Text copied!
Bibles in Uighur

روسۇللارنىڭ پائالىيەتلىرى 17:2-30 in Uighur

Help us?

روسۇللارنىڭ پائالىيەتلىرى 17:2-30 in مۇقېددېس‭ ‬كالام (‭‬يەنگى‭ ‬يېزىق‭ ‬ )

2 پاۋلۇس ئادىتى بويىچە ئۇلارنىڭ ئارىسىغا كىرىپ، ئۇدا ئۈچ شابات كۈنى ئۇ يەردە جەم بولغانلار بىلەن مۇقەددەس يازمىلارنى شەرھلەپ مۇنازىرىلىشىپ،
3 ئۇلارغا مەسىھنىڭ ئازاب‫‪‎-‎‬‬ئوقۇبەتلەر تارتقاندىن كېيىن ئۆلۈمدىن تىرىلىشى مۇقەررەر دەپ چۈشەندۈردى ھەم ئىسپاتلىدى ۋە‫‪:‬‬ ــ مەن سىلەرگە جاكارلىغان مۇشۇ ئەيسا دەل مەسىھنىڭ ئۆزى شۇ! ــ دېدى.
4 يەھۇدىيلارنىڭ ئىچىدىن بەزىلەر قايىل بولۇپ ئىشىنىپ، پاۋلۇس بىلەن سىلاسقا قوشۇلدى؛ شۇنداقلا خۇدادىن قورقىدىغان گرېكلەردىن زور بىر توپ ئادەملەر ۋە ئاز بولمىغان يۇقىرى تەبىقىدىكى گرېك ئاياللارمۇ شۇنداق ئىشەندى.  
5 بىراق يەھۇدىيلار بۇنىڭغا ھەسەت قىلىپ، بىرنەچچە قەبىھ ئادەملەرنى يىغىپ، بىر توپ كىشىلەرنى توپلاپ، شەھەرنى ئاستىن‫‪‎-‎‬‬ئۈستۈن قىلىۋەتتى. يەھۇدىيلار پاۋلۇس بىلەن سىلاسنى شەھەر خەلق كېڭەشمىسىگە تاپشۇرۇپ بېرىش ئۈچۈن ئۇلارنى تۇتۇش مەقسىتىدە ياسون ئىسىملىك بىرسىنىڭ ئۆيىگە باستۇرۇپ باردى.
6 لېكىن ئۇلار ئىككىيلەننى تاپالماي ئۇلار ياسون ۋە باشقا بىرنەچچە قېرىشداشنى شەھەر ئەمەلدارلىرىنىڭ ئالدىغا تارتىپ ئاپىرىپ‫‪:‬‬ ــ ھەممە جايلاردا ئالەمنى ئاستىن‫‪‎-‎‬‬ئۈستۈن قىلىۋەتكەن ئاشۇ ئادەملەر مۇشۇ يەرگىمۇ يېتىپ كەلدى؛
7 ياسون ئۇلارنى ئۆيىدە قوبۇل قىلدى. ئۇلار ئەيسا ئىسىملىك باشقا بىر پادىشاھ بار دەپ جاكارلاپ، قەيسەرنىڭ پەرمانلىرىغا قارشى چىقىۋاتىدۇ! ــ دەپ چۇقان سېلىشتى.
8 ئۇلار بۇ سۆزلەر بىلەن خالايىقنى ۋە شەھەر ئەمەلدارلىرىنى دەككە‫‪‎-‎‬‬دۈككىگە سېلىپ قويدى.
9 ئەمەلدارلار ياسون ۋە باشقا تۇتۇپ كېلىنگەنلەردىن كاپالەت پۇلى ئالغاندىن كېيىن، ئۇلارنى قويۇۋەتتى.
10 قېرىنداشلار ھايال بولماي پاۋلۇس بىلەن سىلاسنى شۇ كۈنى كېچىدە بېرىيا شەھىرىگە ئەۋەتىۋەتتى. ئۇلار ئۇ يەرگە يېتىپ بارغاندا، يەھۇدىيلارنىڭ سىناگوگىغا كىردى.   
11 ئۇ يەردىكى سىناگوگدىكىلەر تېسالونىكادىكىلەرگە قارىغاندا ئېسىل خىسلەتلىك بولۇپ، سۆز‫‪‎-‎‬‬كالامنى قىزىقىپ ئاڭلىدى ۋە ئۇلارنىڭ ئېيتقانلىرىنىڭ توغرا ياكى خاتالىقىنى ئېنىقالاپ بىلىش ئۈچۈن، ھەركۈنى مۇقەددەس يازمىلارنى قېتىرقىنىپ ئىزلەندى.
