Text copied!
Bibles in Uighur

Lawiylar 25:3-34 in Uighur

Help us?

لاۋىيلار 25:3-34 in مۇقېددېس‭ ‬كالام (‭‬يەنگى‭ ‬يېزىق‭ ‬ )

3 سەن ئالتە يىل ئېتىزىڭنى تېرىپ، ئالتە يىل تاللىق بېغىڭنى چاتاپ، ئۇلاردىن ھوسۇللارنى يىغقىن؛
4 ئەمما يەتتىنچى يىلى زېمىننىڭ ئۆزى ئۈچۈن بىر «شاباتلىق ئارام» بولسۇن؛ ئۇ پەرۋەردىگارغا ئاتالغان بىر «شابات» ھېسابلىنىدۇ. شۇ يىلى سەن ئېتىزىڭنى تېرىمايسەن ۋە تاللىقىڭنى چاتىمايسەن.
5 ئۆزلۈكىدىن ئۈنۈپ چىققان ھوسۇلنى ئورمايسەن؛ ۋە چاتالمىغان تاللىرىڭنىڭ ئۈزۈملىرىنى ئۈزمەيسەن؛ چۈنكى شۇ يىل زېمىن ئارام ئالىدىغان يىلدۇر.
6 ھالبۇكى، زېمىن شابات يىلىدا چىقارغان ھوسۇل ھەممىڭلارغا ئوزۇق بولىدۇ، يەنى ئۆزۈڭ ئۈچۈن، قۇل‫‪‎-‎‬‬دېدىكىڭ ئۈچۈن، مەدىكارىڭ ئۈچۈن ۋە سېنىڭكىدە تۇرۇۋاتقان مۇساپىر ئۈچۈن، شۇنىڭدەك مال‫‪‎-‎‬‬ۋارانلىرىڭ ئۈچۈن
7 ۋە زېمىنىڭدىكى ياۋايى ھايۋانلار ئۈچۈنمۇ ئوزۇق بولىدۇ؛ زېمىننىڭ ھەممە ھوسۇلى ئوزۇق بولىدۇ.
8 شۇنىڭدەك سەن يەتتە قېتىملىق شابات يىلىنى، يەنى يەتتە ھەسسە يەتتە يىلنى سانىغىن؛ يەتتە شابات يىل كۈنلىرى قىرىق توققۇز يىل بولىدۇ.
9 شۇنچىلىك ۋاقىت ئۆتۈپ، يەتتىنچى ئايدا، ئاينىڭ ئونىنچى كۈنى، كافارەت كۈنىدە بۇرغا چېلىپ ساداسىنى يۇقىرى چىقىرىسىلەر؛ كافارەت كۈنىنىڭ ئۆزىدە سىلەر پۈتكۈل زېمىنىڭلاردا بۇرغىنىڭ ساداسىنى ئاڭلىتىسىلەر.
10 شۇ ئەللىكىنچى يىلىنى سىلەر مۇقەددەس دەپ بىلىپ، پۈتكۈل زېمىندا ئۇنىڭدا بارلىق تۇرۇۋاتقانلارنىڭ ھەممىسىگە ئازادلىقنى جاكارلىشىڭلار كېرەك. شۇ يىل سىلەرگە «ئازادلىق يىلى» بولىدۇ، ھەربىرىڭلار ئۆز يەر‫‪‎-‎‬‬مۈلۈكلىرىڭلارغا قايتىسىلەر، ھەربىرىڭلار ئۆز ئائىلە‫‪‎-‎‬‬جەمەتىڭلارغا قايتىپ بارىسىلەر.
11 بۇ ئەللىكىنچى يىلى سىلەرگە بىر ئازادلىق يىلى بولسۇن؛ ئۇ يىلى ھېچ نېمە تېرىمايسىلەر، ئۆزلۈكىدىن ئۈنۈپ چىققان ھوسۇلنىمۇ ئورمايسىلەر ۋە چاتالمىغان تاللىرىڭلارنىڭ ئۈزۈملىرىنىمۇ يىغمايسىلەر.
12 چۈنكى بۇ ئازادلىق يىلى بولۇپ، سىلەرگە مۇقەددەس ھېسابلانسۇن؛ ئۇنىڭ ھوسۇلىنى بولسا، ئېتىز‫‪‎-‎‬‬دالىلاردىن تېپىپ ھەممىڭلار يەيسىلەر.
13 ئازادلىق يىلى ئاراڭلاردىكى ھەربىر ئادەم ئۆز يەر‫‪‎-‎‬‬مۈلكىگە قايتسۇن.
