Text copied!
Bibles in Uighur

روسۇللارنىڭ پائالىيەتلىرى 16:3-38 in Uighur

Help us?

روسۇللارنىڭ پائالىيەتلىرى 16:3-38 in مۇقېددېس‭ ‬كالام (‭‬يەنگى‭ ‬يېزىق‭ ‬ )

3 پاۋلۇس ئۇنى ئۆزى بىلەن بىللە ئېلىپ ماڭماقچى بولدى. بىراق بۇ يەردىكى يەھۇدىيلارنىڭ ھەممىسى تىموتىينىڭ ئاتىسىنىڭ گرېك ئىكەنلىكىنى بىلگەچكە، پاۋلۇس ئۇنى ئېلىپ خەتنە قىلدۇردى.  
4 ئۇلار شەھەر‫‪‎-‎‬‬يېزىلاردىن ئۆتكەچ، يېرۇسالېمدىكى روسۇللار بىلەن ئاقساقاللار يات ئەللەرگە بېكىتكەن بەلگىلىمىلەرنى ئۇلارنىڭ رىئايە قىلىشى ئۈچۈن تاپشۇردى.
5 شۇنداق قىلىپ، جامائەتلەر ئېتىقادتا كۈچەيتىلىپ، سانلىرىمۇ كۈندىن‫‪‎-‎‬‬كۈنگە كۆپەيدى.
6 مۇقەددەس روھ ئۇلارنىڭ ئاسىيا ئۆلكىسىدە سۆز‫‪‎-‎‬‬كالامنى جاكارلىشىغا يول قويمىغان بولۇپ، پاۋلۇسلار ئەمدى فرىگىيە ۋە گالاتىيا رايونلىرىدىن ئۆتۈپ،
7 مىسىيە رايونىغا كەلگەندىن كېيىن، بىتىنىيە ئۆلكىسىگە كىرمەكچى بولدى. بىراق ئەيسانىڭ روھى ئۇلارغا بۇنداق قىلىشىقىمۇ يول قويمىدى.
8 شۇنىڭ بىلەن ئۇلار مىسىيەدىن ئۆتۈپ، دېڭىز بويىدىكى تروئاس شەھىرىگە چۈشتى.
9 شۇ كۈنى كەچتە، پاۋلۇسقا بىر غايىبانە كۆرۈنۈش كۆرۈنۈپ، ماكېدونىيەلىك بىر كىشى ئۇنىڭ ئالدىدا ئۆرە تۇرۇپ‫‪:‬‬ ــ دېڭىزدىن ئۆتۈپ، ماكېدونىيەگە كېلىپ، بىزگە ياردەم بەرگەيسەن! ــ دەپ ئۆتۈندى.
10 ئۇ بۇ كۆرۈنۈشنى كۆرگەندىن كېيىن، رەب بىزنى جەزمەن ئۇ كىشىلەرنىڭ قېشىغا بېرىپ، ئۇلارغا خۇش خەۋەر جاكارلاشقا چاقىرغان، دېگەن خۇلاسىگە كېلىپ، دەرھال ماكېدونىيەگە بېرىشقا تەييارلاندۇق.
11 بىز كېمىگە چىقىپ، تروئاستىن يولغا چىقىپ، سامودراك ئارىلىغا قاراپ يول ئالدۇق ۋە ئەتىسى ماكېدونىيەدىكى نېئاپولىس شەھىرىگە يېتىپ باردۇق.
12 ئۇ يەردىن ماكېدونىيەنىڭ شۇ رايونىدىكى فىلىپپى دېگەن مۇھىم شەھىرىگە ئۆتتۇق. بۇمۇ رىمدىكى بىر مۇستەملىكە شەھەر ئىدى. بىز بۇ يەردە بىرنەچچە كۈن تۇردۇق.
13 شابات كۈنى، شەھەر دەرۋازىسىدىن چىقىپ دەريا ساھىلىگە باردۇق؛ چۈنكى بىز ئۇ يەردە دۇئا‫‪‎-‎‬‬تىلاۋەت قىلىدىغان بىر جاي بار دەپ ئويلىدۇق؛ دەرۋەقە شۇنداق بولدى. بىز ئولتۇرۇپ، ئۇ يەرگە يىغىلغان ئاياللارغا سۆزلەشكە باشلىدۇق.
14 ئۇلارنىڭ ئىچىدە سۆسۈن رەخت سودىسى قىلىدىغان، تىياتىرا شەھىرىلىك، خۇدادىن قورقىدىغان لىديا ئىسىملىك بىر ئايال بار ئىدى. رەب ئۇنىڭ قەلبىنى پاۋلۇسنىڭ ئېيتقانلىرىنى قوبۇل قىلىشقا ئاچتى.
15 ئۇ ئائىلىسىدىكىلەر بىلەن چۆمۈلدۈرۈلگەن بولۇپ بىزدىن ئۆتۈنۈپ‫‪:‬‬ ــ ئەگەر سىلەر مېنى ھەقىقەتەن رەبگە ئېتىقاد قىلغۇچى دەپ بىلسەڭلەر، مېنىڭ ئۆيۈمگە بېرىپ تۇرۇڭلار! ــ دەپ چىڭ تۇرۇپ بىزنى ماقۇللاتتى.
