Text copied!
Bibles in Uighur

Lawiylar 11:9-47 in Uighur

Help us?

لاۋىيلار 11:9-47 in مۇقېددېس‭ ‬كالام (‭‬يەنگى‭ ‬يېزىق‭ ‬ )

9 سۇدا ياشايدىغان جانىۋارلاردىن تۆۋەندىكىلەرنى يېيىشكە بولىدۇ‫‪:‬‬ ــ سۇدىكى، يەنى دەريا‫‪‎-‎‬‬دېڭىزلاردىكى جانىۋارلاردىن قانىتى ۋە قاسىراقلىرى بولغانلارنى يېيىشكە بولىدۇ؛
10 لېكىن دەريا‫‪‎-‎‬‬دېڭىزلاردا ياشايدىغان، يەنى سۇلاردا توپ‫‪‎-‎‬‬توپ ئۈزىدىغان بارلىق جانىۋارلاردىن، قاسىراقلىرى ياكى قانىتى بولمىغانلىرىنى يېمەسلىكىڭلار كېرەك؛ ئۇلار سىلەرگە يىرگىنچلىك سانالسۇن.
11 مەزكۇر جانىۋارلار دەرۋەقە سىلەرگە يىرگىنچلىك سانالسۇن؛ سىلەر ئۇلارنىڭ گۆشىدىن يېمەسلىكىڭلار كېرەك؛ ئۇلارنىڭ ئۆلۈكىنى يىرگىنچلىك دەپ قاراڭلار.
12 سۇدىكى جانىۋارلارنىڭ ئىچىدىن قانىتى بىلەن قاسىرىقى بولمىغان جانىۋارلارنىڭ ھەممىسى سىلەرگە يىرگىنچلىك سانالسۇن.
13 ئۇچار‫‪‎-‎‬‬قاناتلاردىن تۆۋەندىكىلەر سىلەرگە يىرگىنچلىكتۇر؛ ئۇلار يېيىلمەسلىكى كېرەك ۋە سىلەرگە يىرگىنچلىك بولسۇن‫‪:‬‬ ــ يەنى بۈركۈت، قورۇلتاز‫‪‎-‎‬‬تاپقۇشلار، دېڭىز بۈركۈتى،
14 قارلىغاچ قۇيرۇقلۇق سار، لاچىن ۋە ئۇلارنىڭ خىللىرى،
15 ھەممە قاغا‫‪‎-‎‬‬قوزغۇنلار ۋە ئۇلارنىڭ خىللىرى،
16 مۈشۈكياپىلاق، تۆگىقۇش، چايكا، سار ۋە ئۇلارنىڭ خىللىرى،
17 ھۇۋقۇش، قارنا، ئىبىس،
18 ئاققۇ، ساقىيقۇش، بېلىقئالغۇچ،
19 لەيلەك، تۇرنا ۋە ئۇنىڭ خىللىرى، ھۆپۈپ ۋە شەپەرەڭ قاتارلىقلار سىلەرگە ھارام سانالسۇن.
20 بۇنىڭدىن باشقا تۆت پۇتلاپ ماڭىدىغان، ئۇچىدىغان ئۇششاق جانىۋارلارنىڭ ھەممىسى سىلەرگە يىرگىنچلىك بولىدۇ.
21 ھالبۇكى، تۆت پۇتلاپ ماڭىدىغان، ئۇچىدىغان ئۇششاق جانىۋارلاردىن تۆۋەندىكىلەرنى يېسەڭلار بولىدۇ‫‪:‬‬ ــ پۇتى بىلەن ئۈگىلىك پاچىقى بولۇپ، يەر يۈزىدە سەكرىيەلەيدىغانلارنى يېسەڭلار بولىدۇ؛
22 بۇلارنىڭ ئىچىدىن سىلەرگە يېيىشكە بولىدىغانلىرى‫‪:‬‬ ــ چېكەتكە ۋە ئۇنىڭ خىللىرى، قارا چېكەتكە ۋە ئۇنىڭ خىللىرى، تومۇزغا ۋە ئۇنىڭ خىللىرى، چاقچىقىز ۋە ئۇنىڭ خىللىرى.
23 لېكىن تۆت پۇتلۇق بولغان ئۆمىلىگۈچى ھەم ئۇچىدىغان ھەممە باشقا جانىۋارلار سىلەرگە يىرگىنچلىك سانالسۇن.
24 بۇ جانىۋارلاردىنمۇ مۇنداق يول بىلەن ناپاك بولىسىلەر؛ بىركىم ئۇلارنىڭ ئۆلۈك تېنىگە تەگسە كەچ كىرگۈچە ناپاك ھېسابلىنىدۇ.
25 كىمدەكىم بۇلارنىڭ ئۆلۈكىنىڭ بىر قىسمىنى كۆتۈرسە ئۆز كىيىملىرىنى يۇيۇشى كېرەك، ئۇ كىشى كەچ كىرگۈچە ناپاك ھېسابلىنىدۇ.