14 سىلەر قوشناڭلارغا بىرنېمە سېتىپ بەرسەڭلار، ياكى قوشناڭلاردىن بىرنېمە سېتىۋالساڭلار، بىر‫‪‎-‎‬‬بىرىڭلارنى بوزەك قىلماڭلار.
15 قوشناڭدىن يەرنى سېتىۋالساڭ، ئۇنداقتا «ئازادلىق يىلى»دىن كېيىن ئۆتكەن يىللارنىڭ سانىنى ھېسابلاپ ئۇنىڭدىن سېتىۋېلىشىڭ كېرەك؛ ئۇمۇ قالغان يىللارنىڭ سانىغا قاراپ، يەرنىڭ كېيىنكى ھوسۇللىرىغا ئاساسەن ساڭا سېتىپ بەرسۇن.
16 «ئازادلىق يىلى»غىچە بولغان يىللار كۆپرەك بولسا، باھاسىنى شۇنىڭغا مۇۋاپىق يۇقىرى كۆتۈرىسەن؛ قالغان يىللار ئازراق بولسا، باھاسىنى شۇنىڭغا مۇۋاپىق كېمەيتسۇن. چۈنكى قالغان يىللارنىڭ ھوسۇللىرى قانچە بولسا، ئۇ شۇ بويىچە ساڭا سېتىپ بېرىدۇ.
17 سىلەر بىر‫‪‎-‎‬‬بىرىڭلارنى بوزەك قىلماڭلار، بەلكى خۇدايىڭلاردىن قورقۇڭلار؛ چۈنكى مەن بولسام خۇدايىڭلار پەرۋەردىگاردۇرمەن.
18 سىلەر مېنىڭ بەلگىلىمىلىرىمنى تۇتۇپ، ھۆكۈملىرىمدە تۇرۇپ، شۇلارغا ئەمەل قىلىڭلار؛ سىلەر شۇنداق قىلساڭلار، زېمىنىڭلاردا تىنچ‫‪‎-‎‬‬ئامان تۇرىسىلەر.
19 شۇنىڭ بىلەن زېمىن سىلەرگە ئۆز مېۋىسىنى بېرىدۇ، سىلەر تويغۇدەك يەپ، ئۇنىڭدا تىنچ‫‪‎-‎‬‬ئامان تۇرىسىلەر.
20 ئەگەر سىلەر‫‪:‬‬ ــ مانا، بىزگە تېرىپ ھوسۇلنى يىغىشقا ئىجازەت بېرىلمىسە، يەتتىنچى يىلى نېمە يەيمىز، دەپ سورىساڭلار،
21 سىلەرگە مەلۇم بولسۇنكى، ئالتىنچى يىلىدا ئۈچ يىلنىڭ ھوسۇلىنى بەرسۇن دەپ، مەن ئۈستۈڭلارغا بەرىكىتىمنى «چۈش» دەپ بۇيرۇيمەن.
22 ۋە شۇنداق بولىدۇكى، سىلەر سەككىزىنچى يىلى تېرىيسىلەر، ئەمما توققۇزىنچى يىلىغىچە ئېشىپ قالغان كونا ھوسۇلدىن تېخىچە يەيسىلەر؛ شۇ توققۇزىنچى يىلىغىچە سىلەر كونا ئاشلىقتىن يەيسىلەر.
23 يەر‫‪‎-‎‬‬زېمىن سېتىلسا، مەڭگۈلۈك سېتىلمىسۇن، چۈنكى زېمىننىڭ ئۆزى مېنىڭكىدۇر، سىلەر بولساڭلار مېنىڭ يېنىمدىكى مۇساپىر ۋە مېھمان، خالاس.
24 سىلەر ئىگە بولىدىغان پۈتكۈل زېمىندا يەر‫‪‎-‎‬‬زېمىننىڭ ئىگىلىرىگە ئۇنى «قايتۇرۇۋېلىش ھوقۇقى»نى يارىتىپ بېرىشىڭلار كېرەك.
25 ئەگەر قېرىنداشلىرىڭلاردىن بىرى كەمبەغەللىشىپ، ئۆز مىراس يېرىنى سېتىۋەتكەن بولسا، ئۇنىڭ يېقىن تۇغقىنى، يەنى «ھەمجەمەت شاپائەتچى»سى كېلىپ ئۆز قېرىندىشى ساتقان يەرنى قايتۇرۇپ سېتىۋالسۇن.