16 بىر كۈنى بىز شۇ دۇئا قىلىدىغان جايغا كېتىپ بارغىنىمىزدا، بىر دېدەك بىزگە يولۇقتى؛ بۇ قىزغا پال سالغۇچى بىر جىن چاپلىشىۋالغانىدى؛ دېدەك خوجايىنلىرىغا پال سېلىش يولى بىلەن نۇرغۇن پايدا تېپىپ بەرگەنىدى.   
17 ئۇ يول بويى پاۋلۇس ۋە بىزگە ئەگىشىپ‫‪:‬‬ ــ بۇ كىشىلەر ھەممىدىن ئالىي خۇدانىڭ قۇللىرى، ئۇلار سىلەرگە نىجاتلىق بىر يولىنى جاكارلايدۇ! ــ دەپ ۋارقىراپ ماڭدى.
18 ئۇ ئۇدا كۆپ كۈنلەر شۇنداق ۋارقىرىدى. بۇ ئىش پاۋلۇسنىڭ قەلبىنى ئازابلاپ، ئۇ قىزغا بۇرۇلۇپ، جىنغا‫‪:‬‬ ــ ئەيسا مەسىھنىڭ نامى بىلەن بۇيرۇيمەنكى، ئۇنىڭدىن چىق! ــ دېيىشىگىلا، جىن شۇئان چىقىپ كەتتى.  
19 دېدەكنىڭ خوجايىنلىرى ئۇنىڭغا باغلىغان پۇل تېپىش ئۈمىدىنىڭ يوققا چىققانلىقىنى كۆرۈپ، پاۋلۇس بىلەن سىلاسقا قول سېلىپ، ئۇلارنى بازار مەيدانىغا سۆرەپ، ھۆكۈمدارلارنىڭ ئالدىغا ئېلىپ باردى.
20 ئۇلار ئىككىيلەننى سوراقچى ئەمەلدارلارنىڭ ئالدىغا چىقىرىپ‫‪:‬‬ ــ بۇ ئادەملەر يەھۇدىيلار بولۇپ، شەھىرىمىزنى قالايمىقانلاشتۇرۇۋەتمەكتە.
21 بىز بولساق رىملىقلارمىز، ئۇلار قانۇنىمىزغا خىلاپ بولغان ۋە قوبۇل قىلىشقا ياكى يۈرگۈزۈشكە بولمايدىغان قائىدە‫‪‎-‎‬‬يوسۇنلارنى تەرغىب قىلىۋاتىدۇ! ــ دەپ شىكايەت قىلدى.
22 توپلانغان خالايىقمۇ ئۇلارغا ھۇجۇم قىلىشقا قوزغالدى؛ سوراقچى ئەمەلدارلار ئۇلارنىڭ كىيىملىرىنى يىرتىپ يالىڭاچلاپ، كالتەك بىلەن دۇمبىلاشقا ئەمر چۈشۈردى.
23 ئىككىيلەننى كالتەك بىلەن كۆپ دۇمبىلىغاندىن كېيىن، ئۇلارنى زىندانغا تاشلىدى ۋە شۇنداقلا گۇندىپاينى قاتتىق كۆزىتىشكە بۇيرۇدى.
24 ئۇ بۇيرۇقنى تاپشۇرۇۋېلىش بىلەن ئۇلارنى زىنداننىڭ ئىچكىرىدىكى كامېرغا سولاپ، پۇتلىرىغا ئىشكەل سالدى.
25 تۈن يېرىمدا، پاۋلۇس بىلەن سىلاس دۇئا قىلىپ، خۇداغا مەدھىيە كۈيلىرىنى ئېيتىۋاتاتتى. باشقا مەھبۇسلار بولسا قۇلاق سېلىپ ئاڭلاۋاتاتتى.
26 تۇيۇقسىز قاتتىق يەر تەۋرەش يۈز بەردى؛ زىنداننىڭ ئۇللىرىمۇ تەۋرىنىپ كەتتى ۋە زىنداننىڭ ھەممە ئىشىكلىرى شۇئان ئېچىلىپ، ھەربىر مەھبۇسنىڭ كىشەنلىرىمۇ چۈشۈپ كەتتى.
27 گۇندىپاي ئۇيقۇدىن ئويغىنىپ، زىنداننىڭ ئىشىكلىرىنىڭ ئوچۇق تۇرغانلىقىنى كۆرۈپ، مەھبۇسلار قېچىپ كېتىپتۇ دەپ ئويلاپ، قىلىچىنى سۇغۇرۇپ ئېلىپ، ئۆزىنى ئۆلتۈرۈۋالماقچى بولدى.
28 لېكىن پاۋلۇس قاتتىق ئاۋازدا‫‪:‬‬ ــ ئۆزۈڭگە زەرەر يەتكۈزمە، ھەممىمىز بار! ــ دەپ ۋارقىرىدى.
