Text copied!
Bibles in Uighur

يۇھاننا 7:6-51 in Uighur

Help us?

يۇھاننا 7:6-51 in مۇقېددېس‭ ‬كالام (‭‬يەنگى‭ ‬يېزىق‭ ‬ )

6 شۇڭا ئەيسا ئۇلارغا‫‪:‬‬ ــ مېنىڭ ۋاقىت‫‪‎-‎‬‬سائىتىم تېخى كەلمىدى. لېكىن سىلەرگە نىسبەتەن ھەرۋاقىت مۇناسىپتۇر.
7 بۇ دۇنيادىكى كىشىلەر سىلەرگە ھەرگىز ئۆچ بولمايدۇ؛ لېكىن مېنى ئۆچ كۆرىدۇ. چۈنكى مەن ئۇلارنىڭ قىلمىشلىرىنى رەزىل دەپ گۇۋاھلىق بېرىۋاتىمەن.
8 سىلەر بۇ ھېيتقا بېرىۋېرىڭلار. مەن ھازىرچە بۇ ھېيتقا بارمايمەن، چۈنكى مېنىڭ ۋاقىت‫‪‎-‎‬‬سائىتىم تېخى يېتىپ كەلمىدى، ــ دېدى.  
9 ئەيسا بۇ سۆزلەرنى قىلىپ، گالىلىيەدە قالدى.
10 ئەيسانىڭ ئىنىلىرى ھېيتقا چىققاندىن كېيىن، ئۇ ئۆزىمۇ ئۇنىڭغا باردى. ئەمما ئاشكارا ئەمەس، يوشۇرۇن باردى.
11 ھېيتتا يەھۇدىيلار ئۇنى ئىزدەپ‫‪:‬‬ «ئۇ قەيەردىدۇر؟» دەپ سوراۋاتاتتى.
12 كىشىلەر ئارىسىدا ئۇنىڭ توغرىسىدا كۆپ غۇلغۇلا بولدى. بەزىلەر ئۇنى‫‪:‬‬ «ياخشى ئادەم!» دېسە، يەنە بەزىلەر‫‪:‬‬ «ياق، ئۇ خالايىقنى ئازدۇرۇۋاتىدۇ!» دېيىشتى.
13 بىراق يەھۇدىي چوڭلىرىدىن قورقۇپ، ھېچكىم ئوچۇق‫‪‎-‎‬‬ئاشكارە ئۇنىڭ گېپىنى قىلمايتتى.  
14 ھېيتنىڭ يېرىمى ئۆتكەندە، ئەيسا ئىبادەتخانا ھويلىلىرىغا كىرىپ خەلققە تەلىم بېرىشكە باشلىدى.
15 يەھۇدىيلار‫‪:‬‬ ــ بۇ ئادەم ھېچقانداق تەلىم ئالمىغان تۇرۇقلۇق، ئۇنىڭ قانداقمۇ مۇنچە كۆپ بىلىمى بولسۇن؟ ــ دەپ ھاڭ‫‪‎-‎‬‬تاڭ قېلىشتى.
16 ئەيسا ئۇلارغا‫‪:‬‬ ــ بۇ تەلىملەر مېنىڭ ئەمەس، بەلكى مېنى ئەۋەتكۈچىنىڭكىدۇر.
17 ئۇنىڭ ئىرادىسىگە ئەمەل قىلىشقا ئۆز ئىرادىسىنى باغلىغان ھەركىم بۇ تەلىم توغرۇلۇق ــ ئۇنىڭ خۇدادىن كەلگەنلىكىنى ياكى ئۆزلۈكۈمدىن ئېيتىۋاتقانلىقىمنى بىلىدۇ.
18 ئۆز ئالدىغا سۆزلىگەن كىشى ئۆز شان‫‪‎-‎‬‬شەرىپىنى ئىزدەيدۇ، لېكىن ئۆزىنى ئەۋەتكۈچىنىڭ شان‫‪‎-‎‬‬شەرىپىنى ئىزدەيدىغان كىشى ھەق‫‪‎-‎‬‬سادىقتۇر، ئۇنىڭدا ھەققانىيسىزلىق يوقتۇر.
19 مۇسا پەيغەمبەر سىلەرگە تەۋرات قانۇنىنى تاپشۇرغان ئەمەسمۇ؟ لېكىن ھېچقايسىڭلار بۇ قانۇنغا ئەمەل قىلمايۋاتىسىلەر! نېمىشقا مېنى ئۆلتۈرمەكچى بولىسىلەر؟ ــ دېدى.  
20 كۆپچىلىك‫‪:‬‬ ــ ساڭا جىن چاپلىشىپتۇ! سېنى ئۆلتۈرمەكچى بولغان كىم ئىكەن؟ ــ دېيىشتى.  
21 ئەيسا ئۇلارغا مۇنداق جاۋاب بەردى‫‪:‬‬ ــ مەن بىر كارامەتنى يارىتىشىم بىلەن ھەممىڭلار ھاڭ‫‪‎-‎‬‬تاڭ قېلىشتىڭلار.
