Text copied!
Bibles in Uighur

چۆل‭-‬باياۋاندىكى‭ ‬سەپەر 14:17-45 in Uighur

Help us?

چۆل‭-‬باياۋاندىكى‭ ‬سەپەر 14:17-45 in مۇقېددېس‭ ‬كالام (‭‬يەنگى‭ ‬يېزىق‭ ‬ )

17 ئەمدى ئۆتۈنىمەنكى، رەببىم قۇدرىتىڭنى جارى قىلدۇرغايسەن، ئۆزۈڭنىڭ‫‪:‬‬
18 «پەرۋەردىگار ئاسانلىقچە ئاچچىقلانمايدۇ، ئۇنىڭ مېھىر‫‪‎-‎‬‬مۇھەببىتى تېشىپ تۇرىدۇ؛ ئۇ گۇناھ ۋە ئىتائەتسىزلىكنى كەچۈرىدۇ، لېكىن گۇناھكارلارنى ھەرگىز گۇناھسىز دەپ قارىمايدۇ، ئاتىلارنىڭ قەبىھلىكىنى ئاتىسىدىن بالىسىغىچە، ھەتتا نەرۋە‫‪‎-‎‬‬چەۋرىلىرىگىچە ئۇلارنىڭ ئۈستىگە يۈكلەيدۇ» دېگىنىڭدەك قىلغايسەن.  
19 مېھرىي‫‪‎-‎‬‬شەپقىتىڭنىڭ كەڭرىلىكى بويىچە، مىسىردىكى چاغدىن تاكى ھازىرغىچە دائىم كەچۈرۈپ كەلگىنىڭدەك، بۇ خەلقنىڭ قەبىھلىكىنى كەچۈرگەيسەن!».
20 پەرۋەردىگار‫‪:‬‬ — «بوپتۇ، سەن دېگەندەك ئۇلارنى كەچۈردۈم.
21 لېكىن ئۆز ھاياتىم بىلەن قەسەم قىلىمەنكى، پۈتكۈل يەر يۈزى مەن پەرۋەردىگارنىڭ شان‫‪‎-‎‬‬شەرىپى بىلەن تولىدۇ.
22 ھالبۇكى، مېنىڭ جۇلايىمنى، مىسىردا ۋە چۆل‫‪‎-‎‬‬جەزىرىدە كۆرسەتكەن مۆجىزىلىك ئالامەتلىرىمنى كۆرۈپ تۇرۇپمۇ مېنى مۇشۇنداق ئون قېتىملاپ سىناپ يەنە ئاۋازىمغا قۇلاق سالمىغانلار،
23 مەن قەسەم ئىچىپ ئۇلارنىڭ ئاتا‫‪‎-‎‬‬بوۋىلىرىغا مىراس قىلىپ بېرىمەن دېگەن ئۇ زېمىننى ھەرگىز كۆرەلمەيدۇ؛ مېنى مەنسىتمىگەنلەردىن بىرىمۇ ئۇ يۇرتنى كۆرەلمەيدۇ.
24 لېكىن ئۆزىدە باشقىچە بىر روھنىڭ بولغىنى، پۈتۈن قەلبى بىلەن ماڭا ئەگەشكىنى ئۈچۈن قۇلۇم كالەبنى ئۇ كىرگەن يەرگە باشلاپ كىرىمەن؛ ئۇنىڭ ئەۋلادلىرىمۇ ئۇ يەرگە مىراسخور بولىدۇ.
25 ‹شۇ چاغدا ئامالەكلەر بىلەن قانائانىيلار تاغلىق جىلغىلاردا تۇرۇۋاتاتتى› — ئەتە سىلەر يولۇڭلاردىن بۇرۇلۇپ، قىزىل دېڭىزغا بارىدىغان يول بىلەن مېڭىپ چۆلگە سەپەر قىلىڭلار» — دېدى.
