Text copied!
Bibles in Uighur

Lawiylar 8:5-33 in Uighur

Help us?

لاۋىيلار 8:5-33 in مۇقېددېس‭ ‬كالام (‭‬يەنگى‭ ‬يېزىق‭ ‬ )

5 ئاندىن مۇسا جامائەتكە‫‪:‬‬ ــ پەرۋەردىگار بۇيرۇغان ئىش مانا مۇنداق، ــ دېدى.
6 شۇنىڭ بىلەن مۇسا ھارۇن بىلەن ئۇنىڭ ئوغۇللىرىنى ئالدىغا كەلتۈرۈپ ئۇلارنى سۇ بىلەن يۇيۇپ،
7 ھارۇنغا كۆڭلەك كىيدۈرۈپ، بەلۋاغ باغلاپ، توننى كىيدۈردى ۋە ئۈستىگە ئەفودنى ياپتى؛ ئۇ ئەفودنىڭ بەلۋېغىنى باغلاپ، ئەفودنى ئۇنىڭغا تاقاپ قويدى.
8 ئاندىن مۇسا ئۇنىڭغا «قوشېن»نى تاقاپ، قوشېننىڭ ئىچىگە «ئۇرىم بىلەن تۇممىم»نى سېلىپ،   
9 بېشىغا سەللە يۆگەپ پەرۋەردىگار ئۇنىڭغا بۇيرۇغىنىدەك سەللىنىڭ ئالدى تەرىپىگە «ئالتۇن تاختىلىق مۇقەددەس ئوتۇغات»نى بېكىتىپ قويدى.
10 ئاندىن مۇسا مەسىھلەش مېيىنى ئېلىپ ئىبادەت چېدىرى بىلەن ئىچىدىكى بارلىق نەرسىلەرنىڭ ھەممىسىنى مەسىھلەپ مۇقەددەس قىلدى.
11 ئۇ مايدىن ئېلىپ قۇربانگاھقا يەتتە مەرتىۋە چېچىپ، قۇربانگاھ بىلەن ئۇنىڭ بارچە قاچا‫‪‎-‎‬‬قۇچىلىرىنى، يۇيۇنۇش دېسى ۋە تەگلىكىنى خۇداغا ئاتاپ مۇقەددەس قىلىشقا مەسىھلىدى.
12 ئۇ يەنە مەسىھلەش مېيىدىن ئازراق ئېلىپ ھارۇننىڭ بېشىغا قۇيۇپ ئۇنى خۇداغا ئاتاپ مۇقەددەس قىلىشقا مەسىھلىدى.
13 ئاندىن مۇسا ھارۇننىڭ ئوغۇللىرىنى ئالدىغا كەلتۈرۈپ، پەرۋەردىگار ئۇنىڭغا بۇيرۇغىنىدەك ئۇلارغا كۆڭلەك كىيدۈرۈپ، بەللىرىگە بەلۋاغ باغلاپ، ئۇلارغا ئېگىز بۆكلەرنىمۇ تاقاپ قويدى.  
14 ئاندىن ئۇ گۇناھ قۇربانلىقى قىلىنىدىغان تورپاقنى يېتىلەپ كەلدى؛ ھارۇن بىلەن ئۇنىڭ ئوغۇللىرى گۇناھ قۇربانلىقى قىلىنىدىغان تورپاقنىڭ بېشىغا قوللىرىنى قويدى.
15 ئۇ ئۇنى بوغۇزلىدى، ئاندىن مۇسا قېنىدىن ئېلىپ، ئۆز بارمىقى بىلەن قۇربانگاھنىڭ مۈڭگۈزلىرىگە، چۆرىسىگە سۈرۈپ قۇربانگاھنى گۇناھتىن پاكلىدى؛ قالغان قاننى بولسا ئۇ قۇربانگاھنىڭ تۆۋىگە تۆكۈپ، مۇقەددەس بولۇشقا كافارەت كەلتۈردى.
16 ئاندىن ئۇ ئىچ قارنىنى يۆگەپ تۇرغان ماينىڭ ھەممىسىنى، جىگەرنىڭ ئۈستىدىكى چاۋا ماينى، ئىككى بۆرەك ۋە ئۈستىدىكى مايلىرىنى قوشۇپ ئالدى؛ ئاندىن مۇسا بۇلارنى قۇربانگاھنىڭ ئۈستىدە كۆيدۈردى.
