Text copied!
Bibles in Uighur

روسۇللارنىڭ پائالىيەتلىرى 15:4-30 in Uighur

Help us?

روسۇللارنىڭ پائالىيەتلىرى 15:4-30 in مۇقېددېس‭ ‬كالام (‭‬يەنگى‭ ‬يېزىق‭ ‬ )

4 پاۋلۇسلار يېرۇسالېمغا كەلگىنىدە، ئۇلار جامائەتتىكىلەر، روسۇللار ۋە ئاقساقاللار تەرىپىدىن قارشى ئېلىنىپ، كۆپچىلىككە خۇدانىڭ ئۆزلىرى ئارقىلىق بارلىق قىلغان ئەمەللىرىنى بايان قىلىپ بەردى.
5 لېكىن پەرىسىي مەزھىپىدىكىلەردىن ئېتىقاد يولىغا كىرگەن بەزىلەر ئورنىدىن تۇرۇشۇپ‫‪:‬‬ ــ مۇشۇ يات ئەللىكلەرنى خەتنە قىلىش كېرەك، شۇنداقلا ئۇلارغا مۇساغا چۈشۈرۈلگەن تەۋرات قانۇنىغا ئەمەل قىلىشى كېرەكلىكىنى جېكىلەش كېرەك! ــ دېدى.
6 شۇڭا روسۇللار بىلەن ئاقساقاللار بۇ مەسىلىنى مۇزاكىرە قىلىش ئۈچۈن جەم بولۇشتى.
7 ئۇزۇن سۆھبەتلىشىشتىن كېيىن، پېترۇس ئورنىدىن تۇرۇپ مۇنداق دېدى‫‪:‬‬ ــ قېرىنداشلار، دەسلەپتىكى كۈنلەردە خۇدانىڭ ئىچىڭلاردىن مېنى تاللاپ مېنىڭ ئاغزىم ئارقىلىق خۇش خەۋەردىكى سۆز‫‪‎-‎‬‬كالامنى يات ئەللىكلەرگە ئاڭلىتىپ ئۇلارنىڭ ئېتىقاد قىلىشىدا ۋاسىتە قىلىشقا بېكىتكەنلىكىدىن خەۋىرىڭلار بار.
8 ۋە ئىنسانلارنىڭ قەلبىنى بىلگۈچى خۇدا مۇقەددەس روھنى بىزگە ئاتا قىلغىنىدەك، ئۇلارغىمۇ ئاتا قىلدى.
9 شۇنداق قىلىپ، خۇدا ئۇلارنى بىز بىلەن ھېچقانداق پەرقلەندۈرمەي، ئۇلارنىڭ قەلبلىرىنى ئېتىقاد ئارقىلىق پاك قىلدى.
10 ئەھۋال مانا شۇنداق ئىكەن، ئەمدى سىلەر نېمە ئۈچۈن ئۆزىمىز ۋە ئاتا‫‪‎-‎‬‬بوۋىلىرىمىزمۇ كۆتۈرەلمىگەن بىر بويۇنتۇرۇقنى مۇخلىسلارنىڭ بوينىغا ئارتماقچى بولۇپ، خۇدانى سىنىماقچى بولىسىلەر؟!
11 ئەمدىلىكتە، بىز بولساق رەب ئەيسانىڭ مېھىر‫‪‎-‎‬‬شەپقىتىگە تايىنىپ ئۇلارغا ئوخشاش قۇتقۇزۇلىمىز، دەپ ئىشىنىمىز.  
12 بۇ سۆزدىن كېيىن، بارناباس بىلەن پاۋلۇس چىقىپ، خۇدا ئۆزلىرى ئارقىلىق يات ئەللىكلەرنىڭ ئارىسىدا كۆرسەتكەن بارلىق مۆجىزىلىك ئالامەتلەرنى ۋە كارامەتلەرنى بايان قىلىپ بەردى؛ كۆپچىلىك ئۇلارغا قۇلاق سېلىپ سۈكۈتتە تۇردى.
