Text copied!
Bibles in Uighur

پادىشاھلار «1» 20:11-32 in Uighur

Help us?

پادىشاھلار «1» 20:11-32 in مۇقېددېس‭ ‬كالام (‭‬يەنگى‭ ‬يېزىق‭ ‬ )

11 لېكىن ئىسرائىلنىڭ پادىشاھى جاۋاب بېرىپ‫‪:‬‬ ــ «ساۋۇت‫‪‎-‎‬‬قوراللار بىلەن جابدۇنغۇچى ساۋۇت‫‪‎-‎‬‬قوراللاردىن يېشىنگۈچىدەك ماختىنىپ كەتمىسۇن!» دەپ ئېيتىڭلار، ــ دېدى.
12 بەن‫‪‎-‎‬‬ھاداد بۇ سۆزنى ئاڭلىغاندا ھەرقايسى پادىشاھلار بىلەن چېدىرلىرىدا شاراب ئىچىشىۋاتاتتى. ئۇ خىزمەتكارلىرىغا‫‪:‬‬ ــ سەپكە تىزىلىڭلار، دېدى. شۇنى دېۋىدى، ئۇلار شەھەرگە ھۇجۇم قىلىشقا تىزىلىشتى.
13 ئۇ ۋاقىتتا بىر پەيغەمبەر ئىسرائىلنىڭ پادىشاھى ئاھابنىڭ قېشىغا كېلىپ‫‪:‬‬ ــ پەرۋەردىگار مۇنداق دەيدۇ‫‪:‬‬ ــ «بۇ زور بىر توپ ئادەمنى كۆردۈڭمۇ؟ مانا، مەن بۇ كۈنى ئۇلارنى سېنىڭ قولۇڭغا تاپشۇرىمەن؛ شۇنىڭ بىلەن سەن مېنىڭ پەرۋەردىگار ئىكەنلىكىمنى بىلىسەن»، دېدى.
14 ئاھاب‫‪:‬‬ ــ كىمنىڭ ۋاسىتىسى بىلەن بولىدۇ؟ دەپ سورىدى. ئۇ‫‪:‬‬ ــ پەرۋەردىگار مۇنداق دەيدۇ‫‪:‬‬ «ۋالىيلارنىڭ غۇلاملىرى بىلەن بولىدۇ»، دېدى. ئۇ يەنە‫‪:‬‬ ــ كىم ھۇجۇمنى باشلايدۇ؟ ــ دەپ سورىدى. ئۇ‫‪:‬‬ ــ سەن ئۆزۈڭ، دېدى.
15 ئۇ ۋاقىتتا ۋالىيلارنىڭ غۇلاملىرىنى سانىۋىدى، ئۇلارنىڭ سانى ئىككى يۈز ئوتتۇز ئىككى نەپەر چىقتى. ئاندىن كېيىن ئۇ ھەممە خەلقنى، يەنى بارلىق ئىسرائىللارنى سانىۋىدى، ئۇلارنىڭ سانى يەتتە مىڭ نەپەر چىقتى.
16 ئىسرائىللار شەھەردىن چۈش ۋاقتىدا چىقتى. بەن‫‪‎-‎‬‬ھاداد بىلەن شۇ پادىشاھلار، يەنى ياردەمگە كەلگەن ئوتتۇز ئىككى پادىشاھ بولسا چېدىرلىرىدا شاراب ئىچىپ مەست بولۇشقانىدى.
17 ۋالىيلارنىڭ غۇلاملىرى يۈرۈشتە ئاۋۋال ماڭدى. بەن‫‪‎-‎‬‬ھاداد ئادەم ئەۋەتىۋىدى، ئۇلار ئۇنىڭغا خەۋەر بېرىپ‫‪:‬‬ ــ «سامارىيەدىن ئادەملەر كېلىۋاتىدۇ» ــ دېدى.