17 بىراق مۇسا تورپاقنىڭ تېرىسى بىلەن گۆشى ۋە تېزىكىنى بولسا پەرۋەردىگار ئۆزىگە بۇيرۇغىنىدەك چېدىرگاھنىڭ تاشقىرىدا ئوتتا كۆيدۈرۈۋەتتى.  
18 ئاندىن ئۇ كۆيدۈرمە قۇربانلىق قىلىنىدىغان قوچقارنى كەلتۈردى؛ ھارۇن بىلەن ئۇنىڭ ئوغۇللىرى قوللىرىنى قوچقارنىڭ بېشىغا قويدى.
19 ھارۇن قوچقارنى بوغۇزلىدى؛ ئاندىن مۇسا قېنىنى ئېلىپ قۇربانگاھنىڭ ئۈستى قىسمىنىڭ ئەتراپىغا سەپتى؛
20 ھارۇن قوچقارنى پارچە‫‪‎-‎‬‬پارچە قىلىپ پارچىلىدى؛ ئاندىن مۇسا بېشىنى، پارچىلانغان گۆشلىرىنى بارلىق مېيى بىلەن قوشۇپ كۆيدۈردى.
21 ئۈچەي‫‪‎-‎‬‬قېرىنلىرى بىلەن پاچاقلىرىنى سۇدا يۇدى. ئاندىن مۇسا قوچقارنى پۈتۈن پېتى قۇربانگاھ ئۈستىدە كۆيدۈردى. بۇ پەرۋەردىگار مۇساغا بۇيرۇغان، «پەرۋەردىگارغا ئاتاپ ئوتتا سۇنۇلىدىغان خۇشبۇي چىقىدىغان قۇربانلىق» ئىدى.
22 ئاندىن ئۇ كاھىنلىققا تىكلەش قۇربانلىقى قىلىنىدىغان قوچقارنى، ئىككىنچى قوچقارنى كەلتۈردى؛ ھارۇن بىلەن ئۇنىڭ ئوغۇللىرى قوللىرىنى قوچقارنىڭ بېشىغا قويدى.
23 ئۇ ئۇنى بوغۇزلىدى؛ ۋە مۇسا ئۇنىڭ قېنىدىن ئېلىپ ھارۇننىڭ ئوڭ قۇلىقىنىڭ يۇمشىقى بىلەن ئوڭ قولىنىڭ باش بارمىقىغا سۈرۈپ ۋە ئوڭ پۇتىنىڭ چوڭ بارمىقىغىمۇ سۇۋاپ قويدى.
24 ئاندىن مۇسا ھارۇننىڭ ئوغۇللىرىنى ئالدىغا كەلتۈرۈپ، قاندىن ئېلىپ ئۇلارنىڭ ئوڭ قۇلاقلىرىنىڭ يۇمشىقى بىلەن ئوڭ قوللىرىنىڭ باش بارماقلىرىغا سۈردى، ئۇلارنىڭ ئوڭ پۇتلىرىنىڭ چوڭ بارماقلىرىغىمۇ سۇۋاپ قويدى، قالغان قاننى مۇسا قۇربانگاھنىڭ چۆرىسىگە سەپتى.
25 شۇنداق قىلىپ، ئۇ مېيى بىلەن مايلىق قۇيرۇقىنى، ئىچ قارنىنى يۆگەپ تۇرغان بارلىق ماي بىلەن جىگەرنىڭ ئۈستىدىكى چاۋا مېيىنى، ئىككى بۆرەك ۋە ئۈستىدىكى مايلىرىنى قوشۇپ ئېلىپ ئوڭ ئارقا پۇتىنىمۇ كېسىپ ئېلىپ،
26 پەرۋەردىگارنىڭ ئالدىدىكى پېتىر نان سېلىنغان سېۋەتتىن بىر پېتىر توقاچ بىلەن بىر زەيتۇن ماي توقىچى ۋە بىر دانە ھەمەك ناننى ئېلىپ بۇلارنى ماي بىلەن ئوڭ ئارقا پۇتنىڭ ئۈستىدە قويدى؛
27 ئاندىن بۇلارنىڭ ھەممىسىنى ھارۇن بىلەن ئۇنىڭ ئوغۇللىرىنىڭ قوللىرىغا تۇتقۇزۇپ، پۇلاڭلاتما ھەدىيە بولسۇن دەپ پەرۋەردىگارنىڭ ئالدىدا پۇلاڭلاتتى.
