, oxshash chongluqta we shekilde idi.
38 U mistin on das yasighan bolup, herbir dasqa qiriq bat su sighatti; herbir dasning toghrisi töt gez idi. On teglikning herbirining töpiside birdin das bar idi.
39 U besh dasni ibadetxanining ong yénida we beshni ibadetxanining sol yénida qoydi; mis déngizni ibadetxanining ong teripige, yeni sherqiy jenub teripige qoydi.
40 Hiram shulargha teelluq das, kürek we qacha-quchilarnimu yasap teyyar qildi. Shundaq qilip Hiram Sulayman padishah üchün Perwerdigarning öyining barliq qurulush xizmitini pütküzdi: —
41 ikki tüwrük, ikki tüwrükning üstidiki apqursiman ikki bash we bu ikki bashni yépip turidighan ikki torni yasitip püttürdi,
42 shu ikki tor üstige qaychilashturulghan töt yüz anarni yasatti. Bir torda ikki qatar anar bolup, tüwrük üstidiki; apqursiman ikki bashni yépip turatti.
43 U on das tegliki we das teglikige qoyulidighan on «yuyush dési»ni,
44 «mis déngiz» we uning astidiki on ikki mis buqini yasatquzdi,
Padishahlar «1» 7 in Muqeddes Kalam (latin yéziq)

Padixaⱨlar «1» 7:11-44 in Muⱪeddes Kalam (yǝngi yeziⱪ)

11 Ullarning üstigǝ yǝnǝ bekitilgǝn ɵlqǝm boyiqǝ oyulƣan ⱪimmǝt esil taxlar wǝ kedir limliri ⱪoyulƣanidi.
12 Qong ⱨoylining qɵrisidiki tam üq ⱪǝwǝt oyulƣan tax wǝ bir ⱪǝwǝt yonulƣan kedir limliridin yasalƣanidi. Pǝrwǝrdigarning ibadǝthanisining iqkiriki ⱨoylisining temi wǝ yǝnǝ ordidiki dǝⱨlizining temimu xundaⱪ yasalƣanidi.
13 Sulayman padixaⱨ adǝm ǝwǝtip Ⱨiramni turdin kǝltürdi.
14 U kixi Naftali ⱪǝbilisidin bolƣan bir tul hotunning oƣli bolup, atisi turluⱪ bir miskǝr idi. Ⱨiram miskǝrqiliktǝ türlük ixlarni ⱪilixⱪa tolimu usta, pǝm-parasǝtlik wǝ bilimlik idi. U Sulayman padixaⱨning ⱪexiƣa kelip, uning ⱨǝmmǝ ixini ⱪildi.
15 U ɵzi ikki tüwrükni mistin yasidi. Ⱨǝrbir tüwrükning egizliki on sǝkkiz gǝz bolup, aylanmisi on ikki gǝz idi.
16 Bu tüwrüklǝrning üstigǝ ⱪoyux üqün mistin ikki tajni ⱪuyup yasap, uning üstigǝ ⱪoydi. Bir tajning egizliki bǝx gǝz, ikkinqi tajning egizlikimu bǝx gǝz idi.
17 Tüwrüklǝrning tɵpisidiki tajlar torlarƣa ohxax zinnǝtlinip, zǝnjirlǝr wǝ torlanƣan ⱨalⱪilar bilǝn toⱪuⱪluⱪ idi. Bir tajning xundaⱪ yǝttǝ ⱪatar tor ⱨalⱪiliri bar idi, ikkinqi tajningmu ⱨǝm xundaⱪ yǝttǝ ⱪur tor ⱨalⱪiliri bar idi.
18 U yǝnǝ anarlarni, yǝni tüwrüklǝrning üstidiki ⱨǝrbir tajni yepip turidiƣan tor ⱨalⱪilarning üstigǝ ikki ⱪatar anarni yasidi. U birinqi wǝ ikkinqi tajƣimu ohxaxla xundaⱪ ⱪildi.
19 Aywandiki tüwrüklǝrning üstidiki tajliri nilupǝr xǝkillik bolup, egizliki tɵt gǝzdin idi.
20 Ikki tüwrükning tajliridiki tor ⱨalⱪiliriƣa yeⱪin tompiyip qiⱪⱪan jayning üstidǝ ⱪǝwǝtmu-ⱪǝwǝt qɵridigǝn ikki yüz anar nushisi bar idi. Ikkinqi tajning qɵrisimu ohxax idi.
21 U tüwrüklǝrni ibadǝthanining aldidiki aywanƣa tiklidi. Ong tǝripigǝ birni tiklǝp namini «Yaⱪin», sol tǝripigǝ birni tiklǝp, namini «Boaz» atidi.
22 Tüwrüklǝrning üsti nilupǝr xǝklidǝ yasalƣanidi. Buning bilǝn tüwrüklǝrning ixliri pütkǝnidi.
23 U mistin «dengiz» dǝp atalƣan yoƣan das yasidi. Uning bir girwikidin yǝnǝ bir girwikigiqǝ on gǝz kelǝtti. Uning aylamisi ottuz gǝz idi.
24 Dasning girwiki asti qɵridǝp ⱪapaⱪ nushiliri bilǝn zinnǝtlǝn'gǝnidi. Bular dasning qɵrisining ⱨǝrbir gezigǝ undin, ikki ⱪatar ⱪoyulƣan idi. Ular das bilǝn bir waⱪitta ⱪuyup qiⱪirilƣanidi.