22 ــ ئەمدى مۇسا پەيغەمبەر سىلەرگە خەتنە قىلىش توغرۇلۇق ئەمر قالدۇرغان (ئەمەلىيەتتە بولسا خەتنە قىلىش مۇسا پەيغەمبەردىن ئەمەس، ئاتا‫‪‎-‎‬‬بوۋىلاردىن قالغان)، شۇڭا سىلەر شابات كۈنىگە توغرا كېلىپ قالسىمۇ شۇ كۈنىدە ئادەمنىڭ خەتنىسىنى قىلىۋېرىسىلەر.   
23 ئەمدى تەۋرات قانۇنىغا خىلاپلىق قىلىنمىسۇن دەپ شابات كۈنىدە ئادەم خەتنە قىلىنغان يەردە، مەن شابات كۈنىدە بىر ئادەمنى سەللىمازا ساقايتسام، سىلەر نېمە دەپ ماڭا ئاچچىقلىنىسىلەر؟
24 سىرتقى قىياپەتكە قاراپ ھۆكۈم قىلماڭلار، بەلكى ھەققانىي ھۆكۈم قىلىڭلار!
25 ئۇ ۋاقىتتا يېرۇسالېملىقلارنىڭ بەزىلىرى‫‪:‬‬ ــ چوڭلار ئۆلتۈرمەكچى بولغان كىشى بۇ ئەمەسمىدى؟
26 ئاشكارا سۆزلەۋاتسىمۇ، ئۇنىڭغا قارشى ھېچ نەرسە دېمىدىغۇ! دەرۋەقە، ئاقساقاللارنىڭ ئۇنىڭ مەسىھ ئىكەنلىكىنى بىلىپ يەتكەنمۇ؟
27 ھالبۇكى، بۇ ئادەمنىڭ قەيەردىن كەلگەنلىكىنى بىز ئېنىق بىلىمىز. لېكىن مەسىھ كەلگەندە، ئۇنىڭ قەيەردىن كەلگەنلىكىنى ھېچكىم بىلمەستىغۇ، ــ دېيىشتى.  
28 شۇڭا ئەيسا ئىبادەتخانا ھويلىسىدا تەلىم بېرىۋېتىپ، يۇقىرى ئاۋاز بىلەن مۇنداق دېدى‫‪:‬‬ ــ سىلەر مېنى تونۇيمىز ھەمدە مېنىڭ قەيەردىن كەلگەنلىكىمنىمۇ بىلىمىز، دەۋاتىسىلەر؟! بىراق مەن ئۆزلۈكۈمدىن ئەمەس، مەن مېنى ئەۋەتكۈچىدىن كەلدىم، ئۇ ھەقتۇر؛ بىراق سىلەر ئۇنى تونۇمايسىلەر.   
29 مەن ئۇنى تونۇيمەن. چۈنكى مەن ئۇنىڭ يېنىدىن كەلدىم، مېنى ئۇ ئەۋەتتى.
30 شۇڭا ئۇلار ئۇنى تۇتۇش يولىنى ئىزدەيتتى، لېكىن ھېچكىم ئۇنىڭغا قول سالمىدى؛ چۈنكى ئۇنىڭ ۋاقىت‫‪‎-‎‬‬سائىتى تېخى يېتىپ كەلمىگەنىدى.   
31 لېكىن خالايىق ئارىسىدىكى نۇرغۇن كىشىلەر ئۇنىڭغا ئېتىقاد قىلدى. ئۇلار‫‪:‬‬ «مەسىھ كەلگەندە بۇ كىشى كۆرسەتكەن مۆجىزىلىك ئالامەتلەردىن ئارتۇق مۆجىزە يارىتالارمۇ؟!» دېيىشتى.
32 پەرىسىيلەر خالايىقنىڭ ئۇ توغرۇلۇق غۇلغۇلا بولۇۋاتقان بۇ گەپ‫‪‎-‎‬‬سۆزلىرىنى ئاڭلىدى؛ شۇنىڭ بىلەن پەرىسىيلەر بىلەن باش كاھىنلار ئۇنى تۇتۇش ئۈچۈن بىرنەچچە قاراۋۇللارنى ئەۋەتتى.
33 شۇنىڭ بىلەن ئەيسا‫‪:‬‬ ــ يەنە بىرئاز ۋاقىت سىلەر بىلەن بىللە بولىمەن، ئاندىن مېنى ئەۋەتكۈچىنىڭ يېنىغا كېتىمەن.
34 مېنى ئىزدەيسىلەر، لېكىن تاپالمايسىلەر. مەن بارىدىغان يەرگە بارالمايسىلەر، ــ دېدى.
35 بۇنىڭ بىلەن، يەھۇدىيلار بىر‫‪‎-‎‬‬بىرىگە‫‪:‬‬ ــ ئۇ بىز تاپالمىغۇدەك قەيەرلەرگە بارار؟ گرېكلەر ئارىسىدىكى تارقاق يەھۇدىي مۇھاجىرلارنىڭ يېنىغا بېرىپ، گرېكلارغا تەلىم بېرەمدىغاندۇ؟
36 «مېنى ئىزدەيسىلەر، لېكىن تاپالمايسىلەر. مەن بارىدىغان يەرگە بارالمايسىلەر» دېگىنى نېمىسىدۇ؟ ــ دېيىشتى.
37 ھېيتنىڭ ئاخىرقى ھەم ئەڭ كاتتا كۈنى، ئەيسا ئورنىدىن تۇرۇپ، يۇقىرى ئاۋاز بىلەن‫‪:‬‬ ــ كىمدەكىم ئۇسسىسا، مېنىڭ يېنىمغا كېلىپ ئىچسۇن!   