29 گۇندىپاي‫‪:‬‬ چىراغلارنى كەلتۈرۈڭلار دەپ توۋلاپ ئىچكىرىگە ئېتىلىپ كىرىپ، تىترىگەن ھالدا پاۋلۇس بىلەن سىلاسنىڭ ئايىغىغا يىقىلدى.
30 ئاندىن ئۇلارنى تاشقىرىغا ئېلىپ چىقىپ‫‪:‬‬ ــ قۇتقۇزۇلۇشۇم ئۈچۈن نېمە قىلىشىم كېرەك؟ ــ دەپ سورىدى.
31 رەب ئەيساغا ئېتىقاد قىلغىن، ۋە شۇنداق قىلساڭ، ئۆزۈڭ ھەم ئائىلەڭدىكىلەرمۇ قۇتقۇزۇلىدۇ! ــ دېدى ئۇلار.  
32 شۇنىڭ بىلەن، ئىككىيلەن ئۇنىڭغا ۋە ئۇنىڭ بارلىق ئائىلىسىدىكىلەرگە رەبنىڭ سۆز‫‪‎-‎‬‬كالامىنى يەتكۈزدى.
33 كېچە شۇ سائەتنىڭ ئۆزىدىلا گۇندىپاي ئۇلارنى باشلاپ چىقىپ، يارىلىرىنى يۇيۇپ تازىلىدى؛ ئاندىن ئۇ دەرھال ئائىلىسىدىكىلەر بىلەن چۆمۈلدۈرۈشنى قوبۇل قىلدى؛
34 ئىككىيلەننى ئۆز ئۆيىگە باشلاپ كېلىپ، ئۇلارنىڭ ئالدىغا داستىخان سالدى. ئۇ پۈتكۈل ئائىلىسىدىكىلەر بىلەن خۇداغا ئېتىقاد قىلغانلىقتىن زور شادلاندى.
35 ئەتىسى ئەتىگەندە، سوراقچى ئەمەلدارلار ياساۋۇللارنى زىندانغا ئەۋەتىپ‫‪:‬‬ ــ ئۇ ئىككىيلەننى قويۇۋېتىڭلار! ــ دەپ بۇيرۇدى.
36 گۇندىپاي بۇ سۆزنى پاۋلۇسقا يەتكۈزۈپ‫‪:‬‬ ــ سوراقچى ئەمەلدارلار ئىككىڭلارنى قويۇۋېتىش يارلىقىنى چۈشۈردى. سىلەر ئەمدى زىنداندىن چىقىپ، تىنچ‫‪‎-‎‬‬ئامان يولۇڭلارغا چىقىڭلار، ــ دېدى.
37 بىراق پاۋلۇس ياساۋۇللارغا‫‪:‬‬ ــ بىز رىم پۇقرالىرى بولساقمۇ، ئەمەلدارلار بىزنى سوراق قىلمايلا خالايىقنىڭ ئالدىدا كالتەك بىلەن دۇمبالاپ، زىندانغا تاشلىدى. ئەمدى ئۇلار ھازىر بىزنى يوشۇرۇنچە قوغلىماقچىمۇ؟ ياق، بۇنداق قىلسا بولمايدۇ! ئەمەلدارلار ئۆزلىرى كېلىپ بىزنى چىقارسۇن! ــ دېدى.
38 ياساۋۇللار بۇ سۆزلەرنى سوراقچى ئەمەلدارلارغا يەتكۈزدى. ئۇلار ئىككىيلەننىڭ رىم پۇقراسى ئىكەنلىكىنى ئاڭلاپ قورقۇپ كەتتى؛
روسۇللارنىڭ پائالىيەتلىرى 16 in مۇقېددېس‭ ‬كالام (‭‬يەنگى‭ ‬يېزىق‭ ‬ )

Росулларниң паалийәтлири 16:3-38 in Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

3 Павлус уни өзи билән биллә елип маңмақчи болди. Бирақ бу йәрдики Йәһудийларниң һәммиси Тимотийниң атисиниң грек екәнлигини билгәчкә, Павлус уни елип хәтнә қилдурди.  
4 Улар шәһәр-йезилардин өткәч, Йерусалимдики расуллар билән ақсақаллар ят әлләргә бекиткән бәлгүлимиләрни уларниң риайә қилиши үчүн тапшурди.
5 Шундақ қилип, җамаәтләр етиқатта күчәйтилип, санлириму күндин-күнгә көпәйди.
6 Муқәддәс Роһ уларниң Асия өлкисидә сөз-каламни җакалишиға йол қоймиған болуп, Павлуслар әнди Фригийә вә Галатия районлиридин өтүп,
7 Мисийә райониға кәлгәндин кейин, Битинийә өлкисигә кирмәкчи болди. Бирақ Әйсаниң Роһи уларға бундақ қилишиқиму йол қоймиди.
8 Шуниң билән улар Мисийәдин өтүп, деңиз бойидики Троас шәһиригә чүшти.