26 تۇياقلىرى ئاچىماق، بىراق پۈتۈنلەي بۆلۈنمىگەن ياكى كۆشىمەيدىغان ھايۋانلارنىڭ ھەممىسى سىلەرگە ھارامدۇر؛ ھەركىم ئۇلارنىڭ ئۈلۈكىگە تەگسە ناپاك سانالسۇن.
27 تۆت پۇتى بىلەن ماڭىدىغان ھايۋانلارنىڭ ئىچىدىن تاپىنى بىلەن ماڭىدىغانلارنىڭ ھەممىسى سىلەرگە ناپاك بولۇپ، ھەركىم ئۇلارنىڭ ئۆلۈك تەنلىرىگە تەگسە كەچ كىرگۈچە ناپاك سانىلىدۇ.
28 كىمكى ئۇلارنىڭ ئۆلۈكىنى كۆتۈرسە ئۆز كىيىملىرىنى يۇيۇشى كېرەك، ئۇ كىشى كەچ كىرگۈچە ناپاك تۇرىدۇ. بۇ ھايۋانلار بولسا سىلەرگە ھارام بولىدۇ.
29 يەر يۈزىدە ئۆمىلىگۈچى ئۇششاق جانىۋارلارنىڭ ئىچىدىن سىلەرگە ھارام بولغانلار مۇنۇلار‫‪:‬‬ ــ قارىغۇ زوكور، چاشقان، كەسلەنچۈك ۋە ئۇلارنىڭ تۈرلىرى،
30 سالما، قىزىل كەسلەنچۈك، تام كەسلەنچۈكى، تۈگۈرۈك كەسلەنچۈك ۋە خامېلېئون قاتارلىقلار ھارام بولىدۇ.
31 بۇلارنىڭ ھەممىسى يەر يۈزىدە ئۆمۈلىگۈچى ھەممە ئۇششاق جانىۋارلارنىڭ ئىچىدە سىلەرگە ھارام بولىدۇ؛ ئۇلارنىڭ ئۆلۈكىگە تەگسە، كەچ كىرگۈچە ناپاك سانىلىدۇ.
32 بۇ جانىۋارلارنىڭ ئۆلۈكى ھەرقانداق نېمىگە چۈشۈپ قالسا شۇ نېمە ناپاك ھېسابلىنىدۇ ــ ھەرقانداق ياغاچ قاچا‫‪‎-‎‬‬قۇچا بولسۇن، كىيىم بولسۇن، تېرە بولسۇن، تاغار بولسۇن، ھەرقانداق ئىشقا ئىشلىتىلىدىغان ئەسۋاب بولسۇن، سۇغا چىلىنىشى كېرەك؛ ئۇلار كەچ كىرگۈچە ناپاك سانىلىپ، كېيىن پاك بولىدۇ.
33 بۇلارنىڭ بىرى ساپالدىن ياسالغان ھەرقانداق قاچا ئىچىگە چۈشۈپ قالسا، شۇ قاچا ئىچىدىكى ھەممە نەرسە ناپاك سانالسۇن ۋە قاچا ئۆزى سۇندۇرۇلسۇن.
34 ئەگەر قاچىدىكى سۇدىن ئاش‫‪‎-‎‬‬تائام ئۈستىگە چاچراپ كەتسە، ئاش‫‪‎-‎‬‬تائام ناپاك سانالسۇن ۋە شۇنداقلا قاچىدىكى ھەرقانداق ئىچىملىكمۇ ناپاك سانالسۇن.
35 ھەرنېمىگە ئۇنداق ئۆلۈكنىڭ بىرەر قىسمى چۈشۈپ قالسىمۇ، ناپاك سانالسۇن. ئەگەر تونۇر ۋە ئوچاق بولسا، ناپاك بولدى دەپ چېقىۋېتىلسۇن؛ ئۇلار سىلەرگە ھارام بولسۇن.
36 لېكىن شۇنداق ئەھۋالدا بۇلاق ياكى سۇ يىغىلىدىغان كۆلچەك يەنىلا پاك سانىلىدۇ؛ ئەمما بىركىم ئۇلارنىڭ ئۆلۈك تېنىگە تەگسە ناپاك بولىدۇ.
37 ئەگەر ئۇنداق ئۆلۈكنىڭ بىرەر قىسمى تېرىشقا تەييارلانغان دانلارغا چۈشۈپ قالسا، بۇمۇ يەنىلا پاك سانىلىدۇ.
38 لېكىن ئەگەر داننىڭ ئۈستىگە سۇ قۇيۇلغاندىن كېيىن شۇنداق بىر ئۆلۈكنىڭ بىرەر قىسمى چۈشۈپ قالسا، ئۇنداقتا بۇ دانلار سىلەرگە ناپاك سانالسۇن.
