Text copied!
Bibles in Uighur

روسۇللارنىڭ پائالىيەتلىرى 2:1-34 in Uighur

Help us?

روسۇللارنىڭ پائالىيەتلىرى 2:1-34 in مۇقېددېس‭ ‬كالام (‭‬يەنگى‭ ‬يېزىق‭ ‬ )

1 ئەمدى «ئورما ھېيت» كۈنىنىڭ ۋاقتى‫‪‎-‎‬‬سائىتى توشقاندا، بۇلارنىڭ ھەممىسى يېرۇسالېمدا بىر يەرگە جەم بولغانىدى.  
2 ئاسماندىن تۇيۇقسىز كۈچلۈك شامال سوققاندەك بىر ئاۋاز ئاڭلىنىپ، ئۇلار ئولتۇرۇۋاتقان ئۆينى بىر ئالدى.
3 ئوت يالقۇنىدەك تىللار ئۇلارغا كۆرۈنۈپ، ئۇلارنىڭ ھەربىرىنىڭ ئۈستىگە تارقىلىپ قوندى.
4 ئۇلارنىڭ ھەممىسى مۇقەددەس روھقا تولدۇرۇلۇپ، روھ ئۇلارغا سۆز ئاتا قىلىشى بىلەن ئۇلار نامەلۇم تىللاردا سۆزلىگىلى تۇردى.
5 ئۇ چاغدا، يېرۇسالېمدا ئاسمان ئاستىدىكى بارلىق ئەللەردىن كەلگەن نۇرغۇن ئىخلاسمەن يەھۇدىي ئەرلەرمۇ تۇرۇۋاتقانىدى.
6 ئەمدى ئېتىقادچىلارنىڭ بۇ ئاۋازى ئاڭلىنىپ، توپ‫‪‎-‎‬‬توپ ئادەملەر شۇ يەرگە جەم بولۇشتى ھەمدە ئېتىقادچىلارنىڭ ئۆزلىرى تۇرۇشلۇق جايدىكى تىللاردا سۆزلىشىۋاتقانلىقىنى ئاڭلاپ، تېڭىرقاپ قېلىشتى.
7 ئۇلار ھەيران بولۇپ تەئەججۈپلىنىپ‫‪:‬‬ ــ قاراڭلار، سۆزلىشىۋاتقانلارنىڭ ھەممىسى گالىلىيەلىكلەرغۇ؟
8 قانداقلارچە ئۇلارنىڭ بىزنىڭ ئانا يۇرتىمىزدىكى تىللىرىمىزدا سۆزلىشىۋاتقانلىقىنى ئاڭلاۋاتقاندىمىز؟
9 ئارىمىزدا پارتىيالار، مېدىئالار، ئېلاملار، شۇنداقلا مېسوپوتامىيە، يەھۇدىيە، كاپادوكىيا، پونتۇس، ئاسىيا،
11 فرىگىيە ھەم پامفىلىيە، مىسىر، لىۋىيەنىڭ كۇرىنىگە يېقىن جايلىرىدىن كەلگەنلەر، شۇنىڭدەك مۇشۇ يەردە مۇساپىر بولۇپ تۇرۇۋاتقان رىم شەھىرىدىن كەلگەنلەر ــ يەھۇدىيلار بولسۇن، تەۋرات ئېتىقادىغا كىرگەنلەر بولسۇن، كرېتلار ۋە ئەرەبلەر بولسۇن، ھەممىمىز ئۇلارنىڭ خۇدانىڭ قىلغان ئۇلۇغ ئەمەللىرىنى بىزنىڭ ئانا تىللىرىمىزدا سۆزلەۋاتقانلىقىنى ئاڭلاۋاتىمىز! ــ دېيىشتى.
12 ئۇلار ھاڭ‫‪‎-‎‬‬تاڭ قېلىپ ئالاقزادىلىك بىلەن بىر‫‪‎-‎‬‬بىرىگە‫‪:‬‬ ــ بۇ زادى قانداق ئىشتۇ؟ ــ دېيىشتى.
13 ئەمما بەزىلەر‫‪:‬‬ ــ بۇلار يېڭى شاراب بىلەن ئوبدانلا مەست بولۇپ قاپتۇ! ــ دەپ مەسخىرە قىلىشتى.