13 ئۇلارنىڭ سۆزى تۈگىگەندىن كېيىن، ياقۇپ مۇنداق دېدى‫‪:‬‬ ــ قېرىنداشلار، ماڭا قۇلاق سېلىڭلار!
14 باياتىن شىمېئون خۇدانىڭ يات ئەللىكلەرنىمۇ باشتىنلا شاپائەت بىلەن يوقلاپ، ئۇلارنىڭ ئارىسىدىن ئۆز نامى ئۈچۈن بىر خەلق چىقىرىدىغانلىقىنى چۈشەندۈرۈپ ئۆتتى.
15 پەيغەمبەرلەرنىڭ ئېيتقانلىرىمۇ بۇنىڭغا ئۇيغۇن كېلىدۇ، خۇددى مۇقەددەس يازمىلاردا مۇنۇ سۆزلەر پۈتۈلگەندەك‫‪:‬‬ ــ
16 ــ ««مۇشۇ ئىشلاردىن كېيىن، مەن قايتىپ كېلىپ، داۋۇتنىڭ يىقىلغان چېدىرىنى يېڭىباشتىن قۇرۇپ تىكلەيمەن، ئۇنىڭ خارابىلىكلىرىنى قايتا بىنا قىلىپ، ئەسلىگە كەلتۈرىمەن.
18 شۇنداق قىلىپ، جاھاندىكى باشقا ئىنسانلارمۇ، يەنى مېنىڭ نامىم بىلەن ئاتالغان بارلىق ئەللەر مېنى ئىزدەپ تاپىدۇ» دەيدۇ بۇ ئىشلارنى ئەمەلگە ئاشۇرغۇچى ۋە شۇنداقلا ئۇلارنى ئەزەلدىن ئايان قىلىپ كەلگەن پەرۋەردىگار!»  
19 ــ شۇنىڭ ئۈچۈن خۇلاسەم شۇكى، يات ئەللىكلەر ئارىسىدىن توۋا قىلىپ خۇداغا ئېتىقاد باغلىغانلارغا ئاۋارە‫‪‎-‎‬‬ئېغىرچىلىك سېلىپ قويماسلىقىمىز كېرەك؛
20 پەقەت ئۇلارغا‫‪:‬‬ «بۇتلارغا ئاتىلىپ بۇلغانغان نەرسىلەرنى يېيىشتىن، جىنسىي بۇزۇقلۇقتىن، قاننى ۋە بوغۇپ سويۇلغان ھايۋانلارنىڭ گۆشلىرىدىنمۇ يېيىشتىن نېرى بولۇڭلار» دەپ تاپىلاپ، بىر پارچە خەت يازايلى.   
21 چۈنكى قەدىمكى دەۋرلەردىن تارتىپ ھەر شەھەردە شابات كۈنىدە سىناگوگلاردا مۇسا پەيغەمبەرنىڭ ئېيتقانلىرى ئوقۇلۇپ، ئۇنىڭ كۆرسەتمىلىرى ئۆگىتىلىپ كەلگەن.
22 شۇنىڭ بىلەن روسۇللار، ئاقساقاللار، شۇنداقلا يېرۇسالېمدىكى پۈتكۈل جامائەتتىكىلەر ئۆز ئارىسىدىن بىرنەچچە ئادەمنى تاللاپ، ئۇلارنى پاۋلۇس ۋە بارناباس بىلەن بىللە ئانتاكياغا ئەۋەتىشنى لايىق كۆردى. ئەسلىدە قېرىنداشلار ئىچىدە باشلامچى بولغان يەھۇدا (بارساباس دەپمۇ ئاتىلىدۇ) بىلەن سىلاسلار بۇنىڭغا تاللاندى.
23 خەت بولسا ئۇلارغا تاپشۇرۇلدى، ئۇنىڭدا مۇنداق يېزىلغانىدى‫‪:‬‬ ــ «ئى ئانتاكيا، سۇرىيە ۋە كىلىكىيەدە تۇرۇۋاتقان يات ئەللىك قېرىنداشلار، ــ يېرۇسالېمدىكى قېرىنداشلىرىڭلاردىن، روسۇللار بىلەن ئاقساقاللاردىن سىلەرگە سالام!