39 ئەگەر سىلەرگە يېيىشكە بولىدىغان ھايۋانلاردىن بىرى ئۆلۈپ قالسا، ئۇنىڭ ئۈلۈكىگە تەگكەن كىشى كەچ كىرگۈچە ناپاك سانالسۇن.
40 كىمكى ئۇنداق ئۆلۈكنىڭ گۆشىدىن يېسە، ئۆز كىيىملىرىنى يۇيۇشى كېرەك ۋە كەچ كىرگۈچە ناپاك سانالسۇن؛ شۇنداقلا ئۇنداق بىر ئۆلۈكنى كۆتۈرگەن كىشىمۇ كىيىملىرىنى يۇيۇشى كېرەك ۋە ئۇ كىشى كەچ كىرگۈچە ناپاك سانالسۇن.
41 يەر يۈزىدە ئۆمۈلىگۈچى ھەممە ئۇششاق جانىۋارلار يىرگىنچلىك سانىلىپ، ھەرگىز يېيىلمىسۇن.
42 قورسىقى بىلەن بېغىرلاپ ماڭىدىغان جانىۋار بولسۇن، يەر يۈزىدە يۈرۈپ تۆت پۇتى بىلەن ياكى كۆپ پۇتلىرى بىلەن ماڭىدىغان ئۆمىلىگۈچى جانىۋارلارنىڭ ھەرتۈرلۈكىنى بولسا، ئۇلارنى ھەرگىز يېمەڭلار؛ چۈنكى ئۇلار يىرگىنچلىكدۇر.
43 سىلەر بولساڭلار مۇنداق ئۆمىلىگۈچى جانىۋارنىڭ سەۋەبىدىن ئۆزۈڭلارنى يىرگىنچلىك قىلماسلىقىڭلار كېرەك. ئۆزۈڭلارنى ئۇلار تۈپەيلىدىن ناپاك قىلماڭلار، بولمىسا ئۇلارنىڭ سەۋەبىدىن بۇلغىنىپ قالىسىلەر؛
44 چۈنكى مەن خۇدايىڭلاردۇرمەن. سىلەر ئۆزۈڭلارنى ئۆزۈمگە ئاتاپ مۇقەددەس قىلىشىڭلار كېرەك؛ مەن ئۆزۈم مۇقەددەس بولغاچ سىلەرمۇ ئۆزۈڭلارنى مۇقەددەس تۇتۇشۇڭلار كېرەك. سىلەر ئۆزۈڭلارنى يەر يۈزىدە ئۆمىلىگۈچى ئۇششاق ھەرقانداق جانىۋارلارنىڭ سەۋەبىدىن ناپاك قىلماڭلار.
45 چۈنكى مەن ئۆز خۇدايىڭلار بولۇشقا سىلەرنى مىسىر زېمىنىدىن چىقىرىپ كەلگەن پەرۋەردىگاردۇرمەن؛ سىلەر مۇقەددەس بولۇڭلار، چۈنكى مەن مۇقەددەستۇرمەن.
46 شۇلار بولسا چارپاي بىلەن ئۇچار‫‪‎-‎‬‬قاناتلار، سۇدا يۈرىدىغان ھەربىر جانىۋار بىلەن يەر يۈزىدە ئۆمىلىگۈچى ھەربىر ئۇششاق جانىۋارلار توغرىسىدىكى قانۇن‫‪‎-‎‬‬بەلگىلىمىدۇر.
47 بۇلار بىلەن ھارام‫‪‎-‎‬‬ھالالنى ئۇقۇپ، يېيىشكە بولىدىغان ھايۋان بىلەن يېيىشكە بولمايدىغان ھايۋانلارنى پەرق ئېتەلەيسىلەر.
لاۋىيلار 11 in مۇقېددېس‭ ‬كالام (‭‬يەنگى‭ ‬يېزىق‭ ‬ )

Лавийлар 11:9-47 in Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

9 Суда яшайдиған җаниварлардин төвәндикиләрни йейишкә болиду: — судики, йәни дәрия-деңизлардики җаниварлардин қанити вә қасирақлири болғанларни йейишкә болиду;
10 лекин дәрия-деңизларда яшайдиған, йәни суларда топ-топ үзидиған барлиқ җаниварлардин, қасирақлири яки қанити болмиғанлирини йемәслигиңлар керәк; улар силәргә жиркиничлик саналсун.
11 Мәзкур җаниварлар дәрвәқә силәргә жиркиничлик саналсун; силәр уларниң гөшидин йемәслигиңлар керәк; уларниң өлүгини жиркиничлик дәп қараңлар.
12 Судики җаниварларниң ичидин қанити билән қасириғи болмиған җаниварларниң һәммиси силәргә жиркиничлик саналсун.