38 ماڭا ئېتىقاد قىلغۇچى كىشىنىڭ خۇددى مۇقەددەس يازمىلاردا ئېيتىلغىنىدەك، ئىچ‫‪‎-‎‬‬باغرىدىن ھاياتلىق سۈيىنىڭ دەريالىرى ئېقىپ چىقىدۇ! ــ دەپ جاكارلىدى   
39 (ئۇ بۇ سۆزنى ئۆزىگە ئېتىقاد قىلغانلارغا ئاتا قىلىنىدىغان مۇقەددەس روھقا قارىتا ئېيتقانىدى. خۇدانىڭ روھى تېخى ھېچكىمگە ئاتا قىلىنمىغانمىدى، چۈنكى ئەيسا تېخى شان‫‪‎-‎‬‬شەرىپىگە كىرمىگەنىدى).
40 خالايىق ئىچىدە بەزىلەر بۇ سۆزنى ئاڭلاپ‫‪:‬‬ ــ كېلىشى مۇقەررەر بولغان پەيغەمبەر ھەقىقەتەن مۇشۇ ئىكەن!! ــ دېيىشتى.  
41 بەزىلەر‫‪:‬‬ «بۇ مەسىھ ئىكەن!» دېيىشەتتى. يەنە بەزىلەر بولسا‫‪:‬‬ «ياق، مەسىھ گالىلىيەدىن كېلەتتىمۇ؟
42 مۇقەددەس يازمىلاردا، مەسىھ پادىشاھ داۋۇتنىڭ نەسلىدىن ھەم داۋۇتنىڭ يۇرتى بەيت‫‪‎-‎‬‬لەھەم يېزىسىدىن كېلىدۇ، دېيىلمىگەنمىدى؟» ــ دېيىشتى.
43 بۇنىڭ بىلەن، خالايىق ئۇنىڭ ۋەجىدىن ئىككىگە بۆلۈنۈپ كەتتى.
44 بەزىلىرى ئۇنى تۇتايلى دېگەن بولسىمۇ، لېكىن ھېچكىم ئۇنىڭغا قول سالمىدى.
45 قاراۋۇللار ئىبادەتخانىدىن باش كاھىنلار بىلەن پەرىسىيلەرنىڭ يېنىغا قايتىپ كەلگەندە، ئۇلار قاراۋۇللارغا‫‪:‬‬ ــ نېمە ئۈچۈن ئۇنى تۇتۇپ كەلمىدىڭلار؟ ــ دەپ سوراشتى.
46 قاراۋۇللار‫‪:‬‬ ــ ھېچكىم ھېچقاچان بۇ ئادەمدەك سۆزلىگەن ئەمەس! ــ دەپ جاۋاب بېرىشتى.
47 پەرىسىيلەر ئۇلارغا جاۋابەن‫‪:‬‬ ــ سىلەرمۇ ئازدۇرۇلدۇڭلارمۇ؟
48 ئاقساقاللاردىن ياكى پەرىسىيلەردىن ئۇنىڭغا ئېتىقاد قىلغانلار بولغانمۇ؟!
49 لېكىن تەۋرات قانۇنىنى بىلمەيدىغان بۇ چۈپرەندىلەر لەنەتكە قالىدۇ! ــ دېيىشتى.
50 ئۇلارنىڭ ئارىسىدىن بىرى، يەنى بۇرۇن ئاخشامدا ئەيسانىڭ ئالدىغا كەلگەن نىكودىم ئۇلارغا‫‪:‬‬
51 ــ تەۋرات قانۇنىمىز ئاۋۋال كىشىنىڭ نېمە قىلغىنىنى ئۆزىدىن ئاڭلاپ بىلمەي تۇرۇپ، ئۇنىڭغا ھۆكۈم چىقىرامدۇ!
يۇھاننا 7 in مۇقېددېس‭ ‬كالام (‭‬يەنگى‭ ‬يېزىق‭ ‬ )

Юһанна 7:6-51 in Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

6 Шуңа Әйса уларға: — Мениң вақит-саитим техи кәлмиди. Лекин силәргә нисбәтән һәрвақит мунасиптур.
7 Бу дуниядики кишиләр силәргә һәргиз өч болмайду; лекин мени өч көриду. Чүнки мән уларниң қилмишлирини рәзил дәп гувалиқ бериватимән.
8 Силәр бу һейтқа беривериңлар. Мән бу һейтқа бармаймән, чүнки мениң вақит-саитим техи йетип кәлмиди, — деди.  
9 Әйса бу сөзләрни қилип, Галилийәдә қалди.
10 Әйсаниң инилири һейтқа чиққандин кейин, у өзиму униңға барди. Амма ашкарә әмәс, йошурун барди.
11 Һейтта Йәһудийлар уни издәп: «У қәйәрдидур?» дәп соравататти.
12 Кишиләр арисида униң тоғрисида көп ғул-ғула болди. Бәзиләр уни: «Яхши адәм!» десә, йәнә бәзиләр: «Яқ, у халайиқни аздуруватиду!» дейишти.
13 Бирақ Йәһудий чоңлиридин қорқуп, һеч ким очуқ-ашкарә униң гепини қилмайтти.  