14 ئەمما پېترۇس قالغان ئون بىرەيلەن بىلەن ئورنىدىن تۇرۇپ، ئاۋازىنى كۆتۈرۈپ كۆپچىلىككە مۇنداق دېدى‫‪:‬‬ ــ ئەي يەھۇدىيەدىكىلەر ۋە يېرۇسالېمدا بارلىق تۇرۇۋاتقانلار! بۇ ئىش سىلەرگە مەلۇم بولغايكى، سۆزلىرىمگە قۇلاق سېلىڭلار!
15 بۇلار سىلەر ئويلىغاندەك مەست ئەمەس، چۈنكى ھازىر پەقەت ئەتىگەن سائەت توققۇز بولدى.
16 ئەمەلىيەتتە بۇ دەل يوئېل پەيغەمبەر ئارقىلىق ئالدىن ئېيتىلغان شۇ ئىشتۇر‫‪:‬‬
17 ــ «خۇدا مۇنداق دېدى‫‪:‬‬ «مەن ئاخىرقى كۈنلەردە ئۆز روھىمنى بارلىق ئەت ئىگىلىرى ئۈستىگە قۇيىمەن؛ سىلەرنىڭ ئوغۇل‫‪‎-‎‬‬قىزلىرىڭلار ۋەھىيلىك بېشارەت يەتكۈزىدۇ، سىلەرنىڭ يىگىتلىرىڭلار غايىبانە ئالامەت كۆرۈنۈشلەرنى كۆرىدۇ؛ سىلەرنىڭ قېرىلىرىڭلار ئالامەت چۈشلەرنى كۆرىدۇ؛  
18 بەرھەق، شۇ كۈنلەردە قۇللىرىم ئۈستىگىمۇ، دېدەكلىرىم ئۈستىگىمۇ روھىمنى قۇيىمەن، ئۇلار بېشارەت يەتكۈزىدۇ.
19 مەن يۇقىرىدا ئاسمانلاردا كارامەت ئىشلار، تۆۋەندە، زېمىندا مۆجىزىلىك ئالامەتلەرنى، قان، ئوت، ئىس‫‪‎-‎‬‬تۈتەك تۈۋرۈكلىرىنى كۆرسىتىمەن.
20 رەبنىڭ ئۇلۇغ ھەم كارامەت‫‪‎-‎‬‬شەرەپلىك كۈنى بولمىغۇچە، قۇياش قاراڭغۇلۇققا، ئاي قانغا ئايلاندۇرۇلىدۇ.
21 ھەم شۇ چاغدا شۇنداق ئەمەلگە ئاشۇرۇلىدۇكى، رەبنىڭ نامىنى چاقىرىپ نىدا قىلغانلارنىڭ ھەممىسى قۇتقۇزۇلىدۇ».  
22 ئەي ئىسرائىللار، مۇشۇ سۆزلەرنى ئاڭلاڭلار. ناسارەتلىك ئەيسا بولسا، خۇدا ئاراڭلاردا ئۇ ئارقىلىق كۆرسەتكەن قۇدرەتلىك ئەمەللەر، كارامەتلەر ۋە مۆجىزىلىك ئالامەتلەر بىلەن سىلەرگە تەستىقلىغان بىر زات ــ بۇ ئىشلار ھەممىڭلارغا مەلۇم ــ
23 ئۇ كىشى خۇدانىڭ بېكىتكەن مەقسىتى ۋە ئالدىنئالا بىلىشى بويىچە ساتقۇنلۇققا ئۇچراپ تۇتۇپ بېرىلگەندىن كېيىن، سىلەر ئۇنى تەۋرات قانۇنىسىز يۈرگەن ئادەملەرنىڭ قولى ئارقىلىق كرېستلەپ ئۆلتۈرگۈزدۈڭلار.   
24 لېكىن خۇدا ئۇنى ئۆلۈمنىڭ ئازابلارنىڭ ئىلكىدىن ئازاد قىلىپ قايتا تىرىلدۈردى. چۈنكى ئۆلۈمنىڭ ئۇنى تۇتقۇن قىلىشى ھەرگىز مۇمكىن ئەمەس.
25 داۋۇت زەبۇردا ئۇ توغرۇلۇق مۇنداق ئالدىن ئېيتقان‫‪:‬‬ «مەن پەرۋەردىگارنى ھەردائىم كۆز ئالدىمدا كۆرۈپ كېلىۋاتىمەن؛ ئۇ ئوڭ يېنىمدا بولغاچقا، مەن ھەرگىز تەۋرەنمەيمەن.