13 Учар-қанатлардин төвәндикиләр силәргә жиркиничликтур; улар йейилмәслиги керәк вә силәргә жиркиничлик болсун: — йәни бүркүт, қорултаз-тапқушлар, деңиз бүркүти,
14 қарлиғач қуйруқлуқ сар, лачин вә уларниң хиллири,
15 һәммә қарға-қозғунлар вә уларниң хиллири,
16 мөшүкяпилақ, төгиқуш, чайка, сар вә уларниң хиллири,
17 һувқуш, қарна, ибис,
18 аққу, сақийқуш, белиқалғуч,
19 ләйләк, турна вә униң хиллири, һөпүп вә шәпәрәң қатарлиқлар силәргә һарам саналсун.
20 Буниңдин башқа төрт путлап маңидиған, учидиған ушшақ җаниварларниң һәммиси силәргә жиркиничлик болиду.
21 Һалбуки, төрт путлап маңидиған, учидиған ушшақ җаниварлардин төвәндикиләрни йесәңлар болиду: — пути билән үгилик пачиғи болуп, йәр йүзидә сәкрийәләйдиғанларни йесәңлар болиду;
22 буларниң ичидин силәргә йейишкә болидиғанлири: — чекәткә вә униң хиллири, қара чекәткә вә униң хиллири, томузға вә униң хиллири, чақчиқиз вә униң хиллири.
23 Лекин төрт путлуқ болған өмилигүчи һәм учидиған һәммә башқа җаниварлар силәргә жиркиничлик саналсун.
24 Бу җаниварлардинму мундақ йол билән напак болисиләр; бирким уларниң өлүк тенигә тәгсә кәч киргичә напак һесаплиниду.
25 Кимдәким буларниң өлүгиниң бир қисмини көтәрсә өз кийимлирини жуюши керәк, у киши кәч киргичә напак һесаплиниду.
26 Туяқлири ачимақ, бирақ пүтүнләй бөлүнмигән яки көшимәйдиған һайванларниң һәммиси силәргә һарамдур; һәр ким уларниң үлүгигә тәгсә напак саналсун.
27 Төрт пути билән маңидиған һайванларниң ичидин тапини билән маңидиғанларниң һәммиси силәргә напак болуп, һәр ким уларниң өлүк тәнлиригә тәгсә кәч киргичә напак санилиду.
28 Кимки уларниң өлүгини көтәрсә өз кийимлирини жуюши керәк, у киши кәч киргичә напак туриду. Бу һайванлар болса силәргә һарам болиду.
29 Йәр йүзидә өмилигүчи ушшақ җаниварларниң ичидин силәргә һарам болғанлар мунулар: — қариғу зокор, чашқан, кәсләнчүк вә уларниң түрлири,
30 салма, қизил кәсләнчүк, там кәсләнчүги, түгүрүк кәсләнчүк вә хамелеон қатарлиқлар һарам болиду.
31 Буларниң һәммиси йәр йүзидә өмүлигүчи һәммә ушшақ җаниварларниң ичидә силәргә һарам болиду; уларниң өлүгигә тәгсә, кәч киргичә напак санилиду.
32 Бу җаниварларниң өлүги һәр қандақ немигә чүшүп қалса шу немә напак һесаплиниду — һәр қандақ яғач қача-қуча болсун, кийим болсун, терә болсун, тағар болсун, һәр қандақ ишқа ишлитилидиған әсвап болсун, суға чилиниши керәк; улар кәч киргичә напак санилип, кейин пак болиду.
33 Буларниң бири сапалдин ясалған һәр қандақ қача ичигә чүшүп қалса, шу қача ичидики һәммә нәрсә напак саналсун вә қача өзи сундурулсун.
34 Әгәр қачидики судин аш-таам үстигә чачрап кәтсә, аш-таам напак саналсун вә шундақла қачидики һәр қандақ ичимликму напак саналсун.
35 Һәр немигә ундақ өлүкниң бирәр қисми чүшүп қалсиму, напак саналсун. Әгәр тонур вә очақ болса, напак болди дәп чеқиветилсун; улар силәргә һарам болсун.
36 Лекин шундақ әһвалда булақ яки су жиғилидиған көлчәк йәнила пак санилиду; амма бирким уларниң өлүк тенигә тәгсә напак болиду.
37 Әгәр ундақ өлүкниң бирәр қисми теришқа тәйярланған данларға чүшүп қалса, буму йәнила пак санилиду.
38 Лекин әгәр данниң үстигә су қуюлғандин кейин шундақ бир өлүкниң бирәр қисми чүшүп қалса, ундақта бу данлар силәргә напак саналсун.
39 Әгәр силәргә йейишкә болидиған һайванлардин бири өлүп қалса, униң үлүгигә тәккән киши кәч киргичә напак саналсун.
40 Кимки ундақ өлүкниң гөшидин йесә, өз кийимлирини жуюши керәк вә кәч киргичә напак саналсун; шундақла ундақ бир өлүкни көтәргән кишиму кийимлирини жуюши керәк вә у киши кәч киргичә напак саналсун.
41 Йәр йүзидә өмүлигүчи һәммә ушшақ җаниварлар жиркиничлик санилип, һәргиз йейилмисун.