14 Һейтниң йерими өткәндә, Әйса ибадәтхана һойлилириға кирип хәлиққә тәлим беришкә башлиди.
15 Йәһудийлар: — Бу адәм һеч қандақ тәлим алмиған туруқлуқ, униң қандақму мунчә көп билими болсун? — дәп һаң-таң қелишти.
16 Әйса уларға: — Бу тәлимләр мениң әмәс, бәлки мени Әвәткүчиниңкидур.
17 Униң ирадисигә әмәл қилишқа өз ирадисини бағлиған һәр ким бу тәлим тоғрилиқ — униң Худадин кәлгәнлигини яки өзлүгүмдин ейтиватқанлиғимни билиду.
18 Өз алдиға сөзлигән киши өз шан-шәривини издәйду, лекин өзини әвәткүчиниң шан-шәривини издәйдиған киши һәқ-садиқтур, униңда һәққанийсизлиқ йоқтур.
19 Муса пәйғәмбәр силәргә Тәврат қанунини тапшурған әмәсму? Лекин һеч қайсиңлар бу қанунға әмәл қилмайватисиләр! Немишкә мени өлтүрмәкчи болисиләр? — деди.  
20 Көпчилик: — Саңа җин чаплишипту! Сени өлтүрмәкчи болған ким екән? — дейишти.  
21 Әйса уларға мундақ җавап бәрди: — Мән бир карамәтни яритишим билән һәммиңлар һаң-таң қелиштиңлар.
22 — Әнди Муса пәйғәмбәр силәргә хәтнә қилиш тоғрилиқ әмир қалдурған (әмәлийәттә болса хәтнә қилиш Муса пәйғәмбәрдин әмәс, ата-бовилардин қалған), шуңа силәр шабат күнигә тоғра келип қалсиму шу күнидә адәмниң хәтнисини қиливерисиләр.   
23 Әнди Тәврат қануниға хилаплиқ қилинмисун дәп шабат күнидә адәм хәтнә қилинған йәрдә, мән шабат күнидә бир адәмни сәллимаза сақайтсам, силәр немә дәп маңа аччиқлинисиләр?
24 Сиртқи қияпәткә қарап һөкүм қилмаңлар, бәлки һәққаний һөкүм қилиңлар!
25 У вақитта Йерусалимлиқларниң бәзилири: — Чоңлар өлтүрмәкчи болған киши бу әмәсмиди?
26 Ашкарә сөзләватсиму, униңға қарши һеч нәрсә демидиғу! Дәрвәқә, ақсақалларниң униң Мәсиһ екәнлигини билип йәткәнму?
27 Һалбуки, бу адәмниң қәйәрдин кәлгәнлигини биз ениқ билимиз. Лекин Мәсиһ кәлгәндә, униң қәйәрдин кәлгәнлигини һеч ким билмәстиғу, — дейишти.  
28 Шуңа Әйса ибадәтхана һойлисида тәлим бериветип, жуқури аваз билән мундақ деди: — Силәр мени тонуймиз һәмдә мениң қәйәрдин кәлгәнлигимниму билимиз, дәватисиләр?! Бирақ мән өзлүгүмдин әмәс, мән мени Әвәткүчидин кәлдим, У һәқтур; бирақ силәр Уни тонумайсиләр.   
29 Мән Уни тонуймән. Чүнки мән Униң йенидин кәлдим, мени У әвәтти.
30 Шуңа улар уни тутуш йолини издәйтти, лекин һеч ким униңға қол салмиди; чүнки униң вақит-саити техи йетип кәлмигән еди.   
31 Лекин халайиқ арисидики нурғун кишиләр униңға етиқат қилди. Улар: «Мәсиһ кәлгәндә бу киши көрсәткән мөҗизилик аламәтләрдин артуқ мөҗизә яриталарму?!» дейишти.
32 Пәрисийләр халайиқниң у тоғрилиқ ғул-ғула болуватқан бу гәп-сөзлирини аңлиди; шуниң билән Пәрисийләр билән баш каһинлар уни тутуш үчүн бир нәччә қаравулларни әвәтти.
33 Шуниң билән Әйса: — Йәнә бир аз вақит силәр билән биллә болимән, андин мени Әвәткүчиниң йениға кетимән.
34 Мени издәйсиләр, лекин тапалмайсиләр. Мән баридиған йәргә баралмайсиләр, — деди.
35 Буниң билән, Йәһудийлар бир-биригә: — У биз тапалмиғидәк қәйәрләргә барар? Грекләр арисидики тарқақ Йәһудий муһаҗирларниң йениға берип, грекларға тәлим берәмдиғанду?
36 «Мени издәйсиләр, лекин тапалмайсиләр. Мән баридиған йәргә баралмайсиләр» дегини немисиду? — дейишти.
37 Һейтниң ахирқи һәм әң катта күни, Әйса орнидин туруп, жуқури аваз билән: — Кимдәким уссиса, мениң йенимға келип ичсун!   
38 Маңа етиқат қилғучи кишиниң худди муқәддәс язмиларда ейтилғинидәк, ич-бағридин һаятлиқ сүйиниң дәриялири еқип чиқиду! — дәп җакалиди   
39 (у бу сөзни өзигә етиқат қилғанларға ата қилинидиған Муқәддәс Роһқа қарита ейтқан еди. Худаниң Роһи техи һеч кимгә ата қилинмиғанмиди, чүнки Әйса техи шан-шәривигә кирмигән еди).
