Text copied!
Bibles in Uighur

چۆل‭-‬باياۋاندىكى‭ ‬سەپەر 10:1-33 in Uighur

Help us?

چۆل‭-‬باياۋاندىكى‭ ‬سەپەر 10:1-33 in مۇقېددېس‭ ‬كالام (‭‬يەنگى‭ ‬يېزىق‭ ‬ )

1 پەرۋەردىگار مۇساغا سۆز قىلىپ مۇنداق دېدى‫‪:‬‬ —
2 سەن ئۆزۈڭگە ئىككى كاناي ياساتقىن؛ ئۇلارنى كۈمۈشتىن سوقتۇر. ئۇلار جامائەتنى يىغىشقا، شۇنداقلا جامائەتنى بارگاھلىرىنى يىغىشتۇرۇپ يولغا چىقىشقا چاقىرىش ئۈچۈن ئىشلىتىلىدۇ.
3 ئىككى كاناي چېلىنغاندا پۈتكۈل جامائەت سېنىڭ يېنىڭغا جامائەت چېدىرى دەرۋازىسىنىڭ ئالدىغا يىغىلىدىغان بولسۇن.
4 ئەگەر يالغۇز بىرى چېلىنسا، ئەمىرلىرى، يەنى مىڭلىغان ئىسرائ‍ىللارنىڭ مىڭبېشىلىرى سېنىڭ يېنىڭغا كېلىپ يىغىلسۇن.
5 سىلەر قاتتىق يۇقىرى ئاۋاز بىلەن چالغاندا كۈن چىقىش تەرەپتىكى بارگاھلار يولغا چىقسۇن.
6 ئاندىن سىلەر ئىككىنچى قېتىم قاتتىق، يۇقىرى ئاۋاز بىلەن چالغاندا جەنۇب تەرەپتىكى بارگاھلار يولغا چىقسۇن؛ ئۇلار يولغا چىققان چاغدا كاناي قاتتىق، يۇقىرى ئاۋاز بىلەن چېلىنىشى كېرەكتۇر.
7 جامائەتنى يىغىلىشقا چاقىرىدىغان چاغدا، كاناي چېلىڭلار، ئەمما قاتتىق، يۇقىرى ئاۋاز بىلەن چالماڭلار؛
8 ھارۇننىڭ ئەۋلادلىرى، كاھىن بولغانلار كانايلارنى چالسۇن؛ بۇلار سىلەرگە ئەۋلادمۇ‫‪‎-‎‬‬ئەۋلاد بىر ئەبەدىي بەلگىلىمە بولسۇن.
9 ئەگەر سىلەر ئۆز زېمىنىڭلاردا سىلەرگە زۇلۇم سالغان دۈشمىنىڭلار بىلەن جەڭ قىلىشقا چىقساڭلار، قاتتىق، يۇقىرى ئاۋاز بىلەن چېلىڭلار. شۇنىڭ بىلەن ئۆزۈڭلارنىڭ خۇداسى بولغان پەرۋەردىگارنىڭ ئالدىدا ياد ئېتىلىپ، دۈشمىنىڭلاردىن قۇتۇلىسىلەر.
10 بۇنىڭدىن باشقا، خۇشال كۈنلىرىڭلاردا، بېكىتىلگەن ھېيتلىرىڭلاردا ۋە ئاينىڭ بىرىنچى كۈنلىرىدە، سىلەر كۆيدۈرمە قۇربانلىق ۋە ئىناقلىق قۇربانلىقلىرىنى سۇنغىنىڭلاردا، قۇربانلىقلارنىڭ ئالدىدا تۇرۇپ كاناي چېلىڭلار؛ شۇنىڭ بىلەن كانايلار سىلەرنى خۇدايىڭلارغا ئەسلەتكۈچى بولىدۇ؛ مەن خۇدايىڭلار پەرۋەردىگاردۇرمەن.
11 ئىككىنچى يىلى، ئىككىنچى ئاينىڭ يىگىرمىنچى كۈنى بۇلۇت ھۆكۈم‫‪‎-‎‬‬گۇۋاھلىق چېدىرىنىڭ ئۈستىدىن كۆتۈرۈلدى؛
12 شۇنىڭ بىلەن ئىسرائ‍ىللار سىناي چۆلىدىن چىقىپ، يول ئېلىپ سەپەرلىرىنى باشلىدى؛ بۇلۇت پاران چۆلىدە توختىدى.