24 ئارىمىزدىن بەزى كىشىلەر چىقىپ يېنىڭلارغا بېرىپ، سۆزلىرى بىلەن سىلەرنى بىئاراملىققا سېلىپ كۆڭلۈڭلارنى پاراكەندە قىلىپ قويغانلىقىنى ئاڭلىدۇق. لېكىن بىز ئۇلارغا ھېچقانداق سۆز‫‪‎-‎‬‬ئەمر قىلمىدۇق.   
25 شۇ سەۋەبتىن، بىز بۇ ئىشتا ئويلىرىمىز بىر يەردىن چىققاندىن كېيىن، ئارىمىزدىن تاللانغان بىرنەچچەيلەننى سۆيۈملۈك بارناباس ۋە پاۋلۇسىمىز بىلەن بىللە يېنىڭلارغا ئەۋەتىشنى قارار قىلدۇق.
26 بۇ ئىككىيلەن رەببىمىز ئەيسا مەسىھنىڭ نامى ئۈچۈن ھاياتىنى خەتەرگە تەۋەككۈل قىلغان كىشىلەردۇر.
27 شۇڭا بىز يەھۇدا بىلەن سىلاسنى يازغانلىرىمىزنى سىلەرگە ئۆز ئاغزى بىلەنمۇ سۆزلەپ بەرسۇن دەپ، يېنىڭلارغا ئەۋەتتۇق.
28 گەپنىڭ پوسكاللىسىغا كەلسەك، مۇقەددەس روھقا، شۇنداقلا بىزلەرگىمۇ شۇ لايىق كۆرۈنگەنكى، تۆۋەندىكى زۆرۈر بولغان ئىشلاردىن سىرت، سىلەرگە ھېچقانداق باشقا ئىشنى يۈكلىمەسلىكىمىز كېرەك‫‪:‬‬
29 ــ بۇتلارغا ئاتالغان نەرسىلەردىن، قاننى ۋە بوغۇپ سويۇلغان ھايۋانلارنىڭ گۆشلىرىدىن يېيىشتىن ۋە جىنسىي بۇزۇقلۇقتىن نېرى بولۇش ــ سىلەر مۇشۇ بىرنەچچە ئىشتىن ساقلانساڭلار، ياخشى قىلغان بولىسىلەر. ئامان‫‪‎-‎‬‬خاتىرجەم بولۇڭلار!»
30 شۇنداق قىلىپ، ئۇلار قېرىنداشلار تەرىپىدىن يولغا سېلىنىپ، ئانتاكياغا باردى. ئۇ يەردە پۈتۈن جامائەتتىكىلەرنى يىغىپ، خەتنى ئۇلارغا تاپشۇردى.
روسۇللارنىڭ پائالىيەتلىرى 15 in مۇقېددېس‭ ‬كالام (‭‬يەنگى‭ ‬يېزىق‭ ‬ )

Росулларниң паалийәтлири 15:4-30 in Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

4 Павлуслар Йерусалимға кәлгинидә, улар җамаәттикиләр, расуллар вә ақсақаллар тәрипидин қарши елинип, көпчиликкә Худаниң өзлири арқилиқ барлиқ қилған әмәллирини баян қилип бәрди.
5 Лекин Пәрисий мәзһипидикиләрдин етиқат йолиға киргән бәзиләр орнидин турушуп: — Мошу ят әлликләрни хәтнә қилиш керәк, шундақла уларға Мусаға чүшүрүлгән Тәврат қануниға әмәл қилиши керәклигини җекиләш керәк! — деди.
6 Шуңа расуллар билән ақсақаллар бу мәсилини музакирә қилиш үчүн җәм болушти.
7 Узун сөһбәтлишиштин кейин, Петрус орнидин туруп мундақ деди: — Қериндашлар, дәсләптики күнләрдә Худаниң ичиңлардин мени таллап мениң ағзим арқилиқ хуш хәвәрдики сөз-каламни ят әлликләргә аңлитип уларниң етиқат қилишида васитә қилишқа бекиткәнлигидин хәвириңлар бар.
