Text copied!
Bibles in Uighur

لۇقا 9:31-62 in Uighur

Help us?

لۇقا 9:31-62 in مۇقېددېس‭ ‬كالام (‭‬يەنگى‭ ‬يېزىق‭ ‬ )

31 ئۇلار پارلاق جۇلا ئىچىدە ئايان بولۇپ، ئۇنىڭ بىلەن يېرۇسالېمدا ئادا قىلىدىغان «دۇنيادىن ئۆتۈپ كېتىش»ى توغرىسىدا سۆھبەتلەشتى.
32 ئەمدى پېترۇس ۋە ئۇنىڭ ھەمراھلىرىنى خېلى ئۈگىدەك باسقانىدى؛ لېكىن ئۇلارنىڭ ئۇيقۇسى تولۇق ئېچىلغاندا ئۇلار ئۇنىڭ شان‫‪‎-‎‬‬شەرىپىنى ۋە ئۇنىڭ بىلەن بىللە تۇرغان ئىككى ئادەمزاتنى كۆردى.
33 ۋە شۇنداق بولدىكى، بۇ ئىككىسى ئەيسادىن ئايرىلىۋاتقاندا، پېترۇس ئۆزىنىڭ نېمىنى دەۋاتقانلىقىنى بىلمىگەن ھالدا ئەيساغا‫‪:‬‬ ــ ئۇستاز، بۇ يەردە بولغىنىمىز ئىنتايىن ياخشى بولدى! بىرىنى ساڭا، بىرىنى مۇساغا، يەنە بىرىنى ئىلياسقا ئاتاپ بۇ يەرگە ئۈچ كەپە ياسايلى، ــ دېدى.
34 لېكىن ئۇ بۇ گەپلەرنى قىلىۋاتقاندا، بىر پارچە بۇلۇت پەيدا بولۇپ ئۇلارنى قاپلىۋالدى؛ ئۇلار بۇلۇت ئىچىگە كىرىپ قالغىنىدا قورقۇشۇپ كەتتى.
35 بۇلۇتتىن تۇيۇقسىز بىر ئاۋاز ئاڭلىنىپ‫‪:‬‬ ــ بۇ مېنىڭ سۆيۈملۈك ئوغلۇمدۇر. ئۇنىڭغا قۇلاق سېلىڭلار! ــ دېدى.  
36 ئاۋاز ئاڭلانغاندىن كېيىن، قارىسا، ئەيسا ئۆزى يالغۇز قالغانىدى. ئۇلار سۈكۈت قىلىپ قېلىشتى ۋە شۇ كۈنلەردە ئۆزلىرى كۆرگەن ئىشلاردىن ھېچقايسىسىنى ھېچكىمگە ئېيتمىدى.
37 ئەتىسى، ئۇلار تاغدىن چۈشكەن ۋاقتىدا، زور بىر توپ كىشىلەر ئۇنى قارشى ئالدى.
38 مانا، توپنىڭ ئارىسىدىن بىرەيلەن ۋارقىراپ‫‪:‬‬ ــ ئۇستاز، ئۆتۈنۈپ قالاي، ئوغلۇمغا ئىچىڭنى ئاغرىتىپ قاراپ قويغايسەن! چۈنكى ئۇ مېنىڭ بىرلا بالام ئىدى.
39 مانا، ئۇنى دائىم بىر روھ تۇتۇۋېلىپ، ئۇ ئۆزىچىلا ۋارقىراپ‫‪‎-‎‬‬جارقىراپ كېتىدىغان بولۇپ قالدى؛ ئۇ ئۇنىڭ بەدىنىنى تارتىشتۇرۇپ، ئاغزىدىن ئاق كۆپۈك كەلتۈرۈۋېتىدۇ. جىن ئۇنى دائىم دېگۈدەك قىيناپ، ئۇنىڭغا ھېچ ئارام بەرمەيدۇ.