26 پەرۋەردىگار مۇسا بىلەن ھارۇنغا سۆز قىلىپ مۇنداق دېدى‫‪:‬‬
27 — مەن مېنىڭ يامان گېپىمنى قىلىپ غوتۇلدىشىدىغان بۇ رەزىل جامائەتكە قاچانغىچە چىدىشىم كېرەك؟ ئىسرائ‍ىللارنىڭ مېنىڭ يامان گېپىمنى قىلغانلىرى، شۇ توختاۋسىز غوتۇلداشلىرىنىڭ ھەممىسىنى ئاڭلىدىم.
28 سەن ئۇلارغا‫‪:‬‬ — پەرۋەردىگار مۇنداق دەيدۇ‫‪:‬‬ «مەن ھاياتىم بىلەن قەسەم قىلىمەنكى، خەپ، مەن سىلەرگە قۇلىقىمغا كىرگەن سۆزلىرىڭلار بويىچە مۇئامىلە قىلمايدىغان بولسام!
29 سىلەرنىڭ ئۆلۈكۈڭلار مۇشۇ چۆلدە ياتىدۇ؛ سىلەرنىڭ ئىچىڭلاردا ساناقتىن ئۆتكۈزۈلگەنلەر، يەنى يېشى يىگىرمىدىن ئاشقان، مېنىڭ يامان گېپىمنى قىلىپ غوتۇلدىغانلارنىڭ ھەممىسى پۈتۈن سانى بويىچە
30 سىلەرگە قول كۆتۈرۈپ قەسەم قىلىپ، تۇرالغۇڭلار قىلىپ بېرىمەن دېگەن زېمىنغا ھېچ كىرەلمەيدۇ؛ پەقەت يەفۇنمەهنىڭ ئوغلى كالەب بىلەن نۇننىڭ ئوغلى يەشۇئالا كىرىدۇ.
31 سىلەرنىڭ كىچىك بالىلىرىڭلار، يەنى «بۇلىنىپ، دۈشمەننىڭ ئولجىسى بولۇپ قالىدۇ» دېيىلگەنلەرنى مەن باشلاپ كىرىمەن، ئۇلار سىلەر كەمسىتكەن ئۇ زېمىندىن بەھرىمەن بولىدۇ.
32 بىراق سىلەر بولساڭلار، سىلەر يىقىلىپ، ئۆلۈكۈڭلار بۇ چۆلدە قالىدۇ.
33 سىلەرنىڭ بالىلىرىڭلار بۇزۇقلۇق‫‪‎-‎‬‬ۋاپاسىزلىقىڭلارنىڭ ئەلىمىنى تارتىپ، ئۆلۈكۈڭلار چۆلدە يوقالغۇچە، بۇ چۆلدە قىرىق يىل سەرگەردان بولۇپ يۈرىدۇ.
34 سىلەرنىڭ شۇ زېمىننى چارلىغان كۈنلىرىڭلارنىڭ سانى بويىچە، قىرىق كۈننىڭ ھەربىر كۈنىنى بىر يىل ھېسابلاپ، قەبىھلىكلىرىڭلارنى قىرىق يىل ئۆز ئۈستۈڭلارغا ئېلىپ يۈرىسىلەر؛ شۇ چاغدا مېنىڭ ئۆزۈڭلاردىن ياتلاشقىنىمنىڭ نېمە ئىكەنلىكىنى بىلىپ يېتىسىلەر» — دېگىن.
35 مەن پەرۋەردىگار شۇنداق دېگەنىكەنمەن، يىغىلىپ ماڭا قارشى چىققان بۇ رەزىل خەلق جامائىتىگە مەن چوقۇم شۇنداق قىلىمەن؛ ئۇلار مۇشۇ چۆل‫‪‎-‎‬‬جەزىرىدە يەۋېتىلىدۇ، شۇ يەردە ئۆلىدۇ.
36 مۇسا ئۇ زېمىننى چارلاپ كېلىشكە ئەۋەتكەنلەر قايتىپ كەلگەندە، ئۇ زېمىن توغرۇلۇق يامان خەۋەر ئېلىپ كېلىش بىلەن پۈتۈن جامائەتنى غوتۇلدىتىپ، مۇسانىڭ يامان گېپىنى قىلغۇزغانلار،
37 يەنى ئۇ زېمىن توغرۇلۇق يامان خەۋەر ئەكەلگەن بۇ كىشىلەرنىڭ ھەممىسى ۋابا كېسىلى تېگىپ پەرۋەردىگارنىڭ ئالدىدا ئۆلدى.