8 Вә инсанларниң қәлбини билгүчи Худа Муқәддәс Роһни бизгә ата қилғинидәк, уларғиму ата қилди.
9 Шундақ қилип, Худа уларни биз билән һеч қандақ пәриқләндүрмәй, уларниң қәлблирини етиқат арқилиқ пак қилди.
10 Әһвал мана шундақ екән, әнди силәр немә үчүн өзимиз вә ата-бовилиримизму көтирәлмигән бир боюнтуруқни мухлисларниң бойниға артмақчи болуп, Худани синимақчи болисиләр?!
11 Әндиликтә, биз болсақ Рәб Әйсаниң меһри-шәпқитигә тайинип уларға охшаш қутқузулимиз, дәп ишинимиз.  
12 Бу сөздин кейин, Барнабас билән Павлус чиқип, Худа өзлири арқилиқ ят әлликләрниң арисида көрсәткән барлиқ мөҗизилик аламәтләрни вә карамәтләрни баян қилип бәрди; көпчилик уларға қулақ селип сүкүттә турди.
13 Уларниң сөзи түгигәндин кейин, Яқуп мундақ деди: — Қериндашлар, маңа қулақ селиңлар!
14 Баятин Шимеон Худаниң ят әлликләрниму баштинла шапаәт билән йоқлап, уларниң арисидин Өз нами үчүн бир хәлиқ чиқиридиғанлиғини чүшәндүрүп өтти.
15 Пәйғәмбәрләрниң ейтқанлириму буниңға уйғун келиду, худди муқәддәс язмиларда муну сөзләр пүтүлгәндәк: —
16 — ««Мошу ишлардин кейин, Мән қайтип келип, Давутниң жиқилған чедирини йеңибаштин қуруп тикләймән, Униң харабиликлирини қайта бена қилип, әслигә кәлтүримән.
17 Шундақ қилип, җаһандики башқа инсанларму, йәни Мениң намим билән аталған барлиқ әлләр Мени издәп тапиду» дәйду бу ишларни әмәлгә Ашурғучи вә шундақла уларни әзәлдин аян қилип кәлгән Пәрвәрдигар!»  
19 — Шуниң үчүн хуласәм шуки, ят әлликләр арисидин товва қилип Худаға етиқат бағлиғанларға аварә-еғирчилик селип қоймаслиғимиз керәк;
20 пәқәт уларға: «Бутларға атилип булғанған нәрсиләрни йейиштин, җинсий бузуқлуқтин, қанни вә боғуп союлған һайванларниң гөшлиридинму йейиштин нери болуңлар» дәп тапилап, бир парчә хәт язайли.   
21 Чүнки қедимки дәвирләрдин тартип һәр шәһәрдә шабат күнидә синагогларда Муса пәйғәмбәрниң ейтқанлири оқулуп, униң көрсәтмилири үгитилип кәлгән.
22 Шуниң билән расуллар, ақсақаллар, шундақла Йерусалимдики пүткүл җамаәттикиләр өз арисидин бир нәччә адәмни таллап, уларни Павлус вә Барнабас билән биллә Антакяға әвәтишни лайиқ көрди. Әслидә қериндашлар ичидә башламчи болған Йәһуда (Барсабас дәпму атилиду) билән Силаслар буниңға талланди.
23 Хәт болса уларға тапшурулди, униңда мундақ йезилған еди: — «И Антакя, Сурийә вә Киликийәдә туруватқан ят әллик қериндашлар, — Йерусалимдики қериндашлириңлардин, расуллар билән ақсақаллардин силәргә салам!
24 Аримиздин бәзи кишиләр чиқип йениңларға берип, сөзлири билән силәрни беарамлиққа селип көңлүңларни паракәндә қилип қойғанлиғини аңлидуқ. Лекин биз уларға һеч қандақ сөз-әмир қилмидуқ.   
25 Шу сәвәптин, биз бу ишта ойлиримиз бир йәрдин чиққандин кейин, аримиздин талланған бир нәччәйләнни сөйүмлүк Барнабас вә Павлусимиз билән биллә йениңларға әвәтишни қарар қилдуқ.