28 ئاندىن مۇسا بۇلارنى ئۇلارنىڭ قوللىرىدىن ئېلىپ قۇربانگاھتىكى كۆيدۈرمە قۇربانلىقنىڭ ئۈستىدە قويۇپ كۆيدۈردى. بۇ «كاھىنلىققا تىكلەش قۇربانلىقى» بولۇپ، پەرۋەردىگارغا ئاتاپ ئوتتا سۇنۇلىدىغان، خۇشبۇي چىقىدىغان قۇربانلىق ئىدى.
29 ئاندىن مۇسا تۆشنى ئېلىپ پۇلاڭلاتما ھەدىيە سۈپىتىدە پەرۋەردىگارنىڭ ئالدىدا پۇلاڭلاتتى؛ پەرۋەردىگارنىڭ ئۇنىڭغا بۇيرۇغىنى بويىچە، «كاھىنلىققا تىكلەش قۇربانلىقى» بولغان قوچقارنىڭ بۇ قىسمى مۇسانىڭ ئۈلۈشى ئىدى.
30 ئاندىن مۇسا مەسىھلەش مېيىدىن ۋە قۇربانگاھنىڭ ئۈستىدىكى قاندىن بىرئاز ئېلىپ، ھارۇن بىلەن ئۇنىڭ كىيىملىرىگە ۋە ئوغۇللىرى بىلەن ئۇلارنىڭ كىيىملىرىگە سەپتى. شۇنداق قىلىپ، ئۇ ھارۇن ۋە كىيىملىرىنى، ئوغۇللىرى بىلەن ئۇلارنىڭ كىيىملىرىنى مۇقەددەس قىلدى.
31 مۇسا ھارۇن بىلەن ئۇنىڭ ئوغۇللىرىغا مۇنداق بۇيرۇدى‫‪:‬‬ ــ «بۇ گۆشنى جامائەت چېدىرىنىڭ كىرىش ئاغزىدا قاينىتىپ پىشۇرۇپ شۇ يەردە ئولتۇرۇپ «كاھىنلىققا تىكلەش قۇربانلىقى»غا تەۋە بولغان سېۋەتتىكى نان بىلەن قوشۇپ يەڭلار؛ بۇلارنى ھارۇن بىلەن ئوغۇللىرى يېسۇن، دەپ بۇيرۇغىنىمدەك ئۇنى يەڭلار؛
32 لېكىن گۆش بىلەن ناندىن ئېشىپ قالغانلىرىنىڭ ھەممىسىنى ئوتتا كۆيدۈرۈۋېتىڭلار.
33 سىلەر يەتتە كۈنگىچە جامائەت چېدىرىنىڭ كىرىش ئاغزىدىن چىقماي، خۇداغا ئاتاپ كاھىنلىققا تىكلەش كۈنلىرىڭلار توشقۇچە شۇ يەردە تۇرۇڭلار؛ چۈنكى سىلەرنى خۇداغا ئاتاپ كاھىنلىققا تىكلەش ئۈچۈن يەتتە كۈن كېتىدۇ.
لاۋىيلار 8 in مۇقېددېس‭ ‬كالام (‭‬يەنگى‭ ‬يېزىق‭ ‬ )

Лавийлар 8:5-33 in Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

5 Андин Муса җамаәткә: — Пәрвәрдигар буйруған иш мана мундақ, — деди.
6 Шуниң билән Муса Һарун билән униң оғуллирини алдиға кәлтүрүп уларни су билән жуюп,
7 Һарунға көйнәк кийдүрүп, бәлвағ бағлап, тонни кийдүрди вә үстигә әфодни япти; у әфодниң бәлвеғини бағлап, әфодни униңға тақап қойди.
8 Андин Муса униңға «қошен»ни тақап, қошенниң ичигә «урим билән туммим»ни селип,   
9 Бешиға сәллә йөгәп Пәрвәрдигар униңға буйруғинидәк сәллиниң алди тәрипигә «алтун тахтилиқ муқәддәс отуғат»ни бекитип қойди.
10 Андин Муса мәсиһләш мейини елип ибадәт чедири билән ичидики барлиқ нәрсиләрниң һәммисини мәсиһләп муқәддәс қилди.