38 زېمىننى چارلاپ كېلىشكە بارغان ئادەملەر ئىچىدىن پەقەت نۇننىڭ ئوغلى يەشۇئا بىلەن يەفۇننەھنىڭ ئوغلى كالەبلا ھايات قالدى.
39 مۇسا بۇ گەپلەرنى پۈتكۈل ئىسرائىل جامائىتىگە ئېيتىۋىدى، ھەممىسى بەك ھەسرەت چەكتى.
40 ئۇلار ئەتىگەن تاڭ ئاتقاندا تۇرۇپ تاغقا چىقىپ‫‪:‬‬ — مانا بىز كەلدۇق! پەرۋەردىگار ئېيتقان يۇرتقا چىقىپ ھۇجۇم قىلايلى؛ چۈنكى بىز گۇناھ قىلدۇق، — دېيىشتى.
41 — سىلەر يەنە نېمىشقا پەرۋەردىگارنىڭ ئەمرىگە خىلاپلىق قىلىسىلەر؟ — دېدى مۇسا، — بۇ ئىش غەلىبىلىك بولمايدۇ!
42 پەرۋەردىگار ئاراڭلاردا بولمىغاچقا، دۈشمەننىڭ قىلىچى ئاستىدا ئۆلۈپ، مەغلۇپ بولماسلىقىڭلار ئۈچۈن ھۇجۇمغا چىقماڭلار.
43 چۈنكى ئامالەكلەر بىلەن قانائانىيلار ئۇ يۇرتتا، سىلەرنىڭ ئالدىڭلاردا تۇرىدۇ؛ سىلەر قىلىچ ئاستىدا ئۆلۈپ كېتىسىلەر؛ چۈنكى سىلەر پەرۋەردىگاردىن تېنىپ كەتتىڭلار، پەرۋەردىگار سىلەر بىلەن بىللە بولمايدۇ.
44 لېكىن، گەرچە پەرۋەردىگارنىڭ ئەھدە ساندۇقى ۋە مۇسا بارگاھتىن قوزغالمىغان بولسىمۇ، ئۇلار يەنىلا ئۆز مەيلىچە تاغقا چىقىپ ھۇجۇمغا ئۆتتى.
45 شۇنىڭ بىلەن ئامالەكلەر بىلەن شۇ تاغدا تۇرۇشلۇق قانائانىيلار چۈشۈپ ئۇلارنى تاكى خورماھغىچە قوغلاپ، بىتچىت قىلىپ قىرغىن قىلدى.
چۆل‭-‬باياۋاندىكى‭ ‬سەپەر 14 in مۇقېددېس‭ ‬كالام (‭‬يەنگى‭ ‬يېزىق‭ ‬ )

Чөл-баявандики сәпәр 14:17-45 in Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

17 Әнди өтүнимәнки, Рәббим қудритиңни җари қилдурғайсән, Өзүңниң:
18 «Пәрвәрдигар асанлиқчә аччиқланмайду, Униң меһир-муһәббити тешип туриду; У гуна вә итаәтсизликни кәчүриду, лекин гунакарларни һәргиз гунасиз дәп қаримайду, атиларниң қәбиһлигини атисидин балисиғичә, һәтта нәврә-чәврилиригичә уларниң үстигә жүкләйду» дегиниңдәк қилғайсән.  
19 Меһрий-шәпқитиңниң кәңрилиги бойичә, Мисирдики чағдин таки һазирғичә дайим кәчүрүп кәлгиниңдәк, бу хәлиқниң қәбиһлигини кәчүргәйсән!».
20 Пәрвәрдигар: — «Бопту, сән дегәндәк уларни кәчүрдүм.
21 Лекин Өз һаятим билән қәсәм қилимәнки, пүткүл йәр йүзи Мән Пәрвәрдигарниң шан-шәриви билән толиду.