26 ئەگەر ئۇنىڭ ھېچ شاپائەتچى تۇغقىنى بولمىسا، لېكىن ئۇ ياندۇرۇۋېلىشقا كېرەكلىك پۇلنى تاپالىسا،
27 ئۇنداقتا ساتقىنىغا قانچە يىل بولغانلىقىنى ھېسابلاپ، ئازادلىق يىلىغىچە قالغان يىللار ئۈچۈن سېتىۋالغان كىشىگە مۇۋاپىق پۇل بېرىپ، ئۆز يېرىگە قايتسۇن.
28 لېكىن ئەگەر ئۇ ياندۇرۇۋېلىشقا كېرەكلىك پۇلنى تاپالمىسا، ئۆزى سېتىپ بەرگەن يەر ئازادلىق يىلىغىچە ئالغۇچىنىڭ قولىدا تۇرسۇن؛ ئازادلىق يىلى كەلگەندە يەر يەر سېتىۋالغۇچىنىڭ قولىدىن چىقسۇن، ئۆز ئىگىسى ئۆز يەر‫‪‎-‎‬‬مۈلكىگە قايتسۇن.
29 ئەگەر بىرسى سېپىللىق شەھەرنىڭ ئىچىدىكى بىر تۇرالغۇ ئۆينى ساتقان بولسا، سېتىپ بىر يىل ئىچىدە ئۇنى ياندۇرۇۋېلىش ھوقۇقى باردۇر. تولۇق بىر يىل تۈگەپ بولغۇچە، ياندۇرۇۋېلىش ھوقۇقى باردۇر.
30 لېكىن پۈتۈن يىل ئىچىدە ياندۇرۇۋېلىنمىسا، سېپىللىق شەھەرنىڭ ئىچىدىكى بۇ ئۆي نەسىلدىن‫‪‎-‎‬‬نەسىلگە ئالغان كىشىنىڭ قولىدا بولۇپ، ئازادلىق يىلى كەلسىمۇ ياندۇرۇلماس.
31 لېكىن سېپىلسىز كەنتلەرنىڭ ئۆيلىرى بولسا زېمىننىڭ ئېتىزلىرىدەك ھېسابلىنىدۇ؛ ئۇلارنى ياندۇرۇپ سېتىۋالغىلى بولىدۇ؛ ئازادلىق يىلى كەلگەندە ئەسلى ئىگىسىنىڭ قولىغا ياندۇرۇلىدۇ.
32 لېكىن لاۋىي شەھەرلىرىدە بولسا، لاۋىيلار ئۆز مىراسى بولغان شەھەرلەردىكى ئۆيلىرىنى خالىسا ھەرقاچان قايتۇرۇۋېلىش ھوقۇقى باردۇر.
33 لاۋىيلاردىن بىرى ئۆيلىرىنى، يەنى ئۆز مىراسى بولغان شەھەردىكى بىر ئۆينى قايتۇرۇۋېلىش ھوقۇقى بار بولسىمۇ، لېكىن قايتۇرۇپ ئالمىغان بولسا، ئۇنداق ئەھۋالدا ئۇ ئازادلىق يىلى كەلگەندە ياندۇرۇلىدۇ؛ چۈنكى لاۋىي شەھەرلىرىنىڭ ئۆيلىرى بولسا لاۋىيلارنىڭ ئىسرائىللارنىڭ ئارىسىدىكى مىراسى بولىدۇ.
34 شۇنداق ھەم بۇلارنىڭ شەھەرلىرىنىڭ چۆرىسىدىكى ئېتىز‫‪‎-‎‬‬يەرلىرى بولسا، ئۇلارنىڭ ئەبەدىي مىراسى بولغاچقا، سېتىلسا بولمايدۇ.
لاۋىيلار 25 in مۇقېددېس‭ ‬كالام (‭‬يەنگى‭ ‬يېزىق‭ ‬ )

Лавийлар 25:3-34 in Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

3 Сән алтә жил етизиңни терип, алтә жил таллиқ беғиңни чатап, улардин һосулларни жиққин;
4 амма йәттинчи жили зиминниң өзи үчүн бир «шабатлиқ арам» болсун; у Пәрвәрдигарға аталған бир «шабат» һесаплиниду. Шу жили сән етизиңни теримайсән вә таллиғиңни чатимайсән.
5 Өзлүгидин үнүп чиққан һосулни ормайсән; вә чаталмиған таллириңниң үзүмлирини үзмәйсән; чүнки шу жил зимин арам алидиған жилдур.
6 Һалбуки, зимин шабат жилида чиқарған һосул һәммиңларға озуқ болиду, йәни өзүң үчүн, қул-дедигиң үчүн, мәдикариң үчүн вә сениңкидә туруватқан мусапир үчүн, шуниңдәк мал-варанлириң үчүн
7 Вә зиминиңдики явайи һайванлар үчүнму озуқ болиду; зиминниң һәммә һосули озуқ болиду.