42 Қосиғи билән беғирлап маңидиған җанивар болсун, йәр йүзидә жүрүп төрт пути билән яки көп путлири билән маңидиған өмилигүчи җаниварларниң һәртүрлүгини болса, уларни һәргиз йемәңлар; чүнки улар жиркиничликдур.
43 Силәр болсаңлар мундақ өмилигүчи җаниварниң сәвәвидин өзүңларни жиркиничлик қилмаслиғиңлар керәк. Өзүңларни улар түпәйлидин напак қилмаңлар, болмиса уларниң сәвәвидин булғинип қалисиләр;
44 чүнки Мән Худайиңлардурмән. Силәр өзүңларни Өзүмгә атап муқәддәс қилишиңлар керәк; Мән Өзүм муқәддәс болғач силәрму өзүңларни муқәддәс тутушуңлар керәк. Силәр өзүңларни йәр йүзидә өмилигүчи ушшақ һәр қандақ җаниварларниң сәвәвидин напак қилмаңлар.
45 Чүнки Мән өз Худайиңлар болушқа силәрни Мисир зиминидин чиқирип кәлгән Пәрвәрдигардурмән; силәр муқәддәс болуңлар, чүнки Мән муқәддәстурмән.
46 Шулар болса чарпай билән учар-қанатлар, суда жүридиған һәр бир җанивар билән йәр йүзидә өмилигүчи һәр бир ушшақ җаниварлар тоғрисидики қанун-бәлгүлимидур.
47 Булар билән һарам-һалални уқуп, йейишкә болидиған һайван билән йейишкә болмайдиған һайванларни пәриқ етәләйсиләр.
Лавийлар 11 in Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

Lawiylar 11:9-47 in Muqeddes Kalam (latin yéziq)

9 Suda yashaydighan janiwarlardin töwendikilerni yéyishke bolidu: — sudiki, yeni derya-déngizlardiki janiwarlardin qaniti we qasiraqliri bolghanlarni yéyishke bolidu;
10 lékin derya-déngizlarda yashaydighan, yeni sularda top-top üzidighan barliq janiwarlardin, qasiraqliri yaki qaniti bolmighanlirini yémeslikinglar kérek; ular silerge yirginchlik sanalsun.
11 Mezkur janiwarlar derweqe silerge yirginchlik sanalsun; siler ularning göshidin yémeslikinglar kérek; ularning ölükini yirginchlik dep qaranglar.
12 Sudiki janiwarlarning ichidin qaniti bilen qasiriqi bolmighan janiwarlarning hemmisi silerge yirginchlik sanalsun.
13 Uchar-qanatlardin töwendikiler silerge yirginchliktur; ular yéyilmesliki kérek we silerge yirginchlik bolsun: — yeni bürküt, qorultaz-tapqushlar, déngiz bürküti,
14 qarlighach quyruqluq sar, lachin we ularning xilliri,
15 hemme qagha-qozghunlar we ularning xilliri,
16 müshükyapilaq, tögiqush, chayka, sar we ularning xilliri,
17 huwqush, qarna, ibis,
18 aqqu, saqiyqush, béliqalghuch,
19 leylek, turna we uning xilliri, höpüp we shepereng qatarliqlar silerge haram sanalsun.
20 Buningdin bashqa töt putlap mangidighan, uchidighan ushshaq janiwarlarning hemmisi silerge yirginchlik bolidu.
21 Halbuki, töt putlap mangidighan, uchidighan ushshaq janiwarlardin töwendikilerni yésenglar bolidu: — puti bilen ügilik pachiqi bolup, yer yüzide sekriyeleydighanlarni yésenglar bolidu;
22 bularning ichidin silerge yéyishke bolidighanliri: — chéketke we uning xilliri, qara chéketke we uning xilliri, tomuzgha we uning xilliri, chaqchiqiz we uning xilliri.
23 Lékin töt putluq bolghan ömiligüchi hem uchidighan hemme bashqa janiwarlar silerge yirginchlik sanalsun.
24 Bu janiwarlardinmu mundaq yol bilen napak bolisiler; birkim ularning ölük ténige tegse kech kirgüche napak hésablinidu.
25 Kimdekim bularning ölükining bir qismini kötürse öz kiyimlirini yuyushi kérek, u kishi kech kirgüche napak hésablinidu.
26 Tuyaqliri achimaq, biraq pütünley bölünmigen yaki köshimeydighan haywanlarning hemmisi silerge haramdur; herkim ularning ülükige tegse napak sanalsun.
27 Töt puti bilen mangidighan haywanlarning ichidin tapini bilen mangidighanlarning hemmisi silerge napak bolup, herkim ularning ölük tenlirige tegse kech kirgüche napak sanilidu.
28 Kimki ularning ölükini kötürse öz kiyimlirini yuyushi kérek, u kishi kech kirgüche napak turidu. Bu haywanlar bolsa silerge haram bolidu.