26 شۇڭا مېنىڭ قەلبىم خۇشاللاندى، مېنىڭ تىلىم شادلىنىپ يايرىدى؛ مېنىڭ تېنىم ئۈمىد‫‪‎-‎‬‬ئارزۇ ئىچىدە تۇرىدۇ؛
27 چۈنكى سەن جېنىمنى تەھتىسارادا قالدۇرمايسەن، شۇنداقلا سېنىڭ مۇقەددەس بولغۇچۇڭغا چىرىشلەرنى كۆرگۈزمەيسەن.
28 سەن ماڭا ھايات يوللىرىنى كۆرسەتكەنسەن؛ ھۇزۇرۇڭ بىلەن مېنى شاد‫‪‎-‎‬‬خۇراملىققا تولۇپ تاشقۇزىسەن».  
29 قېرىنداشلار، مەن ئاتىمىز پادىشاھ داۋۇت توغرۇلۇق ھېچ ئىككىلەنمەي شۇنى ئېيتىمەنكى، ئۇ ئۆلدى ۋە ئۇنىڭ قەبرىسى بۈگۈنكى كۈنگىچە ئارىمىزدا بار.
30 ئەمدى ئۇ پەيغەمبەر بولۇپ، خۇدانىڭ ئۇنىڭ تەختىگە ئولتۇرۇشقا ئۆز پۇشتىدىن بىرەيلەننى تۇرغۇزۇشقا قەسەم بىلەن ۋەدە بەرگەنلىكىنى بىلەتتى.   
31 ئۇ مەسىھنىڭ ئۆلگەندىن كېيىن تىرىلدۈرۈلىدىغىنىنى ئالدىنئالا كۆرۈپ يەتكەن ۋە بۇ مۇناسىۋەت بىلەن مەسىھنىڭ تەھتىسارادا قالدۇرۇلمايدىغىنىنى ۋە تېنىنىڭ چىرىمەيدىغىنىنى تىلغا ئالغان.
32 خۇدا دەل بۇ ئەيسانى ئۆلۈمدىن تىرىلدۈردى، ۋە ھەممىمىز بۇ ئىشنىڭ گۇۋاھچىلىرىمىز.
33 ئۇ خۇدانىڭ ئوڭ يېنىدا شان‫‪‎-‎‬‬شەرەپ ئىچىدە ئولتۇرغۇزۇلۇپ، شۇنداقلا ئاتا ۋەدە قىلغان مۇقەددەس روھنى قوبۇل قىلىپ، ھازىر كۆرۈۋاتقان ھەم ئاڭلاۋاتقانلىرىڭلارنى تۆكۈپ بىزلەرگە چۈشۈردى.   
روسۇللارنىڭ پائالىيەتلىرى 2 in مۇقېددېس‭ ‬كالام (‭‬يەنگى‭ ‬يېزىق‭ ‬ )

Росулларниң паалийәтлири 2:1-34 in Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

1 Әнди «орма һейт» күниниң вақти-саити тошқанда, буларниң һәммиси Йерусалимда бир йәргә җәм болған еди.  
2 Асмандин туюқсиз күчлүк шамал соққандәк бир аваз аңлинип, улар олтириватқан өйни бир алди.
3 От ялқунидәк тиллар уларға көрүнүп, уларниң һәр бириниң үстигә тарқилип қонди.
4 Уларниң һәммиси Муқәддәс Роһқа толдурулуп, Роһ уларға сөз ата қилиши билән улар намәлум тилларда сөзлигили турди.
5 У чағда, асман астидики барлиқ әлләрдин кәлгән нурғун ихласмән Йәһудий әрләрму Йерусалимда туруватқан еди.
6 Әнди етиқатчиларниң бу авази аңлинип, топ-топ адәмләр шу йәргә җәм болушти һәмдә етиқатчиларниң өзлири турушлуқ җайдики тилларда сөзлишиватқанлиғини аңлап, теңирқап қелишти.
7 Улар һәйран болуп тәәҗҗүплинип: — Қараңлар, сөзлишиватқанларниң һәммиси Галилийәликләрғу?