22 Һалбуки, Мениң җулайимни, Мисирда вә чөл-җәзиридә көрсәткән мөҗизилик аламәтлиримни көрүп турупму Мени мушундақ он қетимлап синап йәнә авазимға қулақ салмиғанлар,
23 Мән қәсәм ичип уларниң ата-бовилириға мирас қилип беримән дегән у зиминни һәргиз көрәлмәйду; Мени мәнситмигәнләрдин бириму у жутни көрәлмәйду.
24 Лекин өзидә башқичә бир роһниң болғини, пүтүн қәлби билән Маңа әгәшкини үчүн қулум Каләбни у киргән йәргә башлап киримән; униң әвлатлириму у йәргә мирасхор болиду.
25 (шу чағда Амаләкләр билән Ⱪананийлар тағлиқ җилғиларда турувататти) — Әтә силәр йолуңлардин бурулуп, Қизил Деңизға баридиған йол билән меңип чөлгә сәпәр қилиңлар» — деди.
26 Пәрвәрдигар Муса билән Һарунға сөз қилип мундақ деди:
27 — Мән Мениң яман гепимни қилип ғотулдишидиған бу рәзил җамаәткә қачанғичә чидишим керәк? Исраилларниң Мениң яман гепимни қилғанлири, шу тохтавсиз ғотулдашлириниң һәммисини аңлидим.
28 Сән уларға: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мән һаятим билән қәсәм қилимәнки, хәп, Мән силәргә қулиқимға киргән сөзлириңлар бойичә муамилә қилмайдиған болсам!
29 Силәрниң өлүгүңлар мошу чөлдә ятиду; силәрниң ичиңларда санақтин өткүзүлгәнләр, йәни йеши жигирмидин ашқан, Мениң яман гепимни қилип ғотулдиғанларниң һәммиси пүтүн сани бойичә
30 Силәргә қол көтирип қәсәм қилип, туралғуңлар қилип беримән дегән зиминға һеч кирәлмәйду; пәқәт Йәфуннәһниң оғли Каләб билән Нунниң оғли Йәшуала кириду.
31 Силәрниң кичик балилириңлар, йәни «Булинип, дүшмәнниң олҗиси болуп қалиду» дейилгәнләрни Мән башлап киримән, улар силәр кәмситкән у зиминдин бәһримән болиду.
32 Бирақ силәр болсаңлар, силәр жиқилип, өлүгүңлар бу чөлдә қалиду.
33 Силәрниң балилириңлар бузуқлуқ-вапасизлиғиңларниң әлимини тартип, өлүгүңлар чөлдә йоқалғичә, бу чөлдә қириқ жил сәргәрдан болуп жүриду.
34 Силәрниң шу зиминни чарлиған күнлириңларниң сани бойичә, қириқ күнниң һәр бир күнини бир жил һесаплап, қәбиһликлириңларни қириқ жил өз үстүңларға елип жүрисиләр; шу чағда Мениң өзүңлардин ятлашқинимниң немә екәнлигини билип йетисиләр» — дегин.
35 Мән Пәрвәрдигар шундақ дегән екәнмән, жиғилип Маңа қарши чиққан бу рәзил хәлиқ җамаитигә Мән чоқум шундақ қилимән; улар мошу чөл-җәзиридә йәветилиду, шу йәрдә өлиду.
36 Муса у зиминни чарлап келишкә әвәткәнләр қайтип кәлгәндә, у зимин тоғрилиқ яман хәвәр елип келиш билән пүтүн җамаәтни ғотулдитип, Мусаниң яман гепини қилғузғанлар,
37 йәни у зимин тоғрилиқ яман хәвәр әкәлгән бу кишиләрниң һәммиси ваба кесили тегип Пәрвәрдигарниң алдида өлди.
38 Зиминни чарлап келишкә барған адәмләр ичидин пәқәт Нунниң оғли Йәшуа билән Йәфуннәһниң оғли Каләбла һаят қалди.
39 Муса бу гәпләрни пүткүл Исраил җамаитигә ейтивиди, һәммиси бәк һәсрәт чәкти.