8 Шуниңдәк сән йәттә қетимлиқ шабат жилини, йәни йәттә һәссә йәттә жилни саниғин; йәттә шабат жил күнлири қириқ тоққуз жил болиду.
9 Шунчилик вақит өтүп, йәттинчи айда, айниң онинчи күни, кафарәт күнидә бурға челип садасини жуқури чиқирисиләр; кафарәт күниниң өзидә силәр пүткүл зиминиңларда бурғиниң садасини аңлитисиләр.
10 Шу әллигинчи жилини силәр муқәддәс дәп билип, пүткүл зиминда униңда барлиқ туруватқанларниң һәммисигә азатлиқни җакалишиңлар керәк. Шу жил силәргә «азатлиқ жили» болиду, һәр бириңлар өз йәр-мүлүклириңларға қайтисиләр, һәр бириңлар өз аилә-җәмәтиңларға қайтип барисиләр.
11 Бу әллигинчи жили силәргә бир азатлиқ жили болсун; у жили һеч немә теримайсиләр, өзлүгидин үнүп чиққан һосулниму ормайсиләр вә чаталмиған таллириңларниң үзүмлириниму жиғмайсиләр.
12 Чүнки бу азатлиқ жили болуп, силәргә муқәддәс һесаплансун; униң һосулини болса, етиз-далилардин тепип һәммиңлар йәйсиләр.
13 Азатлиқ жили араңлардики һәр бир адәм өз йәр-мүлкигә қайтсун.
14 Силәр хошнаңларға бир немә сетип бәрсәңлар, яки хошнаңлардин бир немә сетивалсаңлар, бир-бириңларни бозәк қилмаңлар.
15 Хошнаңдин йәрни сетивалсаң, ундақта «азатлиқ жили»дин кейин өткән жилларниң санини һесаплап униңдин сетивелишиң керәк; уму қалған жилларниң саниға қарап, йәрниң кейинки һосуллириға асасән саңа сетип бәрсун.
16 «Азатлиқ жили»ғичә болған жиллар көпрәк болса, баһасини шуниңға мувапиқ жуқури көтирисән; қалған жиллар азрақ болса, баһасини шуниңға мувапиқ кемәйтсун. Чүнки қалған жилларниң һосуллири қанчә болса, у шу бойичә саңа сетип бериду.
17 Силәр бир-бириңларни бозәк қилмаңлар, бәлки Худайиңлардин қорқуңлар; чүнки Мән болсам Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән.
18 Силәр Мениң бәлгүлимилиримни тутуп, һөкүмлиримдә туруп, шуларға әмәл қилиңлар; силәр шундақ қилсаңлар, зиминиңларда теч-аман турисиләр.
19 Шуниң билән зимин силәргә өз мевисини бериду, силәр тойғидәк йәп, униңда теч-аман турисиләр.
20 Әгәр силәр: — Мана, бизгә терип һосулни жиғишқа иҗазәт берилмисә, йәттинчи жили немә йәймиз, дәп сорисаңлар,
21 силәргә мәлум болсунки, алтинчи жилида үч жилниң һосулини бәрсун дәп, Мән үстүңларға бәрикитимни «чүш» дәп буйруймән.
22 Вә шундақ болидуки, силәр сәккизинчи жили терийсиләр, амма тоққузинчи жилиғичә ешип қалған кона һосулдин техичә йәйсиләр; шу тоққузинчи жилиғичә силәр кона ашлиқтин йәйсиләр.
23 Йәр-зимин сетилса, мәңгүлүк сетилмисун, чүнки зиминниң өзи Мениңкидур, силәр болсаңлар Мениң йенимдики мусапир вә меһман, халас.
24 Силәр егә болидиған пүткүл зиминда йәр-зиминниң егилиригә уни «қайтурувелиш һоқуқи»ни яритип беришиңлар керәк.
25 Әгәр қериндашлириңлардин бири кәмбәғәллишип, өз мирас йерини сетивәткән болса, униң йеқин туққини, йәни «һәмҗәмәт шапаәтчи»си келип өз қериндиши сатқан йәрни қайтуруп сетивалсун.
26 Әгәр униң һеч шапаәтчи туққини болмиса, лекин у яндурувелишқа керәклик пулни тапалиса,
27 Ундақта сатқиниға қанчә жил болғанлиғини һесаплап, азадлиқ жилиғичә қалған жиллар үчүн сетивалған кишигә мувапиқ пул берип, өз йеригә қайтсун.