18 ئۇ‫‪:‬‬ ــ ئەگەر سۈلھى تۈزۈشكە چىققان بولسا ئۇلارنى تىرىك تۇتۇڭلار، ئەگەر سوقۇشقىلى چىققان بولسىمۇ ئۇلارنى تىرىك تۇتۇڭلار، دېدى.
19 ئەمدى ۋالىيلارنىڭ بۇ غۇلاملىرى ۋە ئۇلارنىڭ كەينىدىكى قوشۇن شەھەردىن چىقىپ،
20 ھەربىرى ئۆزىگە ئۇچرىغان ئادەمنى چېپىپ ئۆلتۈردى. سۇرىيلەر قاچتى؛ ئىسرائىل ئۇلارنى قوغلىدى. سۇرىيەنىڭ پادىشاھى بەن‫‪‎-‎‬‬ھاداد بولسا ئاتقا مىنىپ ئاتلىقلار بىلەن قېچىپ قۇتۇلدى.
21 ئىسرائىلنىڭ پادىشاھى چىقىپ ھەم ئاتلىقلارنى ھەم جەڭ ھارۋىلىرىنى بىتچىت قىلىپ سۇرىيلەرنى قاتتىق قىر‫‪‎-‎‬‬چاپ قىلدى.
22 پەيغەمبەر يەنە ئىسرائىلنىڭ پادىشاھىنىڭ قېشىغا كېلىپ ئۇنىڭغا‫‪:‬‬ ــ ئۆزۈڭنى مۇستەھكەملەپ، ئۆزۈڭنى ئوبدان دەڭسەپ، نېمە قىلىشىڭ كېرەكلىكىنى ئويلاپ باققىن. چۈنكى كېلەر يىلى ئەتىيازدا سۇرىيەنىڭ پادىشاھى سەن بىلەن جەڭ قىلغىلى يەنە چىقىدۇ، دېدى.
23 سۇرىيەنىڭ پادىشاھىنىڭ خىزمەتكارلىرى ئۇنىڭغا مۇنداق دېدى‫‪:‬‬ ــ «ئۇلارنىڭ ئىلاھى تاغ ئىلاھى بولغاچقا، ئۇلار بىزگە كۈچلۈك كەلدى. لېكىن بىز تۈزلەڭلىكتە ئۇلار بىلەن سوقۇشساق، جەزمەن ئۇلارغا كۈچلۈك كېلىمىز.
24 ئەمدى شۇنداق قىلغايلىكى، پادىشاھلارنىڭ ھەربىرىنى ئۆز مەنسىپىدىن چۈشۈرۈپ، ئۇلارنىڭ ئورنىدا ۋالىيلارنى تىكلىگەيلا.
25 ئاندىن سىلى مەھرۇم بولغان قوشۇنلىرىغا باراۋەر بولغان يەنە بىر قوشۇننى، يەنى ئاتنىڭ ئورنىغا ئات، ھارۋىنىڭ ئورنىغا ھارۋا تەييار قىلدۇرۇپ ئۆزلىرىگە يىغقايلا؛ بىز تۈزلەڭلىكتە ئۇلار بىلەن سوقۇشايلى؛ شۇنىڭ بىلەن ئۇلارغا كۈچلۈك كەلمەمدۇق؟». ئۇ ئۇلارنىڭ سۆزىگە قۇلاق سېلىپ شۇنداق قىلدى.
26 كېيىنكى يىلى ئەتىيازدا بەن‫‪‎-‎‬‬ھاداد سۇرىيلەرنى ئېدىتلاپ تولۇق يىغىپ، ئىسرائىل بىلەن جەڭ قىلغىلى ئافەك شەھىرىگە چىقتى.