40 Халайиқ ичидә бәзиләр бу сөзни аңлап: — Келиши муқәррәр болған пәйғәмбәр һәқиқәтән мошу екән!! — дейишти.  
41 Бәзиләр: «Бу Мәсиһ екән!» дейишәтти. Йәнә бәзиләр болса: «Яқ, Мәсиһ Галилийәдин келәттиму?
42 Муқәддәс язмиларда, Мәсиһ падишаһ Давутниң нәслидин һәм Давутниң жути Бәйт-Ләһәм йезисидин келиду, дейилмигәнмиди?» — дейишти.
43 Буниң билән, халайиқ униң вәҗидин иккигә бөлүнүп кәтти.
44 Бәзилири уни тутайли дегән болсиму, лекин һеч ким униңға қол салмиди.
45 Қаравуллар ибадәтханидин баш каһинлар билән Пәрисийләрниң йениға қайтип кәлгәндә, улар қаравулларға: — Немә үчүн уни тутуп кәлмидиңлар? — дәп сорашти.
46 Қаравуллар: — Һеч ким һеч қачан бу адәмдәк сөзлигән әмәс! — дәп җавап беришти.
47 Пәрисийләр уларға җавапән: — Силәрму аздурулдуңларму?
48 Ақсақаллардин яки Пәрисийләрдин униңға етиқат қилғанлар болғанму?!
49 Лекин Тәврат қанунини билмәйдиған бу чүпрәндиләр ләнәткә қалиду! — дейишти.
50 Уларниң арисидин бири, йәни бурун ахшамда Әйсаниң алдиға кәлгән Никодим уларға:
51 — Тәврат қанунимиз авал кишиниң немә қилғинини өзидин аңлап билмәй туруп, униңға һөкүм чиқирамду!
Юһанна 7 in Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

Yuhanna 7:6-51 in Muqeddes Kalam (latin yéziq)

6 Shunga Eysa ulargha: — Méning waqit-saitim téxi kelmidi. Lékin silerge nisbeten herwaqit munasiptur.
7 Bu dunyadiki kishiler silerge hergiz öch bolmaydu; lékin méni öch köridu. Chünki men ularning qilmishlirini rezil dep guwahliq bériwatimen.
8 Siler bu héytqa bériwéringlar. Men bu héytqa barmaymen, chünki méning waqit-saitim téxi yétip kelmidi, — dédi.  
9 Eysa bu sözlerni qilip, Galiliyede qaldi.
10 Eysaning iniliri héytqa chiqqandin kéyin, u özimu uninggha bardi. Emma ashkara emes, yoshurun bardi.
11 Héytta Yehudiylar uni izdep: «U qeyerdidur?» dep sorawatatti.
12 Kishiler arisida uning toghrisida köp ghulghula boldi. Beziler uni: «Yaxshi adem!» dése, yene beziler: «Yaq, u xalayiqni azduruwatidu!» déyishti.
13 Biraq Yehudiy chongliridin qorqup, héchkim ochuq-ashkare uning gépini qilmaytti.  
14 Héytning yérimi ötkende, Eysa ibadetxana hoylilirigha kirip xelqqe telim bérishke bashlidi.
15 Yehudiylar: — Bu adem héchqandaq telim almighan turuqluq, uning qandaqmu munche köp bilimi bolsun? — dep hang-tang qélishti.
16 Eysa ulargha: — Bu telimler méning emes, belki méni Ewetküchiningkidur.
17 Uning iradisige emel qilishqa öz iradisini baghlighan herkim bu telim toghruluq — uning Xudadin kelgenlikini yaki özlükümdin éytiwatqanliqimni bilidu.
18 Öz aldigha sözligen kishi öz shan-sheripini izdeydu, lékin özini ewetküchining shan-sheripini izdeydighan kishi heq-sadiqtur, uningda heqqaniysizliq yoqtur.
19 Musa peyghember silerge Tewrat qanunini tapshurghan emesmu? Lékin héchqaysinglar bu qanun'gha emel qilmaywatisiler! Némishqa méni öltürmekchi bolisiler? — dédi.  
20 Köpchilik: — Sanga jin chaplishiptu! Séni öltürmekchi bolghan kim iken? — déyishti.  
21 Eysa ulargha mundaq jawab berdi: — Men bir karametni yaritishim bilen hemminglar hang-tang qélishtinglar.
22 — Emdi Musa peyghember silerge xetne qilish toghruluq emr qaldurghan (emeliyette bolsa xetne qilish Musa peyghemberdin emes, ata-bowilardin qalghan), shunga siler shabat künige toghra kélip qalsimu shu künide ademning xetnisini qiliwérisiler.   
23 Emdi Tewrat qanunigha xilapliq qilinmisun dep shabat künide adem xetne qilin'ghan yerde, men shabat künide bir ademni sellimaza saqaytsam, siler néme dep manga achchiqlinisiler?