40 مەن مۇخلىسلىرىڭىزدىن روھنى ھەيدىۋېتىشنى ئۆتۈنۈۋىدىم، بىراق ئۇلار ئۇنداق قىلالمىدى، ــ دېدى.
41 ئەيسا جاۋابەن‫‪:‬‬ ــ ئەي ئېتىقادسىز ۋە تەتۈر دەۋر، سىلەر بىلەن قاچانغىچە تۇرۇپ، سىلەرگە سەۋر قىلاي؟ ــ ئوغلۇڭنى ئالدىمغا ئېلىپ كەلگىن ــ دېدى.
42 بالا تېخى يولدا كېلىۋاتقاندا، جىن ئۇنى يىقىتىپ، پۈتۈن بەدىنىنى تارتىشتۇردى. ئەيسا ناپاك روھقا تەنبىھ بېرىپ، بالىنى ساقايتتى ۋە ئۇنى ئاتىسىغا قايتۇرۇپ بەردى.
43 ھەممەيلەن خۇدانىڭ شەرەپلىك كۈچ‫‪‎-‎‬‬قۇدرىتىگە قىن‫‪‎-‎‬‬قىنىغا پاتماي تەئەججۈپلەندى. ھەممىسى ئەيسانىڭ قىلغانلىرىغا ھەيران قېلىشىپ تۇرغاندا، ئۇ مۇخلىسلىرىغا مۇنداق ئېيتتى‫‪:‬‬
44 ــ بۇ سۆزلەرنى قۇلاقلىرىڭلارغا ئوبدان سىڭدۈرۈپ قويۇڭلار. چۈنكى ئىنسانئوغلى پات ئارىدا ساتقۇنلۇقتىن ئىنسانلارنىڭ قولىغا تاپشۇرۇپ بېرىلىدۇ، ــ دېدى.
45 بىراق ئۇلار بۇ سۆزنى چۈشىنەلمىدى. بۇنىڭ مەنىسى ئۇلار چۈشىنىپ يەتمىسۇن ئۈچۈن ئۇلاردىن يوشۇرۇلغانىدى. ئۇلار ئۇنىڭدىن بۇ سۆز توغرۇلۇق سوراشقىمۇ پېتىنالمىدى.  
46 ئەمدى مۇخلىسلار ئارىسىدا ئۇلاردىن كىمنىڭ ئەڭ ئۇلۇغ بولىدىغانلىقى توغرۇلۇق تالاش‫‪‎-‎‬‬تارتىش پەيدا بولدى.
47 ئەمما ئەيسا ئۇلارنىڭ كۆڭلىدىكى ئويلارنى كۆرۈپ يېتىپ، كىچىك بىر بالىنى ئېلىپ يېنىدا تۇرغۇزۇپ،
48 ئۇلارغا‫‪:‬‬ ــ كىم مېنىڭ نامىمدا بۇ كىچىك بالىنى قوبۇل قىلسا، مېنى قوبۇل قىلغان بولىدۇ ۋە كىم مېنى قوبۇل قىلسا، مېنى ئەۋەتكۈچىنى قوبۇل قىلغان بولىدۇ. ئاراڭلاردا ئۆزىنى ئەڭ تۆۋەن تۇتقىنى بولسا ئۇلۇغ بولىدۇ، ــ دېدى.
49 يۇھاننا جاۋابەن ئۇنىڭغا‫‪:‬‬ ــ ئۇستاز، سېنىڭ نامىڭ بىلەن جىنلارنى ھەيدەۋاتقان بىرسىنى كۆردۇق. لېكىن ئۇ بىز بىلەن بىرگە ساڭا ئەگەشمىگەنلىكى تۈپەيلىدىن، ئۇنى توستۇق، ــ دېدى.
50 لېكىن ئەيسا ئۇنىڭغا‫‪:‬‬ ــ ئۇنى توسماڭلار. چۈنكى كىم سىلەرگە قارشى تۇرمىسا سىلەرنى قوللىغانلاردىندۇر، ــ دېدى.