13 بۇ ئۇلارنىڭ بىرىنچى قېتىم پەرۋەردىگارنىڭ مۇسانىڭ ۋاستىسى بىلەن قىلغان ئەمرى بويىچە يولغا چىقىشى بولدى.
14 يەھۇدا بارگاھى ئۆزىنىڭ تۇغى ئاستىدا قوشۇن‫‪‎-‎‬‬قوشۇن بولۇپ ئالدى بىلەن يولغا چىقتى؛ قوشۇننىڭ باشلىقى ئاممىنادابنىڭ ئوغلى ناھشون ئىدى.
15 ئىسساكار قەبىلىسى قوشۇنىنىڭ باشلىقى زۇئارنىڭ ئوغلى نەتانەل ئىدى.
16 زەبۇلۇن قەبىلىسى قوشۇنىنىڭ باشلىقى ھېلوننىڭ ئوغلى ئېلىئاب ئىدى.
17 ئاندىن ئىبادەت چېدىرى چۇۋۇلۇپ، گەرشوننىڭ ئەۋلادلىرى بىلەن مەرارىنىڭ ئەۋلادلىرى ئۇنى كۆتۈرۈپ يولغا چىقتى.
18 رۇبەن بارگاھى ئۆزىنىڭ تۇغى ئاستىدا قوشۇن‫‪‎-‎‬‬قوشۇن بولۇپ يولغا چىقتى؛ قوشۇننىڭ باشلىقى شىدۆرنىڭ ئوغلى ئەلىزۇر ئىدى.
19 شىمېئون قەبىلىسى قوشۇنىنىڭ باشلىقى زۇرىشادداينىڭ ئوغلى شېلۇمىيەل ئىدى.
20 گاد قەبىلىسى قوشۇنىنىڭ باشلىقى دېئۇئەلنىڭ ئوغلى ئەلىئاساف ئىدى.
21 ئاندىن كوھاتلار مۇقەددەس بۇيۇملارنى كۆتۈرۈپ يولغا چىقتى؛ ئۇلار يېتىپ كېلىشتىن بۇرۇن ئىبادەت چېدىرىنى كۆتۈرگۈچىلەر كېلىپ ئۇنى تىكلەپ قويۇشقانىدى.
22 ئەفرائىم بارگاھى ئۆزىنىڭ تۇغى ئاستىدا قوشۇن‫‪‎-‎‬‬قوشۇن بولۇپ يولغا چىقتى؛ قوشۇننىڭ باشلىقى ئاممىھۇدنىڭ ئوغلى ئەلىشاما ئىدى.
23 ماناسسەھ قەبىلىسى قوشۇنىنىڭ باشلىقى پىداھزۇرنىڭ ئوغلى گامالىيەل ئىدى.
24 بىنيامىن قەبىلىسى قوشۇنىنىڭ باشلىقى گىدېئونىنىڭ ئوغلى ئابىدان ئىدى.
25 دان بارگاھى ھەممە بارگاھلارنىڭ ئارقا مۇھاپىزەتچىسى بولۇپ، ئۆزىنىڭ تۇغى ئاستىدا قوشۇن‫‪‎-‎‬‬قوشۇن بولۇپ يولغا چىقتى؛ قوشۇننىڭ باشلىقى ئاممىشادداينىڭ ئوغلى ئاھىئەزەر ئىدى.
26 ئاشىر قەبىلىسى قوشۇنىنىڭ باشلىقى ئوكراننىڭ ئوغلى پاگىيەل ئىدى.
27 نافتالى قەبىلىسى قوشۇنىنىڭ باشلىقى ئېناننىڭ ئوغلى ئاھىرا ئىدى.
28 بۇلار ئىسرائ‍ىللار يولغا چىققاندا قوشۇن‫‪‎-‎‬‬قوشۇن بولۇپ مېڭىش تەرتىپى ئىدى؛ ئۇلار شۇ تەرىقىدە يولغا چىقتى.
29 مۇسا ئۆزىنىڭ قېيناتىسى، مىدىيانلىق رېئۇئەلنىڭ ئوغلى ھوبابقا‫‪:‬‬ — بىز پەرۋەردىگار ۋەدە قىلغان يەرگە قاراپ سەپەر قىلىۋاتىمىز، ئۇ‫‪:‬‬ «مەن ئۇ يەرنى سىلەرگە مىراس قىلىپ بېرىمەن» دېگەن؛ ئۆزلىرىنىڭ بىز بىلەن بىللە مېڭىشلىرىنى ئۆتۈنىمەن، بىز سىلىگە ياخشى قارايمىز، چۈنكى پەرۋەردىگار ئىسرائىل توغرۇلۇق بەخت‫‪‎-‎‬‬سائادەت ئاتا قىلىمەن دەپ ۋەدە بەرگەن، — دېدى.