12 نەتىجىدە، ئۇلاردىن نۇرغۇن يەھۇدىيلار، ئېسىلزادە گرېك ئاياللاردىن بىر قىسمى ۋە شۇنداقلا خېلى كۆپ گرېك ئەرلەر ئېتىقاد قىلدى.
13 لېكىن تېسالونىكادىكى يەھۇدىيلار خۇدانىڭ سۆز‫‪‎-‎‬‬كالامىنىڭ پاۋلۇس ئارقىلىق بېرىيادىمۇ جاكارلىنىۋاتقىنىنى ئاڭلاپ، ئۇ يەرگىمۇ بېرىپ توپىلاڭ كۆتۈرمەكچى بولۇپ، ئاممىنى قۇتراتتى.
14 شۇنىڭ بىلەن قېرىنداشلار پاۋلۇسنى دەرھال دېڭىز بويىغا ئەۋەتىۋەتتى. سىلاس بىلەن تىموتىي بولسا بېرىيادا قالدى.
15 پاۋلۇسنى ئۇزىتىپ ماڭغانلار ئۇنى ئافىنا شەھىرىگىچە ئېلىپ باردى. ئاندىن ئۇلار پاۋلۇسنىڭ‫‪:‬‬ ــ «سىلەر سىلاس بىلەن تىموتىيغا مۇمكىنقەدەر مېنىڭ يېنىمغا تېزراق كەلسۇن دەپ يەتكۈزۈپ قويۇڭلار» دېگەن تاپشۇرۇقىنى ئېلىپ، بېرىياغا قايتىپ كەلدى.
16 پاۋلۇس ئافىنا شەھىرىدە سىلاس بىلەن تىموتىينى كۈتۈپ تۇرغاندا، پۈتكۈل شەھەردىكىلەرنىڭ بۇتپەرەسلىككە بېرىلىپ كەتكەنلىكىنى كۆرۈپ، روھى قاتتىق ئازابلاندى.
17 شۇڭا ئۇ سىناگوگدا يەھۇدىيلار ۋە خۇدادىن قورقىدىغانلار بىلەن ھەم شۇنىڭدەك ھەركۈنى بازاردا ئۇچرىغانلا كىشىلەر بىلەن مۇنازىرىلىشەتتى.
18 «ئېپىكۇرلار» ۋە «ستوئىكلار» دەپ ئاتالغان بەزى پەيلاسوپلارمۇ ئۇنىڭ بىلەن مۇنازىرىلىشىشكە باشلىدى. ئۇلاردىن بەزىلەر‫‪:‬‬ ــ بۇ بىلەرمەن پوچى نېمە دەپ جۆيلۈۋاتىدۇ؟ ــ دېيىشتى. يەنە بەزىلەر پاۋلۇسنىڭ ئەيسا ۋە ئادەملەرنىڭ ئۆلۈمدىن تىرىلدۈرۈلىدىغانلىقى ھەققىدىكى خۇش خەۋەرنى جاكارلىغانلىقىدىن‫‪:‬‬ ــ ئۇ يات ئىلاھلارنىڭ تەرغىباتچىسى ئوخشايدۇ! ــ دېيىشتى.
19 شۇڭا، ئۇلار پاۋلۇسنى ئېلىپ «ئارېئوپاگۇس» دېگەن كېڭەش مەيدانىغا ئاپىرىپ‫‪:‬‬ ــ سەن تارقىتىۋاتقان يېڭى تەلىمىڭنىڭ نېمە ئىكەنلىكىنى بىزمۇ بىلسەك قانداق؟
20 چۈنكى سەن بەزى غەيرىي ئىشلارنى قۇلىقىمىزغا يەتكۈزۈۋاتىسەن، بىز ئۇلارنىڭ مەنىسى زادى نېمە ئىكەنلىكىنى بىلگۈمىز بار، ــ دېيىشتى
21 (ئەمدى ئافىنالىقلار ۋە ئۇ يەردە تۇرۇۋاتقان چەت ئەللىكلەرنىڭ ھەممىسى ۋاقتىنى بىرەر يېڭىلىقنى يەتكۈزۈش ياكى ئاڭلاشتىن باشقا ئىشقا سەرپ قىلمايتتى).
22 شۇڭا پاۋلۇس ئارېئوپاگۇس مەيدانىنىڭ ئوتتۇرىسىغا چىقىپ مۇنداق دېدى‫‪:‬‬ ئەي ئافىنا خەلقى! سىلەرنىڭ ھەر جەھەتتىن جىن‫‪‎-‎‬‬ئىلاھلارغا چوقۇنۇشقا قاتتاق بېرىلگەنلىكىڭلارنى كۆردۇم.