8 Қандақларчә уларниң бизниң ана жутимиздики тиллиримизда сөзлишиватқанлиғини аңлаватқандимиз?
9 Аримизда Партиялар, Медиалар, Еламлар, шундақла Месопотамийә, Йәһудийә, Кападокия, Понтус, Асия,
10 Фригийә һәм Памфилийә, Мисир, Ливийәниң Куринигә йеқин җайлиридин кәлгәнләр, шуниңдәк мошу йәрдә мусапир болуп туруватқан Рим шәһиридин кәлгәнләр — Йәһудийлар болсун, Тәврат етиқатиға киргәнләр болсун, Кретлар вә Әрәбләр болсун, һәммимиз уларниң Худаниң қилған улуқ әмәллирини бизниң ана тиллиримизда сөзләватқанлиғини аңлаватимиз! — дейишти.
12 Улар һаң-таң қелип алақзадилик билән бир-биригә: — Бу зади қандақ ишту? — дейишти.
13 Амма бәзиләр: — Булар йеңи шарап билән убданла мәс болуп қапту! — дәп мәсқирә қилишти.
14 Амма Петрус қалған он бирәйлән билән орнидин туруп, авазини көтирип көпчиликкә мундақ деди: — Әй Йәһудийәдикиләр вә Йерусалимда барлиқ туруватқанлар! Бу иш силәргә мәлум болғайки, сөзлиримгә қулақ селиңлар!
15 Булар силәр ойлиғандәк мәс әмәс, чүнки һазир пәқәт әтигән саат тоққуз болди.
16 Әмәлийәттә бу дәл Йоел пәйғәмбәр арқилиқ алдин-ала ейтилған шу иштур:
17 — «Худа мундақ деди: «Мән ахирқи күнләрдә Өз Роһумни барлиқ әт егилири үстигә қуйимән; Силәрниң оғул-қизлириңлар вәһийлик бешарәт йәткүзиду, Силәрниң жигитлириңлар ғайипанә аламәт көрүнүшләрни көриду; Силәрниң қерилириңлар аламәт чүшләрни көриду;  
18 Бәрһәқ, шу күнләрдә қуллирим үстигиму, дедәклирим үстигиму Роһумни қуйимән, улар бешарәт йәткүзиду.
19 Мән жуқурида асманларда карамәт ишлар, төвәндә, зиминда мөҗизилик аламәтләрни, Қан, от, ис-түтәк түврүклирини көрситимән.
20 Рәбниң улуқ һәм карамәт-шәрәплик күни болмиғичә, Қуяш қараңғулуққа, Ай қанға айландурулиду.
21 Һәм шу чағда шундақ әмәлгә ашурулидуки, Рәбниң намини чақирип нида қилғанларниң һәммиси қутқузулиду».  
22 Әй Исраиллар, мошу сөзләрни аңлаңлар. Насарәтлик Әйса болса, Худа араңларда у арқилиқ көрсәткән қудрәтлик әмәлләр, карамәтләр вә мөҗизилик аламәтләр билән силәргә тәстиқлиған бир зат — бу ишлар һәммиңларға мәлум —
23 у киши Худаниң бекиткән мәхсити вә алдин-ала билиши бойичә сатқунлуққа учрап тутуп берилгәндин кейин, силәр уни Тәврат қанунисиз жүргән адәмләрниң қоли арқилиқ крестләп өлтүргүздүңлар.   
24 Лекин Худа уни өлүмниң азапларниң илкидин азат қилип қайта тирилдүрди. Чүнки өлүмниң уни тутқун қилиши һәргиз мүмкин әмәс.
25 Давут Зәбурда у тоғрилиқ мундақ алдин-ала ейтқан: «Мән Пәрвәрдигарни һәрдайим көз алдимда көрүп келиватимән; У оң йенимда болғачқа, Мән һәргиз тәврәнмәймән.
26 Шуңа мениң қәлбим хошалланди, Мениң тилим шатлинип яйриди; Мениң теним үмүт-арзу ичидә туриду;
27 Чүнки Сән җенимни тәһтисарада қалдурмайсән, Шундақла Сениң Муқәддәс Болғучуңға чиришләрни көргүзмәйсән.
28 Сән маңа һаят йоллирини көрсәткәнсән; Һозуруң билән мени шат-хурамлиққа толуп ташқузисән».  