40 Улар әтигән таң атқанда туруп таққа чиқип: — Мана биз кәлдуқ! Пәрвәрдигар ейтқан жутқа чиқип һуҗум қилайли; чүнки биз гуна қилдуқ, — дейишти.
41 — Силәр йәнә немишкә Пәрвәрдигарниң әмригә хилаплиқ қилисиләр? — деди Муса, — Бу иш ғәлибилик болмайду!
42 Пәрвәрдигар араңларда болмиғачқа, дүшмәнниң қиличи астида өлүп, мәғлуп болмаслиғиңлар үчүн һуҗумға чиқмаңлар.
43 Чүнки Амаләкләр билән Ⱪананийлар у жутта, силәрниң алдиңларда туриду; силәр қилич астида өлүп кетисиләр; чүнки силәр Пәрвәрдигардин тенип кәттиңлар, Пәрвәрдигар силәр билән биллә болмайду.
44 Лекин, гәрчә Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғи вә Муса баргаһтин қозғалмиған болсиму, улар йәнила өз мәйличә таққа чиқип һуҗумға өтти.
45 Шуниң билән Амаләкләр билән шу тағда турушлуқ Ⱪананийлар чүшүп уларни таки Хормаһғичә қоғлап, битчит қилип қирғин қилди.
Чөл-баявандики сәпәр 14 in Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

Chöl-bayawandiki seper 14:17-45 in Muqeddes Kalam (latin yéziq)

17 Emdi ötünimenki, Rebbim qudritingni jari qildurghaysen, Özüngning:
18 «Perwerdigar asanliqche achchiqlanmaydu, Uning méhir-muhebbiti téship turidu; U gunah we itaetsizlikni kechüridu, lékin gunahkarlarni hergiz gunahsiz dep qarimaydu, atilarning qebihlikini atisidin balisighiche, hetta newre-chewrilirigiche ularning üstige yükleydu» déginingdek qilghaysen.  
19 Méhriy-shepqitingning kengriliki boyiche, Misirdiki chaghdin taki hazirghiche daim kechürüp kelginingdek, bu xelqning qebihlikini kechürgeysen!».
20 Perwerdigar: — «Boptu, sen dégendek ularni kechürdüm.
21 Lékin Öz hayatim bilen qesem qilimenki, pütkül yer yüzi Men Perwerdigarning shan-sheripi bilen tolidu.
22 Halbuki, Méning julayimni, Misirda we chöl-jeziride körsetken möjizilik alametlirimni körüp turupmu Méni mushundaq on qétimlap sinap yene awazimgha qulaq salmighanlar,
23 Men qesem ichip ularning ata-bowilirigha miras qilip bérimen dégen u zéminni hergiz körelmeydu; Méni mensitmigenlerdin birimu u yurtni körelmeydu.
24 Lékin özide bashqiche bir rohning bolghini, pütün qelbi bilen Manga egeshkini üchün qulum Kalebni u kirgen yerge bashlap kirimen; uning ewladlirimu u yerge mirasxor bolidu.
25 (shu chaghda Amalekler bilen Qanaaniylar taghliq jilghilarda turuwatatti) — Ete siler yolunglardin burulup, Qizil Déngizgha baridighan yol bilen méngip chölge seper qilinglar» — dédi.
26 Perwerdigar Musa bilen Harun'gha söz qilip mundaq dédi:
27 — Men Méning yaman gépimni qilip ghotuldishidighan bu rezil jamaetke qachan'ghiche chidishim kérek? Israillarning Méning yaman gépimni qilghanliri, shu toxtawsiz ghotuldashlirining hemmisini anglidim.
28 Sen ulargha: — Perwerdigar mundaq deydu: «Men hayatim bilen qesem qilimenki, xep, Men silerge quliqimgha kirgen sözliringlar boyiche muamile qilmaydighan bolsam!
