10 Таршишниң вә аралларниң падишаһлири униңға һәдийәләр тәқдим қилиду, Шеба вә Себаниң падишаһлириму соғатлар суниду.
11 Дәрвәқә, барлиқ падишаһлар униң алдида сәҗдә қилиду; Пүткүл әлләр униң хизмитидә болиду;
12 Чүнки у пәряд көтәргән йоқсулларни, Панаһсиз езилгәнләрни қутулдуриду;
13 У йоқсул-аҗизларға ичини ағритиду, Йоқсулларниң җенини қутқузиду;
14 Уларниң җенини зулум-зомигәрликтин һөрлүккә чиқириду, Уларниң қени униң нәзиридә қиммәтликтур.
15 Падишаһ яшисун! Шебаниң алтунлиридин униңға сунулиду; Униң үчүн дуа тохтавсиз қилиниду; Униңға күн бойи бәхит тилиниду;
16 Йәр йүзидики һосул мол болиду, Һәтта тағ чоққилиридиму шундақ болиду. Миғ-миғ чүшкән мевиләр Ливандики орманлардәк тәвриниду; Шәһәрдикиләр болса даладики от-йешиллиқтәк гүллиниду;
17 Униң нами мәңгүгә өчмәйду, Униң нами қуяш йоқалғичә туриду; Адәмләр униң билән өзлиригә бәхит тиләйду, Барлиқ әлләр уни бәхитлик дәп атишиду.