30 لېكىن ھوباب مۇساغا‫‪:‬‬ — ياق، مەن ئۆز يۇرتۇم، ئۆز ئۇرۇق‫‪‎-‎‬‬تۇغقانلىرىمغا كېتىمەن، — دېدى.
31 مۇسا ئۇنىڭغا‫‪:‬‬ بىزدىن ئايرىلىپ كەتمىسىلە؛ چۈنكى سىلى چۆلدە قانداق بارگاھ قۇرىشىمىز كېرەكلىكىنى بىلىلا، سىلى بىزگە كۆز بولۇپ بەرسىلە.
32 شۇنداق بولىدۇكى، بىز بىلەن بىللە بارسىلا، كەلگۈسىدە پەرۋەردىگار بىزگە قانداق ياخشىلىق قىلسا، بىزمۇ سىلىگە شۇنداق قىلىمىز! — دېدى.
33 ئىسرائ‍ىللار پەرۋەردىگار تېغىدىن يولغا چىقىپ ئۈچ كۈن يول ماڭدى؛ پەرۋەردىگارنىڭ ئەھدە ساندۇقى ئۇلارغا ئارام ئالىدىغان يەر ئىزدەپ ئۇلارنىڭ ئالدىدا ئۈچ كۈن يول باشلاپ ماڭدى.
چۆل‭-‬باياۋاندىكى‭ ‬سەپەر 10 in مۇقېددېس‭ ‬كالام (‭‬يەنگى‭ ‬يېزىق‭ ‬ )

Чөл-баявандики сәпәр 10:1-33 in Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

1 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
2 Сән өзүңгә икки канай ясатқин; уларни күмүчтин соқтур. Улар җамаәтни жиғишқа, шундақла җамаәтни баргаһлирини жиғиштуруп йолға чиқишқа чақириш үчүн ишлитилиду.
3 Икки канай челинғанда пүткүл җамаәт сениң йениңға җамаәт чедири дәрвазисиниң алдиға жиғилидиған болсун.
4 Әгәр ялғуз бири челинса, әмирлири, йәни миңлиған Исраилларниң миң бешилири сениң йениңға келип жиғилсун.
5 Силәр қаттиқ жуқури аваз билән чалғанда күн чиқиш тәрәптики баргаһлар йолға чиқсун.
6 Андин силәр иккинчи қетим қаттиқ, жуқури аваз билән чалғанда җәнуп тәрәптики баргаһлар йолға чиқсун; улар йолға чиққан чағда канай қаттиқ, жуқури аваз билән челиниши керәктур.
7 Җамаәтни жиғилишқа чақиридиған чағда, канай челиңлар, амма қаттиқ, жуқури аваз билән чалмаңлар;
8 Һарунниң әвлатлири, каһин болғанлар канайларни чалсун; булар силәргә әвлатму-әвлат бир әбәдий бәлгүлимә болсун.
9 Әгәр силәр өз зиминиңларда силәргә зулум салған дүшминиңлар билән җәң қилишқа чиқсаңлар, қаттиқ, жуқури аваз билән челиңлар. Шуниң билән өзүңларниң Худаси болған Пәрвәрдигарниң алдида яд етилип, дүшминиңлардин қутулисиләр.
10 Буниңдин башқа, хошал күнлириңларда, бекитилгән һейтлириңларда вә айниң биринчи күнлиридә, силәр көйдүрмә қурбанлиқ вә енақлиқ қурбанлиқлирини сунғиниңларда, қурбанлиқларниң алдида туруп канай челиңлар; шуниң билән канайлар силәрни Худайиңларға әсләткүчи болиду; Мән Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән.
11 Иккинчи жили, иккинчи айниң жигирминчи күни булут һөкүм-гувалиқ чедириниң үстидин көтирилди;
12 шуниң билән Исраиллар Синай чөлидин чиқип, йол елип сәпәрлирини башлиди; булут Паран чөлидә тохтиди.
13 Бу уларниң биринчи қетим Пәрвәрдигарниң Мусаниң вастиси билән қилған әмри бойичә йолға чиқиши болди.