27 ئىسرائىللارمۇ ئۆزلىرىنى ئېدىتلاپ، ئوزۇق‫‪‎-‎‬‬تۈلۈك تەييارلاپ، ئۇلار بىلەن جەڭ قىلىشقا چىقتى. ئىسرائىللار ئۇلارنىڭ ئۇدۇلىدا بارگاھ تىكلىۋىدى، سۇرىيلەرنىڭ ئالدىدا خۇددى ئىككى توپ كىچىك ئوغلاق پادىسىدەك كۆرۈندى. لېكىن سۇرىيلەر پۈتكۈل زېمىننى قاپلىغانىدى.
28 ئەمما خۇدانىڭ ئادىمى ئىسرائىلنىڭ پادىشاھىنىڭ قېشىغا كېلىپ ئۇنىڭغا‫‪:‬‬ ــ پەرۋەردىگار مۇنداق دەيدۇ‫‪:‬‬ ــ «سۇرىيلەر‫‪:‬‬ پەرۋەردىگار تاغ ئىلاھىدۇر، جىلغىلارنىڭ ئىلاھى ئەمەس، دەپ ئېيتقىنى ئۈچۈن، مەن بۇ زور بىر توپ ئادەمنىڭ ھەممىسىنى سېنىڭ قولۇڭغا تاپشۇرىمەن؛ شۇنىڭ بىلەن سىلەر مېنىڭ پەرۋەردىگار ئىكەنلىكىمنى بىلىپ يېتىسىلەر»، دېدى.
29 ئىككى تەرەپ يەتتە كۈن بىر‫‪‎-‎‬‬بىرىنىڭ ئۇدۇلىدا بارگاھلىرىدا تۇردى. يەتتىنچى كۈنى سوقۇش باشلاندى. ئىسرائىللار بىر كۈندە سۇرىيلەردىن يۈز مىڭ پىيادە ئەسكەرنى ئۆلتۈردى.
30 قالغانلار ئافەك شەھىرىگە قېچىپ كىرىۋالدى؛ لېكىن سېپىلى ئۆرۈلۈپ ئۇلاردىن يىگىرمە يەتتە مىڭ ئادەمنىڭ ئۈستىگە چۈشۈپ بېسىپ ئۆلتۈردى. بەن‫‪‎-‎‬‬ھاداد ئۆزى بەدەر قېچىپ شەھەرگە كىرىپ ئىچكىرىدىكى بىر ئۆيگە مۆكۈۋالدى.
31 خىزمەتكارلىرى ئۇنىڭغا‫‪:‬‬ ــ مانا بىز ئىسرائىلنىڭ پادىشاھلىرىنى رەھىملىك پادىشاھلار دەپ ئاڭلىدۇق؛ شۇنىڭ ئۈچۈن بەللىرىمىزگە بۆز باغلاپ باشلىرىمىزغا كۇلا يۆگەپ ئىسرائىلنىڭ پادىشاھىغا تەسلىمگە چىقايلى. ئۇ سىلىنىڭ جانلىرىنى ئايارمىكىن؟ ــ دېدى.
32 شۇنىڭ بىلەن ئۇلار بەللىرىگە بۆز باغلاپ باشلىرىغا كۇلا يۆگەپ ئىسرائىلنىڭ پادىشاھىنىڭ قېشىغا بېرىپ ئۇنىڭغا‫‪:‬‬ ــ كەمىنىلىرى بەن‫‪‎-‎‬‬ھاداد‫‪:‬‬ «جېنىمنى ئايىغايلا»، دەپ ئىلتىجا قىلدى، دېدى. ئۇ بولسا‫‪:‬‬ ــ ئۇ تېخى ھاياتمۇ؟ ئۇ مېنىڭ بۇرادىرىم، دېدى.
پادىشاھلار «1» 20 in مۇقېددېس‭ ‬كالام (‭‬يەنگى‭ ‬يېزىق‭ ‬ )

Падишаһлар «1» 20:11-32 in Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

11 Лекин Исраилниң падишаһи җавап берип: — «Савут-қураллар билән җабдунғучи савут-қураллардин йешингүчидәк махтинип кәтмисун!» дәп ейтиңлар, — деди.