28 Лекин әгәр у яндурувелишқа керәклик пулни тапалмиса, өзи сетип бәргән йәр азатлиқ жилиғичә алғучиниң қолида турсун; азатлиқ жили кәлгәндә йәр йәр сетивалғучиниң қолидин чиқсун, өз егиси өз йәр-мүлкигә қайтсун.
29 Әгәр бириси сепиллиқ шәһәрниң ичидики бир туралғу өйни сатқан болса, сетип бир жил ичидә уни яндурувелиш һоқуқи бардур. Толуқ бир жил түгәп болғичә, яндурувелиш һоқуқи бардур.
30 Лекин пүтүн жил ичидә яндурувелинмиса, сепиллиқ шәһәрниң ичидики бу өй нәсилдин-нәсилгә алған кишиниң қолида болуп, азатлиқ жили кәлсиму яндурулмас.
31 Лекин сепилсиз кәнтләрниң өйлири болса зиминниң етизлиридәк һесаплиниду; уларни яндуруп сетивалғили болиду; азатлиқ жили кәлгәндә әсли егисиниң қолиға яндурулиду.
32 Лекин Лавий шәһәрлиридә болса, Лавийлар өз мираси болған шәһәрләрдики өйлирини халиса һәр қачан қайтурувелиш һоқуқи бардур.
33 Лавийлардин бири өйлирини, йәни өз мираси болған шәһәрдики бир өйни қайтурувелиш һоқуқи бар болсиму, лекин қайтуруп алмиған болса, ундақ әһвалда у азатлиқ жили кәлгәндә яндурулиду; чүнки Лавий шәһәрлириниң өйлири болса Лавийларниң Исраилларниң арисидики мираси болиду.
34 Шундақ һәм буларниң шәһәрлириниң чөрисидики етиз-йәрлири болса, уларниң әбәдий мираси болғачқа, сетилса болмайду.
Лавийлар 25 in Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

Lawiylar 25:3-34 in Muqeddes Kalam (latin yéziq)

3 Sen alte yil étizingni térip, alte yil talliq béghingni chatap, ulardin hosullarni yighqin;
4 emma yettinchi yili zéminning özi üchün bir «shabatliq aram» bolsun; u Perwerdigargha atalghan bir «shabat» hésablinidu. Shu yili sen étizingni térimaysen we talliqingni chatimaysen.
5 Özlükidin ünüp chiqqan hosulni ormaysen; we chatalmighan talliringning üzümlirini üzmeysen; chünki shu yil zémin aram alidighan yildur.
6 Halbuki, zémin shabat yilida chiqarghan hosul hemminglargha ozuq bolidu, yeni özüng üchün, qul-dédiking üchün, medikaring üchün we séningkide turuwatqan musapir üchün, shuningdek mal-waranliring üchün
7 We zéminingdiki yawayi haywanlar üchünmu ozuq bolidu; zéminning hemme hosuli ozuq bolidu.
8 Shuningdek sen yette qétimliq shabat yilini, yeni yette hesse yette yilni sanighin; yette shabat yil künliri qiriq toqquz yil bolidu.
9 Shunchilik waqit ötüp, yettinchi ayda, ayning oninchi küni, kafaret künide burgha chélip sadasini yuqiri chiqirisiler; kafaret künining özide siler pütkül zémininglarda burghining sadasini anglitisiler.
10 Shu ellikinchi yilini siler muqeddes dep bilip, pütkül zéminda uningda barliq turuwatqanlarning hemmisige azadliqni jakarlishinglar kérek. Shu yil silerge «azadliq yili» bolidu, herbiringlar öz yer-mülükliringlargha qaytisiler, herbiringlar öz aile-jemetinglargha qaytip barisiler.
11 Bu ellikinchi yili silerge bir azadliq yili bolsun; u yili héch néme térimaysiler, özlükidin ünüp chiqqan hosulnimu ormaysiler we chatalmighan talliringlarning üzümlirinimu yighmaysiler.
12 Chünki bu azadliq yili bolup, silerge muqeddes hésablansun; uning hosulini bolsa, étiz-dalilardin tépip hemminglar yeysiler.
13 Azadliq yili aranglardiki herbir adem öz yer-mülkige qaytsun.
14 Siler qoshnanglargha birnéme sétip bersenglar, yaki qoshnanglardin birnéme sétiwalsanglar, bir-biringlarni bozek qilmanglar.
15 Qoshnangdin yerni sétiwalsang, undaqta «azadliq yili»din kéyin ötken yillarning sanini hésablap uningdin sétiwélishing kérek; umu qalghan yillarning sanigha qarap, yerning kéyinki hosullirigha asasen sanga sétip bersun.