26 Бу иккилән Рәббимиз Әйса Мәсиһниң нами үчүн һаятини хәтәргә тәвәккүл қилған кишиләрдур.
27 Шуңа биз Йәһуда билән Силасни язғанлиримизни силәргә өз ағзи биләнму сөзләп бәрсун дәп, йениңларға әвәттуқ.
28 Гәпниң поскаллисиға кәлсәк, Муқәддәс Роһқа, шундақла бизләргиму шу лайиқ көрүнгәнки, төвәндики зөрүр болған ишлардин сирт, силәргә һеч қандақ башқа ишни жүклимәслигимиз керәк:
29 — Бутларға аталған нәрсиләрдин, қанни вә боғуп союлған һайванларниң гөшлиридин йейиштин вә җинсий бузуқлуқтин нери болуш — силәр мошу бир нәччә иштин сақлансаңлар, яхши қилған болисиләр. Аман-хатирҗәм болуңлар!»
30 Шундақ қилип, улар қериндашлар тәрипидин йолға селинип, Антакяға барди. У йәрдә пүтүн җамаәттикиләрни жиғип, хәтни уларға тапшурди.
Росулларниң паалийәтлири 15 in Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

Rosullarning paaliyetliri 15:4-30 in Muqeddes Kalam (latin yéziq)

4 Pawluslar Yérusalémgha kelginide, ular jamaettikiler, rosullar we aqsaqallar teripidin qarshi élinip, köpchilikke Xudaning özliri arqiliq barliq qilghan emellirini bayan qilip berdi.
5 Lékin Perisiy mezhipidikilerdin étiqad yoligha kirgen beziler ornidin turushup: — Mushu yat elliklerni xetne qilish kérek, shundaqla ulargha Musagha chüshürülgen Tewrat qanunigha emel qilishi kéreklikini jékilesh kérek! — dédi.
6 Shunga rosullar bilen aqsaqallar bu mesilini muzakire qilish üchün jem bolushti.
7 Uzun söhbetlishishtin kéyin, Pétrus ornidin turup mundaq dédi: — Qérindashlar, desleptiki künlerde Xudaning ichinglardin méni tallap méning aghzim arqiliq xush xewerdiki söz-kalamni yat elliklerge anglitip ularning étiqad qilishida wasite qilishqa békitkenlikidin xewiringlar bar.
8 We insanlarning qelbini bilgüchi Xuda Muqeddes Rohni bizge ata qilghinidek, ularghimu ata qildi.
9 Shundaq qilip, Xuda ularni biz bilen héchqandaq perqlendürmey, ularning qelblirini étiqad arqiliq pak qildi.
10 Ehwal mana shundaq iken, emdi siler néme üchün özimiz we ata-bowilirimizmu kötürelmigen bir boyunturuqni muxlislarning boynigha artmaqchi bolup, Xudani sinimaqchi bolisiler?!
11 Emdilikte, biz bolsaq Reb Eysaning méhir-shepqitige tayinip ulargha oxshash qutquzulimiz, dep ishinimiz.  
12 Bu sözdin kéyin, Barnabas bilen Pawlus chiqip, Xuda özliri arqiliq yat elliklerning arisida körsetken barliq möjizilik alametlerni we karametlerni bayan qilip berdi; köpchilik ulargha qulaq sélip sükütte turdi.
13 Ularning sözi tügigendin kéyin, Yaqup mundaq dédi: — Qérindashlar, manga qulaq sélinglar!
14 Bayatin Shiméon Xudaning yat elliklernimu bashtinla shapaet bilen yoqlap, ularning arisidin Öz nami üchün bir xelq chiqiridighanliqini chüshendürüp ötti.
15 Peyghemberlerning éytqanlirimu buninggha uyghun kélidu, xuddi muqeddes yazmilarda munu sözler pütülgendek: —
16 — ««Mushu ishlardin kéyin, Men qaytip kélip, Dawutning yiqilghan chédirini yéngibashtin qurup tikleymen, Uning xarabiliklirini qayta bina qilip, eslige keltürimen.
