17 Мана неминиң ярамлиқ вә гөзәл екәнлигини көрдум — у болсиму, инсанниң Худа униңға тәқдим қилған өмриниң һәр бир күнлиридә йейиш, ичиш вә қуяш астидики барлиқ меһнитидин һозур елиштур; чүнки бу униң несивисидур.
18 Худа һәр бирсини байлиқларға, мал-дунияға егә болушқа, шуниңдәк улардин йейишкә, өз рисқини қобул қилишқа, өз әмгигидин һозур елишқа муйәссәр қилған болса — мана булар Худаниң соғитидур.