16 «Azadliq yili»ghiche bolghan yillar köprek bolsa, bahasini shuninggha muwapiq yuqiri kötürisen; qalghan yillar azraq bolsa, bahasini shuninggha muwapiq kémeytsun. Chünki qalghan yillarning hosulliri qanche bolsa, u shu boyiche sanga sétip béridu.
17 Siler bir-biringlarni bozek qilmanglar, belki Xudayinglardin qorqunglar; chünki Men bolsam Xudayinglar Perwerdigardurmen.
18 Siler Méning belgilimilirimni tutup, hökümlirimde turup, shulargha emel qilinglar; siler shundaq qilsanglar, zémininglarda tinch-aman turisiler.
19 Shuning bilen zémin silerge öz méwisini béridu, siler toyghudek yep, uningda tinch-aman turisiler.
20 Eger siler: — Mana, bizge térip hosulni yighishqa ijazet bérilmise, yettinchi yili néme yeymiz, dep sorisanglar,
21 silerge melum bolsunki, altinchi yilida üch yilning hosulini bersun dep, Men üstünglargha berikitimni «chüsh» dep buyruymen.
22 We shundaq boliduki, siler sekkizinchi yili tériysiler, emma toqquzinchi yilighiche éship qalghan kona hosuldin téxiche yeysiler; shu toqquzinchi yilighiche siler kona ashliqtin yeysiler.
23 Yer-zémin sétilsa, menggülük sétilmisun, chünki zéminning özi Méningkidur, siler bolsanglar Méning yénimdiki musapir we méhman, xalas.
24 Siler ige bolidighan pütkül zéminda yer-zéminning igilirige uni «qayturuwélish hoquqi»ni yaritip bérishinglar kérek.
25 Eger qérindashliringlardin biri kembeghelliship, öz miras yérini sétiwetken bolsa, uning yéqin tughqini, yeni «hemjemet shapaetchi»si kélip öz qérindishi satqan yerni qayturup sétiwalsun.
26 Eger uning héch shapaetchi tughqini bolmisa, lékin u yanduruwélishqa kéreklik pulni tapalisa,
27 Undaqta satqinigha qanche yil bolghanliqini hésablap, azadliq yilighiche qalghan yillar üchün sétiwalghan kishige muwapiq pul bérip, öz yérige qaytsun.
28 Lékin eger u yanduruwélishqa kéreklik pulni tapalmisa, özi sétip bergen yer azadliq yilighiche alghuchining qolida tursun; azadliq yili kelgende yer yer sétiwalghuchining qolidin chiqsun, öz igisi öz yer-mülkige qaytsun.
29 Eger birsi sépilliq sheherning ichidiki bir turalghu öyni satqan bolsa, sétip bir yil ichide uni yanduruwélish hoquqi bardur. Toluq bir yil tügep bolghuche, yanduruwélish hoquqi bardur.
30 Lékin pütün yil ichide yanduruwélinmisa, sépilliq sheherning ichidiki bu öy nesildin-nesilge alghan kishining qolida bolup, azadliq yili kelsimu yandurulmas.
31 Lékin sépilsiz kentlerning öyliri bolsa zéminning étizliridek hésablinidu; ularni yandurup sétiwalghili bolidu; azadliq yili kelgende esli igisining qoligha yandurulidu.
32 Lékin Lawiy sheherliride bolsa, Lawiylar öz mirasi bolghan sheherlerdiki öylirini xalisa herqachan qayturuwélish hoquqi bardur.
33 Lawiylardin biri öylirini, yeni öz mirasi bolghan sheherdiki bir öyni qayturuwélish hoquqi bar bolsimu, lékin qayturup almighan bolsa, undaq ehwalda u azadliq yili kelgende yandurulidu; chünki Lawiy sheherlirining öyliri bolsa Lawiylarning Israillarning arisidiki mirasi bolidu.
34 Shundaq hem bularning sheherlirining chörisidiki étiz-yerliri bolsa, ularning ebediy mirasi bolghachqa, sétilsa bolmaydu.
Lawiylar 25 in Muqeddes Kalam (latin yéziq)

Lawiylar 25:3-34 in Muⱪeddes Kalam (yǝngi yeziⱪ)

3 Sǝn altǝ yil etizingni terip, altǝ yil talliⱪ beƣingni qatap, ulardin ⱨosullarni yiƣⱪin;
4 ǝmma yǝttinqi yili zeminning ɵzi üqün bir «xabatliⱪ aram» bolsun; u Pǝrwǝrdigarƣa atalƣan bir «xabat» ⱨesablinidu. Xu yili sǝn etizingni terimaysǝn wǝ talliⱪingni qatimaysǝn.