17 Shundaq qilip, jahandiki bashqa insanlarmu, yeni Méning namim bilen atalghan barliq eller Méni izdep tapidu» deydu bu ishlarni emelge Ashurghuchi we shundaqla ularni ezeldin ayan qilip kelgen Perwerdigar!»  
19 — Shuning üchün xulasem shuki, yat ellikler arisidin towa qilip Xudagha étiqad baghlighanlargha aware-éghirchilik sélip qoymasliqimiz kérek;
20 peqet ulargha: «Butlargha atilip bulghan'ghan nersilerni yéyishtin, jinsiy buzuqluqtin, qanni we boghup soyulghan haywanlarning göshliridinmu yéyishtin néri bolunglar» dep tapilap, bir parche xet yazayli.   
21 Chünki qedimki dewrlerdin tartip her sheherde shabat künide sinagoglarda Musa peyghemberning éytqanliri oqulup, uning körsetmiliri ögitilip kelgen.
22 Shuning bilen rosullar, aqsaqallar, shundaqla Yérusalémdiki pütkül jamaettikiler öz arisidin birnechche ademni tallap, ularni Pawlus we Barnabas bilen bille Antakyagha ewetishni layiq kördi. Eslide qérindashlar ichide bashlamchi bolghan Yehuda (Barsabas depmu atilidu) bilen Silaslar buninggha tallandi.
23 Xet bolsa ulargha tapshuruldi, uningda mundaq yézilghanidi: — «I Antakya, Suriye we Kilikiyede turuwatqan yat ellik qérindashlar, — Yérusalémdiki qérindashliringlardin, rosullar bilen aqsaqallardin silerge salam!
24 Arimizdin bezi kishiler chiqip yéninglargha bérip, sözliri bilen silerni biaramliqqa sélip könglünglarni parakende qilip qoyghanliqini angliduq. Lékin biz ulargha héchqandaq söz-emr qilmiduq.   
25 Shu sewebtin, biz bu ishta oylirimiz bir yerdin chiqqandin kéyin, arimizdin tallan'ghan birnechcheylenni söyümlük Barnabas we Pawlusimiz bilen bille yéninglargha ewetishni qarar qilduq.
26 Bu ikkiylen Rebbimiz Eysa Mesihning nami üchün hayatini xeterge tewekkül qilghan kishilerdur.
27 Shunga biz Yehuda bilen Silasni yazghanlirimizni silerge öz aghzi bilenmu sözlep bersun dep, yéninglargha ewettuq.
28 Gepning poskallisigha kelsek, Muqeddes Rohqa, shundaqla bizlergimu shu layiq körün'genki, töwendiki zörür bolghan ishlardin sirt, silerge héchqandaq bashqa ishni yüklimeslikimiz kérek:
29 — Butlargha atalghan nersilerdin, qanni we boghup soyulghan haywanlarning göshliridin yéyishtin we jinsiy buzuqluqtin néri bolush — siler mushu birnechche ishtin saqlansanglar, yaxshi qilghan bolisiler. Aman-xatirjem bolunglar!»
30 Shundaq qilip, ular qérindashlar teripidin yolgha sélinip, Antakyagha bardi. U yerde pütün jamaettikilerni yighip, xetni ulargha tapshurdi.
Rosullarning paaliyetliri 15 in Muqeddes Kalam (latin yéziq)

Rosullarning paaliyǝtliri 15:4-30 in Muⱪeddes Kalam (yǝngi yeziⱪ)

4 Pawluslar Yerusalemƣa kǝlginidǝ, ular jamaǝttikilǝr, rosullar wǝ aⱪsaⱪallar tǝripidin ⱪarxi elinip, kɵpqilikkǝ Hudaning ɵzliri arⱪiliⱪ barliⱪ ⱪilƣan ǝmǝllirini bayan ⱪilip bǝrdi.
