31 Һәтта Павлусниң достлири болған өлкә әмәлдарлиридин безилириму униңға хәвәр йәткүзүп, уни серк мәйданиға беришқа тәвәккүл қилмаслиққа җекилиди.
32 Әнди бәзиләр буни дәп вақириса, бәзиләр уни дәп вақиришип, пүтүн сорун вараң-чуруңға толди; кишиләрниң көпинчиси өзлириниң немигә жиғилғанлиғиниму билмәйтти.
33 Йәһудийлар Искәндәр исимлиқ адәмни алдиға иштирип чиқиривиди, көпчилик уни алдиға турғузди. Искәндәр көпчиликкә қол ишарити қилип, Йәһудийларни ақлимақчи болди.
34 Бирақ көпчилик униң Йәһудий екәнлигини билип қелип, һәммиси тәңла: — Әфәсуслуқларниң Артемисимиз бүйүктур! — дәп икки саатчә чуқан көтирип турушти.
35 Ахирда, шәһәрниң баш мирзиси халайиқни тиничландуруп мундақ деди: — Әй Әфәсуслуқлар! Биз Әфәсуслуқларниң шәһириниң бүйүк Артемисниң бутханисиниң вә униң асмандин чүшкән сүритиниң қоғдиғучиси екәнлигини билмәйдиған ким бар!
36 Бу ишларни инкар қилалмиған екән, өзүңларни бесивелишиңлар, башбаштақлиқ қилмаслиғиңлар керәк.
37 Чүнки силәр бу кишиләрни бу йәргә сораққа тартишқа елип кәлдиңлар; лекин улар я бутханиларни булғучилар я бизниң аял илаһимизға күпүрлүк қилғучилардин әмәс.
38 Әгәр Димитрий вә униңға қошулған һүнәрвәнләрниң мәлум бир кишиниң үстидин шикайити болса, сорақханилар очуқ турмақта вә сорақчи валийларму бар. Улар шу йәрләрдә бир-бири билән дәвалашсун;
39 вә башқа бирәр мәсилилириңлар болса, рәсмий сорунда бир тәрәп қилиниши лазим.
40 Биз әнди йәнә бүгүнки вақиәни топилаң дәп әрз қилиниш хәвпидә туруватимиз; чүнки бу малиманчлиқниң һеч сәвәви көрситилмигәчкә, һесавиниму берәлмәймиз-дә!
40b Бу сөзләрни қилип болуп, у жиғилған халайиқни тарқитивәтти.