12 Бән-Һадад бу сөзни аңлиғанда һәр қайси падишаһлар билән чедирлирида шарап ичишивататти. У хизмәткарлириға: — Сәпкә тизилиңлар, деди. Шуни девиди, улар шәһәргә һуҗум қилишқа тизилишти.
13 У вақитта бир пәйғәмбәр Исраилниң падишаһи Аһабниң қешиға келип: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Бу зор бир топ адәмни көрдүңму? Мана, Мән бу күни уларни сениң қолуңға тапшуримән; шуниң билән сән Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни билисән», деди.
14 Аһаб: — Кимниң вастиси билән болиду? Дәп сориди. У: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Валийларниң ғуламлири билән болиду», деди. У йәнә: — Ким һуҗумни башлайду? — дәп сориди. У: — Сән өзүң, деди.
15 У вақитта валийларниң ғуламлирини санивиди, уларниң сани икки йүз оттуз икки нәпәр чиқти. Андин кейин у һәммә хәлиқни, йәни барлиқ Исраилларни санивиди, уларниң сани йәттә миң нәпәр чиқти.
16 Исраиллар шәһәрдин чүш вақтида чиқти. Бән-Һадад билән шу падишаһлар, йәни ярдәмгә кәлгән оттуз икки падишаһ болса чедирлирида шарап ичип мәс болушқан еди.
17 Валийларниң ғуламлири жүрүштә авал маңди. Бән-һадад адәм әвәтивиди, улар униңға хәвәр берип: — «Самарийәдин адәмләр келиватиду» — деди.
18 У: — Әгәр сүлһи түзүшкә чиққан болса уларни тирик тутуңлар, әгәр соқушқили чиққан болсиму уларни тирик тутуңлар, деди.
19 Әнди валийларниң бу ғуламлири вә уларниң кәйнидики қошун шәһәрдин чиқип,
20 һәр бири өзигә учриған адәмни чепип өлтүрди. Сурийләр қачти; Исраил уларни қоғлиди. Сурийәниң падишаһи Бән-Һадад болса атқа минип атлиқлар билән қечип қутулди.
21 Исраилниң падишаһи чиқип һәм атлиқларни һәм җәң һарвулирини битчит қилип Сурийләрни қаттиқ қир-чап қилди.
22 Пәйғәмбәр йәнә Исраилниң падишаһиниң қешиға келип униңға: — Өзүңни мустәһкәмләп, өзүңни убдан дәңсәп, немә қилишиң керәклигини ойлап баққин. Чүнки келәр жили әтиязда Сурийәниң падишаһи сән билән җәң қилғили йәнә чиқиду, деди.
23 Сурийәниң падишаһиниң хизмәткарлири униңға мундақ деди: — «Уларниң илаһи тағ илаһи болғачқа, улар бизгә күчлүк кәлди. Лекин биз түзләңликтә улар билән соқушсақ, җәзмән уларға күчлүк келимиз.
24 Әнди шундақ қилғайлиги, падишаһларниң һәр бирини өз мәнсивидин чүшүрүп, уларниң орнида валийларни тиклигәйла.
25 Андин сили мәһрум болған қошунлириға баравәр болған йәнә бир қошунни, йәни атниң орниға ат, һарвуниң орниға һарву тәйяр қилдуруп өзлиригә жиққайла; биз түзләңликтә улар билән соқушайли; шуниң билән уларға күчлүк кәлмәмдуқ?». У уларниң сөзигә қулақ селип шундақ қилди.
26 Кейинки жили әтиязда Бән-Һадад Сурийләрни едитлап толуқ жиғип, Исраил билән җәң қилғили Афәк шәһиригә чиқти.
27 Исраилларму өзлирини едитлап, озуқ-түлүк тәйярлап, улар билән җәң қилишқа чиқти. Исраиллар уларниң удулида баргаһ тикливиди, Сурийләрниң алдида худди икки топ кичик оғлақ падисидәк көрүнди. Лекин Сурийләр пүткүл зиминни қаплиған еди.