14 Йәһуда баргаһи өзиниң туғи астида қошун-қошун болуп алди билән йолға чиқти; қошунниң башлиғи Амминадабниң оғли Наһшон еди.
15 Иссакар қәбилиси қошуниниң башлиғи Зуарниң оғли Нәтанәл еди.
16 Зәбулун қәбилиси қошуниниң башлиғи Һелонниң оғли Елиаб еди.
17 Андин ибадәт чедири чувулуп, Гәршонниң әвлатлири билән Мәрариниң әвлатлири уни көтирип йолға чиқти.
18 Рубән баргаһи өзиниң туғи астида қошун-қошун болуп йолға чиқти; қошунниң башлиғи Шидөрниң оғли Әлизур еди.
19 Шимеон қәбилиси қошуниниң башлиғи Зуришаддайниң оғли Шелумийәл еди.
20 Гад қәбилиси қошуниниң башлиғи Деуәлниң оғли Әлиасаф еди.
21 Андин Коһатлар муқәддәс буюмларни көтирип йолға чиқти; улар йетип келиштин бурун ибадәт чедирини көтәргүчиләр келип уни тикләп қоюшқан еди.
22 Әфраим баргаһи өзиниң туғи астида қошун-қошун болуп йолға чиқти; қошунниң башлиғи Аммиһудниң оғли Әлишама еди.
23 Манассәһ қәбилиси қошуниниң башлиғи Пидаһзурниң оғли Гамалийәл еди.
24 Бинямин қәбилиси қошуниниң башлиғи Гидеониниң оғли Абидан еди.
25 Дан баргаһи һәммә баргаһларниң арқа муһапизәтчиси болуп, өзиниң туғи астида қошун-қошун болуп йолға чиқти; қошунниң башлиғи Аммишаддайниң оғли Аһиәзәр еди.
26 Ашир қәбилиси қошуниниң башлиғи Окранниң оғли Пагийәл еди.
27 Нафтали қәбилиси қошуниниң башлиғи Енанниң оғли Аһира еди.
28 Булар Исраиллар йолға чиққанда қошун-қошун болуп меңиш тәртиви еди; улар шу тәриқидә йолға чиқти.
29 Муса өзиниң қейинатиси, Мидиянлиқ Реуәлниң оғли Һобабқа: — Биз Пәрвәрдигар вәдә қилған йәргә қарап сәпәр қиливатимиз, У: «Мән у йәрни силәргә мирас қилип беримән» дегән; өзлириниң биз билән биллә меңишлирини өтүнимән, биз силигә яхши қараймиз, чүнки Пәрвәрдигар Исраил тоғрилиқ бәхит-саадәт ата қилимән дәп вәдә бәргән, — деди.
30 Лекин Һобаб Мусаға: — Яқ, мән өз жутум, өз уруқ-туққанлиримға кетимән, — деди.
31 Муса униңға: Биздин айрилип кәтмисилә; чүнки сили чөлдә қандақ баргаһ қуришимиз керәклигини билила, сили бизгә көз болуп бәрсилә.
32 Шундақ болидуки, биз билән биллә барсила, кәлгүсидә Пәрвәрдигар бизгә қандақ яхшилиқ қилса, бизму силигә шундақ қилимиз! — деди.
33 Исраиллар Пәрвәрдигар теғидин йолға чиқип үч күн йол маңди; Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғи уларға арам алидиған йәр издәп уларниң алдида үч күн йол башлап маңди.
Чөл-баявандики сәпәр 10 in Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

Chöl-bayawandiki seper 10:1-33 in Muqeddes Kalam (latin yéziq)

1 Perwerdigar Musagha söz qilip mundaq dédi: —
2 Sen özüngge ikki kanay yasatqin; ularni kümüshtin soqtur. Ular jamaetni yighishqa, shundaqla jamaetni bargahlirini yighishturup yolgha chiqishqa chaqirish üchün ishlitilidu.
3 Ikki kanay chélin'ghanda pütkül jamaet séning yéninggha jamaet chédiri derwazisining aldigha yighilidighan bolsun.
4 Eger yalghuz biri chélinsa, emirliri, yeni minglighan Israillarning mingbéshiliri séning yéninggha kélip yighilsun.
5 Siler qattiq yuqiri awaz bilen chalghanda kün chiqish tereptiki bargahlar yolgha chiqsun.
6 Andin siler ikkinchi qétim qattiq, yuqiri awaz bilen chalghanda jenub tereptiki bargahlar yolgha chiqsun; ular yolgha chiqqan chaghda kanay qattiq, yuqiri awaz bilen chélinishi kérektur.