29 Silerning ölükünglar mushu chölde yatidu; silerning ichinglarda sanaqtin ötküzülgenler, yeni yéshi yigirmidin ashqan, Méning yaman gépimni qilip ghotuldighanlarning hemmisi pütün sani boyiche
30 Silerge qol kötürüp qesem qilip, turalghunglar qilip bérimen dégen zémin'gha héch kirelmeydu; peqet Yefunnehning oghli Kaleb bilen Nunning oghli Yeshuala kiridu.
31 Silerning kichik baliliringlar, yeni «Bulinip, düshmenning oljisi bolup qalidu» déyilgenlerni Men bashlap kirimen, ular siler kemsitken u zémindin behrimen bolidu.
32 Biraq siler bolsanglar, siler yiqilip, ölükünglar bu chölde qalidu.
33 Silerning baliliringlar buzuqluq-wapasizliqinglarning elimini tartip, ölükünglar chölde yoqalghuche, bu chölde qiriq yil sergerdan bolup yüridu.
34 Silerning shu zéminni charlighan künliringlarning sani boyiche, qiriq künning herbir künini bir yil hésablap, qebihlikliringlarni qiriq yil öz üstünglargha élip yürisiler; shu chaghda Méning özünglardin yatlashqinimning néme ikenlikini bilip yétisiler» — dégin.
35 Men Perwerdigar shundaq dégenikenmen, yighilip Manga qarshi chiqqan bu rezil xelq jamaitige Men choqum shundaq qilimen; ular mushu chöl-jeziride yewétilidu, shu yerde ölidu.
36 Musa u zéminni charlap kélishke ewetkenler qaytip kelgende, u zémin toghruluq yaman xewer élip kélish bilen pütün jamaetni ghotulditip, Musaning yaman gépini qilghuzghanlar,
37 yeni u zémin toghruluq yaman xewer ekelgen bu kishilerning hemmisi waba késili tégip Perwerdigarning aldida öldi.
38 Zéminni charlap kélishke barghan ademler ichidin peqet Nunning oghli Yeshua bilen Yefunnehning oghli Kalebla hayat qaldi.
39 Musa bu geplerni pütkül Israil jamaitige éytiwidi, hemmisi bek hesret chekti.
40 Ular etigen tang atqanda turup taghqa chiqip: — Mana biz kelduq! Perwerdigar éytqan yurtqa chiqip hujum qilayli; chünki biz gunah qilduq, — déyishti.
41 — Siler yene némishqa Perwerdigarning emrige xilapliq qilisiler? — dédi Musa, — Bu ish ghelibilik bolmaydu!
42 Perwerdigar aranglarda bolmighachqa, düshmenning qilichi astida ölüp, meghlup bolmasliqinglar üchün hujumgha chiqmanglar.
43 Chünki Amalekler bilen Qanaaniylar u yurtta, silerning aldinglarda turidu; siler qilich astida ölüp kétisiler; chünki siler Perwerdigardin ténip kettinglar, Perwerdigar siler bilen bille bolmaydu.
44 Lékin, gerche Perwerdigarning ehde sanduqi we Musa bargahtin qozghalmighan bolsimu, ular yenila öz meyliche taghqa chiqip hujumgha ötti.
45 Shuning bilen Amalekler bilen shu taghda turushluq Qanaaniylar chüshüp ularni taki Xormahghiche qoghlap, bitchit qilip qirghin qildi.
Chöl-bayawandiki seper 14 in Muqeddes Kalam (latin yéziq)

Qɵl-bayawandiki sǝpǝr 14:17-45 in Muⱪeddes Kalam (yǝngi yeziⱪ)

17 Əmdi ɵtünimǝnki, Rǝbbim ⱪudritingni jari ⱪildurƣaysǝn, Ɵzüngning:
18 «Pǝrwǝrdigar asanliⱪqǝ aqqiⱪlanmaydu, Uning meⱨir-muⱨǝbbiti texip turidu; U gunaⱨ wǝ itaǝtsizlikni kǝqüridu, lekin gunaⱨkarlarni ⱨǝrgiz gunaⱨsiz dǝp ⱪarimaydu, atilarning ⱪǝbiⱨlikini atisidin balisiƣiqǝ, ⱨǝtta nǝwrǝ-qǝwrilirigiqǝ ularning üstigǝ yüklǝydu» deginingdǝk ⱪilƣaysǝn.  