9 Шу күни кәчтә, Павлусқа бир ғайипанә көрүнүш көрүнүп, Македонийәлик бир киши униң алдида өрә туруп: — Деңиздин өтүп, Македонийәгә келип, бизгә ярдәм бәргәйсән! — дәп өтүнди.
10 У бу көрүнүшни көргәндин кейин, Рәб бизни җәзмән у кишиләрниң қешиға берип, уларға хуш хәвәр җакалашқа чақирған, дегән хуласигә келип, дәрһал Македонийәгә беришқа тәйярландуқ.
11 Биз кемигә чиқип, Троастин йолға чиқип, Самодрак арилиға қарап йол алдуқ вә әтиси Македонийәдики Неаполис шәһиригә йетип бардуқ.
12 У йәрдин Македонийәниң шу районидики Филиппи дегән муһим шәһиригә өттуқ. Буму Римдики бир мустәмликә шәһәр еди. Биз бу йәрдә бир нәччә күн турдуқ.
13 Шабат күни, шәһәр дәрвазисидин чиқип дәрия саһилигә бардуқ; чүнки биз у йәрдә дуа-тилавәт қилидиған бир җай бар дәп ойлидуқ; дәрвәқә шундақ болди. Биз олтирип, у йәргә жиғилған аялларға сөзләшкә башлидуқ.
14 Уларниң ичидә сөсүн рәхт содиси қилидиған, Тиятира шәһирилик, Худадин қорқидиған Лидя исимлиқ бир аял бар еди. Рәб униң қәлбини Павлусниң ейтқанлирини қобул қилишқа ачти.
15 У аилисидикиләр билән чөмүлдүрүлгән болуп биздин өтүнүп: — Әгәр силәр мени һәқиқәтән Рәбгә етиқат қилғучи дәп билсәңләр, мениң өйүмгә берип туруңлар! — дәп чиң туруп бизни мақуллатти.
16 Бир күни биз шу дуа қилидиған җайға кетип барғинимизда, бир дедәк бизгә йолуқти; бу қизға пал салғучи бир җин чаплишивалған еди; дедәк ғоҗайинлириға пал селиш йоли билән нурғун пайда тепип бәргән еди.   
17 У йол бойи Павлус вә бизгә әгишип: — Бу кишиләр Һәммидин алий Худаниң қуллири, улар силәргә ниҗатлиқ бир йолини җакалайду! — дәп вақирап маңди.
18 У уда көп күнләр шундақ вақириди. Бу иш Павлусниң қәлбини азаплап, у қизға бурулуп, җинға: — Әйса Мәсиһниң нами билән буйруймәнки, униңдин чиқ! — дейишигила, җин шуан чиқип кәтти.  
19 Дедәкниң ғоҗайинлири униңға бағлиған пул тепиш үмүтиниң йоққа чиққанлиғини көрүп, Павлус билән Силасқа қол селип, уларни базар мәйданиға сөрәп, һөкүмдарларниң алдиға елип барди.
20 Улар иккиләнни сорақчи әмәлдарларниң алдиға чиқирип: — Бу адәмләр Йәһудийлар болуп, шәһиримизни қалаймиқанлаштурувәтмәктә.
21 Биз болсақ римлиқлармиз, улар қанунимизға хилап болған вә қобул қилишқа яки жүргүзүшкә болмайдиған қаидә-йосунларни тәрғиб қиливатиду! — дәп шикайәт қилди.
22 Топланған халайиқму уларға һуҗум қилишқа қозғалди; сорақчи әмәлдарлар уларниң кийимлирини житип ялаңачлап, калтәк билән думбилашқа әмир чүшүрди.
23 Иккиләнни калтәк билән көп думбилиғандин кейин, уларни зинданға ташлиди вә шундақла гундипайни қаттиқ күзитишкә буйруди.
24 У буйруқни тапшурувелиш билән уларни зинданниң ичкиридики камерға солап, путлириға ишкәл салди.
25 Түн йеримда, Павлус билән Силас дуа қилип, Худаға мәдһийә күйлирини ейтивататти. Башқа мәһбуслар болса қулақ селип аңлавататти.
26 Туюқсиз қаттиқ йәр тәврәш йүз бәрди; зинданниң һуллириму тәвринип кәтти вә зинданниң һәммә ишиклири шуан ечилип, һәр бир мәһбусниң кишәнлириму чүшүп кәтти.
27 Гундипай уйқидин ойғинип, зинданниң ишиклириниң очуқ турғанлиғини көрүп, мәһбуслар қечип кетипту дәп ойлап, қиличини суғуруп елип, өзини өлтүрүвалмақчи болди.
28 Лекин Павлус қаттиқ авазда: — Өзүңгә зәрәр йәткүзмә, һәммимиз бар! — дәп вақириди.
29 Гундипай: Чирақларни кәлтүрүңлар дәп товлап ичкиригә етилип кирип, титригән һалда Павлус билән Силасниң айиғиға жиқилди.
30 Андин уларни ташқириға елип чиқип: — Қутқузулушум үчүн немә қилишим керәк? — дәп сориди.
31 Рәб Әйсаға етиқат қилғин, вә шундақ қилсаң, өзүң һәм аиләңдикиләрму қутқузулиду! — деди улар.  