28 Амма Худаниң адими Исраилниң падишаһиниң қешиға келип униңға: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Сурийләр: Пәрвәрдигар тағ илаһидур, җилғиларниң илаһи әмәс, дәп ейтқини үчүн, Мән бу зор бир топ адәмниң һәммисини сениң қолуңға тапшуримән; шуниң билән силәр Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни билип йетисиләр», деди.
29 Икки тәрәп йәттә күн бир-бириниң удулида баргаһлирида турди. Йәттинчи күни соқуш башланди. Исраиллар бир күндә Сурийләрдин йүз миң пиядә әскәрни өлтүрди.
30 Қалғанлар Афәк шәһиригә қечип киривалди; лекин сепили өрүлүп улардин жигирмә йәттә миң адәмниң үстигә чүшүп бесип өлтүрди. Бән-Һадад өзи бәдәр қечип шәһәргә кирип ичкиридики бир өйгә мөкүвалди.
31 Хизмәткарлири униңға: — Мана биз Исраилниң падишаһлирини рәһимлик падишаһлар дәп аңлидуқ; шуниң үчүн бәллиримизгә бөз бағлап башлиримизға кула йөгәп Исраилниң падишаһиға тәслимгә чиқайли. У силиниң җанлирини аярмекин? — деди.
32 Шуниң билән улар бәллиригә бөз бағлап башлириға кула йөгәп Исраилниң падишаһиниң қешиға берип униңға: — Кәминилири Бән-Һадад: «Җенимни айиғайла», дәп илтиҗа қилди, деди. У болса: — У техи һаятму? У мениң бурадирим, деди.
Падишаһлар «1» 20 in Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

Padishahlar «1» 20:11-32 in Muqeddes Kalam (latin yéziq)

11 Lékin Israilning padishahi jawab bérip: — «Sawut-qorallar bilen jabdun'ghuchi sawut-qorallardin yéshin'güchidek maxtinip ketmisun!» dep éytinglar, — dédi.
12 Ben-Hadad bu sözni anglighanda herqaysi padishahlar bilen chédirlirida sharab ichishiwatatti. U xizmetkarlirigha: — Sepke tizilinglar, dédi. Shuni déwidi, ular sheherge hujum qilishqa tizilishti.
13 U waqitta bir peyghember Israilning padishahi Ahabning qéshigha kélip: — Perwerdigar mundaq deydu: — «Bu zor bir top ademni kördüngmu? Mana, Men bu küni ularni séning qolunggha tapshurimen; shuning bilen sen Méning Perwerdigar ikenlikimni bilisen», dédi.
14 Ahab: — Kimning wasitisi bilen bolidu? Dep soridi. U: — Perwerdigar mundaq deydu: «Waliylarning ghulamliri bilen bolidu», dédi. U yene: — Kim hujumni bashlaydu? — dep soridi. U: — Sen özüng, dédi.
15 U waqitta waliylarning ghulamlirini saniwidi, ularning sani ikki yüz ottuz ikki neper chiqti. Andin kéyin u hemme xelqni, yeni barliq Israillarni saniwidi, ularning sani yette ming neper chiqti.
16 Israillar sheherdin chüsh waqtida chiqti. Ben-Hadad bilen shu padishahlar, yeni yardemge kelgen ottuz ikki padishah bolsa chédirlirida sharab ichip mest bolushqanidi.
17 Waliylarning ghulamliri yürüshte awwal mangdi. Ben-hadad adem ewetiwidi, ular uninggha xewer bérip: — «Samariyedin ademler kéliwatidu» — dédi.
18 U: — Eger sülhi tüzüshke chiqqan bolsa ularni tirik tutunglar, eger soqushqili chiqqan bolsimu ularni tirik tutunglar, dédi.
