7 Сән намратларниң езилгәнлигини яки йәрлик мәнсәпдарларниң һәқ-адаләтни зораванларчә қайрип қойғанлиғини көрсәң, бу ишлардин һәйран қалма; чүнки мәнсәпдардин жуқури йәнә бириси көзлимәктә; вә улардинму жуқурисиму бардур.
8 Бирақ немила болмисун йәр-тупрақ һәммә адәмгә пайдилиқтур; һәтта падишаһниң өзиму йәр-тупраққа тайиниду.
9 Күмүчкә амрақ күмүчкә қанмас, байлиқларға амрақ өз киримигә қанмас; буму бимәниликтур.
10 Мал-мүлүк көпәйсә, уларни йегүчиләрму көпийиду; мал егисигә уларни көзләп, улардин һозур елиштин башқа немә пайдиси болсун?
11 Аз йесун, көп йесун, әмгәкчиниң уйқиси татлиқтур; бирақ байниң тоқлуғи уни ухлатмас.
12 Мән қуяш астида зор бир күлпәтни көрдүм — у болсиму, егиси өзигә зиян йәткүзидиған байлиқларни топлаштур;
13 шуниңдәк, униң байлиқлири балаю-апәт түпәйлидин йоқилишидин ибарәттур. Ундақ адәмниң бир оғли болса, оғлиниң қолиға қалдурғидәк һеч немиси йоқ болиду.