32 Шуниң билән, иккилән униңға вә униң барлиқ аилисидикиләргә Рәбниң сөз-каламини йәткүзди.
33 Кечә шу саатниң өзидила гундипай уларни башлап чиқип, ярилирини жуюп тазилиди; андин у дәрһал аилисидикиләр билән чөмүлдүрүшни қобул қилди;
34 иккиләнни өз өйигә башлап келип, уларниң алдиға дәстихан салди. У пүткүл аилисидикиләр билән Худаға етиқат қилғанлиқтин зор шатланди.
35 Әтиси әтигәндә, сорақчи әмәлдарлар ясавулларни зинданға әвәтип: — У иккиләнни қоюветиңлар! — дәп буйруди.
36 Гундипай Павлусқа бу сөзни йәткүзүп: — Сорақчи әмәлдарлар иккиңларни қоюветиш ярлиғини чүшүрди. Силәр әнди зиндандин чиқип, теч-аман йолуңларға чиқиңлар, — деди.
37 Бирақ Павлус ясавулларға: — Биз Рим пухралири болсақму, әмәлдарлар бизни сорақ қилмайла халайиқниң алдида калтәк билән думбалап, зинданға ташлиди. Әнди улар һазир бизни йошурунчә қоғлимақчиму? Яқ, бундақ қилса болмайду! Әмәлдарлар өзлири келип бизни чиқарсун! — деди.
38 Ясавуллар бу сөзләрни сорақчи әмәлдарларға йәткүзди. Улар иккиләнниң Рим пухраси екәнлигини аңлап қорқуп кәтти;
Росулларниң паалийәтлири 16 in Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

Rosullarning paaliyetliri 16:3-38 in Muqeddes Kalam (latin yéziq)

3 Pawlus uni özi bilen bille élip mangmaqchi boldi. Biraq bu yerdiki Yehudiylarning hemmisi Timotiyning atisining grék ikenlikini bilgechke, Pawlus uni élip xetne qildurdi.  
4 Ular sheher-yézilardin ötkech, Yérusalémdiki rosullar bilen aqsaqallar yat ellerge békitken belgilimilerni ularning riaye qilishi üchün tapshurdi.
5 Shundaq qilip, jamaetler étiqadta kücheytilip, sanlirimu kündin-kün'ge köpeydi.
6 Muqeddes Roh ularning Asiya ölkiside söz-kalamni jakarlishigha yol qoymighan bolup, Pawluslar emdi Frigiye we Galatiya rayonliridin ötüp,
7 Misiye rayonigha kelgendin kéyin, Bitiniye ölkisige kirmekchi boldi. Biraq Eysaning Rohi ulargha bundaq qilishiqimu yol qoymidi.
8 Shuning bilen ular Misiyedin ötüp, déngiz boyidiki Troas shehirige chüshti.
9 Shu küni kechte, Pawlusqa bir ghayibane körünüsh körünüp, Makédoniyelik bir kishi uning aldida öre turup: — Déngizdin ötüp, Makédoniyege kélip, bizge yardem bergeysen! — dep ötündi.
10 U bu körünüshni körgendin kéyin, Reb bizni jezmen u kishilerning qéshigha bérip, ulargha xush xewer jakarlashqa chaqirghan, dégen xulasige kélip, derhal Makédoniyege bérishqa teyyarlanduq.
11 Biz kémige chiqip, Troastin yolgha chiqip, Samodrak ariligha qarap yol alduq we etisi Makédoniyediki Néapolis shehirige yétip barduq.
12 U yerdin Makédoniyening shu rayonidiki Filippi dégen muhim shehirige öttuq. Bumu Rimdiki bir mustemlike sheher idi. Biz bu yerde birnechche kün turduq.
13 Shabat küni, sheher derwazisidin chiqip derya sahilige barduq; chünki biz u yerde dua-tilawet qilidighan bir jay bar dep oyliduq; derweqe shundaq boldi. Biz olturup, u yerge yighilghan ayallargha sözleshke bashliduq.
14 Ularning ichide sösün rext sodisi qilidighan, Tiyatira shehirilik, Xudadin qorqidighan Lidya isimlik bir ayal bar idi. Reb uning qelbini Pawlusning éytqanlirini qobul qilishqa achti.
15 U ailisidikiler bilen chömüldürülgen bolup bizdin ötünüp: — Eger siler méni heqiqeten Rebge étiqad qilghuchi dep bilsengler, méning öyümge bérip turunglar! — dep ching turup bizni maqullatti.
16 Bir küni biz shu dua qilidighan jaygha kétip barghinimizda, bir dédek bizge yoluqti; bu qizgha pal salghuchi bir jin chaplishiwalghanidi; dédek xojayinlirigha pal sélish yoli bilen nurghun payda tépip bergenidi.   
17 U yol boyi Pawlus we bizge egiship: — Bu kishiler Hemmidin aliy Xudaning qulliri, ular silerge nijatliq bir yolini jakarlaydu! — dep warqirap mangdi.