7 Jamaetni yighilishqa chaqiridighan chaghda, kanay chélinglar, emma qattiq, yuqiri awaz bilen chalmanglar;
8 Harunning ewladliri, kahin bolghanlar kanaylarni chalsun; bular silerge ewladmu-ewlad bir ebediy belgilime bolsun.
9 Eger siler öz zémininglarda silerge zulum salghan düshmininglar bilen jeng qilishqa chiqsanglar, qattiq, yuqiri awaz bilen chélinglar. Shuning bilen özünglarning Xudasi bolghan Perwerdigarning aldida yad étilip, düshmininglardin qutulisiler.
10 Buningdin bashqa, xushal künliringlarda, békitilgen héytliringlarda we ayning birinchi künliride, siler köydürme qurbanliq we inaqliq qurbanliqlirini sun'ghininglarda, qurbanliqlarning aldida turup kanay chélinglar; shuning bilen kanaylar silerni Xudayinglargha esletküchi bolidu; Men Xudayinglar Perwerdigardurmen.
11 Ikkinchi yili, ikkinchi ayning yigirminchi küni bulut höküm-guwahliq chédirining üstidin kötürüldi;
12 shuning bilen Israillar Sinay chölidin chiqip, yol élip seperlirini bashlidi; bulut Paran chölide toxtidi.
13 Bu ularning birinchi qétim Perwerdigarning Musaning wastisi bilen qilghan emri boyiche yolgha chiqishi boldi.
14 Yehuda bargahi özining tughi astida qoshun-qoshun bolup aldi bilen yolgha chiqti; qoshunning bashliqi Amminadabning oghli Nahshon idi.
15 Issakar qebilisi qoshunining bashliqi Zuarning oghli Netanel idi.
16 Zebulun qebilisi qoshunining bashliqi Hélonning oghli Éliab idi.
17 Andin ibadet chédiri chuwulup, Gershonning ewladliri bilen Merarining ewladliri uni kötürüp yolgha chiqti.
18 Ruben bargahi özining tughi astida qoshun-qoshun bolup yolgha chiqti; qoshunning bashliqi Shidörning oghli Elizur idi.
19 Shiméon qebilisi qoshunining bashliqi Zurishaddayning oghli Shélumiyel idi.
20 Gad qebilisi qoshunining bashliqi Déuelning oghli Eliasaf idi.
21 Andin Kohatlar muqeddes buyumlarni kötürüp yolgha chiqti; ular yétip kélishtin burun ibadet chédirini kötürgüchiler kélip uni tiklep qoyushqanidi.
22 Efraim bargahi özining tughi astida qoshun-qoshun bolup yolgha chiqti; qoshunning bashliqi Ammihudning oghli Elishama idi.
23 Manasseh qebilisi qoshunining bashliqi Pidahzurning oghli Gamaliyel idi.
24 Binyamin qebilisi qoshunining bashliqi Gidéonining oghli Abidan idi.
25 Dan bargahi hemme bargahlarning arqa muhapizetchisi bolup, özining tughi astida qoshun-qoshun bolup yolgha chiqti; qoshunning bashliqi Ammishaddayning oghli Ahiezer idi.
26 Ashir qebilisi qoshunining bashliqi Okranning oghli Pagiyel idi.
27 Naftali qebilisi qoshunining bashliqi Énanning oghli Ahira idi.
28 Bular Israillar yolgha chiqqanda qoshun-qoshun bolup méngish tertipi idi; ular shu teriqide yolgha chiqti.
29 Musa özining qéynatisi, Midiyanliq Réuelning oghli Hobabqa: — Biz Perwerdigar wede qilghan yerge qarap seper qiliwatimiz, U: «Men u yerni silerge miras qilip bérimen» dégen; özlirining biz bilen bille méngishlirini ötünimen, biz silige yaxshi qaraymiz, chünki Perwerdigar Israil toghruluq bext-saadet ata qilimen dep wede bergen, — dédi.
30 Lékin Hobab Musagha: — Yaq, men öz yurtum, öz uruq-tughqanlirimgha kétimen, — dédi.
31 Musa uninggha: Bizdin ayrilip ketmisile; chünki sili chölde qandaq bargah qurishimiz kéreklikini bilila, sili bizge köz bolup bersile.