24 Sirtqi qiyapetke qarap höküm qilmanglar, belki heqqaniy höküm qilinglar!
25 U waqitta Yérusalémliqlarning beziliri: — Chonglar öltürmekchi bolghan kishi bu emesmidi?
26 Ashkara sözlewatsimu, uninggha qarshi héch nerse démidighu! Derweqe, aqsaqallarning uning Mesih ikenlikini bilip yetkenmu?
27 Halbuki, bu ademning qeyerdin kelgenlikini biz éniq bilimiz. Lékin Mesih kelgende, uning qeyerdin kelgenlikini héchkim bilmestighu, — déyishti.  
28 Shunga Eysa ibadetxana hoylisida telim bériwétip, yuqiri awaz bilen mundaq dédi: — Siler méni tonuymiz hemde méning qeyerdin kelgenlikimnimu bilimiz, dewatisiler?! Biraq men özlükümdin emes, men méni Ewetküchidin keldim, U heqtur; biraq siler Uni tonumaysiler.   
29 Men Uni tonuymen. Chünki men Uning yénidin keldim, méni U ewetti.
30 Shunga ular uni tutush yolini izdeytti, lékin héchkim uninggha qol salmidi; chünki uning waqit-saiti téxi yétip kelmigenidi.   
31 Lékin xalayiq arisidiki nurghun kishiler uninggha étiqad qildi. Ular: «Mesih kelgende bu kishi körsetken möjizilik alametlerdin artuq möjize yaritalarmu?!» déyishti.
32 Perisiyler xalayiqning u toghruluq ghulghula boluwatqan bu gep-sözlirini anglidi; shuning bilen Perisiyler bilen bash kahinlar uni tutush üchün birnechche qarawullarni ewetti.
33 Shuning bilen Eysa: — Yene biraz waqit siler bilen bille bolimen, andin méni Ewetküchining yénigha kétimen.
34 Méni izdeysiler, lékin tapalmaysiler. Men baridighan yerge baralmaysiler, — dédi.
35 Buning bilen, Yehudiylar bir-birige: — U biz tapalmighudek qeyerlerge barar? Grékler arisidiki tarqaq Yehudiy muhajirlarning yénigha bérip, gréklargha telim béremdighandu?
36 «Méni izdeysiler, lékin tapalmaysiler. Men baridighan yerge baralmaysiler» dégini némisidu? — déyishti.
37 Héytning axirqi hem eng katta küni, Eysa ornidin turup, yuqiri awaz bilen: — Kimdekim ussisa, méning yénimgha kélip ichsun!   
38 Manga étiqad qilghuchi kishining xuddi muqeddes yazmilarda éytilghinidek, ich-baghridin hayatliq süyining deryaliri éqip chiqidu! — dep jakarlidi   
39 (u bu sözni özige étiqad qilghanlargha ata qilinidighan Muqeddes Rohqa qarita éytqanidi. Xudaning Rohi téxi héchkimge ata qilinmighanmidi, chünki Eysa téxi shan-sheripige kirmigenidi).
40 Xalayiq ichide beziler bu sözni anglap: — Kélishi muqerrer bolghan peyghember heqiqeten mushu iken!! — déyishti.  
41 Beziler: «Bu Mesih iken!» déyishetti. Yene beziler bolsa: «Yaq, Mesih Galiliyedin kélettimu?
42 Muqeddes yazmilarda, Mesih padishah Dawutning neslidin hem Dawutning yurti Beyt-Lehem yézisidin kélidu, déyilmigenmidi?» — déyishti.
43 Buning bilen, xalayiq uning wejidin ikkige bölünüp ketti.
44 Beziliri uni tutayli dégen bolsimu, lékin héchkim uninggha qol salmidi.
45 Qarawullar ibadetxanidin bash kahinlar bilen Perisiylerning yénigha qaytip kelgende, ular qarawullargha: — Néme üchün uni tutup kelmidinglar? — dep sorashti.
46 Qarawullar: — Héchkim héchqachan bu ademdek sözligen emes! — dep jawab bérishti.
47 Perisiyler ulargha jawaben: — Silermu azduruldunglarmu?
48 Aqsaqallardin yaki Perisiylerdin uninggha étiqad qilghanlar bolghanmu?!
49 Lékin Tewrat qanunini bilmeydighan bu chüprendiler lenetke qalidu! — déyishti.
50 Ularning arisidin biri, yeni burun axshamda Eysaning aldigha kelgen Nikodim ulargha:
51 — Tewrat qanunimiz awwal kishining néme qilghinini özidin anglap bilmey turup, uninggha höküm chiqiramdu!
Yuhanna 7 in Muqeddes Kalam (latin yéziq)

Yuⱨanna 7:6-51 in Muⱪeddes Kalam (yǝngi yeziⱪ)

6 Xunga Əysa ularƣa: — Mening waⱪit-saitim tehi kǝlmidi. Lekin silǝrgǝ nisbǝtǝn ⱨǝrwaⱪit munasiptur.
7 Bu dunyadiki kixilǝr silǝrgǝ ⱨǝrgiz ɵq bolmaydu; lekin meni ɵq kɵridu. Qünki mǝn ularning ⱪilmixlirini rǝzil dǝp guwaⱨliⱪ beriwatimǝn.
8 Silǝr bu ⱨeytⱪa beriweringlar. Mǝn bu ⱨeytⱪa barmaymǝn, qünki mening waⱪit-saitim tehi yetip kǝlmidi, — dedi.  
9 Əysa bu sɵzlǝrni ⱪilip, Galiliyǝdǝ ⱪaldi.