11 У майдин елип қурбангаһқа йәттә мәртивә чечип, қурбангаһ билән униң барчә қача-қучилирини, жуюнуш деси вә тәглигини Худаға атап муқәддәс қилишқа мәсиһлиди.
12 У йәнә мәсиһләш мейидин азрақ елип Һарунниң бешиға қуюп уни Худаға атап муқәддәс қилишқа мәсиһлиди.
13 Андин Муса Һарунниң оғуллирини алдиға кәлтүрүп, Пәрвәрдигар униңға буйруғинидәк уларға көйнәк кийдүрүп, бәллиригә бәлвағ бағлап, уларға егиз бөкләрниму тақап қойди.  
14 Андин у гуна қурбанлиғи қилинидиған топақни йетиләп кәлди; Һарун билән униң оғуллири гуна қурбанлиғи қилинидиған топақниң бешиға қоллирини қойди.
15 У уни боғузлиди, андин Муса қенидин елип, өз бармиғи билән қурбангаһниң мүңгүзлиригә, чөрисигә сүрүп қурбангаһни гунадин паклиди; қалған қанни болса у қурбангаһниң төвигә төкүп, муқәддәс болушқа кафарәт кәлтүрди.
16 Андин у ич қарнини йөгәп турған майниң һәммисини, җигәрниң үстидики чава майни, икки бөрәк вә үстидики майлирини қошуп алди; андин Муса буларни қурбангаһниң үстидә көйдүрди.
17 Бирақ Муса топақниң териси билән гөши вә тезигини болса Пәрвәрдигар өзигә буйруғинидәк чедиргаһниң ташқирида отта көйдүрүвәтти.  
18 Андин у көйдүрмә қурбанлиқ қилинидиған қочқарни кәлтүрди; Һарун билән униң оғуллири қоллирини қочқарниң бешиға қойди.
19 Һарун қочқарни боғузлиди; андин Муса қенини елип қурбангаһниң үсти қисминиң әтрапиға сәпти;
20 Һарун қочқарни парчә-парчә қилип парчилиди; андин Муса бешини, парчиланған гөшлирини барлиқ мейи билән қошуп көйдүрди.
21 Үчәй-қеринлири билән пачақлирини суда жуйди. Андин Муса қочқарни пүтүн пети қурбангаһ үстидә көйдүрди. Бу Пәрвәрдигар Мусаға буйруған, «Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған хушбуй чиқидиған қурбанлиқ» еди.
22 Андин у каһинлиққа тикләш қурбанлиғи қилинидиған қочқарни, иккинчи қочқарни кәлтүрди; Һарун билән униң оғуллири қоллирини қочқарниң бешиға қойди.
23 У уни боғузлиди; вә Муса униң қенидин елип Һарунниң оң қулиқиниң юмшиқи билән оң қолиниң баш бармиғиға сүрүп вә оң путиниң чоң бармиғиғиму сугап қойди.
24 Андин Муса Һарунниң оғуллирини алдиға кәлтүрүп, қандин елип уларниң оң қулақлириниң юмшиқи билән оң қоллириниң баш бармақлириға сүрди, уларниң оң путлириниң чоң бармақлириғиму сугап қойди, қалған қанни Муса қурбангаһниң чөрисигә сәпти.
25 Шундақ қилип, у мейи билән майлиқ қуйруғини, ич қарнини йөгәп турған барлиқ май билән җигәрниң үстидики чава мейини, икки бөрәк вә үстидики майлирини қошуп елип оң арқа путиниму кесип елип,
26 Пәрвәрдигарниң алдидики петир нан селинған севәттин бир петир тоғач билән бир зәйтун май тоғичи вә бир данә һәмәк нанни елип буларни май билән оң арқа путниң үстидә қойди;
27 андин буларниң һәммисини Һарун билән униң оғуллириниң қоллириға тутқузуп, пулаңлатма һәдийә болсун дәп Пәрвәрдигарниң алдида пулаңлатти.
28 Андин Муса буларни уларниң қоллиридин елип қурбангаһтики көйдүрмә қурбанлиқниң үстидә қоюп көйдүрди. Бу «каһинлиққа тикләш қурбанлиғи» болуп, Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған, хушбуй чиқидиған қурбанлиқ еди.