18 U uda köp künler shundaq warqiridi. Bu ish Pawlusning qelbini azablap, u qizgha burulup, jin'gha: — Eysa Mesihning nami bilen buyruymenki, uningdin chiq! — déyishigila, jin shuan chiqip ketti.  
19 Dédekning xojayinliri uninggha baghlighan pul tépish ümidining yoqqa chiqqanliqini körüp, Pawlus bilen Silasqa qol sélip, ularni bazar meydanigha sörep, hökümdarlarning aldigha élip bardi.
20 Ular ikkiylenni soraqchi emeldarlarning aldigha chiqirip: — Bu ademler Yehudiylar bolup, shehirimizni qalaymiqanlashturuwetmekte.
21 Biz bolsaq rimliqlarmiz, ular qanunimizgha xilap bolghan we qobul qilishqa yaki yürgüzüshke bolmaydighan qaide-yosunlarni terghib qiliwatidu! — dep shikayet qildi.
22 Toplan'ghan xalayiqmu ulargha hujum qilishqa qozghaldi; soraqchi emeldarlar ularning kiyimlirini yirtip yalingachlap, kaltek bilen dumbilashqa emr chüshürdi.
23 Ikkiylenni kaltek bilen köp dumbilighandin kéyin, ularni zindan'gha tashlidi we shundaqla gundipayni qattiq közitishke buyrudi.
24 U buyruqni tapshuruwélish bilen ularni zindanning ichkiridiki kamérgha solap, putlirigha ishkel saldi.
25 Tün yérimda, Pawlus bilen Silas dua qilip, Xudagha medhiye küylirini éytiwatatti. Bashqa mehbuslar bolsa qulaq sélip anglawatatti.
26 Tuyuqsiz qattiq yer tewresh yüz berdi; zindanning ullirimu tewrinip ketti we zindanning hemme ishikliri shuan échilip, herbir mehbusning kishenlirimu chüshüp ketti.
27 Gundipay uyqudin oyghinip, zindanning ishiklirining ochuq turghanliqini körüp, mehbuslar qéchip kétiptu dep oylap, qilichini sughurup élip, özini öltürüwalmaqchi boldi.
28 Lékin Pawlus qattiq awazda: — Özüngge zerer yetküzme, hemmimiz bar! — dep warqiridi.
29 Gundipay: Chiraghlarni keltürünglar dep towlap ichkirige étilip kirip, titrigen halda Pawlus bilen Silasning ayighigha yiqildi.
30 Andin ularni tashqirigha élip chiqip: — Qutquzulushum üchün néme qilishim kérek? — dep soridi.
31 Reb Eysagha étiqad qilghin, we shundaq qilsang, özüng hem ailengdikilermu qutquzulidu! — dédi ular.  
32 Shuning bilen, ikkiylen uninggha we uning barliq ailisidikilerge Rebning söz-kalamini yetküzdi.
33 Kéche shu saetning özidila gundipay ularni bashlap chiqip, yarilirini yuyup tazilidi; andin u derhal ailisidikiler bilen chömüldürüshni qobul qildi;
34 ikkiylenni öz öyige bashlap kélip, ularning aldigha dastixan saldi. U pütkül ailisidikiler bilen Xudagha étiqad qilghanliqtin zor shadlandi.
35 Etisi etigende, soraqchi emeldarlar yasawullarni zindan'gha ewetip: — U ikkiylenni qoyuwétinglar! — dep buyrudi.
36 Gundipay Pawlusqa bu sözni yetküzüp: — Soraqchi emeldarlar ikkinglarni qoyuwétish yarliqini chüshürdi. Siler emdi zindandin chiqip, tinch-aman yolunglargha chiqinglar, — dédi.
37 Biraq Pawlus yasawullargha: — Biz Rim puqraliri bolsaqmu, emeldarlar bizni soraq qilmayla xalayiqning aldida kaltek bilen dumbalap, zindan'gha tashlidi. Emdi ular hazir bizni yoshurunche qoghlimaqchimu? Yaq, bundaq qilsa bolmaydu! Emeldarlar özliri kélip bizni chiqarsun! — dédi.
38 Yasawullar bu sözlerni soraqchi emeldarlargha yetküzdi. Ular ikkiylenning Rim puqrasi ikenlikini anglap qorqup ketti;
Rosullarning paaliyetliri 16 in Muqeddes Kalam (latin yéziq)

Rosullarning paaliyǝtliri 16:3-38 in Muⱪeddes Kalam (yǝngi yeziⱪ)

3 Pawlus uni ɵzi bilǝn billǝ elip mangmaⱪqi boldi. Biraⱪ bu yǝrdiki Yǝⱨudiylarning ⱨǝmmisi Timotiyning atisining grek ikǝnlikini bilgǝqkǝ, Pawlus uni elip hǝtnǝ ⱪildurdi.  
4 Ular xǝⱨǝr-yezilardin ɵtkǝq, Yerusalemdiki rosullar bilǝn aⱪsaⱪallar yat ǝllǝrgǝ bekitkǝn bǝlgilimilǝrni ularning riayǝ ⱪilixi üqün tapxurdi.