51 ۋە شۇنداق بولدىكى، ئۇنىڭ ئاسمانغا ئېلىپ كېتىلىدىغان كۈنلىرىنىڭ توشۇشىغا ئاز قالغاندا، ئۇ قەتئىيلىك بىلەن يۈزىنى يېرۇسالېمغا بېرىشقا قاراتتى.   
52 شۇنىڭ ئۈچۈن ئۇ ئالدىن ئەلچىلەرنى ئەۋەتتى. ئۇلار يولغا چىقىپ، ئۇنىڭ كېلىشىگە تەييارلىق قىلىش ئۈچۈن سامارىيە ئۆلكىسىدىكى بىر يېزىغا كىردى.
53 بىراق ئۇ يۈزىنى يېرۇسالېمغا قاراتقانلىقى تۈپەيلىدىن يېزىدىكىلەر ئەيسانى قوبۇل قىلمىدى.   
54 ئۇنىڭ مۇخلىسلىرىدىن ياقۇپ بىلەن يۇھاننا بۇ ئىشنى كۆرۈپ‫‪:‬‬ ــ ئى رەب، ئۇلارنى كۆيدۈرۈپ يوقىتىش ئۈچۈن ئىلىياس پەيغەمبەردەك ئاسماندىن ئوت يېغىشىنى چىقىرىشىمىزنى خالامسەن؟ ــ دېدى.
55 لېكىن ئۇ بۇرۇلۇپ ئۇلارنى ئەيىبلەپ‫‪:‬‬ «سىلەر قانداق روھتىن بولغانلىقىڭلارنى بىلمەيدىكەنسىلەر» ــ دېدى.
56 ئاندىن ئۇلار باشقا بىر يېزىغا ئۆتۈپ كەتتى.
57 ۋە شۇنداق بولدىكى، ئۇلار يولدا كېتىۋاتقاندا، بىرسى ئۇنىڭغا‫‪:‬‬ ــ ئى رەب، سەن قەيەرگە بارما، مەن ساڭا ئەگىشىپ ماڭىمەن، ــ دېدى.
58 ئەيسا ئۇنىڭغا‫‪:‬‬ ــ تۈلكىلەرنىڭ ئۆڭكۈرلىرى، ئاسماندىكى قۇشلارنىڭ ئۇۋىلىرى بار. بىراق ئىنسانئوغلىنىڭ بېشىنى قويغۇدەك يېرىمۇ يوق، ــ دېدى.
59 ئۇ يەنە باشقا بىرسىگە‫‪:‬‬ ــ ماڭا ئەگەشكىن! ــ دېدى. لېكىن ئۇ‫‪:‬‬ ــ رەب، ئاۋۋال بېرىپ ئاتامنى يەرلىككە قويغىلى ئىجازەت بەرگەيسەن، ــ دېدى.  
60 لېكىن ئەيسا ئۇنىڭغا ــ ئۆلۈكلەر ئۆز ئۆلۈكلىرىنى كۆمسۇن! بىراق سەن بولساڭ، بېرىپ خۇدانىڭ پادىشاھلىقىنى جاكارلىغىن، ــ دېدى.  
61 يەنە بىرسى‫‪:‬‬ ــ ئەي رەب، مەن ساڭا ئەگىشىمەن، لېكىن ئاۋۋال ئۆيۈمگە بېرىپ، ئۆيدىكىلىرىم بىلەن خوشلىشىشىمغا ئىجازەت بەرگەيسەن، ــ دېدى.
62 ــ كىم قولىدا قوشنىڭ تۇتقۇچىنى تۇتۇپ تۇرۇپ كەينىگە قارىسا، ئۇ خۇدانىڭ پادىشاھلىقىغا لايىق ئەمەستۇر، ــ دېدى.   