5 Lekin Pǝrisiy mǝzⱨipidikilǝrdin etiⱪad yoliƣa kirgǝn bǝzilǝr ornidin turuxup: — Muxu yat ǝlliklǝrni hǝtnǝ ⱪilix kerǝk, xundaⱪla ularƣa Musaƣa qüxürülgǝn Tǝwrat ⱪanuniƣa ǝmǝl ⱪilixi kerǝklikini jekilǝx kerǝk! — dedi.
6 Xunga rosullar bilǝn aⱪsaⱪallar bu mǝsilini muzakirǝ ⱪilix üqün jǝm boluxti.
7 Uzun sɵⱨbǝtlixixtin keyin, Petrus ornidin turup mundaⱪ dedi: — Ⱪerindaxlar, dǝslǝptiki künlǝrdǝ Hudaning iqinglardin meni tallap mening aƣzim arⱪiliⱪ hux hǝwǝrdiki sɵz-kalamni yat ǝlliklǝrgǝ anglitip ularning etiⱪad ⱪilixida wasitǝ ⱪilixⱪa bekitkǝnlikidin hǝwiringlar bar.
8 Wǝ insanlarning ⱪǝlbini bilgüqi Huda Muⱪǝddǝs Roⱨni bizgǝ ata ⱪilƣinidǝk, ularƣimu ata ⱪildi.
9 Xundaⱪ ⱪilip, Huda ularni biz bilǝn ⱨeqⱪandaⱪ pǝrⱪlǝndürmǝy, ularning ⱪǝlblirini etiⱪad arⱪiliⱪ pak ⱪildi.
10 Əⱨwal mana xundaⱪ ikǝn, ǝmdi silǝr nemǝ üqün ɵzimiz wǝ ata-bowilirimizmu kɵtürǝlmigǝn bir boyunturuⱪni muhlislarning boyniƣa artmaⱪqi bolup, Hudani sinimaⱪqi bolisilǝr?!
11 Əmdiliktǝ, biz bolsaⱪ Rǝb Əysaning meⱨir-xǝpⱪitigǝ tayinip ularƣa ohxax ⱪutⱪuzulimiz, dǝp ixinimiz.  
12 Bu sɵzdin keyin, Barnabas bilǝn Pawlus qiⱪip, Huda ɵzliri arⱪiliⱪ yat ǝlliklǝrning arisida kɵrsǝtkǝn barliⱪ mɵjizilik alamǝtlǝrni wǝ karamǝtlǝrni bayan ⱪilip bǝrdi; kɵpqilik ularƣa ⱪulaⱪ selip süküttǝ turdi.
13 Ularning sɵzi tügigǝndin keyin, Yaⱪup mundaⱪ dedi: — Ⱪerindaxlar, manga ⱪulaⱪ selinglar!
14 Bayatin Ximeon Hudaning yat ǝlliklǝrnimu baxtinla xapaǝt bilǝn yoⱪlap, ularning arisidin Ɵz nami üqün bir hǝlⱪ qiⱪiridiƣanliⱪini qüxǝndürüp ɵtti.
15 Pǝyƣǝmbǝrlǝrning eytⱪanlirimu buningƣa uyƣun kelidu, huddi muⱪǝddǝs yazmilarda munu sɵzlǝr pütülgǝndǝk: —
16 — ««Muxu ixlardin keyin, Mǝn ⱪaytip kelip, Dawutning yiⱪilƣan qedirini yengibaxtin ⱪurup tiklǝymǝn, Uning harabiliklirini ⱪayta bina ⱪilip, ǝsligǝ kǝltürimǝn.
17 Xundaⱪ ⱪilip, jaⱨandiki baxⱪa insanlarmu, yǝni Mening namim bilǝn atalƣan barliⱪ ǝllǝr Meni izdǝp tapidu» dǝydu bu ixlarni ǝmǝlgǝ Axurƣuqi wǝ xundaⱪla ularni ǝzǝldin ayan ⱪilip kǝlgǝn Pǝrwǝrdigar!»  