32 Shundaq boliduki, biz bilen bille barsila, kelgüside Perwerdigar bizge qandaq yaxshiliq qilsa, bizmu silige shundaq qilimiz! — dédi.
33 Israillar Perwerdigar téghidin yolgha chiqip üch kün yol mangdi; Perwerdigarning ehde sanduqi ulargha aram alidighan yer izdep ularning aldida üch kün yol bashlap mangdi.
Chöl-bayawandiki seper 10 in Muqeddes Kalam (latin yéziq)

Qɵl-bayawandiki sǝpǝr 10:1-33 in Muⱪeddes Kalam (yǝngi yeziⱪ)

1 Pǝrwǝrdigar Musaƣa sɵz ⱪilip mundaⱪ dedi: —
2 Sǝn ɵzünggǝ ikki kanay yasatⱪin; ularni kümüxtin soⱪtur. Ular jamaǝtni yiƣixⱪa, xundaⱪla jamaǝtni bargaⱨlirini yiƣixturup yolƣa qiⱪixⱪa qaⱪirix üqün ixlitilidu.
3 Ikki kanay qelinƣanda pütkül jamaǝt sening yeningƣa jamaǝt qediri dǝrwazisining aldiƣa yiƣilidiƣan bolsun.
4 Əgǝr yalƣuz biri qelinsa, ǝmirliri, yǝni mingliƣan Israillarning mingbexiliri sening yeningƣa kelip yiƣilsun.
5 Silǝr ⱪattiⱪ yuⱪiri awaz bilǝn qalƣanda kün qiⱪix tǝrǝptiki bargaⱨlar yolƣa qiⱪsun.
6 Andin silǝr ikkinqi ⱪetim ⱪattiⱪ, yuⱪiri awaz bilǝn qalƣanda jǝnub tǝrǝptiki bargaⱨlar yolƣa qiⱪsun; ular yolƣa qiⱪⱪan qaƣda kanay ⱪattiⱪ, yuⱪiri awaz bilǝn qelinixi kerǝktur.
7 Jamaǝtni yiƣilixⱪa qaⱪiridiƣan qaƣda, kanay qelinglar, ǝmma ⱪattiⱪ, yuⱪiri awaz bilǝn qalmanglar;
8 Ⱨarunning ǝwladliri, kaⱨin bolƣanlar kanaylarni qalsun; bular silǝrgǝ ǝwladmu-ǝwlad bir ǝbǝdiy bǝlgilimǝ bolsun.
9 Əgǝr silǝr ɵz zemininglarda silǝrgǝ zulum salƣan düxmininglar bilǝn jǝng ⱪilixⱪa qiⱪsanglar, ⱪattiⱪ, yuⱪiri awaz bilǝn qelinglar. Xuning bilǝn ɵzünglarning Hudasi bolƣan Pǝrwǝrdigarning aldida yad etilip, düxmininglardin ⱪutulisilǝr.
10 Buningdin baxⱪa, huxal künliringlarda, bekitilgǝn ⱨeytliringlarda wǝ ayning birinqi künliridǝ, silǝr kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ wǝ inaⱪliⱪ ⱪurbanliⱪlirini sunƣininglarda, ⱪurbanliⱪlarning aldida turup kanay qelinglar; xuning bilǝn kanaylar silǝrni Hudayinglarƣa ǝslǝtküqi bolidu; Mǝn Hudayinglar Pǝrwǝrdigardurmǝn.
11 Ikkinqi yili, ikkinqi ayning yigirminqi küni bulut ⱨɵküm-guwaⱨliⱪ qedirining üstidin kɵtürüldi;
12 xuning bilǝn Israillar Sinay qɵlidin qiⱪip, yol elip sǝpǝrlirini baxlidi; bulut Paran qɵlidǝ tohtidi.
13 Bu ularning birinqi ⱪetim Pǝrwǝrdigarning Musaning wastisi bilǝn ⱪilƣan ǝmri boyiqǝ yolƣa qiⱪixi boldi.
14 Yǝⱨuda bargaⱨi ɵzining tuƣi astida ⱪoxun-ⱪoxun bolup aldi bilǝn yolƣa qiⱪti; ⱪoxunning baxliⱪi Amminadabning oƣli Naⱨxon idi.