29 Андин Муса төшни елип пулаңлатма һәдийә сүпитидә Пәрвәрдигарниң алдида пулаңлатти; Пәрвәрдигарниң униңға буйруғини бойичә, «каһинлиққа тикләш қурбанлиғи» болған қочқарниң бу қисми Мусаниң үлүши еди.
30 Андин Муса Мәсиһләш мейидин вә қурбангаһниң үстидики қандин бир аз елип, Һарун билән униң кийимлиригә вә оғуллири билән уларниң кийимлиригә сәпти. Шундақ қилип, у Һарун вә кийимлирини, оғуллири билән уларниң кийимлирини муқәддәс қилди.
31 Муса Һарун билән униң оғуллириға мундақ буйруди: — «Бу гөшни җамаәт чедириниң кириш ағзида қайнитип пиширип шу йәрдә олтирип «каһинлиққа тикләш қурбанлиғи»ға тәвә болған севәттики нан билән қошуп йәңлар; буларни Һарун билән оғуллири йесун, дәп буйруғинимдәк уни йәңлар;
32 лекин гөш билән нандин ешип қалғанлириниң һәммисини отта көйдүрүветиңлар.
33 Силәр йәттә күнгичә җамаәт чедириниң кириш ағзидин чиқмай, Худаға атап каһинлиққа тикләш күнлириңлар тошқичә шу йәрдә туруңлар; чүнки силәрни Худаға атап каһинлиққа тикләш үчүн йәттә күн кетиду.
Лавийлар 8 in Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

Lawiylar 8:5-33 in Muqeddes Kalam (latin yéziq)

5 Andin Musa jamaetke: — Perwerdigar buyrughan ish mana mundaq, — dédi.
6 Shuning bilen Musa Harun bilen uning oghullirini aldigha keltürüp ularni su bilen yuyup,
7 Harun'gha könglek kiydürüp, belwagh baghlap, tonni kiydürdi we üstige efodni yapti; u efodning belwéghini baghlap, efodni uninggha taqap qoydi.
8 Andin Musa uninggha «qoshén»ni taqap, qoshénning ichige «urim bilen tummim»ni sélip,   
9 Béshigha selle yögep Perwerdigar uninggha buyrughinidek sellining aldi teripige «altun taxtiliq muqeddes otughat»ni békitip qoydi.
10 Andin Musa mesihlesh méyini élip ibadet chédiri bilen ichidiki barliq nersilerning hemmisini mesihlep muqeddes qildi.
11 U maydin élip qurban'gahqa yette mertiwe chéchip, qurban'gah bilen uning barche qacha-quchilirini, yuyunush dési we teglikini Xudagha atap muqeddes qilishqa mesihlidi.
12 U yene mesihlesh méyidin azraq élip Harunning béshigha quyup uni Xudagha atap muqeddes qilishqa mesihlidi.
13 Andin Musa Harunning oghullirini aldigha keltürüp, Perwerdigar uninggha buyrughinidek ulargha könglek kiydürüp, bellirige belwagh baghlap, ulargha égiz böklernimu taqap qoydi.  
14 Andin u gunah qurbanliqi qilinidighan torpaqni yétilep keldi; Harun bilen uning oghulliri gunah qurbanliqi qilinidighan torpaqning béshigha qollirini qoydi.
15 U uni boghuzlidi, andin Musa qénidin élip, öz barmiqi bilen qurban'gahning münggüzlirige, chörisige sürüp qurban'gahni gunahtin paklidi; qalghan qanni bolsa u qurban'gahning töwige töküp, muqeddes bolushqa kafaret keltürdi.
16 Andin u ich qarnini yögep turghan mayning hemmisini, jigerning üstidiki chawa mayni, ikki börek we üstidiki maylirini qoshup aldi; andin Musa bularni qurban'gahning üstide köydürdi.
17 Biraq Musa torpaqning térisi bilen göshi we tézikini bolsa Perwerdigar özige buyrughinidek chédirgahning tashqirida otta köydürüwetti.  
18 Andin u köydürme qurbanliq qilinidighan qochqarni keltürdi; Harun bilen uning oghulliri qollirini qochqarning béshigha qoydi.
19 Harun qochqarni boghuzlidi; andin Musa qénini élip qurban'gahning üsti qismining etrapigha septi;
20 Harun qochqarni parche-parche qilip parchilidi; andin Musa béshini, parchilan'ghan göshlirini barliq méyi bilen qoshup köydürdi.