29 Қериндашлар, мән атимиз падишаһ Давут тоғрилиқ һеч иккиләнмәй шуни ейтимәнки, у өлди вә униң қәбри бүгүнки күнгичә аримизда бар.
30 Әнди у пәйғәмбәр болуп, Худаниң униң тәхтигә олтиришқа өз пуштидин бирәйләнни турғузушқа қәсәм билән вәдә бәргәнлигини биләтти.   
31 У Мәсиһниң өлгәндин кейин тирилдүрүлидиғинини алдин-ала көрүп йәткән вә бу мунасивәт билән Мәсиһниң тәһтисарада қалдурулмайдиғинини вә тениниң чиримәйдиғинини тилға алған.
32 Худа дәл бу Әйсани өлүмдин тирилдүрди, вә һәммимиз бу ишниң гувачилиримиз.
33 У Худаниң оң йенида шан-шәрәп ичидә олтарғузулуп, шундақла Ата вәдә қилған Муқәддәс Роһни қобул қилип, һазир көрүватқан һәм аңлаватқанлириңларни төкүп бизләргә чүшүрди.   
34 Чүнки Давут өзи әршкә чиққан әмәс; лекин у муну сәзләрни Зәбурда ейтқан: — «Пәрвәрдигар мениң Рәббимгә ейттики: — «Мән сениң дүшмәнлириңни тәхтипәриң қилмиғичә, Мениң оң йенимда олтарғин!»».  
Росулларниң паалийәтлири 2 in Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

Rosullarning paaliyetliri 2:1-34 in Muqeddes Kalam (latin yéziq)

1 Emdi «orma héyt» künining waqti-saiti toshqanda, bularning hemmisi Yérusalémda bir yerge jem bolghanidi.  
2 Asmandin tuyuqsiz küchlük shamal soqqandek bir awaz anglinip, ular olturuwatqan öyni bir aldi.
3 Ot yalqunidek tillar ulargha körünüp, ularning herbirining üstige tarqilip qondi.
4 Ularning hemmisi Muqeddes Rohqa toldurulup, Roh ulargha söz ata qilishi bilen ular namelum tillarda sözligili turdi.
5 U chaghda, asman astidiki barliq ellerdin kelgen nurghun ixlasmen Yehudiy erlermu Yérusalémda turuwatqanidi.
6 Emdi étiqadchilarning bu awazi anglinip, top-top ademler shu yerge jem bolushti hemde étiqadchilarning özliri turushluq jaydiki tillarda sözlishiwatqanliqini anglap, téngirqap qélishti.
7 Ular heyran bolup teejjüplinip: — Qaranglar, sözlishiwatqanlarning hemmisi Galiliyeliklerghu?
8 Qandaqlarche ularning bizning ana yurtimizdiki tillirimizda sözlishiwatqanliqini anglawatqandimiz?
9 Arimizda Partiyalar, Médialar, Élamlar, shundaqla Mésopotamiye, Yehudiye, Kapadokiya, Pontus, Asiya,
10 Frigiye hem Pamfiliye, Misir, Liwiyening Kurinige yéqin jayliridin kelgenler, shuningdek mushu yerde musapir bolup turuwatqan Rim shehiridin kelgenler — Yehudiylar bolsun, Tewrat étiqadigha kirgenler bolsun, Krétlar we Erebler bolsun, hemmimiz ularning Xudaning qilghan ulugh emellirini bizning ana tillirimizda sözlewatqanliqini anglawatimiz! — déyishti.
12 Ular hang-tang qélip alaqzadilik bilen bir-birige: — Bu zadi qandaq ishtu? — déyishti.
13 Emma beziler: — Bular yéngi sharab bilen obdanla mest bolup qaptu! — dep mesxire qilishti.
14 Emma Pétrus qalghan on bireylen bilen ornidin turup, awazini kötürüp köpchilikke mundaq dédi: — Ey Yehudiyedikiler we Yérusalémda barliq turuwatqanlar! Bu ish silerge melum bolghayki, sözlirimge qulaq sélinglar!