23 چۈنكى ھەممە يەرنى ئارىلاپ، سىلەرنىڭ تاۋاپگاھلىرىڭلارنى كۆزدىن كەچۈرگىنىمدە، ئۈستىگە «نامەلۇم بىر خۇداغا ئاتالغان» دەپ پۈتۈلگەن بېغىشلىمىسى بار يەنە بىر قۇربانگاھنى كۆردۈم. ئەمدى مەن سىلەر تونۇماي تۇرۇپ ئىبادەت قىلىۋاتقان شۇ خۇدانى مانا ھازىر سىلەرگە تونۇشتۇرۇپ جاكارلاي.
24 پۈتكۈل ئالەمنى ۋە ئۇنىڭدىكى بارلىق مەۋجۇداتلارنى ياراتقان خۇدا ئاسمان‫‪‎-‎‬‬زېمىننىڭ ئىگىسى بولۇپ، ئىنسانلارنىڭ قولى بىلەن ياسالغان ئىبادەتخانىلاردا تۇرمايدۇ،
25 ياكى بىرەر نەرسىگە ھاجىتى چۈشكەندەك ئىنسانلارنىڭ قوللىرىنىڭ ئەجرىگە موھتاج ئەمەستۇر، چۈنكى ئۇ ئۆزى ھەممە جانىۋارغا ھاياتلىق، نەپەس، شۇنداقلا ئېھتىياجلىق بولغان ھەممە نەرسىنى ئاتا قىلىدۇ.
26 ئۇ بىرلا ئادەمدىن ئىنسانىيەتتىكى بارلىق مىللەتلەرنى بارلىققا كەلتۈردى، ئۇلارنى پۈتۈن يەر يۈزىگە ئورۇنلاشتۇرۇپ، ئۇلارغا خاس بولغان پەيت‫‪‎-‎‬‬پەسىللەر ھەمدە تۇرىدىغان جايلىرىنىڭ پاسىللىرىنى ئالدىن بەلگىلەپ بەردى.   
27 بۇلارنىڭ مەقسىتى «ئىنسانلار مېنى ئىزدىسۇن، بەلكىم سىلاشتۇرۇپ تاپسۇن» دېگەنلىكتۇر. ئەمەلىيەتتە، ئۇ ھېچقايسىمىزدىن يىراق ئەمەس.
28 چۈنكى بىز ئۇنىڭدا ياشايمىز، ھەرىكەت قىلىمىز ۋە ئۇنىڭدا ۋۇجۇدىمىز باردۇر؛ ئاراڭلاردىكى بەزى شائىرلار ئېيتقىنىدەك‫‪:‬‬ «بىز ئۇنىڭ نەسلىدۇرمىز!».
29 شۇڭا، خۇدانىڭ نەسلى بولغاچقا، بىز تەڭرى بولغۇچىنى ئالتۇن‫‪‎-‎‬‬كۈمۈش ياكى تاشتىن ياسالغان، ھۈنەرۋەننىڭ ماھارىتى ۋە تەسەۋۋۇرى بىلەن ئويۇلغان بىرەر نەرسىگە ئوخشايدۇ، دەپ ئويلىماسلىقىمىز كېرەك.
30 شۇڭا خۇدا بۇرۇنقى زامانلاردىكىلەرنىڭ شۇنداق غەپلەتلىك ۋاقىتلىرىنى نەزىرىدىن ساقىت قىلغىنى بىلەن، لېكىن بۈگۈنكى كۈندە ئۇ ھەممىلا يەردە پۈتۈن ئىنسانلارنى گۇناھلىرىغا توۋا قىلىشقا ئەمر قىلماقتا!
روسۇللارنىڭ پائالىيەتلىرى 17 in مۇقېددېس‭ ‬كالام (‭‬يەنگى‭ ‬يېزىق‭ ‬ )

Росулларниң паалийәтлири 17:2-30 in Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

2 Павлус адити бойичә уларниң арисиға кирип, уда үч шабат күни у йәрдә җәм болғанлар билән муқәддәс язмиларни шәрһләп муназирилишип,
3 уларға Мәсиһниң азап-оқубәтләр тартқандин кейин өлүмдин тирилиши муқәррәр дәп чүшәндүрди һәм испатлиди вә: — Мән силәргә җакалиған мошу Әйса дәл Мәсиһниң Өзи шу! — деди.
4 Йәһудийларниң ичидин бәзиләр қайил болуп ишинип, Павлус билән Силасқа қошулди; шундақла Худадин қорқидиған Грекләрдин зор бир топ адәмләр вә аз болмиған жуқури тәбиқидики грек аялларму шундақ ишәнди.  
5 Бирақ Йәһудийлар буниңға һәсәт қилип, бир нәччә қәбиһ адәмләрни жиғип, бир топ кишиләрни топлап, шәһәрни астин-үстүн қиливәтти. Йәһудийлар Павлус билән Силасни шәһәр хәлиқ кеңәшмисигә тапшуруп бериш үчүн уларни тутуш мәхситидә Ясон исимлиқ бирисиниң өйигә бастуруп барди.