21 Üchey-qérinliri bilen pachaqlirini suda yudi. Andin Musa qochqarni pütün péti qurban'gah üstide köydürdi. Bu Perwerdigar Musagha buyrughan, «Perwerdigargha atap otta sunulidighan xushbuy chiqidighan qurbanliq» idi.
22 Andin u kahinliqqa tiklesh qurbanliqi qilinidighan qochqarni, ikkinchi qochqarni keltürdi; Harun bilen uning oghulliri qollirini qochqarning béshigha qoydi.
23 U uni boghuzlidi; we Musa uning qénidin élip Harunning ong quliqining yumshiqi bilen ong qolining bash barmiqigha sürüp we ong putining chong barmiqighimu suwap qoydi.
24 Andin Musa Harunning oghullirini aldigha keltürüp, qandin élip ularning ong qulaqlirining yumshiqi bilen ong qollirining bash barmaqlirigha sürdi, ularning ong putlirining chong barmaqlirighimu suwap qoydi, qalghan qanni Musa qurban'gahning chörisige septi.
25 Shundaq qilip, u méyi bilen mayliq quyruqini, ich qarnini yögep turghan barliq may bilen jigerning üstidiki chawa méyini, ikki börek we üstidiki maylirini qoshup élip ong arqa putinimu késip élip,
26 Perwerdigarning aldidiki pétir nan sélin'ghan séwettin bir pétir toqach bilen bir zeytun may toqichi we bir dane hemek nanni élip bularni may bilen ong arqa putning üstide qoydi;
27 andin bularning hemmisini Harun bilen uning oghullirining qollirigha tutquzup, pulanglatma hediye bolsun dep Perwerdigarning aldida pulanglatti.
28 Andin Musa bularni ularning qolliridin élip qurban'gahtiki köydürme qurbanliqning üstide qoyup köydürdi. Bu «kahinliqqa tiklesh qurbanliqi» bolup, Perwerdigargha atap otta sunulidighan, xushbuy chiqidighan qurbanliq idi.
29 Andin Musa töshni élip pulanglatma hediye süpitide Perwerdigarning aldida pulanglatti; Perwerdigarning uninggha buyrughini boyiche, «kahinliqqa tiklesh qurbanliqi» bolghan qochqarning bu qismi Musaning ülüshi idi.
30 Andin Musa Mesihlesh méyidin we qurban'gahning üstidiki qandin biraz élip, Harun bilen uning kiyimlirige we oghulliri bilen ularning kiyimlirige septi. Shundaq qilip, u Harun we kiyimlirini, oghulliri bilen ularning kiyimlirini muqeddes qildi.
31 Musa Harun bilen uning oghullirigha mundaq buyrudi: — «Bu göshni jamaet chédirining kirish aghzida qaynitip pishurup shu yerde olturup «kahinliqqa tiklesh qurbanliqi»gha tewe bolghan séwettiki nan bilen qoshup yenglar; bularni Harun bilen oghulliri yésun, dep buyrughinimdek uni yenglar;
32 lékin gösh bilen nandin éship qalghanlirining hemmisini otta köydürüwétinglar.
33 Siler yette kün'giche jamaet chédirining kirish aghzidin chiqmay, Xudagha atap kahinliqqa tiklesh künliringlar toshquche shu yerde turunglar; chünki silerni Xudagha atap kahinliqqa tiklesh üchün yette kün kétidu.
Lawiylar 8 in Muqeddes Kalam (latin yéziq)

Lawiylar 8:5-33 in Muⱪeddes Kalam (yǝngi yeziⱪ)

5 Andin Musa jamaǝtkǝ: — Pǝrwǝrdigar buyruƣan ix mana mundaⱪ, — dedi.
6 Xuning bilǝn Musa Ⱨarun bilǝn uning oƣullirini aldiƣa kǝltürüp ularni su bilǝn yuyup,
7 Ⱨarunƣa kɵnglǝk kiydürüp, bǝlwaƣ baƣlap, tonni kiydürdi wǝ üstigǝ ǝfodni yapti; u ǝfodning bǝlweƣini baƣlap, ǝfodni uningƣa taⱪap ⱪoydi.
