3 Турғидәк җай йоқ чоңқур патқақлиққа чөкүп кәттим; Суниң чоңқур йеригә чүшүп кәттим, Кәлкүн мени ғәриқ қилди.
4 Пәрядлиримдин һалимдин кәттим; Галлирим қуруп кәтти; Худайимға тәлмүрүп, көзүмдин кетәй дәп қалдим;
5 Сәвәпсиз маңа өч болғанлар чачлиримдинму көптур; Мени йоқатмақчи болғанлар, Қара чаплап мән билән дүшмәнлишидиғанлар күчлүктур; Шу чағда өзүм булимиған нәрсини қайтуримән.
6 И Худа, мениң наданлиғим өзүңгә аян; Мениң қәбиһликлирим Сәндин йошурун әмәстур.
7 Мениң сәвәвимдин, и Рәб, самавий қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, Өзүңгә умид бағлап күткәнләр йәргә қарап қалмиғай; И Исраилниң Худаси, Өзүңни издигүчиләр мениң сәвәвимдин шәрмәндә болмиғай;