5 Ɵzlükidin ünüp qiⱪⱪan ⱨosulni ormaysǝn; wǝ qatalmiƣan talliringning üzümlirini üzmǝysǝn; qünki xu yil zemin aram alidiƣan yildur.
6 Ⱨalbuki, zemin xabat yilida qiⱪarƣan ⱨosul ⱨǝmminglarƣa ozuⱪ bolidu, yǝni ɵzüng üqün, ⱪul-dediking üqün, mǝdikaring üqün wǝ seningkidǝ turuwatⱪan musapir üqün, xuningdǝk mal-waranliring üqün
7 Wǝ zeminingdiki yawayi ⱨaywanlar üqünmu ozuⱪ bolidu; zeminning ⱨǝmmǝ ⱨosuli ozuⱪ bolidu.
8 Xuningdǝk sǝn yǝttǝ ⱪetimliⱪ xabat yilini, yǝni yǝttǝ ⱨǝssǝ yǝttǝ yilni saniƣin; yǝttǝ xabat yil künliri ⱪiriⱪ toⱪⱪuz yil bolidu.
9 Xunqilik waⱪit ɵtüp, yǝttinqi ayda, ayning oninqi küni, kafarǝt künidǝ burƣa qelip sadasini yuⱪiri qiⱪirisilǝr; kafarǝt künining ɵzidǝ silǝr pütkül zemininglarda burƣining sadasini anglitisilǝr.
10 Xu ǝllikinqi yilini silǝr muⱪǝddǝs dǝp bilip, pütkül zeminda uningda barliⱪ turuwatⱪanlarning ⱨǝmmisigǝ azadliⱪni jakarlixinglar kerǝk. Xu yil silǝrgǝ «azadliⱪ yili» bolidu, ⱨǝrbiringlar ɵz yǝr-mülükliringlarƣa ⱪaytisilǝr, ⱨǝrbiringlar ɵz ailǝ-jǝmǝtinglarƣa ⱪaytip barisilǝr.
11 Bu ǝllikinqi yili silǝrgǝ bir azadliⱪ yili bolsun; u yili ⱨeq nemǝ terimaysilǝr, ɵzlükidin ünüp qiⱪⱪan ⱨosulnimu ormaysilǝr wǝ qatalmiƣan talliringlarning üzümlirinimu yiƣmaysilǝr.
12 Qünki bu azadliⱪ yili bolup, silǝrgǝ muⱪǝddǝs ⱨesablansun; uning ⱨosulini bolsa, etiz-dalilardin tepip ⱨǝmminglar yǝysilǝr.
13 Azadliⱪ yili aranglardiki ⱨǝrbir adǝm ɵz yǝr-mülkigǝ ⱪaytsun.
14 Silǝr ⱪoxnanglarƣa birnemǝ setip bǝrsǝnglar, yaki ⱪoxnanglardin birnemǝ setiwalsanglar, bir-biringlarni bozǝk ⱪilmanglar.
15 Ⱪoxnangdin yǝrni setiwalsang, undaⱪta «azadliⱪ yili»din keyin ɵtkǝn yillarning sanini ⱨesablap uningdin setiwelixing kerǝk; umu ⱪalƣan yillarning saniƣa ⱪarap, yǝrning keyinki ⱨosulliriƣa asasǝn sanga setip bǝrsun.
16 «Azadliⱪ yili»ƣiqǝ bolƣan yillar kɵprǝk bolsa, baⱨasini xuningƣa muwapiⱪ yuⱪiri kɵtürisǝn; ⱪalƣan yillar azraⱪ bolsa, baⱨasini xuningƣa muwapiⱪ kemǝytsun. Qünki ⱪalƣan yillarning ⱨosulliri ⱪanqǝ bolsa, u xu boyiqǝ sanga setip beridu.
17 Silǝr bir-biringlarni bozǝk ⱪilmanglar, bǝlki Hudayinglardin ⱪorⱪunglar; qünki Mǝn bolsam Hudayinglar Pǝrwǝrdigardurmǝn.
18 Silǝr Mening bǝlgilimilirimni tutup, ⱨɵkümlirimdǝ turup, xularƣa ǝmǝl ⱪilinglar; silǝr xundaⱪ ⱪilsanglar, zemininglarda tinq-aman turisilǝr.