8 Andin Musa uningƣa «ⱪoxen»ni taⱪap, ⱪoxenning iqigǝ «urim bilǝn tummim»ni selip,   
9 Bexiƣa sǝllǝ yɵgǝp Pǝrwǝrdigar uningƣa buyruƣinidǝk sǝllining aldi tǝripigǝ «altun tahtiliⱪ muⱪǝddǝs otuƣat»ni bekitip ⱪoydi.
10 Andin Musa mǝsiⱨlǝx meyini elip ibadǝt qediri bilǝn iqidiki barliⱪ nǝrsilǝrning ⱨǝmmisini mǝsiⱨlǝp muⱪǝddǝs ⱪildi.
11 U maydin elip ⱪurban'gaⱨⱪa yǝttǝ mǝrtiwǝ qeqip, ⱪurban'gaⱨ bilǝn uning barqǝ ⱪaqa-ⱪuqilirini, yuyunux desi wǝ tǝglikini Hudaƣa atap muⱪǝddǝs ⱪilixⱪa mǝsiⱨlidi.
12 U yǝnǝ mǝsiⱨlǝx meyidin azraⱪ elip Ⱨarunning bexiƣa ⱪuyup uni Hudaƣa atap muⱪǝddǝs ⱪilixⱪa mǝsiⱨlidi.
13 Andin Musa Ⱨarunning oƣullirini aldiƣa kǝltürüp, Pǝrwǝrdigar uningƣa buyruƣinidǝk ularƣa kɵnglǝk kiydürüp, bǝllirigǝ bǝlwaƣ baƣlap, ularƣa egiz bɵklǝrnimu taⱪap ⱪoydi.  
14 Andin u gunaⱨ ⱪurbanliⱪi ⱪilinidiƣan torpaⱪni yetilǝp kǝldi; Ⱨarun bilǝn uning oƣulliri gunaⱨ ⱪurbanliⱪi ⱪilinidiƣan torpaⱪning bexiƣa ⱪollirini ⱪoydi.
15 U uni boƣuzlidi, andin Musa ⱪenidin elip, ɵz barmiⱪi bilǝn ⱪurban'gaⱨning münggüzlirigǝ, qɵrisigǝ sürüp ⱪurban'gaⱨni gunaⱨtin paklidi; ⱪalƣan ⱪanni bolsa u ⱪurban'gaⱨning tɵwigǝ tɵküp, muⱪǝddǝs boluxⱪa kafarǝt kǝltürdi.
16 Andin u iq ⱪarnini yɵgǝp turƣan mayning ⱨǝmmisini, jigǝrning üstidiki qawa mayni, ikki bɵrǝk wǝ üstidiki maylirini ⱪoxup aldi; andin Musa bularni ⱪurban'gaⱨning üstidǝ kɵydürdi.
17 Biraⱪ Musa torpaⱪning terisi bilǝn gɵxi wǝ tezikini bolsa Pǝrwǝrdigar ɵzigǝ buyruƣinidǝk qedirgaⱨning taxⱪirida otta kɵydürüwǝtti.  
18 Andin u kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ ⱪilinidiƣan ⱪoqⱪarni kǝltürdi; Ⱨarun bilǝn uning oƣulliri ⱪollirini ⱪoqⱪarning bexiƣa ⱪoydi.
19 Ⱨarun ⱪoqⱪarni boƣuzlidi; andin Musa ⱪenini elip ⱪurban'gaⱨning üsti ⱪismining ǝtrapiƣa sǝpti;
20 Ⱨarun ⱪoqⱪarni parqǝ-parqǝ ⱪilip parqilidi; andin Musa bexini, parqilanƣan gɵxlirini barliⱪ meyi bilǝn ⱪoxup kɵydürdi.
21 Üqǝy-ⱪerinliri bilǝn paqaⱪlirini suda yudi. Andin Musa ⱪoqⱪarni pütün peti ⱪurban'gaⱨ üstidǝ kɵydürdi. Bu Pǝrwǝrdigar Musaƣa buyruƣan, «Pǝrwǝrdigarƣa atap otta sunulidiƣan huxbuy qiⱪidiƣan ⱪurbanliⱪ» idi.
22 Andin u kaⱨinliⱪⱪa tiklǝx ⱪurbanliⱪi ⱪilinidiƣan ⱪoqⱪarni, ikkinqi ⱪoqⱪarni kǝltürdi; Ⱨarun bilǝn uning oƣulliri ⱪollirini ⱪoqⱪarning bexiƣa ⱪoydi.