6 Лекин улар иккиләнни тапалмай улар Ясон вә башқа бир нәччә қеришдашни шәһәр әмәлдарлириниң алдиға тартип апирип: — Җаһанни астин-үстүн қиливәткән әшу адәмләр мошу йәргиму йетип кәлди;
7 Ясон уларни өйидә қобул қилди. Улар Әйса исимлиқ башқа бир падишаһ бар дәп җакалап, Қәйсәрниң пәрманлириға қарши чиқиватиду! — дәп чуқан селишти.
8 Улар бу сөзләр билән халайиқни вә шәһәр әмәлдарлирини дәккә-дүккигә селип қойди.
9 Әмәлдарлар Ясон вә башқа тутуп келингәнләрдин капаләт пули алғандин кейин, уларни қоювәтти.
10 Қериндашлар кечикмәй Павлус билән Силасни шу күни кечидә Берия шәһиригә әвәтивәтти. Улар у йәргә йетип барғанда, Йәһудийларниң синагогиға кирди.   
11 У йәрдики синагогдикиләр Тесалоникадикиләргә қариғанда есил хисләтлик болуп, сөз-каламни қизиқип аңлиди вә уларниң ейтқанлириниң тоғра яки хаталиқини ениқалап билиш үчүн, һәркүни муқәддәс язмиларни қетирқинип изләнди.
12 Нәтиҗидә, улардин нурғун Йәһудийлар, есилзадә грек аяллардин бир қисми вә шундақла хелә көп грек әрләр етиқат қилди.
13 Лекин Тесалоникадики Йәһудийлар Худаниң сөз-каламиниң Павлус арқилиқ Бериядиму җакалиниватқинини аңлап, у йәргиму берип топилаң көтәрмәкчи болуп, аммини қутратти.
14 Шуниң билән қериндашлар Павлусни дәрһал деңиз бойиға әвәтивәтти. Силас билән Тимотий болса Берияда қалди.
15 Павлусни узитип маңғанлар уни Афина шәһиригичә елип барди. Андин улар Павлусниң: — «Силәр Силас билән Тимотийға мүмкинқәдәр мениң йенимға тезрақ кәлсун дәп йәткүзүп қоюңлар» дегән тапшуруғини елип, Берияға қайтип кәлди.
16 Павлус Афина шәһиридә Силас билән Тимотийни күтүп турғанда, пүткүл шәһәрдикиләрниң бутпәрәсликкә берилип кәткәнлигини көрүп, роһи қаттиқ азапланди.
17 Шуңа у синагогда Йәһудийлар вә Худадин қорқидиғанлар билән һәм шуниңдәк һәркүни базарда учриғанла кишиләр билән муназирилишәтти.
18 «Епикурлар» вә «Стоиклар» дәп аталған бәзи пәйласопларму униң билән муназирилишишкә башлиди. Улардин бәзиләр: — Бу биләрмән почи немә дәп җөйлүватиду? — дейишти. Йәнә бәзиләр Павлусниң Әйса вә адәмләрниң өлүмдин тирилдүрүлидиғанлиғи һәққидики хуш хәвәрни җакалиғанлиғидин: — У ят илаһларниң тәрғибатчиси охшайду! — дейишти.
19 Шуңа, улар Павлусни елип «Ареопагус» дегән кеңәш мәйданиға апирип: — Сән тарқитиватқан йеңи тәлимиңниң немә екәнлигини бизму билсәк қандақ?
20 Чүнки сән бәзи ғәйрий ишларни қулиқимизға йәткүзүватисән, биз уларниң мәниси зади немә екәнлигини билгүмиз бар, — дейишти
21 (әнди Афиналиқлар вә у йәрдә туруватқан чәт әлликләрниң һәммиси вақтини бирәр йеңилиқни йәткүзүш яки аңлаштин башқа ишқа сәрп қилмайтти).
22 Шуңа Павлус Ареопагус мәйданиниң оттурисиға чиқип мундақ деди: Әй Афина хәлқи! Силәрниң һәр җәһәттин җин-илаһларға чоқунушқа қаттақ берилгәнлигиңларни көрдум.
23 Чүнки һәммә йәрни арилап, силәрниң тавапгаһлириңларни көздин кәчүргинимдә, үстигә «Намәлум бир Худаға аталған» дәп пүтүлгән беғишлимиси бар йәнә бир қурбангаһни көрдүм. Әнди мән силәр тонумай туруп ибадәт қиливатқан шу Худани мана һазир силәргә тонуштуруп җакалай.
