10 Мал-мүлүк көпәйсә, уларни йегүчиләрму көпийиду; мал егисигә уларни көзләп, улардин һозур елиштин башқа немә пайдиси болсун?
11 Аз йесун, көп йесун, әмгәкчиниң уйқиси татлиқтур; бирақ байниң тоқлуғи уни ухлатмас.
12 Мән қуяш астида зор бир күлпәтни көрдүм — у болсиму, егиси өзигә зиян йәткүзидиған байлиқларни топлаштур;
13 шуниңдәк, униң байлиқлири балаю-апәт түпәйлидин йоқилишидин ибарәттур. Ундақ адәмниң бир оғли болса, оғлиниң қолиға қалдурғидәк һеч немиси йоқ болиду.
14 У аписиниң қосиғидин ялаңач чиқип, кәткәндиму ялаңач пети кетиду; у өзиниң җапалиқ әмгигидин қолиға алғидәк һеч немини епкәтәлмәйду.
15 Мана буму еғир әләмлик иш; чүнки у қандақ кәлгән болса, йәнә шундақ кетиду; әнди униң шамалға еришиш үчүн әмгәк қилғининиң немә пайдиси?
16 Униң барлиқ күнлиридә йәп-ичкини қараңғулуқта болуп, ғәшлиги, кесәллиги вә хапилиғи көп болиду.