15 Bular siler oylighandek mest emes, chünki hazir peqet etigen saet toqquz boldi.
16 Emeliyette bu del Yoél peyghember arqiliq aldin éytilghan shu ishtur:
17 — «Xuda mundaq dédi: «Men axirqi künlerde Öz Rohimni barliq et igiliri üstige quyimen; Silerning oghul-qizliringlar wehiylik bésharet yetküzidu, Silerning yigitliringlar ghayibane alamet körünüshlerni köridu; Silerning qériliringlar alamet chüshlerni köridu;  
18 Berheq, shu künlerde qullirim üstigimu, dédeklirim üstigimu Rohimni quyimen, ular bésharet yetküzidu.
19 Men yuqirida asmanlarda karamet ishlar, töwende, zéminda möjizilik alametlerni, Qan, ot, is-tütek tüwrüklirini körsitimen.
20 Rebning ulugh hem karamet-shereplik küni bolmighuche, Quyash qarangghuluqqa, Ay qan'gha aylandurulidu.
21 Hem shu chaghda shundaq emelge ashuruliduki, Rebning namini chaqirip nida qilghanlarning hemmisi qutquzulidu».  
22 Ey Israillar, mushu sözlerni anglanglar. Nasaretlik Eysa bolsa, Xuda aranglarda u arqiliq körsetken qudretlik emeller, karametler we möjizilik alametler bilen silerge testiqlighan bir zat — bu ishlar hemminglargha melum —
23 u kishi Xudaning békitken meqsiti we aldinala bilishi boyiche satqunluqqa uchrap tutup bérilgendin kéyin, siler uni Tewrat qanunisiz yürgen ademlerning qoli arqiliq kréstlep öltürgüzdünglar.   
24 Lékin Xuda uni ölümning azablarning ilkidin azad qilip qayta tirildürdi. Chünki ölümning uni tutqun qilishi hergiz mumkin emes.
25 Dawut Zeburda u toghruluq mundaq aldin éytqan: «Men Perwerdigarni herdaim köz aldimda körüp kéliwatimen; U ong yénimda bolghachqa, Men hergiz tewrenmeymen.
26 Shunga méning qelbim xushallandi, Méning tilim shadlinip yayridi; Méning ténim ümid-arzu ichide turidu;
27 Chünki Sen jénimni tehtisarada qaldurmaysen, Shundaqla Séning Muqeddes Bolghuchunggha chirishlerni körgüzmeysen.
28 Sen manga hayat yollirini körsetkensen; Huzurung bilen méni shad-xuramliqqa tolup tashquzisen».  
29 Qérindashlar, men atimiz padishah Dawut toghruluq héch ikkilenmey shuni éytimenki, u öldi we uning qebrisi bügünki kün'giche arimizda bar.
30 Emdi u peyghember bolup, Xudaning uning textige olturushqa öz pushtidin bireylenni turghuzushqa qesem bilen wede bergenlikini biletti.   
31 U Mesihning ölgendin kéyin tirildürülidighinini aldinala körüp yetken we bu munasiwet bilen Mesihning tehtisarada qaldurulmaydighinini we ténining chirimeydighinini tilgha alghan.
32 Xuda del bu Eysani ölümdin tirildürdi, we hemmimiz bu ishning guwahchilirimiz.
33 U Xudaning ong yénida shan-sherep ichide olturghuzulup, shundaqla Ata wede qilghan Muqeddes Rohni qobul qilip, hazir körüwatqan hem anglawatqanliringlarni töküp bizlerge chüshürdi.   
34 Chünki Dawut özi ershke chiqqan emes; lékin u munu sezlerni Zeburda éytqan: — «Perwerdigar méning Rebbimge éyttiki: — «Men séning düshmenliringni textipering qilmighuche, Méning ong yénimda olturghin!»».  
Rosullarning paaliyetliri 2 in Muqeddes Kalam (latin yéziq)

Rosullarning paaliyǝtliri 2:1-34 in Muⱪeddes Kalam (yǝngi yeziⱪ)

1 Əmdi «orma ⱨeyt» künining waⱪti-saiti toxⱪanda, bularning ⱨǝmmisi Yerusalemda bir yǝrgǝ jǝm bolƣanidi.  