19 Emdi waliylarning bu ghulamliri we ularning keynidiki qoshun sheherdin chiqip,
20 herbiri özige uchrighan ademni chépip öltürdi. Suriyler qachti; Israil ularni qoghlidi. Suriyening padishahi Ben-Hadad bolsa atqa minip atliqlar bilen qéchip qutuldi.
21 Israilning padishahi chiqip hem atliqlarni hem jeng harwilirini bitchit qilip Suriylerni qattiq qir-chap qildi.
22 Peyghember yene Israilning padishahining qéshigha kélip uninggha: — Özüngni mustehkemlep, özüngni obdan dengsep, néme qilishing kéreklikini oylap baqqin. Chünki kéler yili etiyazda Suriyening padishahi sen bilen jeng qilghili yene chiqidu, dédi.
23 Suriyening padishahining xizmetkarliri uninggha mundaq dédi: — «Ularning ilahi tagh ilahi bolghachqa, ular bizge küchlük keldi. Lékin biz tüzlenglikte ular bilen soqushsaq, jezmen ulargha küchlük kélimiz.
24 Emdi shundaq qilghayliki, padishahlarning herbirini öz mensipidin chüshürüp, ularning ornida waliylarni tikligeyla.
25 Andin sili mehrum bolghan qoshunlirigha barawer bolghan yene bir qoshunni, yeni atning ornigha at, harwining ornigha harwa teyyar qildurup özlirige yighqayla; biz tüzlenglikte ular bilen soqushayli; shuning bilen ulargha küchlük kelmemduq?». U ularning sözige qulaq sélip shundaq qildi.
26 Kéyinki yili etiyazda Ben-Hadad Suriylerni éditlap toluq yighip, Israil bilen jeng qilghili Afek shehirige chiqti.
27 Israillarmu özlirini éditlap, ozuq-tülük teyyarlap, ular bilen jeng qilishqa chiqti. Israillar ularning udulida bargah tikliwidi, Suriylerning aldida xuddi ikki top kichik oghlaq padisidek köründi. Lékin Suriyler pütkül zéminni qaplighanidi.
28 Emma Xudaning adimi Israilning padishahining qéshigha kélip uninggha: — Perwerdigar mundaq deydu: — «Suriyler: Perwerdigar tagh ilahidur, jilghilarning ilahi emes, dep éytqini üchün, Men bu zor bir top ademning hemmisini séning qolunggha tapshurimen; shuning bilen siler Méning Perwerdigar ikenlikimni bilip yétisiler», dédi.
29 Ikki terep yette kün bir-birining udulida bargahlirida turdi. Yettinchi küni soqush bashlandi. Israillar bir künde Suriylerdin yüz ming piyade eskerni öltürdi.
30 Qalghanlar Afek shehirige qéchip kiriwaldi; lékin sépili örülüp ulardin yigirme yette ming ademning üstige chüshüp bésip öltürdi. Ben-Hadad özi beder qéchip sheherge kirip ichkiridiki bir öyge möküwaldi.
31 Xizmetkarliri uninggha: — Mana biz Israilning padishahlirini rehimlik padishahlar dep angliduq; shuning üchün bellirimizge böz baghlap bashlirimizgha kula yögep Israilning padishahigha teslimge chiqayli. U silining janlirini ayarmikin? — dédi.
32 Shuning bilen ular bellirige böz baghlap bashlirigha kula yögep Israilning padishahining qéshigha bérip uninggha: — Keminiliri Ben-Hadad: «Jénimni ayighayla», dep iltija qildi, dédi. U bolsa: — U téxi hayatmu? U méning buradirim, dédi.
Padishahlar «1» 20 in Muqeddes Kalam (latin yéziq)

Padixaⱨlar «1» 20:11-32 in Muⱪeddes Kalam (yǝngi yeziⱪ)

11 Lekin Israilning padixaⱨi jawab berip: — «Sawut-ⱪorallar bilǝn jabdunƣuqi sawut-ⱪorallardin yexin'güqidǝk mahtinip kǝtmisun!» dǝp eytinglar, — dedi.