10 Əysaning iniliri ⱨeytⱪa qiⱪⱪandin keyin, u ɵzimu uningƣa bardi. Əmma axkara ǝmǝs, yoxurun bardi.
11 Ⱨeytta Yǝⱨudiylar uni izdǝp: «U ⱪǝyǝrdidur?» dǝp sorawatatti.
12 Kixilǝr arisida uning toƣrisida kɵp ƣulƣula boldi. Bǝzilǝr uni: «Yahxi adǝm!» desǝ, yǝnǝ bǝzilǝr: «Yaⱪ, u halayiⱪni azduruwatidu!» deyixti.
13 Biraⱪ Yǝⱨudiy qongliridin ⱪorⱪup, ⱨeqkim oquⱪ-axkarǝ uning gepini ⱪilmaytti.  
14 Ⱨeytning yerimi ɵtkǝndǝ, Əysa ibadǝthana ⱨoyliliriƣa kirip hǝlⱪⱪǝ tǝlim berixkǝ baxlidi.
15 Yǝⱨudiylar: — Bu adǝm ⱨeqⱪandaⱪ tǝlim almiƣan turuⱪluⱪ, uning ⱪandaⱪmu munqǝ kɵp bilimi bolsun? — dǝp ⱨang-tang ⱪelixti.
16 Əysa ularƣa: — Bu tǝlimlǝr mening ǝmǝs, bǝlki meni Əwǝtküqiningkidur.
17 Uning iradisigǝ ǝmǝl ⱪilixⱪa ɵz iradisini baƣliƣan ⱨǝrkim bu tǝlim toƣruluⱪ — uning Hudadin kǝlgǝnlikini yaki ɵzlükümdin eytiwatⱪanliⱪimni bilidu.
18 Ɵz aldiƣa sɵzligǝn kixi ɵz xan-xǝripini izdǝydu, lekin ɵzini ǝwǝtküqining xan-xǝripini izdǝydiƣan kixi ⱨǝⱪ-sadiⱪtur, uningda ⱨǝⱪⱪaniysizliⱪ yoⱪtur.
19 Musa pǝyƣǝmbǝr silǝrgǝ Tǝwrat ⱪanunini tapxurƣan ǝmǝsmu? Lekin ⱨeqⱪaysinglar bu ⱪanunƣa ǝmǝl ⱪilmaywatisilǝr! Nemixⱪa meni ɵltürmǝkqi bolisilǝr? — dedi.  
20 Kɵpqilik: — Sanga jin qaplixiptu! Seni ɵltürmǝkqi bolƣan kim ikǝn? — deyixti.  
21 Əysa ularƣa mundaⱪ jawab bǝrdi: — Mǝn bir karamǝtni yaritixim bilǝn ⱨǝmminglar ⱨang-tang ⱪelixtinglar.
22 — Əmdi Musa pǝyƣǝmbǝr silǝrgǝ hǝtnǝ ⱪilix toƣruluⱪ ǝmr ⱪaldurƣan (ǝmǝliyǝttǝ bolsa hǝtnǝ ⱪilix Musa pǝyƣǝmbǝrdin ǝmǝs, ata-bowilardin ⱪalƣan), xunga silǝr xabat künigǝ toƣra kelip ⱪalsimu xu künidǝ adǝmning hǝtnisini ⱪiliwerisilǝr.   
23 Əmdi Tǝwrat ⱪanuniƣa hilapliⱪ ⱪilinmisun dǝp xabat künidǝ adǝm hǝtnǝ ⱪilinƣan yǝrdǝ, mǝn xabat künidǝ bir adǝmni sǝllimaza saⱪaytsam, silǝr nemǝ dǝp manga aqqiⱪlinisilǝr?
24 Sirtⱪi ⱪiyapǝtkǝ ⱪarap ⱨɵküm ⱪilmanglar, bǝlki ⱨǝⱪⱪaniy ⱨɵküm ⱪilinglar!
25 U waⱪitta Yerusalemliⱪlarning bǝziliri: — Qonglar ɵltürmǝkqi bolƣan kixi bu ǝmǝsmidi?
26 Axkara sɵzlǝwatsimu, uningƣa ⱪarxi ⱨeq nǝrsǝ demidiƣu! Dǝrwǝⱪǝ, aⱪsaⱪallarning uning Mǝsiⱨ ikǝnlikini bilip yǝtkǝnmu?
27 Ⱨalbuki, bu adǝmning ⱪǝyǝrdin kǝlgǝnlikini biz eniⱪ bilimiz. Lekin Mǝsiⱨ kǝlgǝndǝ, uning ⱪǝyǝrdin kǝlgǝnlikini ⱨeqkim bilmǝstiƣu, — deyixti.  
28 Xunga Əysa ibadǝthana ⱨoylisida tǝlim beriwetip, yuⱪiri awaz bilǝn mundaⱪ dedi: — Silǝr meni tonuymiz ⱨǝmdǝ mening ⱪǝyǝrdin kǝlgǝnlikimnimu bilimiz, dǝwatisilǝr?! Biraⱪ mǝn ɵzlükümdin ǝmǝs, mǝn meni Əwǝtküqidin kǝldim, U ⱨǝⱪtur; biraⱪ silǝr Uni tonumaysilǝr.   
