2 Тағлар вуҗудқа кәлмәстин бурун, Сән йәр вә аләмни шәкилләндүрмәстин бурун, Әзәлдин әбәдгичә Тәңридурсән.
3 Сән инсанни тупраққа айландуруп: — «Һәй, инсан балилири, қайтиңлар!» — дәйсән.
4 Мана, Сениң нәзириңдә миң жил — Өтүп кәткән түнүгүнки бир күн, Түндики бир җесәктур, халас.
5 Сән адәмләрни су ташқинидәк елип кетисән, Улар өтүп кәткән бир уйқидәк, Таң сәһәрдә үнүп чиққан от-чөпкә охшайду —
6 Әтигәндә улар көкирип үниду, Кечиси болса кесилип, солишип кетәр.
7 Чүнки биз ғәзивиң билән йоқаймиз, Қәһриң билән дәккә-дүккидә қалимиз.
8 Сән қәбиһликлиримизни көз алдиңға, Йошурун қилмишлиримизни җамалиңниң нури алдиға қойдуң.
9 Барлиқ күнлиримиз дәрғәзивиң астида өтүп кетиду, Жиллиримизни бир уһ тартиш биләнла түгитимиз.
10 Өмримизниң жиллири йәтмиш йил, Мағдуримиз бар болса сәксән йил; Бирақ уларниң пәхри җапа вә беһудиликтур; Һаят тезлик билән үзәр, Мана, биз учуп кәттуқ.
11 Саңа болған һөрмәт-әйминишниң аз-көплүгигә қарап һесаплинидиған, Аччиғиңниң шиддитини ким билсун?