12 Bǝn-Ⱨadad bu sɵzni angliƣanda ⱨǝrⱪaysi padixaⱨlar bilǝn qedirlirida xarab iqixiwatatti. U hizmǝtkarliriƣa: — Sǝpkǝ tizilinglar, dedi. Xuni dewidi, ular xǝⱨǝrgǝ ⱨujum ⱪilixⱪa tizilixti.
13 U waⱪitta bir pǝyƣǝmbǝr Israilning padixaⱨi Aⱨabning ⱪexiƣa kelip: — Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — «Bu zor bir top adǝmni kɵrdüngmu? Mana, Mǝn bu küni ularni sening ⱪolungƣa tapxurimǝn; xuning bilǝn sǝn Mening Pǝrwǝrdigar ikǝnlikimni bilisǝn», dedi.
14 Aⱨab: — Kimning wasitisi bilǝn bolidu? Dǝp soridi. U: — Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: «Waliylarning ƣulamliri bilǝn bolidu», dedi. U yǝnǝ: — Kim ⱨujumni baxlaydu? — dǝp soridi. U: — Sǝn ɵzüng, dedi.
15 U waⱪitta waliylarning ƣulamlirini saniwidi, ularning sani ikki yüz ottuz ikki nǝpǝr qiⱪti. Andin keyin u ⱨǝmmǝ hǝlⱪni, yǝni barliⱪ Israillarni saniwidi, ularning sani yǝttǝ ming nǝpǝr qiⱪti.
16 Israillar xǝⱨǝrdin qüx waⱪtida qiⱪti. Bǝn-Ⱨadad bilǝn xu padixaⱨlar, yǝni yardǝmgǝ kǝlgǝn ottuz ikki padixaⱨ bolsa qedirlirida xarab iqip mǝst boluxⱪanidi.
17 Waliylarning ƣulamliri yürüxtǝ awwal mangdi. Bǝn-ⱨadad adǝm ǝwǝtiwidi, ular uningƣa hǝwǝr berip: — «Samariyǝdin adǝmlǝr keliwatidu» — dedi.
18 U: — Əgǝr sülⱨi tüzüxkǝ qiⱪⱪan bolsa ularni tirik tutunglar, ǝgǝr soⱪuxⱪili qiⱪⱪan bolsimu ularni tirik tutunglar, dedi.
19 Əmdi waliylarning bu ƣulamliri wǝ ularning kǝynidiki ⱪoxun xǝⱨǝrdin qiⱪip,
20 ⱨǝrbiri ɵzigǝ uqriƣan adǝmni qepip ɵltürdi. Suriylǝr ⱪaqti; Israil ularni ⱪoƣlidi. Suriyǝning padixaⱨi Bǝn-Ⱨadad bolsa atⱪa minip atliⱪlar bilǝn ⱪeqip ⱪutuldi.
21 Israilning padixaⱨi qiⱪip ⱨǝm atliⱪlarni ⱨǝm jǝng ⱨarwilirini bitqit ⱪilip Suriylǝrni ⱪattiⱪ ⱪir-qap ⱪildi.
22 Pǝyƣǝmbǝr yǝnǝ Israilning padixaⱨining ⱪexiƣa kelip uningƣa: — Ɵzüngni mustǝⱨkǝmlǝp, ɵzüngni obdan dǝngsǝp, nemǝ ⱪilixing kerǝklikini oylap baⱪⱪin. Qünki kelǝr yili ǝtiyazda Suriyǝning padixaⱨi sǝn bilǝn jǝng ⱪilƣili yǝnǝ qiⱪidu, dedi.