29 Mǝn Uni tonuymǝn. Qünki mǝn Uning yenidin kǝldim, meni U ǝwǝtti.
30 Xunga ular uni tutux yolini izdǝytti, lekin ⱨeqkim uningƣa ⱪol salmidi; qünki uning waⱪit-saiti tehi yetip kǝlmigǝnidi.   
31 Lekin halayiⱪ arisidiki nurƣun kixilǝr uningƣa etiⱪad ⱪildi. Ular: «Mǝsiⱨ kǝlgǝndǝ bu kixi kɵrsǝtkǝn mɵjizilik alamǝtlǝrdin artuⱪ mɵjizǝ yaritalarmu?!» deyixti.
32 Pǝrisiylǝr halayiⱪning u toƣruluⱪ ƣulƣula boluwatⱪan bu gǝp-sɵzlirini anglidi; xuning bilǝn Pǝrisiylǝr bilǝn bax kaⱨinlar uni tutux üqün birnǝqqǝ ⱪarawullarni ǝwǝtti.
33 Xuning bilǝn Əysa: — Yǝnǝ biraz waⱪit silǝr bilǝn billǝ bolimǝn, andin meni Əwǝtküqining yeniƣa ketimǝn.
34 Meni izdǝysilǝr, lekin tapalmaysilǝr. Mǝn baridiƣan yǝrgǝ baralmaysilǝr, — dedi.
35 Buning bilǝn, Yǝⱨudiylar bir-birigǝ: — U biz tapalmiƣudǝk ⱪǝyǝrlǝrgǝ barar? Greklǝr arisidiki tarⱪaⱪ Yǝⱨudiy muⱨajirlarning yeniƣa berip, greklarƣa tǝlim berǝmdiƣandu?
36 «Meni izdǝysilǝr, lekin tapalmaysilǝr. Mǝn baridiƣan yǝrgǝ baralmaysilǝr» degini nemisidu? — deyixti.
37 Ⱨeytning ahirⱪi ⱨǝm ǝng katta küni, Əysa ornidin turup, yuⱪiri awaz bilǝn: — Kimdǝkim ussisa, mening yenimƣa kelip iqsun!   
38 Manga etiⱪad ⱪilƣuqi kixining huddi muⱪǝddǝs yazmilarda eytilƣinidǝk, iq-baƣridin ⱨayatliⱪ süyining dǝryaliri eⱪip qiⱪidu! — dǝp jakarlidi   
39 (u bu sɵzni ɵzigǝ etiⱪad ⱪilƣanlarƣa ata ⱪilinidiƣan Muⱪǝddǝs Roⱨⱪa ⱪarita eytⱪanidi. Hudaning Roⱨi tehi ⱨeqkimgǝ ata ⱪilinmiƣanmidi, qünki Əysa tehi xan-xǝripigǝ kirmigǝnidi).
40 Halayiⱪ iqidǝ bǝzilǝr bu sɵzni anglap: — Kelixi muⱪǝrrǝr bolƣan pǝyƣǝmbǝr ⱨǝⱪiⱪǝtǝn muxu ikǝn!! — deyixti.  
41 Bǝzilǝr: «Bu Mǝsiⱨ ikǝn!» deyixǝtti. Yǝnǝ bǝzilǝr bolsa: «Yaⱪ, Mǝsiⱨ Galiliyǝdin kelǝttimu?
42 Muⱪǝddǝs yazmilarda, Mǝsiⱨ padixaⱨ Dawutning nǝslidin ⱨǝm Dawutning yurti Bǝyt-Lǝⱨǝm yezisidin kelidu, deyilmigǝnmidi?» — deyixti.
43 Buning bilǝn, halayiⱪ uning wǝjidin ikkigǝ bɵlünüp kǝtti.
44 Bǝziliri uni tutayli degǝn bolsimu, lekin ⱨeqkim uningƣa ⱪol salmidi.
45 Ⱪarawullar ibadǝthanidin bax kaⱨinlar bilǝn Pǝrisiylǝrning yeniƣa ⱪaytip kǝlgǝndǝ, ular ⱪarawullarƣa: — Nemǝ üqün uni tutup kǝlmidinglar? — dǝp soraxti.
46 Ⱪarawullar: — Ⱨeqkim ⱨeqⱪaqan bu adǝmdǝk sɵzligǝn ǝmǝs! — dǝp jawab berixti.
47 Pǝrisiylǝr ularƣa jawabǝn: — Silǝrmu azduruldunglarmu?
48 Aⱪsaⱪallardin yaki Pǝrisiylǝrdin uningƣa etiⱪad ⱪilƣanlar bolƣanmu?!
49 Lekin Tǝwrat ⱪanunini bilmǝydiƣan bu qüprǝndilǝr lǝnǝtkǝ ⱪalidu! — deyixti.
50 Ularning arisidin biri, yǝni burun ahxamda Əysaning aldiƣa kǝlgǝn Nikodim ularƣa:
51 — Tǝwrat ⱪanunimiz awwal kixining nemǝ ⱪilƣinini ɵzidin anglap bilmǝy turup, uningƣa ⱨɵküm qiⱪiramdu!
Yuⱨanna 7 in Muⱪeddes Kalam (yǝngi yeziⱪ)