29 Yer yüzide ömiligüchi ushshaq janiwarlarning ichidin silerge haram bolghanlar munular: — qarighu zokor, chashqan, keslenchük we ularning türliri,
30 salma, qizil keslenchük, tam keslenchüki, tügürük keslenchük we xaméléon qatarliqlar haram bolidu.
31 Bularning hemmisi yer yüzide ömüligüchi hemme ushshaq janiwarlarning ichide silerge haram bolidu; ularning ölükige tegse, kech kirgüche napak sanilidu.
32 Bu janiwarlarning ölüki herqandaq némige chüshüp qalsa shu néme napak hésablinidu — herqandaq yaghach qacha-qucha bolsun, kiyim bolsun, tére bolsun, taghar bolsun, herqandaq ishqa ishlitilidighan eswab bolsun, sugha chilinishi kérek; ular kech kirgüche napak sanilip, kéyin pak bolidu.
33 Bularning biri sapaldin yasalghan herqandaq qacha ichige chüshüp qalsa, shu qacha ichidiki hemme nerse napak sanalsun we qacha özi sundurulsun.
34 Eger qachidiki sudin ash-taam üstige chachrap ketse, ash-taam napak sanalsun we shundaqla qachidiki herqandaq ichimlikmu napak sanalsun.
35 Hernémige undaq ölükning birer qismi chüshüp qalsimu, napak sanalsun. Eger tonur we ochaq bolsa, napak boldi dep chéqiwétilsun; ular silerge haram bolsun.
36 Lékin shundaq ehwalda bulaq yaki su yighilidighan kölchek yenila pak sanilidu; emma birkim ularning ölük ténige tegse napak bolidu.
37 Eger undaq ölükning birer qismi térishqa teyyarlan'ghan danlargha chüshüp qalsa, bumu yenila pak sanilidu.
38 Lékin eger danning üstige su quyulghandin kéyin shundaq bir ölükning birer qismi chüshüp qalsa, undaqta bu danlar silerge napak sanalsun.
39 Eger silerge yéyishke bolidighan haywanlardin biri ölüp qalsa, uning ülükige tegken kishi kech kirgüche napak sanalsun.
40 Kimki undaq ölükning göshidin yése, öz kiyimlirini yuyushi kérek we kech kirgüche napak sanalsun; shundaqla undaq bir ölükni kötürgen kishimu kiyimlirini yuyushi kérek we u kishi kech kirgüche napak sanalsun.
41 Yer yüzide ömüligüchi hemme ushshaq janiwarlar yirginchlik sanilip, hergiz yéyilmisun.
42 Qorsiqi bilen béghirlap mangidighan janiwar bolsun, yer yüzide yürüp töt puti bilen yaki köp putliri bilen mangidighan ömiligüchi janiwarlarning hertürlükini bolsa, ularni hergiz yémenglar; chünki ular yirginchlikdur.
43 Siler bolsanglar mundaq ömiligüchi janiwarning sewebidin özünglarni yirginchlik qilmasliqinglar kérek. Özünglarni ular tüpeylidin napak qilmanglar, bolmisa ularning sewebidin bulghinip qalisiler;
44 chünki Men Xudayinglardurmen. Siler özünglarni Özümge atap muqeddes qilishinglar kérek; Men Özüm muqeddes bolghach silermu özünglarni muqeddes tutushunglar kérek. Siler özünglarni yer yüzide ömiligüchi ushshaq herqandaq janiwarlarning sewebidin napak qilmanglar.
45 Chünki Men öz Xudayinglar bolushqa silerni Misir zéminidin chiqirip kelgen Perwerdigardurmen; siler muqeddes bolunglar, chünki Men muqeddesturmen.
46 Shular bolsa charpay bilen uchar-qanatlar, suda yüridighan herbir janiwar bilen yer yüzide ömiligüchi herbir ushshaq janiwarlar toghrisidiki qanun-belgilimidur.
47 Bular bilen haram-halalni uqup, yéyishke bolidighan haywan bilen yéyishke bolmaydighan haywanlarni perq ételeysiler.
Lawiylar 11 in Muqeddes Kalam (latin yéziq)

Lawiylar 11:9-47 in Muⱪeddes Kalam (yǝngi yeziⱪ)

9 Suda yaxaydiƣan janiwarlardin tɵwǝndikilǝrni yeyixkǝ bolidu: — sudiki, yǝni dǝrya-dengizlardiki janiwarlardin ⱪaniti wǝ ⱪasiraⱪliri bolƣanlarni yeyixkǝ bolidu;
10 lekin dǝrya-dengizlarda yaxaydiƣan, yǝni sularda top-top üzidiƣan barliⱪ janiwarlardin, ⱪasiraⱪliri yaki ⱪaniti bolmiƣanlirini yemǝslikinglar kerǝk; ular silǝrgǝ yirginqlik sanalsun.
11 Mǝzkur janiwarlar dǝrwǝⱪǝ silǝrgǝ yirginqlik sanalsun; silǝr ularning gɵxidin yemǝslikinglar kerǝk; ularning ɵlükini yirginqlik dǝp ⱪaranglar.