19 Xuning bilǝn zemin silǝrgǝ ɵz mewisini beridu, silǝr toyƣudǝk yǝp, uningda tinq-aman turisilǝr.
20 Əgǝr silǝr: — Mana, bizgǝ terip ⱨosulni yiƣixⱪa ijazǝt berilmisǝ, yǝttinqi yili nemǝ yǝymiz, dǝp sorisanglar,
21 silǝrgǝ mǝlum bolsunki, altinqi yilida üq yilning ⱨosulini bǝrsun dǝp, Mǝn üstünglarƣa bǝrikitimni «qüx» dǝp buyruymǝn.
22 Wǝ xundaⱪ boliduki, silǝr sǝkkizinqi yili teriysilǝr, ǝmma toⱪⱪuzinqi yiliƣiqǝ exip ⱪalƣan kona ⱨosuldin tehiqǝ yǝysilǝr; xu toⱪⱪuzinqi yiliƣiqǝ silǝr kona axliⱪtin yǝysilǝr.
23 Yǝr-zemin setilsa, mǝnggülük setilmisun, qünki zeminning ɵzi Meningkidur, silǝr bolsanglar Mening yenimdiki musapir wǝ meⱨman, halas.
24 Silǝr igǝ bolidiƣan pütkül zeminda yǝr-zeminning igilirigǝ uni «ⱪayturuwelix ⱨoⱪuⱪi»ni yaritip berixinglar kerǝk.
25 Əgǝr ⱪerindaxliringlardin biri kǝmbǝƣǝllixip, ɵz miras yerini setiwǝtkǝn bolsa, uning yeⱪin tuƣⱪini, yǝni «ⱨǝmjǝmǝt xapaǝtqi»si kelip ɵz ⱪerindixi satⱪan yǝrni ⱪayturup setiwalsun.
26 Əgǝr uning ⱨeq xapaǝtqi tuƣⱪini bolmisa, lekin u yanduruwelixⱪa kerǝklik pulni tapalisa,
27 Undaⱪta satⱪiniƣa ⱪanqǝ yil bolƣanliⱪini ⱨesablap, azadliⱪ yiliƣiqǝ ⱪalƣan yillar üqün setiwalƣan kixigǝ muwapiⱪ pul berip, ɵz yerigǝ ⱪaytsun.
28 Lekin ǝgǝr u yanduruwelixⱪa kerǝklik pulni tapalmisa, ɵzi setip bǝrgǝn yǝr azadliⱪ yiliƣiqǝ alƣuqining ⱪolida tursun; azadliⱪ yili kǝlgǝndǝ yǝr yǝr setiwalƣuqining ⱪolidin qiⱪsun, ɵz igisi ɵz yǝr-mülkigǝ ⱪaytsun.
29 Əgǝr birsi sepilliⱪ xǝⱨǝrning iqidiki bir turalƣu ɵyni satⱪan bolsa, setip bir yil iqidǝ uni yanduruwelix ⱨoⱪuⱪi bardur. Toluⱪ bir yil tügǝp bolƣuqǝ, yanduruwelix ⱨoⱪuⱪi bardur.
30 Lekin pütün yil iqidǝ yanduruwelinmisa, sepilliⱪ xǝⱨǝrning iqidiki bu ɵy nǝsildin-nǝsilgǝ alƣan kixining ⱪolida bolup, azadliⱪ yili kǝlsimu yandurulmas.
31 Lekin sepilsiz kǝntlǝrning ɵyliri bolsa zeminning etizliridǝk ⱨesablinidu; ularni yandurup setiwalƣili bolidu; azadliⱪ yili kǝlgǝndǝ ǝsli igisining ⱪoliƣa yandurulidu.
32 Lekin Lawiy xǝⱨǝrliridǝ bolsa, Lawiylar ɵz mirasi bolƣan xǝⱨǝrlǝrdiki ɵylirini halisa ⱨǝrⱪaqan ⱪayturuwelix ⱨoⱪuⱪi bardur.
33 Lawiylardin biri ɵylirini, yǝni ɵz mirasi bolƣan xǝⱨǝrdiki bir ɵyni ⱪayturuwelix ⱨoⱪuⱪi bar bolsimu, lekin ⱪayturup almiƣan bolsa, undaⱪ ǝⱨwalda u azadliⱪ yili kǝlgǝndǝ yandurulidu; qünki Lawiy xǝⱨǝrlirining ɵyliri bolsa Lawiylarning Israillarning arisidiki mirasi bolidu.
34 Xundaⱪ ⱨǝm bularning xǝⱨǝrlirining qɵrisidiki etiz-yǝrliri bolsa, ularning ǝbǝdiy mirasi bolƣaqⱪa, setilsa bolmaydu.
Lawiylar 25 in Muⱪeddes Kalam (yǝngi yeziⱪ)