19 Meⱨriy-xǝpⱪitingning kǝngriliki boyiqǝ, Misirdiki qaƣdin taki ⱨazirƣiqǝ daim kǝqürüp kǝlginingdǝk, bu hǝlⱪning ⱪǝbiⱨlikini kǝqürgǝysǝn!».
20 Pǝrwǝrdigar: — «Boptu, sǝn degǝndǝk ularni kǝqürdüm.
21 Lekin Ɵz ⱨayatim bilǝn ⱪǝsǝm ⱪilimǝnki, pütkül yǝr yüzi Mǝn Pǝrwǝrdigarning xan-xǝripi bilǝn tolidu.
22 Ⱨalbuki, Mening julayimni, Misirda wǝ qɵl-jǝziridǝ kɵrsǝtkǝn mɵjizilik alamǝtlirimni kɵrüp turupmu Meni muxundaⱪ on ⱪetimlap sinap yǝnǝ awazimƣa ⱪulaⱪ salmiƣanlar,
23 Mǝn ⱪǝsǝm iqip ularning ata-bowiliriƣa miras ⱪilip berimǝn degǝn u zeminni ⱨǝrgiz kɵrǝlmǝydu; Meni mǝnsitmigǝnlǝrdin birimu u yurtni kɵrǝlmǝydu.
24 Lekin ɵzidǝ baxⱪiqǝ bir roⱨning bolƣini, pütün ⱪǝlbi bilǝn Manga ǝgǝxkini üqün ⱪulum Kalǝbni u kirgǝn yǝrgǝ baxlap kirimǝn; uning ǝwladlirimu u yǝrgǝ mirashor bolidu.
25 (xu qaƣda Amalǝklǝr bilǝn Ⱪanaaniylar taƣliⱪ jilƣilarda turuwatatti) — Ətǝ silǝr yolunglardin burulup, Ⱪizil Dengizƣa baridiƣan yol bilǝn mengip qɵlgǝ sǝpǝr ⱪilinglar» — dedi.
26 Pǝrwǝrdigar Musa bilǝn Ⱨarunƣa sɵz ⱪilip mundaⱪ dedi:
27 — Mǝn Mening yaman gepimni ⱪilip ƣotuldixidiƣan bu rǝzil jamaǝtkǝ ⱪaqanƣiqǝ qidixim kerǝk? Israillarning Mening yaman gepimni ⱪilƣanliri, xu tohtawsiz ƣotuldaxlirining ⱨǝmmisini anglidim.
28 Sǝn ularƣa: — Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: «Mǝn ⱨayatim bilǝn ⱪǝsǝm ⱪilimǝnki, hǝp, Mǝn silǝrgǝ ⱪuliⱪimƣa kirgǝn sɵzliringlar boyiqǝ muamilǝ ⱪilmaydiƣan bolsam!
29 Silǝrning ɵlükünglar muxu qɵldǝ yatidu; silǝrning iqinglarda sanaⱪtin ɵtküzülgǝnlǝr, yǝni yexi yigirmidin axⱪan, Mening yaman gepimni ⱪilip ƣotuldiƣanlarning ⱨǝmmisi pütün sani boyiqǝ
30 Silǝrgǝ ⱪol kɵtürüp ⱪǝsǝm ⱪilip, turalƣunglar ⱪilip berimǝn degǝn zeminƣa ⱨeq kirǝlmǝydu; pǝⱪǝt Yǝfunnǝⱨning oƣli Kalǝb bilǝn Nunning oƣli Yǝxuala kiridu.
31 Silǝrning kiqik baliliringlar, yǝni «Bulinip, düxmǝnning oljisi bolup ⱪalidu» deyilgǝnlǝrni Mǝn baxlap kirimǝn, ular silǝr kǝmsitkǝn u zemindin bǝⱨrimǝn bolidu.