15 Issakar ⱪǝbilisi ⱪoxunining baxliⱪi Zuarning oƣli Nǝtanǝl idi.
16 Zǝbulun ⱪǝbilisi ⱪoxunining baxliⱪi Ⱨelonning oƣli Eliab idi.
17 Andin ibadǝt qediri quwulup, Gǝrxonning ǝwladliri bilǝn Mǝrarining ǝwladliri uni kɵtürüp yolƣa qiⱪti.
18 Rubǝn bargaⱨi ɵzining tuƣi astida ⱪoxun-ⱪoxun bolup yolƣa qiⱪti; ⱪoxunning baxliⱪi Xidɵrning oƣli Əlizur idi.
19 Ximeon ⱪǝbilisi ⱪoxunining baxliⱪi Zurixaddayning oƣli Xelumiyǝl idi.
20 Gad ⱪǝbilisi ⱪoxunining baxliⱪi Deuǝlning oƣli Əliasaf idi.
21 Andin Koⱨatlar muⱪǝddǝs buyumlarni kɵtürüp yolƣa qiⱪti; ular yetip kelixtin burun ibadǝt qedirini kɵtürgüqilǝr kelip uni tiklǝp ⱪoyuxⱪanidi.
22 Əfraim bargaⱨi ɵzining tuƣi astida ⱪoxun-ⱪoxun bolup yolƣa qiⱪti; ⱪoxunning baxliⱪi Ammiⱨudning oƣli Əlixama idi.
23 Manassǝⱨ ⱪǝbilisi ⱪoxunining baxliⱪi Pidaⱨzurning oƣli Gamaliyǝl idi.
24 Binyamin ⱪǝbilisi ⱪoxunining baxliⱪi Gideonining oƣli Abidan idi.
25 Dan bargaⱨi ⱨǝmmǝ bargaⱨlarning arⱪa muⱨapizǝtqisi bolup, ɵzining tuƣi astida ⱪoxun-ⱪoxun bolup yolƣa qiⱪti; ⱪoxunning baxliⱪi Ammixaddayning oƣli Aⱨiǝzǝr idi.
26 Axir ⱪǝbilisi ⱪoxunining baxliⱪi Okranning oƣli Pagiyǝl idi.
27 Naftali ⱪǝbilisi ⱪoxunining baxliⱪi Enanning oƣli Aⱨira idi.
28 Bular Israillar yolƣa qiⱪⱪanda ⱪoxun-ⱪoxun bolup mengix tǝrtipi idi; ular xu tǝriⱪidǝ yolƣa qiⱪti.
29 Musa ɵzining ⱪeynatisi, Midiyanliⱪ Reuǝlning oƣli Ⱨobabⱪa: — Biz Pǝrwǝrdigar wǝdǝ ⱪilƣan yǝrgǝ ⱪarap sǝpǝr ⱪiliwatimiz, U: «Mǝn u yǝrni silǝrgǝ miras ⱪilip berimǝn» degǝn; ɵzlirining biz bilǝn billǝ mengixlirini ɵtünimǝn, biz siligǝ yahxi ⱪaraymiz, qünki Pǝrwǝrdigar Israil toƣruluⱪ bǝht-saadǝt ata ⱪilimǝn dǝp wǝdǝ bǝrgǝn, — dedi.
30 Lekin Ⱨobab Musaƣa: — Yaⱪ, mǝn ɵz yurtum, ɵz uruⱪ-tuƣⱪanlirimƣa ketimǝn, — dedi.
31 Musa uningƣa: Bizdin ayrilip kǝtmisilǝ; qünki sili qɵldǝ ⱪandaⱪ bargaⱨ ⱪuriximiz kerǝklikini bilila, sili bizgǝ kɵz bolup bǝrsilǝ.
32 Xundaⱪ boliduki, biz bilǝn billǝ barsila, kǝlgüsidǝ Pǝrwǝrdigar bizgǝ ⱪandaⱪ yahxiliⱪ ⱪilsa, bizmu siligǝ xundaⱪ ⱪilimiz! — dedi.
33 Israillar Pǝrwǝrdigar teƣidin yolƣa qiⱪip üq kün yol mangdi; Pǝrwǝrdigarning ǝⱨdǝ sanduⱪi ularƣa aram alidiƣan yǝr izdǝp ularning aldida üq kün yol baxlap mangdi.
Qɵl-bayawandiki sǝpǝr 10 in Muⱪeddes Kalam (yǝngi yeziⱪ)