23 U uni boƣuzlidi; wǝ Musa uning ⱪenidin elip Ⱨarunning ong ⱪuliⱪining yumxiⱪi bilǝn ong ⱪolining bax barmiⱪiƣa sürüp wǝ ong putining qong barmiⱪiƣimu suwap ⱪoydi.
24 Andin Musa Ⱨarunning oƣullirini aldiƣa kǝltürüp, ⱪandin elip ularning ong ⱪulaⱪlirining yumxiⱪi bilǝn ong ⱪollirining bax barmaⱪliriƣa sürdi, ularning ong putlirining qong barmaⱪliriƣimu suwap ⱪoydi, ⱪalƣan ⱪanni Musa ⱪurban'gaⱨning qɵrisigǝ sǝpti.
25 Xundaⱪ ⱪilip, u meyi bilǝn mayliⱪ ⱪuyruⱪini, iq ⱪarnini yɵgǝp turƣan barliⱪ may bilǝn jigǝrning üstidiki qawa meyini, ikki bɵrǝk wǝ üstidiki maylirini ⱪoxup elip ong arⱪa putinimu kesip elip,
26 Pǝrwǝrdigarning aldidiki petir nan selinƣan sewǝttin bir petir toⱪaq bilǝn bir zǝytun may toⱪiqi wǝ bir danǝ ⱨǝmǝk nanni elip bularni may bilǝn ong arⱪa putning üstidǝ ⱪoydi;
27 andin bularning ⱨǝmmisini Ⱨarun bilǝn uning oƣullirining ⱪolliriƣa tutⱪuzup, pulanglatma ⱨǝdiyǝ bolsun dǝp Pǝrwǝrdigarning aldida pulanglatti.
28 Andin Musa bularni ularning ⱪolliridin elip ⱪurban'gaⱨtiki kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪning üstidǝ ⱪoyup kɵydürdi. Bu «kaⱨinliⱪⱪa tiklǝx ⱪurbanliⱪi» bolup, Pǝrwǝrdigarƣa atap otta sunulidiƣan, huxbuy qiⱪidiƣan ⱪurbanliⱪ idi.
29 Andin Musa tɵxni elip pulanglatma ⱨǝdiyǝ süpitidǝ Pǝrwǝrdigarning aldida pulanglatti; Pǝrwǝrdigarning uningƣa buyruƣini boyiqǝ, «kaⱨinliⱪⱪa tiklǝx ⱪurbanliⱪi» bolƣan ⱪoqⱪarning bu ⱪismi Musaning ülüxi idi.
30 Andin Musa Mǝsiⱨlǝx meyidin wǝ ⱪurban'gaⱨning üstidiki ⱪandin biraz elip, Ⱨarun bilǝn uning kiyimlirigǝ wǝ oƣulliri bilǝn ularning kiyimlirigǝ sǝpti. Xundaⱪ ⱪilip, u Ⱨarun wǝ kiyimlirini, oƣulliri bilǝn ularning kiyimlirini muⱪǝddǝs ⱪildi.
31 Musa Ⱨarun bilǝn uning oƣulliriƣa mundaⱪ buyrudi: — «Bu gɵxni jamaǝt qedirining kirix aƣzida ⱪaynitip pixurup xu yǝrdǝ olturup «kaⱨinliⱪⱪa tiklǝx ⱪurbanliⱪi»ƣa tǝwǝ bolƣan sewǝttiki nan bilǝn ⱪoxup yǝnglar; bularni Ⱨarun bilǝn oƣulliri yesun, dǝp buyruƣinimdǝk uni yǝnglar;
32 lekin gɵx bilǝn nandin exip ⱪalƣanlirining ⱨǝmmisini otta kɵydürüwetinglar.
33 Silǝr yǝttǝ kün'giqǝ jamaǝt qedirining kirix aƣzidin qiⱪmay, Hudaƣa atap kaⱨinliⱪⱪa tiklǝx künliringlar toxⱪuqǝ xu yǝrdǝ turunglar; qünki silǝrni Hudaƣa atap kaⱨinliⱪⱪa tiklǝx üqün yǝttǝ kün ketidu.
Lawiylar 8 in Muⱪeddes Kalam (yǝngi yeziⱪ)