12 Sudiki janiwarlarning iqidin ⱪaniti bilǝn ⱪasiriⱪi bolmiƣan janiwarlarning ⱨǝmmisi silǝrgǝ yirginqlik sanalsun.
13 Uqar-ⱪanatlardin tɵwǝndikilǝr silǝrgǝ yirginqliktur; ular yeyilmǝsliki kerǝk wǝ silǝrgǝ yirginqlik bolsun: — yǝni bürküt, ⱪorultaz-tapⱪuxlar, dengiz bürküti,
14 ⱪarliƣaq ⱪuyruⱪluⱪ sar, laqin wǝ ularning hilliri,
15 ⱨǝmmǝ ⱪaƣa-ⱪozƣunlar wǝ ularning hilliri,
16 müxükyapilaⱪ, tɵgiⱪux, qayka, sar wǝ ularning hilliri,
17 ⱨuwⱪux, ⱪarna, ibis,
18 aⱪⱪu, saⱪiyⱪux, beliⱪalƣuq,
19 lǝylǝk, turna wǝ uning hilliri, ⱨɵpüp wǝ xǝpǝrǝng ⱪatarliⱪlar silǝrgǝ ⱨaram sanalsun.
20 Buningdin baxⱪa tɵt putlap mangidiƣan, uqidiƣan uxxaⱪ janiwarlarning ⱨǝmmisi silǝrgǝ yirginqlik bolidu.
21 Ⱨalbuki, tɵt putlap mangidiƣan, uqidiƣan uxxaⱪ janiwarlardin tɵwǝndikilǝrni yesǝnglar bolidu: — puti bilǝn ügilik paqiⱪi bolup, yǝr yüzidǝ sǝkriyǝlǝydiƣanlarni yesǝnglar bolidu;
22 bularning iqidin silǝrgǝ yeyixkǝ bolidiƣanliri: — qekǝtkǝ wǝ uning hilliri, ⱪara qekǝtkǝ wǝ uning hilliri, tomuzƣa wǝ uning hilliri, qaⱪqiⱪiz wǝ uning hilliri.
23 Lekin tɵt putluⱪ bolƣan ɵmiligüqi ⱨǝm uqidiƣan ⱨǝmmǝ baxⱪa janiwarlar silǝrgǝ yirginqlik sanalsun.
24 Bu janiwarlardinmu mundaⱪ yol bilǝn napak bolisilǝr; birkim ularning ɵlük tenigǝ tǝgsǝ kǝq kirgüqǝ napak ⱨesablinidu.
25 Kimdǝkim bularning ɵlükining bir ⱪismini kɵtürsǝ ɵz kiyimlirini yuyuxi kerǝk, u kixi kǝq kirgüqǝ napak ⱨesablinidu.
26 Tuyaⱪliri aqimaⱪ, biraⱪ pütünlǝy bɵlünmigǝn yaki kɵximǝydiƣan ⱨaywanlarning ⱨǝmmisi silǝrgǝ ⱨaramdur; ⱨǝrkim ularning ülükigǝ tǝgsǝ napak sanalsun.
27 Tɵt puti bilǝn mangidiƣan ⱨaywanlarning iqidin tapini bilǝn mangidiƣanlarning ⱨǝmmisi silǝrgǝ napak bolup, ⱨǝrkim ularning ɵlük tǝnlirigǝ tǝgsǝ kǝq kirgüqǝ napak sanilidu.
28 Kimki ularning ɵlükini kɵtürsǝ ɵz kiyimlirini yuyuxi kerǝk, u kixi kǝq kirgüqǝ napak turidu. Bu ⱨaywanlar bolsa silǝrgǝ ⱨaram bolidu.
29 Yǝr yüzidǝ ɵmiligüqi uxxaⱪ janiwarlarning iqidin silǝrgǝ ⱨaram bolƣanlar munular: — ⱪariƣu zokor, qaxⱪan, kǝslǝnqük wǝ ularning türliri,
30 salma, ⱪizil kǝslǝnqük, tam kǝslǝnqüki, tügürük kǝslǝnqük wǝ hameleon ⱪatarliⱪlar ⱨaram bolidu.
31 Bularning ⱨǝmmisi yǝr yüzidǝ ɵmüligüqi ⱨǝmmǝ uxxaⱪ janiwarlarning iqidǝ silǝrgǝ ⱨaram bolidu; ularning ɵlükigǝ tǝgsǝ, kǝq kirgüqǝ napak sanilidu.
32 Bu janiwarlarning ɵlüki ⱨǝrⱪandaⱪ nemigǝ qüxüp ⱪalsa xu nemǝ napak ⱨesablinidu — ⱨǝrⱪandaⱪ yaƣaq ⱪaqa-ⱪuqa bolsun, kiyim bolsun, terǝ bolsun, taƣar bolsun, ⱨǝrⱪandaⱪ ixⱪa ixlitilidiƣan ǝswab bolsun, suƣa qilinixi kerǝk; ular kǝq kirgüqǝ napak sanilip, keyin pak bolidu.