2 Asmandin tuyuⱪsiz küqlük xamal soⱪⱪandǝk bir awaz anglinip, ular olturuwatⱪan ɵyni bir aldi.
3 Ot yalⱪunidǝk tillar ularƣa kɵrünüp, ularning ⱨǝrbirining üstigǝ tarⱪilip ⱪondi.
4 Ularning ⱨǝmmisi Muⱪǝddǝs Roⱨⱪa toldurulup, Roⱨ ularƣa sɵz ata ⱪilixi bilǝn ular namǝlum tillarda sɵzligili turdi.
5 U qaƣda, asman astidiki barliⱪ ǝllǝrdin kǝlgǝn nurƣun ihlasmǝn Yǝⱨudiy ǝrlǝrmu Yerusalemda turuwatⱪanidi.
6 Əmdi etiⱪadqilarning bu awazi anglinip, top-top adǝmlǝr xu yǝrgǝ jǝm boluxti ⱨǝmdǝ etiⱪadqilarning ɵzliri turuxluⱪ jaydiki tillarda sɵzlixiwatⱪanliⱪini anglap, tengirⱪap ⱪelixti.
7 Ular ⱨǝyran bolup tǝǝjjüplinip: — Ⱪaranglar, sɵzlixiwatⱪanlarning ⱨǝmmisi Galiliyǝliklǝrƣu?
8 Ⱪandaⱪlarqǝ ularning bizning ana yurtimizdiki tillirimizda sɵzlixiwatⱪanliⱪini anglawatⱪandimiz?
9 Arimizda Partiyalar, Medialar, Elamlar, xundaⱪla Mesopotamiyǝ, Yǝⱨudiyǝ, Kapadokiya, Pontus, Asiya,
10 Frigiyǝ ⱨǝm Pamfiliyǝ, Misir, Liwiyǝning Kurinigǝ yeⱪin jayliridin kǝlgǝnlǝr, xuningdǝk muxu yǝrdǝ musapir bolup turuwatⱪan Rim xǝⱨiridin kǝlgǝnlǝr — Yǝⱨudiylar bolsun, Tǝwrat etiⱪadiƣa kirgǝnlǝr bolsun, Kretlar wǝ Ərǝblǝr bolsun, ⱨǝmmimiz ularning Hudaning ⱪilƣan uluƣ ǝmǝllirini bizning ana tillirimizda sɵzlǝwatⱪanliⱪini anglawatimiz! — deyixti.
12 Ular ⱨang-tang ⱪelip alaⱪzadilik bilǝn bir-birigǝ: — Bu zadi ⱪandaⱪ ixtu? — deyixti.
13 Əmma bǝzilǝr: — Bular yengi xarab bilǝn obdanla mǝst bolup ⱪaptu! — dǝp mǝshirǝ ⱪilixti.
14 Əmma Petrus ⱪalƣan on birǝylǝn bilǝn ornidin turup, awazini kɵtürüp kɵpqilikkǝ mundaⱪ dedi: — Əy Yǝⱨudiyǝdikilǝr wǝ Yerusalemda barliⱪ turuwatⱪanlar! Bu ix silǝrgǝ mǝlum bolƣayki, sɵzlirimgǝ ⱪulaⱪ selinglar!
15 Bular silǝr oyliƣandǝk mǝst ǝmǝs, qünki ⱨazir pǝⱪǝt ǝtigǝn saǝt toⱪⱪuz boldi.
16 Əmǝliyǝttǝ bu dǝl Yoel pǝyƣǝmbǝr arⱪiliⱪ aldin eytilƣan xu ixtur:
17 — «Huda mundaⱪ dedi: «Mǝn ahirⱪi künlǝrdǝ Ɵz Roⱨimni barliⱪ ǝt igiliri üstigǝ ⱪuyimǝn; Silǝrning oƣul-ⱪizliringlar wǝⱨiylik bexarǝt yǝtküzidu, Silǝrning yigitliringlar ƣayibanǝ alamǝt kɵrünüxlǝrni kɵridu; Silǝrning ⱪeriliringlar alamǝt qüxlǝrni kɵridu;  
18 Bǝrⱨǝⱪ, xu künlǝrdǝ ⱪullirim üstigimu, dedǝklirim üstigimu Roⱨimni ⱪuyimǝn, ular bexarǝt yǝtküzidu.
19 Mǝn yuⱪirida asmanlarda karamǝt ixlar, tɵwǝndǝ, zeminda mɵjizilik alamǝtlǝrni, Ⱪan, ot, is-tütǝk tüwrüklirini kɵrsitimǝn.