23 Suriyǝning padixaⱨining hizmǝtkarliri uningƣa mundaⱪ dedi: — «Ularning ilaⱨi taƣ ilaⱨi bolƣaqⱪa, ular bizgǝ küqlük kǝldi. Lekin biz tüzlǝngliktǝ ular bilǝn soⱪuxsaⱪ, jǝzmǝn ularƣa küqlük kelimiz.
24 Əmdi xundaⱪ ⱪilƣayliki, padixaⱨlarning ⱨǝrbirini ɵz mǝnsipidin qüxürüp, ularning ornida waliylarni tikligǝyla.
25 Andin sili mǝⱨrum bolƣan ⱪoxunliriƣa barawǝr bolƣan yǝnǝ bir ⱪoxunni, yǝni atning orniƣa at, ⱨarwining orniƣa ⱨarwa tǝyyar ⱪildurup ɵzlirigǝ yiƣⱪayla; biz tüzlǝngliktǝ ular bilǝn soⱪuxayli; xuning bilǝn ularƣa küqlük kǝlmǝmduⱪ?». U ularning sɵzigǝ ⱪulaⱪ selip xundaⱪ ⱪildi.
26 Keyinki yili ǝtiyazda Bǝn-Ⱨadad Suriylǝrni editlap toluⱪ yiƣip, Israil bilǝn jǝng ⱪilƣili Afǝk xǝⱨirigǝ qiⱪti.
27 Israillarmu ɵzlirini editlap, ozuⱪ-tülük tǝyyarlap, ular bilǝn jǝng ⱪilixⱪa qiⱪti. Israillar ularning udulida bargaⱨ tikliwidi, Suriylǝrning aldida huddi ikki top kiqik oƣlaⱪ padisidǝk kɵründi. Lekin Suriylǝr pütkül zeminni ⱪapliƣanidi.
28 Əmma Hudaning adimi Israilning padixaⱨining ⱪexiƣa kelip uningƣa: — Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — «Suriylǝr: Pǝrwǝrdigar taƣ ilaⱨidur, jilƣilarning ilaⱨi ǝmǝs, dǝp eytⱪini üqün, Mǝn bu zor bir top adǝmning ⱨǝmmisini sening ⱪolungƣa tapxurimǝn; xuning bilǝn silǝr Mening Pǝrwǝrdigar ikǝnlikimni bilip yetisilǝr», dedi.
29 Ikki tǝrǝp yǝttǝ kün bir-birining udulida bargaⱨlirida turdi. Yǝttinqi küni soⱪux baxlandi. Israillar bir kündǝ Suriylǝrdin yüz ming piyadǝ ǝskǝrni ɵltürdi.
30 Ⱪalƣanlar Afǝk xǝⱨirigǝ ⱪeqip kiriwaldi; lekin sepili ɵrülüp ulardin yigirmǝ yǝttǝ ming adǝmning üstigǝ qüxüp besip ɵltürdi. Bǝn-Ⱨadad ɵzi bǝdǝr ⱪeqip xǝⱨǝrgǝ kirip iqkiridiki bir ɵygǝ mɵküwaldi.
31 Hizmǝtkarliri uningƣa: — Mana biz Israilning padixaⱨlirini rǝⱨimlik padixaⱨlar dǝp angliduⱪ; xuning üqün bǝllirimizgǝ bɵz baƣlap baxlirimizƣa kula yɵgǝp Israilning padixaⱨiƣa tǝslimgǝ qiⱪayli. U silining janlirini ayarmikin? — dedi.
32 Xuning bilǝn ular bǝllirigǝ bɵz baƣlap baxliriƣa kula yɵgǝp Israilning padixaⱨining ⱪexiƣa berip uningƣa: — Kǝminiliri Bǝn-Ⱨadad: «Jenimni ayiƣayla», dǝp iltija ⱪildi, dedi. U bolsa: — U tehi ⱨayatmu? U mening buradirim, dedi.
Padixaⱨlar «1» 20 in Muⱪeddes Kalam (yǝngi yeziⱪ)