5 Xundaⱪ ⱪilip, jamaǝtlǝr etiⱪadta küqǝytilip, sanlirimu kündin-kün'gǝ kɵpǝydi.
6 Muⱪǝddǝs Roⱨ ularning Asiya ɵlkisidǝ sɵz-kalamni jakarlixiƣa yol ⱪoymiƣan bolup, Pawluslar ǝmdi Frigiyǝ wǝ Galatiya rayonliridin ɵtüp,
7 Misiyǝ rayoniƣa kǝlgǝndin keyin, Bitiniyǝ ɵlkisigǝ kirmǝkqi boldi. Biraⱪ Əysaning Roⱨi ularƣa bundaⱪ ⱪilixiⱪimu yol ⱪoymidi.
8 Xuning bilǝn ular Misiyǝdin ɵtüp, dengiz boyidiki Troas xǝⱨirigǝ qüxti.
9 Xu küni kǝqtǝ, Pawlusⱪa bir ƣayibanǝ kɵrünüx kɵrünüp, Makedoniyǝlik bir kixi uning aldida ɵrǝ turup: — Dengizdin ɵtüp, Makedoniyǝgǝ kelip, bizgǝ yardǝm bǝrgǝysǝn! — dǝp ɵtündi.
10 U bu kɵrünüxni kɵrgǝndin keyin, Rǝb bizni jǝzmǝn u kixilǝrning ⱪexiƣa berip, ularƣa hux hǝwǝr jakarlaxⱪa qaⱪirƣan, degǝn hulasigǝ kelip, dǝrⱨal Makedoniyǝgǝ berixⱪa tǝyyarlanduⱪ.
11 Biz kemigǝ qiⱪip, Troastin yolƣa qiⱪip, Samodrak ariliƣa ⱪarap yol alduⱪ wǝ ǝtisi Makedoniyǝdiki Neapolis xǝⱨirigǝ yetip barduⱪ.
12 U yǝrdin Makedoniyǝning xu rayonidiki Filippi degǝn muⱨim xǝⱨirigǝ ɵttuⱪ. Bumu Rimdiki bir mustǝmlikǝ xǝⱨǝr idi. Biz bu yǝrdǝ birnǝqqǝ kün turduⱪ.
13 Xabat küni, xǝⱨǝr dǝrwazisidin qiⱪip dǝrya saⱨiligǝ barduⱪ; qünki biz u yǝrdǝ dua-tilawǝt ⱪilidiƣan bir jay bar dǝp oyliduⱪ; dǝrwǝⱪǝ xundaⱪ boldi. Biz olturup, u yǝrgǝ yiƣilƣan ayallarƣa sɵzlǝxkǝ baxliduⱪ.
14 Ularning iqidǝ sɵsün rǝht sodisi ⱪilidiƣan, Tiyatira xǝⱨirilik, Hudadin ⱪorⱪidiƣan Lidya isimlik bir ayal bar idi. Rǝb uning ⱪǝlbini Pawlusning eytⱪanlirini ⱪobul ⱪilixⱪa aqti.
15 U ailisidikilǝr bilǝn qɵmüldürülgǝn bolup bizdin ɵtünüp: — Əgǝr silǝr meni ⱨǝⱪiⱪǝtǝn Rǝbgǝ etiⱪad ⱪilƣuqi dǝp bilsǝnglǝr, mening ɵyümgǝ berip turunglar! — dǝp qing turup bizni maⱪullatti.
16 Bir küni biz xu dua ⱪilidiƣan jayƣa ketip barƣinimizda, bir dedǝk bizgǝ yoluⱪti; bu ⱪizƣa pal salƣuqi bir jin qaplixiwalƣanidi; dedǝk hojayinliriƣa pal selix yoli bilǝn nurƣun payda tepip bǝrgǝnidi.   
17 U yol boyi Pawlus wǝ bizgǝ ǝgixip: — Bu kixilǝr Ⱨǝmmidin aliy Hudaning ⱪulliri, ular silǝrgǝ nijatliⱪ bir yolini jakarlaydu! — dǝp warⱪirap mangdi.
18 U uda kɵp künlǝr xundaⱪ warⱪiridi. Bu ix Pawlusning ⱪǝlbini azablap, u ⱪizƣa burulup, jinƣa: — Əysa Mǝsiⱨning nami bilǝn buyruymǝnki, uningdin qiⱪ! — deyixigila, jin xuan qiⱪip kǝtti.  
19 Dedǝkning hojayinliri uningƣa baƣliƣan pul tepix ümidining yoⱪⱪa qiⱪⱪanliⱪini kɵrüp, Pawlus bilǝn Silasⱪa ⱪol selip, ularni bazar mǝydaniƣa sɵrǝp, ⱨɵkümdarlarning aldiƣa elip bardi.
20 Ular ikkiylǝnni soraⱪqi ǝmǝldarlarning aldiƣa qiⱪirip: — Bu adǝmlǝr Yǝⱨudiylar bolup, xǝⱨirimizni ⱪalaymiⱪanlaxturuwǝtmǝktǝ.