24 Пүткүл аләмни вә униңдики барлиқ мәвҗудатларни яратқан Худа асман-зиминниң Егиси болуп, инсанларниң қоли билән ясалған ибадәтханиларда турмайду,
25 яки бирәр нәрсигә һаҗити чүшкәндәк инсанларниң қоллириниң әҗригә муһтаҗ әмәстур, чүнки У Өзи һәммә җаниварға һаятлиқ, нәпәс, шундақла еһтияҗлиқ болған һәммә нәрсини ата қилиду.
26 У бирла адәмдин инсанийәттики барлиқ милләтләрни барлиққа кәлтүрди, уларни пүтүн йәр йүзигә орунлаштуруп, уларға хас болған пәйт-пәсилләр һәмдә туридиған җайлириниң пасиллирини алдин бәлгүләп бәрди.   
27 Буларниң мәхсити «Инсанлар мени издисун, бәлким силаштуруп тапсун» дегәнликтур. Әмәлийәттә, у һеч қайсимиздин жирақ әмәс.
28 Чүнки биз Униңда яшаймиз, һәрикәт қилимиз вә Униңда вуҗудимиз бардур; араңлардики бәзи шаирлар ейтқинидәк: «Биз Униң нәслидурмиз!».
29 Шуңа, Худаниң нәсли болғачқа, биз Тәңри Болғучини алтун-күмүч яки таштин ясалған, һүнәрвәнниң маһарити вә тәсәввури билән оюлған бирәр нәрсигә охшайду, дәп ойлимаслиғимиз керәк.
30 Шуңа Худа бурунқи заманлардикиләрниң шундақ ғәпләтлик вақитлирини нәзиридин сақит қилғини билән, лекин бүгүнки күндә У һәммила йәрдә пүтүн инсанларни гуналириға товва қилишқа әмир қилмақта!
Росулларниң паалийәтлири 17 in Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

Rosullarning paaliyetliri 17:2-30 in Muqeddes Kalam (latin yéziq)

2 Pawlus aditi boyiche ularning arisigha kirip, uda üch shabat küni u yerde jem bolghanlar bilen muqeddes yazmilarni sherhlep munaziriliship,
3 ulargha Mesihning azab-oqubetler tartqandin kéyin ölümdin tirilishi muqerrer dep chüshendürdi hem ispatlidi we: — Men silerge jakarlighan mushu Eysa del Mesihning Özi shu! — dédi.
4 Yehudiylarning ichidin beziler qayil bolup ishinip, Pawlus bilen Silasqa qoshuldi; shundaqla Xudadin qorqidighan Gréklerdin zor bir top ademler we az bolmighan yuqiri tebiqidiki grék ayallarmu shundaq ishendi.  
5 Biraq Yehudiylar buninggha heset qilip, birnechche qebih ademlerni yighip, bir top kishilerni toplap, sheherni astin-üstün qiliwetti. Yehudiylar Pawlus bilen Silasni sheher xelq kéngeshmisige tapshurup bérish üchün ularni tutush meqsitide Yason isimlik birsining öyige basturup bardi.
6 Lékin ular ikkiylenni tapalmay ular Yason we bashqa birnechche qérishdashni sheher emeldarlirining aldigha tartip apirip: — Jahanni astin-üstün qiliwetken ashu ademler mushu yergimu yétip keldi;
7 Yason ularni öyide qobul qildi. Ular Eysa isimlik bashqa bir padishah bar dep jakarlap, Qeyserning permanlirigha qarshi chiqiwatidu! — dep chuqan sélishti.
8 Ular bu sözler bilen xalayiqni we sheher emeldarlirini dekke-dükkige sélip qoydi.
9 Emeldarlar Yason we bashqa tutup kélin'genlerdin kapalet puli alghandin kéyin, ularni qoyuwetti.
10 Qérindashlar hayal bolmay Pawlus bilen Silasni shu küni kéchide Bériya shehirige ewetiwetti. Ular u yerge yétip barghanda, Yehudiylarning sinagogigha kirdi.   
11 U yerdiki sinagogdikiler Tésalonikadikilerge qarighanda ésil xisletlik bolup, söz-kalamni qiziqip anglidi we ularning éytqanlirining toghra yaki xataliqini éniqalap bilish üchün, herküni muqeddes yazmilarni qétirqinip izlendi.
12 Netijide, ulardin nurghun Yehudiylar, ésilzade grék ayallardin bir qismi we shundaqla xéli köp grék erler étiqad qildi.
13 Lékin Tésalonikadiki Yehudiylar Xudaning söz-kalamining Pawlus arqiliq Bériyadimu jakarliniwatqinini anglap, u yergimu bérip topilang kötürmekchi bolup, ammini qutratti.