25 Das on ikki buⱪa xǝkli üstidǝ turƣuzulƣanidi. Bularning üqi ximal tǝrǝpkǝ, üqi ƣǝrb tǝrǝpkǝ, üqi jǝnub tǝrǝpkǝ, üqi xǝrⱪ tǝrǝpkǝ yüzlǝn'gǝnidi. «dengiz» bularning üstidǝ idi; ularning arⱪisi iq tǝripidǝ idi.
26 Dasning ⱪelinliⱪi aliⱪanning kǝnglikidǝk bolup, uning girwiki piyalining girwikidǝk, xǝkli eqilƣan nilupǝrdǝk idi. Uningƣa ikki ming bat su siƣatti.
27 Uningdin baxⱪa u mistin on tǝglikni yasidi. Ⱨǝrbir tǝglikning uzunluⱪi tɵt gǝz, kǝngliki tɵt gǝz bolup, egizliki üq gǝz idi.
28 Bu tǝgliklǝr xundaⱪ yasalƣanidiki, ularning rǝsimlik tahtiliri bar idi; tahtiliri ramkilar iqigǝ ornitilƣanidi.
29 Ramkilarning otturisidiki rǝsim tahtaylirida wǝ ramkilarning ɵzidimu xirlar, buⱪilar wǝ kerublarning sürǝtlik zinnǝtliri bar idi; xirlar wǝ buⱪilarning asti wǝ üsti zǝnjirsiman gül qǝmbirǝk xǝklidǝ zinnǝtlǝn'gǝnidi.
30 Ⱨǝrbir tǝglikning mis oⱪliri bilǝn tɵt qaⱪi bar idi; tǝglikning dasni kɵtürüp turidiƣan tɵt burjikidǝ jazisi bar idi; das astidiki putlirining ⱨǝr tǝripidǝ torlanƣan ⱪuyma gül xahliri ornitilƣanidi.
31 Ⱨǝr tǝglikning iqidǝ qongⱪurluⱪi bir gǝz kelidiƣan «kiqik tǝglik» bolup, aƣzi dügilǝk idi; kiqik tǝglikning uzunluⱪi bir yerim gǝz idi; aƣzining ǝtrapida nǝⱪixlǝr bar idi; ularning ramkiliri dügilǝk ǝmǝs, bǝlki tɵt qasiliⱪ idi.
32 Tɵt qaⱪi rǝsimlik tahtayliri astida bolup, ularning oⱪliri tǝglikkǝ bekitilgǝnidi. Ⱨǝrbir qaⱪning egizliki bir yerim gǝz idi.
33 Qaⱪlarning ⱪurulmisi jǝng ⱨarwilirining qaⱪliridǝk idi. Ularning ⱪazanliri, ⱪasⱪanliri, qetiⱪliri wǝ oⱪlirining ⱨǝmmisi mistin ⱪuyulƣanidi.
34 Ⱨǝrbir tǝglikning tɵt burjikidǝ birdin tɵt tutⱪuqi bar idi; ular tǝgliktin qiⱪip turatti wǝ ular tǝglik bilǝn tǝng ⱪuyulƣan.
35 Ⱨǝrbir tǝglikning tɵpisidǝ egizliki yerim gǝz kelidiƣan bir yumilaⱪ jaza bar idi. Ⱨǝrbir tǝglikning tɵpisidǝ tirǝk wǝ rǝsimlik tahtaylar bar idi. Ular tǝglik bilǝn tǝng ⱪuyulƣan.
36 U muxu tirǝk wǝ rǝsim tahtayliridiki box orunlarƣa kerub, xir wǝ horma dǝrǝhlirining nushilirini wǝ qɵrisigǝ torlanƣan gül xahlirini nǝⱪix ⱪildi.
37 Xu tǝriⱪidǝ u muxu on tǝglikni yasap boldi. Ⱨǝmmisi bir nushida ⱪuyulup, ohxax qongluⱪta wǝ xǝkildǝ idi.
38 U mistin on das yasiƣan bolup, ⱨǝrbir dasⱪa ⱪiriⱪ bat su siƣatti; ⱨǝrbir dasning toƣrisi tɵt gǝz idi. On tǝglikning ⱨǝrbirining tɵpisidǝ birdin das bar idi.
39 U bǝx dasni ibadǝthanining ong yenida wǝ bǝxni ibadǝthanining sol yenida ⱪoydi; mis dengizni ibadǝthanining ong tǝripigǝ, yǝni xǝrⱪiy jǝnub tǝripigǝ ⱪoydi.
40 Ⱨiram xularƣa tǝǝlluⱪ das, kürǝk wǝ ⱪaqa-ⱪuqilarnimu yasap tǝyyar ⱪildi. Xundaⱪ ⱪilip Ⱨiram Sulayman padixaⱨ üqün Pǝrwǝrdigarning ɵyining barliⱪ ⱪurulux hizmitini pütküzdi: —
41 ikki tüwrük, ikki tüwrükning üstidiki apⱪursiman ikki bax wǝ bu ikki baxni yepip turidiƣan ikki torni yasitip püttürdi,
42 xu ikki tor üstigǝ ⱪayqilaxturulƣan tɵt yüz anarni yasatti. Bir torda ikki ⱪatar anar bolup, tüwrük üstidiki; apⱪursiman ikki baxni yepip turatti.
43 U on das tǝgliki wǝ das tǝglikigǝ ⱪoyulidiƣan on «yuyux desi»ni,
44 «mis dengiz» wǝ uning astidiki on ikki mis buⱪini yasatⱪuzdi,
Padixaⱨlar «1» 7 in Muⱪeddes Kalam (yǝngi yeziⱪ)