21 Biz bolsaⱪ rimliⱪlarmiz, ular ⱪanunimizƣa hilap bolƣan wǝ ⱪobul ⱪilixⱪa yaki yürgüzüxkǝ bolmaydiƣan ⱪaidǝ-yosunlarni tǝrƣib ⱪiliwatidu! — dǝp xikayǝt ⱪildi.
22 Toplanƣan halayiⱪmu ularƣa ⱨujum ⱪilixⱪa ⱪozƣaldi; soraⱪqi ǝmǝldarlar ularning kiyimlirini yirtip yalingaqlap, kaltǝk bilǝn dumbilaxⱪa ǝmr qüxürdi.
23 Ikkiylǝnni kaltǝk bilǝn kɵp dumbiliƣandin keyin, ularni zindanƣa taxlidi wǝ xundaⱪla gundipayni ⱪattiⱪ kɵzitixkǝ buyrudi.
24 U buyruⱪni tapxuruwelix bilǝn ularni zindanning iqkiridiki kamerƣa solap, putliriƣa ixkǝl saldi.
25 Tün yerimda, Pawlus bilǝn Silas dua ⱪilip, Hudaƣa mǝdⱨiyǝ küylirini eytiwatatti. Baxⱪa mǝⱨbuslar bolsa ⱪulaⱪ selip anglawatatti.
26 Tuyuⱪsiz ⱪattiⱪ yǝr tǝwrǝx yüz bǝrdi; zindanning ullirimu tǝwrinip kǝtti wǝ zindanning ⱨǝmmǝ ixikliri xuan eqilip, ⱨǝrbir mǝⱨbusning kixǝnlirimu qüxüp kǝtti.
27 Gundipay uyⱪudin oyƣinip, zindanning ixiklirining oquⱪ turƣanliⱪini kɵrüp, mǝⱨbuslar ⱪeqip ketiptu dǝp oylap, ⱪiliqini suƣurup elip, ɵzini ɵltürüwalmaⱪqi boldi.
28 Lekin Pawlus ⱪattiⱪ awazda: — Ɵzünggǝ zǝrǝr yǝtküzmǝ, ⱨǝmmimiz bar! — dǝp warⱪiridi.
29 Gundipay: Qiraƣlarni kǝltürünglar dǝp towlap iqkirigǝ etilip kirip, titrigǝn ⱨalda Pawlus bilǝn Silasning ayiƣiƣa yiⱪildi.
30 Andin ularni taxⱪiriƣa elip qiⱪip: — Ⱪutⱪuzuluxum üqün nemǝ ⱪilixim kerǝk? — dǝp soridi.
31 Rǝb Əysaƣa etiⱪad ⱪilƣin, wǝ xundaⱪ ⱪilsang, ɵzüng ⱨǝm ailǝngdikilǝrmu ⱪutⱪuzulidu! — dedi ular.  
32 Xuning bilǝn, ikkiylǝn uningƣa wǝ uning barliⱪ ailisidikilǝrgǝ Rǝbning sɵz-kalamini yǝtküzdi.
33 Keqǝ xu saǝtning ɵzidila gundipay ularni baxlap qiⱪip, yarilirini yuyup tazilidi; andin u dǝrⱨal ailisidikilǝr bilǝn qɵmüldürüxni ⱪobul ⱪildi;
34 ikkiylǝnni ɵz ɵyigǝ baxlap kelip, ularning aldiƣa dastihan saldi. U pütkül ailisidikilǝr bilǝn Hudaƣa etiⱪad ⱪilƣanliⱪtin zor xadlandi.
35 Ətisi ǝtigǝndǝ, soraⱪqi ǝmǝldarlar yasawullarni zindanƣa ǝwǝtip: — U ikkiylǝnni ⱪoyuwetinglar! — dǝp buyrudi.
36 Gundipay Pawlusⱪa bu sɵzni yǝtküzüp: — Soraⱪqi ǝmǝldarlar ikkinglarni ⱪoyuwetix yarliⱪini qüxürdi. Silǝr ǝmdi zindandin qiⱪip, tinq-aman yolunglarƣa qiⱪinglar, — dedi.
37 Biraⱪ Pawlus yasawullarƣa: — Biz Rim puⱪraliri bolsaⱪmu, ǝmǝldarlar bizni soraⱪ ⱪilmayla halayiⱪning aldida kaltǝk bilǝn dumbalap, zindanƣa taxlidi. Əmdi ular ⱨazir bizni yoxurunqǝ ⱪoƣlimaⱪqimu? Yaⱪ, bundaⱪ ⱪilsa bolmaydu! Əmǝldarlar ɵzliri kelip bizni qiⱪarsun! — dedi.
38 Yasawullar bu sɵzlǝrni soraⱪqi ǝmǝldarlarƣa yǝtküzdi. Ular ikkiylǝnning Rim puⱪrasi ikǝnlikini anglap ⱪorⱪup kǝtti;
Rosullarning paaliyǝtliri 16 in Muⱪeddes Kalam (yǝngi yeziⱪ)