20 Rǝbning uluƣ ⱨǝm karamǝt-xǝrǝplik küni bolmiƣuqǝ, Ⱪuyax ⱪarangƣuluⱪⱪa, Ay ⱪanƣa aylandurulidu.
21 Ⱨǝm xu qaƣda xundaⱪ ǝmǝlgǝ axuruliduki, Rǝbning namini qaⱪirip nida ⱪilƣanlarning ⱨǝmmisi ⱪutⱪuzulidu».  
22 Əy Israillar, muxu sɵzlǝrni anglanglar. Nasarǝtlik Əysa bolsa, Huda aranglarda u arⱪiliⱪ kɵrsǝtkǝn ⱪudrǝtlik ǝmǝllǝr, karamǝtlǝr wǝ mɵjizilik alamǝtlǝr bilǝn silǝrgǝ tǝstiⱪliƣan bir zat — bu ixlar ⱨǝmminglarƣa mǝlum —
23 u kixi Hudaning bekitkǝn mǝⱪsiti wǝ aldinala bilixi boyiqǝ satⱪunluⱪⱪa uqrap tutup berilgǝndin keyin, silǝr uni Tǝwrat ⱪanunisiz yürgǝn adǝmlǝrning ⱪoli arⱪiliⱪ krestlǝp ɵltürgüzdünglar.   
24 Lekin Huda uni ɵlümning azablarning ilkidin azad ⱪilip ⱪayta tirildürdi. Qünki ɵlümning uni tutⱪun ⱪilixi ⱨǝrgiz mumkin ǝmǝs.
25 Dawut Zǝburda u toƣruluⱪ mundaⱪ aldin eytⱪan: «Mǝn Pǝrwǝrdigarni ⱨǝrdaim kɵz aldimda kɵrüp keliwatimǝn; U ong yenimda bolƣaqⱪa, Mǝn ⱨǝrgiz tǝwrǝnmǝymǝn.
26 Xunga mening ⱪǝlbim huxallandi, Mening tilim xadlinip yayridi; Mening tenim ümid-arzu iqidǝ turidu;
27 Qünki Sǝn jenimni tǝⱨtisarada ⱪaldurmaysǝn, Xundaⱪla Sening Muⱪǝddǝs Bolƣuqungƣa qirixlǝrni kɵrgüzmǝysǝn.
28 Sǝn manga ⱨayat yollirini kɵrsǝtkǝnsǝn; Ⱨuzurung bilǝn meni xad-huramliⱪⱪa tolup taxⱪuzisǝn».  
29 Ⱪerindaxlar, mǝn atimiz padixaⱨ Dawut toƣruluⱪ ⱨeq ikkilǝnmǝy xuni eytimǝnki, u ɵldi wǝ uning ⱪǝbrisi bügünki kün'giqǝ arimizda bar.
30 Əmdi u pǝyƣǝmbǝr bolup, Hudaning uning tǝhtigǝ olturuxⱪa ɵz puxtidin birǝylǝnni turƣuzuxⱪa ⱪǝsǝm bilǝn wǝdǝ bǝrgǝnlikini bilǝtti.   
31 U Mǝsiⱨning ɵlgǝndin keyin tirildürülidiƣinini aldinala kɵrüp yǝtkǝn wǝ bu munasiwǝt bilǝn Mǝsiⱨning tǝⱨtisarada ⱪaldurulmaydiƣinini wǝ tenining qirimǝydiƣinini tilƣa alƣan.
32 Huda dǝl bu Əysani ɵlümdin tirildürdi, wǝ ⱨǝmmimiz bu ixning guwaⱨqilirimiz.
33 U Hudaning ong yenida xan-xǝrǝp iqidǝ olturƣuzulup, xundaⱪla Ata wǝdǝ ⱪilƣan Muⱪǝddǝs Roⱨni ⱪobul ⱪilip, ⱨazir kɵrüwatⱪan ⱨǝm anglawatⱪanliringlarni tɵküp bizlǝrgǝ qüxürdi.   
34 Qünki Dawut ɵzi ǝrxkǝ qiⱪⱪan ǝmǝs; lekin u munu sǝzlǝrni Zǝburda eytⱪan: — «Pǝrwǝrdigar mening Rǝbbimgǝ eyttiki: — «Mǝn sening düxmǝnliringni tǝhtipǝring ⱪilmiƣuqǝ, Mening ong yenimda olturƣin!»».  
Rosullarning paaliyǝtliri 2 in Muⱪeddes Kalam (yǝngi yeziⱪ)