14 Shuning bilen qérindashlar Pawlusni derhal déngiz boyigha ewetiwetti. Silas bilen Timotiy bolsa Bériyada qaldi.
15 Pawlusni uzitip mangghanlar uni Afina shehirigiche élip bardi. Andin ular Pawlusning: — «Siler Silas bilen Timotiygha mumkinqeder méning yénimgha tézraq kelsun dep yetküzüp qoyunglar» dégen tapshuruqini élip, Bériyagha qaytip keldi.
16 Pawlus Afina shehiride Silas bilen Timotiyni kütüp turghanda, pütkül sheherdikilerning butpereslikke bérilip ketkenlikini körüp, rohi qattiq azablandi.
17 Shunga u sinagogda Yehudiylar we Xudadin qorqidighanlar bilen hem shuningdek herküni bazarda uchrighanla kishiler bilen munazirilishetti.
18 «Épikurlar» we «Stoiklar» dep atalghan bezi peylasoplarmu uning bilen munazirilishishke bashlidi. Ulardin beziler: — Bu bilermen pochi néme dep jöylüwatidu? — déyishti. Yene beziler Pawlusning Eysa we ademlerning ölümdin tirildürülidighanliqi heqqidiki xush xewerni jakarlighanliqidin: — U yat ilahlarning terghibatchisi oxshaydu! — déyishti.
19 Shunga, ular Pawlusni élip «Aréopagus» dégen kéngesh meydanigha apirip: — Sen tarqitiwatqan yéngi telimingning néme ikenlikini bizmu bilsek qandaq?
20 Chünki sen bezi gheyriy ishlarni quliqimizgha yetküzüwatisen, biz ularning menisi zadi néme ikenlikini bilgümiz bar, — déyishti
21 (emdi Afinaliqlar we u yerde turuwatqan chet elliklerning hemmisi waqtini birer yéngiliqni yetküzüsh yaki anglashtin bashqa ishqa serp qilmaytti).
22 Shunga Pawlus Aréopagus meydanining otturisigha chiqip mundaq dédi: Ey Afina xelqi! Silerning her jehettin jin-ilahlargha choqunushqa qattaq bérilgenlikinglarni kördum.
23 Chünki hemme yerni arilap, silerning tawapgahliringlarni közdin kechürginimde, üstige «Namelum bir Xudagha atalghan» dep pütülgen béghishlimisi bar yene bir qurban'gahni kördüm. Emdi men siler tonumay turup ibadet qiliwatqan shu Xudani mana hazir silerge tonushturup jakarlay.
24 Pütkül alemni we uningdiki barliq mewjudatlarni yaratqan Xuda asman-zéminning Igisi bolup, insanlarning qoli bilen yasalghan ibadetxanilarda turmaydu,
25 yaki birer nersige hajiti chüshkendek insanlarning qollirining ejrige mohtaj emestur, chünki U Özi hemme janiwargha hayatliq, nepes, shundaqla éhtiyajliq bolghan hemme nersini ata qilidu.
26 U birla ademdin insaniyettiki barliq milletlerni barliqqa keltürdi, ularni pütün yer yüzige orunlashturup, ulargha xas bolghan peyt-pesiller hemde turidighan jaylirining pasillirini aldin belgilep berdi.   
27 Bularning meqsiti «Insanlar méni izdisun, belkim silashturup tapsun» dégenliktur. Emeliyette, u héchqaysimizdin yiraq emes.
28 Chünki biz Uningda yashaymiz, heriket qilimiz we Uningda wujudimiz bardur; aranglardiki bezi shairlar éytqinidek: «Biz Uning neslidurmiz!».
29 Shunga, Xudaning nesli bolghachqa, biz Tengri Bolghuchini altun-kümüsh yaki tashtin yasalghan, hünerwenning mahariti we tesewwuri bilen oyulghan birer nersige oxshaydu, dep oylimasliqimiz kérek.
30 Shunga Xuda burunqi zamanlardikilerning shundaq ghepletlik waqitlirini neziridin saqit qilghini bilen, lékin bügünki künde U hemmila yerde pütün insanlarni gunahlirigha towa qilishqa emr qilmaqta!
Rosullarning paaliyetliri 17 in Muqeddes Kalam (latin yéziq)

Rosullarning paaliyǝtliri 17:2-30 in Muⱪeddes Kalam (yǝngi yeziⱪ)

2 Pawlus aditi boyiqǝ ularning arisiƣa kirip, uda üq xabat küni u yǝrdǝ jǝm bolƣanlar bilǝn muⱪǝddǝs yazmilarni xǝrⱨlǝp munazirilixip,
3 ularƣa Mǝsiⱨning azab-oⱪubǝtlǝr tartⱪandin keyin ɵlümdin tirilixi muⱪǝrrǝr dǝp qüxǝndürdi ⱨǝm ispatlidi wǝ: — Mǝn silǝrgǝ jakarliƣan muxu Əysa dǝl Mǝsiⱨning Ɵzi xu! — dedi.