19 — Xuning üqün hulasǝm xuki, yat ǝlliklǝr arisidin towa ⱪilip Hudaƣa etiⱪad baƣliƣanlarƣa awarǝ-eƣirqilik selip ⱪoymasliⱪimiz kerǝk;
20 pǝⱪǝt ularƣa: «Butlarƣa atilip bulƣanƣan nǝrsilǝrni yeyixtin, jinsiy buzuⱪluⱪtin, ⱪanni wǝ boƣup soyulƣan ⱨaywanlarning gɵxliridinmu yeyixtin neri bolunglar» dǝp tapilap, bir parqǝ hǝt yazayli.   
21 Qünki ⱪǝdimki dǝwrlǝrdin tartip ⱨǝr xǝⱨǝrdǝ xabat künidǝ sinagoglarda Musa pǝyƣǝmbǝrning eytⱪanliri oⱪulup, uning kɵrsǝtmiliri ɵgitilip kǝlgǝn.
22 Xuning bilǝn rosullar, aⱪsaⱪallar, xundaⱪla Yerusalemdiki pütkül jamaǝttikilǝr ɵz arisidin birnǝqqǝ adǝmni tallap, ularni Pawlus wǝ Barnabas bilǝn billǝ Antakyaƣa ǝwǝtixni layiⱪ kɵrdi. Əslidǝ ⱪerindaxlar iqidǝ baxlamqi bolƣan Yǝⱨuda (Barsabas dǝpmu atilidu) bilǝn Silaslar buningƣa tallandi.
23 Hǝt bolsa ularƣa tapxuruldi, uningda mundaⱪ yezilƣanidi: — «I Antakya, Suriyǝ wǝ Kilikiyǝdǝ turuwatⱪan yat ǝllik ⱪerindaxlar, — Yerusalemdiki ⱪerindaxliringlardin, rosullar bilǝn aⱪsaⱪallardin silǝrgǝ salam!
24 Arimizdin bǝzi kixilǝr qiⱪip yeninglarƣa berip, sɵzliri bilǝn silǝrni biaramliⱪⱪa selip kɵnglünglarni parakǝndǝ ⱪilip ⱪoyƣanliⱪini angliduⱪ. Lekin biz ularƣa ⱨeqⱪandaⱪ sɵz-ǝmr ⱪilmiduⱪ.   
25 Xu sǝwǝbtin, biz bu ixta oylirimiz bir yǝrdin qiⱪⱪandin keyin, arimizdin tallanƣan birnǝqqǝylǝnni sɵyümlük Barnabas wǝ Pawlusimiz bilǝn billǝ yeninglarƣa ǝwǝtixni ⱪarar ⱪilduⱪ.
26 Bu ikkiylǝn Rǝbbimiz Əysa Mǝsiⱨning nami üqün ⱨayatini hǝtǝrgǝ tǝwǝkkül ⱪilƣan kixilǝrdur.
27 Xunga biz Yǝⱨuda bilǝn Silasni yazƣanlirimizni silǝrgǝ ɵz aƣzi bilǝnmu sɵzlǝp bǝrsun dǝp, yeninglarƣa ǝwǝttuⱪ.
28 Gǝpning poskallisiƣa kǝlsǝk, Muⱪǝddǝs Roⱨⱪa, xundaⱪla bizlǝrgimu xu layiⱪ kɵrün'gǝnki, tɵwǝndiki zɵrür bolƣan ixlardin sirt, silǝrgǝ ⱨeqⱪandaⱪ baxⱪa ixni yüklimǝslikimiz kerǝk:
29 — Butlarƣa atalƣan nǝrsilǝrdin, ⱪanni wǝ boƣup soyulƣan ⱨaywanlarning gɵxliridin yeyixtin wǝ jinsiy buzuⱪluⱪtin neri bolux — silǝr muxu birnǝqqǝ ixtin saⱪlansanglar, yahxi ⱪilƣan bolisilǝr. Aman-hatirjǝm bolunglar!»
30 Xundaⱪ ⱪilip, ular ⱪerindaxlar tǝripidin yolƣa selinip, Antakyaƣa bardi. U yǝrdǝ pütün jamaǝttikilǝrni yiƣip, hǝtni ularƣa tapxurdi.
Rosullarning paaliyǝtliri 15 in Muⱪeddes Kalam (yǝngi yeziⱪ)