33 Bularning biri sapaldin yasalƣan ⱨǝrⱪandaⱪ ⱪaqa iqigǝ qüxüp ⱪalsa, xu ⱪaqa iqidiki ⱨǝmmǝ nǝrsǝ napak sanalsun wǝ ⱪaqa ɵzi sundurulsun.
34 Əgǝr ⱪaqidiki sudin ax-taam üstigǝ qaqrap kǝtsǝ, ax-taam napak sanalsun wǝ xundaⱪla ⱪaqidiki ⱨǝrⱪandaⱪ iqimlikmu napak sanalsun.
35 Ⱨǝrnemigǝ undaⱪ ɵlükning birǝr ⱪismi qüxüp ⱪalsimu, napak sanalsun. Əgǝr tonur wǝ oqaⱪ bolsa, napak boldi dǝp qeⱪiwetilsun; ular silǝrgǝ ⱨaram bolsun.
36 Lekin xundaⱪ ǝⱨwalda bulaⱪ yaki su yiƣilidiƣan kɵlqǝk yǝnila pak sanilidu; ǝmma birkim ularning ɵlük tenigǝ tǝgsǝ napak bolidu.
37 Əgǝr undaⱪ ɵlükning birǝr ⱪismi terixⱪa tǝyyarlanƣan danlarƣa qüxüp ⱪalsa, bumu yǝnila pak sanilidu.
38 Lekin ǝgǝr danning üstigǝ su ⱪuyulƣandin keyin xundaⱪ bir ɵlükning birǝr ⱪismi qüxüp ⱪalsa, undaⱪta bu danlar silǝrgǝ napak sanalsun.
39 Əgǝr silǝrgǝ yeyixkǝ bolidiƣan ⱨaywanlardin biri ɵlüp ⱪalsa, uning ülükigǝ tǝgkǝn kixi kǝq kirgüqǝ napak sanalsun.
40 Kimki undaⱪ ɵlükning gɵxidin yesǝ, ɵz kiyimlirini yuyuxi kerǝk wǝ kǝq kirgüqǝ napak sanalsun; xundaⱪla undaⱪ bir ɵlükni kɵtürgǝn kiximu kiyimlirini yuyuxi kerǝk wǝ u kixi kǝq kirgüqǝ napak sanalsun.
41 Yǝr yüzidǝ ɵmüligüqi ⱨǝmmǝ uxxaⱪ janiwarlar yirginqlik sanilip, ⱨǝrgiz yeyilmisun.
42 Ⱪorsiⱪi bilǝn beƣirlap mangidiƣan janiwar bolsun, yǝr yüzidǝ yürüp tɵt puti bilǝn yaki kɵp putliri bilǝn mangidiƣan ɵmiligüqi janiwarlarning ⱨǝrtürlükini bolsa, ularni ⱨǝrgiz yemǝnglar; qünki ular yirginqlikdur.
43 Silǝr bolsanglar mundaⱪ ɵmiligüqi janiwarning sǝwǝbidin ɵzünglarni yirginqlik ⱪilmasliⱪinglar kerǝk. Ɵzünglarni ular tüpǝylidin napak ⱪilmanglar, bolmisa ularning sǝwǝbidin bulƣinip ⱪalisilǝr;
44 qünki Mǝn Hudayinglardurmǝn. Silǝr ɵzünglarni Ɵzümgǝ atap muⱪǝddǝs ⱪilixinglar kerǝk; Mǝn Ɵzüm muⱪǝddǝs bolƣaq silǝrmu ɵzünglarni muⱪǝddǝs tutuxunglar kerǝk. Silǝr ɵzünglarni yǝr yüzidǝ ɵmiligüqi uxxaⱪ ⱨǝrⱪandaⱪ janiwarlarning sǝwǝbidin napak ⱪilmanglar.
45 Qünki Mǝn ɵz Hudayinglar boluxⱪa silǝrni Misir zeminidin qiⱪirip kǝlgǝn Pǝrwǝrdigardurmǝn; silǝr muⱪǝddǝs bolunglar, qünki Mǝn muⱪǝddǝsturmǝn.
46 Xular bolsa qarpay bilǝn uqar-ⱪanatlar, suda yüridiƣan ⱨǝrbir janiwar bilǝn yǝr yüzidǝ ɵmiligüqi ⱨǝrbir uxxaⱪ janiwarlar toƣrisidiki ⱪanun-bǝlgilimidur.
47 Bular bilǝn ⱨaram-ⱨalalni uⱪup, yeyixkǝ bolidiƣan ⱨaywan bilǝn yeyixkǝ bolmaydiƣan ⱨaywanlarni pǝrⱪ etǝlǝysilǝr.
Lawiylar 11 in Muⱪeddes Kalam (yǝngi yeziⱪ)