4 Yǝⱨudiylarning iqidin bǝzilǝr ⱪayil bolup ixinip, Pawlus bilǝn Silasⱪa ⱪoxuldi; xundaⱪla Hudadin ⱪorⱪidiƣan Greklǝrdin zor bir top adǝmlǝr wǝ az bolmiƣan yuⱪiri tǝbiⱪidiki grek ayallarmu xundaⱪ ixǝndi.  
5 Biraⱪ Yǝⱨudiylar buningƣa ⱨǝsǝt ⱪilip, birnǝqqǝ ⱪǝbiⱨ adǝmlǝrni yiƣip, bir top kixilǝrni toplap, xǝⱨǝrni astin-üstün ⱪiliwǝtti. Yǝⱨudiylar Pawlus bilǝn Silasni xǝⱨǝr hǝlⱪ kengǝxmisigǝ tapxurup berix üqün ularni tutux mǝⱪsitidǝ Yason isimlik birsining ɵyigǝ basturup bardi.
6 Lekin ular ikkiylǝnni tapalmay ular Yason wǝ baxⱪa birnǝqqǝ ⱪerixdaxni xǝⱨǝr ǝmǝldarlirining aldiƣa tartip apirip: — Jaⱨanni astin-üstün ⱪiliwǝtkǝn axu adǝmlǝr muxu yǝrgimu yetip kǝldi;
7 Yason ularni ɵyidǝ ⱪobul ⱪildi. Ular Əysa isimlik baxⱪa bir padixaⱨ bar dǝp jakarlap, Ⱪǝysǝrning pǝrmanliriƣa ⱪarxi qiⱪiwatidu! — dǝp quⱪan selixti.
8 Ular bu sɵzlǝr bilǝn halayiⱪni wǝ xǝⱨǝr ǝmǝldarlirini dǝkkǝ-dükkigǝ selip ⱪoydi.
9 Əmǝldarlar Yason wǝ baxⱪa tutup kelin'gǝnlǝrdin kapalǝt puli alƣandin keyin, ularni ⱪoyuwǝtti.
10 Ⱪerindaxlar ⱨayal bolmay Pawlus bilǝn Silasni xu küni keqidǝ Beriya xǝⱨirigǝ ǝwǝtiwǝtti. Ular u yǝrgǝ yetip barƣanda, Yǝⱨudiylarning sinagogiƣa kirdi.   
11 U yǝrdiki sinagogdikilǝr Tesalonikadikilǝrgǝ ⱪariƣanda esil hislǝtlik bolup, sɵz-kalamni ⱪiziⱪip anglidi wǝ ularning eytⱪanlirining toƣra yaki hataliⱪini eniⱪalap bilix üqün, ⱨǝrküni muⱪǝddǝs yazmilarni ⱪetirⱪinip izlǝndi.
12 Nǝtijidǝ, ulardin nurƣun Yǝⱨudiylar, esilzadǝ grek ayallardin bir ⱪismi wǝ xundaⱪla heli kɵp grek ǝrlǝr etiⱪad ⱪildi.
13 Lekin Tesalonikadiki Yǝⱨudiylar Hudaning sɵz-kalamining Pawlus arⱪiliⱪ Beriyadimu jakarliniwatⱪinini anglap, u yǝrgimu berip topilang kɵtürmǝkqi bolup, ammini ⱪutratti.
14 Xuning bilǝn ⱪerindaxlar Pawlusni dǝrⱨal dengiz boyiƣa ǝwǝtiwǝtti. Silas bilǝn Timotiy bolsa Beriyada ⱪaldi.
15 Pawlusni uzitip mangƣanlar uni Afina xǝⱨirigiqǝ elip bardi. Andin ular Pawlusning: — «Silǝr Silas bilǝn Timotiyƣa mumkinⱪǝdǝr mening yenimƣa tezraⱪ kǝlsun dǝp yǝtküzüp ⱪoyunglar» degǝn tapxuruⱪini elip, Beriyaƣa ⱪaytip kǝldi.
16 Pawlus Afina xǝⱨiridǝ Silas bilǝn Timotiyni kütüp turƣanda, pütkül xǝⱨǝrdikilǝrning butpǝrǝslikkǝ berilip kǝtkǝnlikini kɵrüp, roⱨi ⱪattiⱪ azablandi.
17 Xunga u sinagogda Yǝⱨudiylar wǝ Hudadin ⱪorⱪidiƣanlar bilǝn ⱨǝm xuningdǝk ⱨǝrküni bazarda uqriƣanla kixilǝr bilǝn munazirilixǝtti.
