3 Әфраим, Бинямин, Манассәһләрниң алдида қудритиңни қозғиғайсән, Бизләрни қутқузғили кәлгәйсән!
4 И Худа, бизни Өз йениңға қайтурғайсән! Җамалиңниң нурини чачқайсән, шунда биз қутқузулимиз!
5 И Пәрвәрдигар, самавий қошунларниң Сәрдари болған Худа, Хәлқиңниң дуалириға болған ғәзивиң қачанғичә ялқунлап туриду?
6 Сән көз яшлирини уларға озуқ орнида қилдиң, Көз яшлирини қача-қачилап уларға ичкүздуң.