32 Biraⱪ silǝr bolsanglar, silǝr yiⱪilip, ɵlükünglar bu qɵldǝ ⱪalidu.
33 Silǝrning baliliringlar buzuⱪluⱪ-wapasizliⱪinglarning ǝlimini tartip, ɵlükünglar qɵldǝ yoⱪalƣuqǝ, bu qɵldǝ ⱪiriⱪ yil sǝrgǝrdan bolup yüridu.
34 Silǝrning xu zeminni qarliƣan künliringlarning sani boyiqǝ, ⱪiriⱪ künning ⱨǝrbir künini bir yil ⱨesablap, ⱪǝbiⱨlikliringlarni ⱪiriⱪ yil ɵz üstünglarƣa elip yürisilǝr; xu qaƣda Mening ɵzünglardin yatlaxⱪinimning nemǝ ikǝnlikini bilip yetisilǝr» — degin.
35 Mǝn Pǝrwǝrdigar xundaⱪ degǝnikǝnmǝn, yiƣilip Manga ⱪarxi qiⱪⱪan bu rǝzil hǝlⱪ jamaitigǝ Mǝn qoⱪum xundaⱪ ⱪilimǝn; ular muxu qɵl-jǝziridǝ yǝwetilidu, xu yǝrdǝ ɵlidu.
36 Musa u zeminni qarlap kelixkǝ ǝwǝtkǝnlǝr ⱪaytip kǝlgǝndǝ, u zemin toƣruluⱪ yaman hǝwǝr elip kelix bilǝn pütün jamaǝtni ƣotulditip, Musaning yaman gepini ⱪilƣuzƣanlar,
37 yǝni u zemin toƣruluⱪ yaman hǝwǝr ǝkǝlgǝn bu kixilǝrning ⱨǝmmisi waba kesili tegip Pǝrwǝrdigarning aldida ɵldi.
38 Zeminni qarlap kelixkǝ barƣan adǝmlǝr iqidin pǝⱪǝt Nunning oƣli Yǝxua bilǝn Yǝfunnǝⱨning oƣli Kalǝbla ⱨayat ⱪaldi.
39 Musa bu gǝplǝrni pütkül Israil jamaitigǝ eytiwidi, ⱨǝmmisi bǝk ⱨǝsrǝt qǝkti.
40 Ular ǝtigǝn tang atⱪanda turup taƣⱪa qiⱪip: — Mana biz kǝlduⱪ! Pǝrwǝrdigar eytⱪan yurtⱪa qiⱪip ⱨujum ⱪilayli; qünki biz gunaⱨ ⱪilduⱪ, — deyixti.
41 — Silǝr yǝnǝ nemixⱪa Pǝrwǝrdigarning ǝmrigǝ hilapliⱪ ⱪilisilǝr? — dedi Musa, — Bu ix ƣǝlibilik bolmaydu!
42 Pǝrwǝrdigar aranglarda bolmiƣaqⱪa, düxmǝnning ⱪiliqi astida ɵlüp, mǝƣlup bolmasliⱪinglar üqün ⱨujumƣa qiⱪmanglar.
43 Qünki Amalǝklǝr bilǝn Ⱪanaaniylar u yurtta, silǝrning aldinglarda turidu; silǝr ⱪiliq astida ɵlüp ketisilǝr; qünki silǝr Pǝrwǝrdigardin tenip kǝttinglar, Pǝrwǝrdigar silǝr bilǝn billǝ bolmaydu.
44 Lekin, gǝrqǝ Pǝrwǝrdigarning ǝⱨdǝ sanduⱪi wǝ Musa bargaⱨtin ⱪozƣalmiƣan bolsimu, ular yǝnila ɵz mǝyliqǝ taƣⱪa qiⱪip ⱨujumƣa ɵtti.
45 Xuning bilǝn Amalǝklǝr bilǝn xu taƣda turuxluⱪ Ⱪanaaniylar qüxüp ularni taki Hormaⱨƣiqǝ ⱪoƣlap, bitqit ⱪilip ⱪirƣin ⱪildi.
Qɵl-bayawandiki sǝpǝr 14 in Muⱪeddes Kalam (yǝngi yeziⱪ)