18 «Epikurlar» wǝ «Stoiklar» dǝp atalƣan bǝzi pǝylasoplarmu uning bilǝn munazirilixixkǝ baxlidi. Ulardin bǝzilǝr: — Bu bilǝrmǝn poqi nemǝ dǝp jɵylüwatidu? — deyixti. Yǝnǝ bǝzilǝr Pawlusning Əysa wǝ adǝmlǝrning ɵlümdin tirildürülidiƣanliⱪi ⱨǝⱪⱪidiki hux hǝwǝrni jakarliƣanliⱪidin: — U yat ilaⱨlarning tǝrƣibatqisi ohxaydu! — deyixti.
19 Xunga, ular Pawlusni elip «Areopagus» degǝn kengǝx mǝydaniƣa apirip: — Sǝn tarⱪitiwatⱪan yengi tǝlimingning nemǝ ikǝnlikini bizmu bilsǝk ⱪandaⱪ?
20 Qünki sǝn bǝzi ƣǝyriy ixlarni ⱪuliⱪimizƣa yǝtküzüwatisǝn, biz ularning mǝnisi zadi nemǝ ikǝnlikini bilgümiz bar, — deyixti
21 (ǝmdi Afinaliⱪlar wǝ u yǝrdǝ turuwatⱪan qǝt ǝlliklǝrning ⱨǝmmisi waⱪtini birǝr yengiliⱪni yǝtküzüx yaki anglaxtin baxⱪa ixⱪa sǝrp ⱪilmaytti).
22 Xunga Pawlus Areopagus mǝydanining otturisiƣa qiⱪip mundaⱪ dedi: Əy Afina hǝlⱪi! Silǝrning ⱨǝr jǝⱨǝttin jin-ilaⱨlarƣa qoⱪunuxⱪa ⱪattaⱪ berilgǝnlikinglarni kɵrdum.
23 Qünki ⱨǝmmǝ yǝrni arilap, silǝrning tawapgaⱨliringlarni kɵzdin kǝqürginimdǝ, üstigǝ «Namǝlum bir Hudaƣa atalƣan» dǝp pütülgǝn beƣixlimisi bar yǝnǝ bir ⱪurban'gaⱨni kɵrdüm. Əmdi mǝn silǝr tonumay turup ibadǝt ⱪiliwatⱪan xu Hudani mana ⱨazir silǝrgǝ tonuxturup jakarlay.
24 Pütkül alǝmni wǝ uningdiki barliⱪ mǝwjudatlarni yaratⱪan Huda asman-zeminning Igisi bolup, insanlarning ⱪoli bilǝn yasalƣan ibadǝthanilarda turmaydu,
25 yaki birǝr nǝrsigǝ ⱨajiti qüxkǝndǝk insanlarning ⱪollirining ǝjrigǝ moⱨtaj ǝmǝstur, qünki U Ɵzi ⱨǝmmǝ janiwarƣa ⱨayatliⱪ, nǝpǝs, xundaⱪla eⱨtiyajliⱪ bolƣan ⱨǝmmǝ nǝrsini ata ⱪilidu.
26 U birla adǝmdin insaniyǝttiki barliⱪ millǝtlǝrni barliⱪⱪa kǝltürdi, ularni pütün yǝr yüzigǝ orunlaxturup, ularƣa has bolƣan pǝyt-pǝsillǝr ⱨǝmdǝ turidiƣan jaylirining pasillirini aldin bǝlgilǝp bǝrdi.   
27 Bularning mǝⱪsiti «Insanlar meni izdisun, bǝlkim silaxturup tapsun» degǝnliktur. Əmǝliyǝttǝ, u ⱨeqⱪaysimizdin yiraⱪ ǝmǝs.
28 Qünki biz Uningda yaxaymiz, ⱨǝrikǝt ⱪilimiz wǝ Uningda wujudimiz bardur; aranglardiki bǝzi xairlar eytⱪinidǝk: «Biz Uning nǝslidurmiz!».
29 Xunga, Hudaning nǝsli bolƣaqⱪa, biz Tǝngri Bolƣuqini altun-kümüx yaki taxtin yasalƣan, ⱨünǝrwǝnning maⱨariti wǝ tǝsǝwwuri bilǝn oyulƣan birǝr nǝrsigǝ ohxaydu, dǝp oylimasliⱪimiz kerǝk.
30 Xunga Huda burunⱪi zamanlardikilǝrning xundaⱪ ƣǝplǝtlik waⱪitlirini nǝziridin saⱪit ⱪilƣini bilǝn, lekin bügünki kündǝ U ⱨǝmmila yǝrdǝ pütün insanlarni gunaⱨliriƣa towa ⱪilixⱪa ǝmr ⱪilmaⱪta!
Rosullarning paaliyǝtliri 17 in Muⱪeddes Kalam (yǝngi yeziⱪ)