لۇقا 9 in مۇقېددېس‭ ‬كالام (‭‬يەنگى‭ ‬يېزىق‭ ‬ )

Луқа 9:31-62 in Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

31 Улар парлақ җула ичидә аян болуп, униң билән Йерусалимда ада қилидиған «дуниядин өтүп кетиш»и тоғрисида сөһбәтләшти.
32 Әнди Петрус вә униң һәмраһлирини хелә үгидәк басқан еди; лекин уларниң уйқиси толуқ ечилғанда улар униң шан-шәривини вә униң билән биллә турған икки адәмзатни көрди.
33 Вә шундақ болдики, бу иккиси Әйсадин айриливатқанда, Петрус өзиниң немини дәватқанлиғини билмигән һалда Әйсаға: — Устаз, бу йәрдә болғинимиз интайин яхши болди! Бирини саңа, бирини Мусаға, йәнә бирини Илясқа атап бу йәргә үч кәпә ясайли, — деди.
34 Лекин у бу гәпләрни қиливатқанда, бир парчә булут пәйда болуп уларни қапливалди; улар булут ичигә кирип қалғинида қорқушуп кәтти.
35 Булуттин туюқсиз бир аваз аңлинип: — Бу Мениң сөйүмлүк Оғлумдур. Униңға қулақ селиңлар! — деди.  
36 Аваз аңланғандин кейин, қариса, Әйса өзи ялғуз қалған еди. Улар сүкүт қилип қелишти вә шу күнләрдә өзлири көргән ишлардин һеч қайсисини һеч кимгә ейтмиди.
37 Әтиси, улар тағдин чүшкән вақтида, зор бир топ кишиләр уни қарши алди.
38 Мана, топниң арисидин бирәйлән вақирап: — Устаз, өтүнүп қалай, оғлумға ичиңни ағритип қарап қойғайсән! Чүнки у мениң бирла балам еди.
39 Мана, уни дайим бир роһ тутувелип, у өзичила вақирап-җақирап кетидиған болуп қалди; у униң бәдинини тартиштуруп, ағзидин ақ көпүк кәлтүрүветиду. Җин уни дайим дегидәк қийнап, униңға һеч арам бәрмәйду.
40 Мән мухлислириңиздин роһни һайдиветишни өтүнүвидим, бирақ улар ундақ қилалмиди, — деди.
41 Әйса җавапән: — Әй етиқатсиз вә тәтүр дәвир, силәр билән қачанғичә туруп, силәргә сәвир қилай? — Оғлуңни алдимға елип кәлгин — деди.
42 Бала техи йолда келиватқанда, җин уни жиқитип, пүтүн бәдинини тартиштурди. Әйса напак роһқа тәнбиһ берип, балини сақайтти вә уни атисиға қайтуруп бәрди.
43 Һәммәйлән Худаниң шәрәплик күч-қудритигә қин-қиниға патмай тәәҗҗүпләнди. Һәммиси Әйсаниң қилғанлириға һәйран қелишип турғанда, у мухлислириға мундақ ейтти:
44 — Бу сөзләрни қулақлириңларға убдан сиңдүрүп қоюңлар. Чүнки Инсаноғли пат арида сатқунлуқтин инсанларниң қолиға тапшуруп берилиду, — деди.
45 Бирақ улар бу сөзни чүшинәлмиди. Буниң мәниси улар чүшинип йәтмисун үчүн улардин йошурулған еди. Улар униңдин бу сөз тоғрилиқ сорашқиму петиналмиди.  
46 Әнди мухлислар арисида улардин кимниң әң улуқ болидиғанлиғи тоғрилиқ талаш-тартиш пәйда болди.
47 Амма Әйса уларниң көңлидики ойларни көрүп йетип, кичик бир балини елип йенида турғузуп,
48 уларға: — Ким мениң намимда бу кичик балини қобул қилса, мени қобул қилған болиду вә ким мени қобул қилса, мени әвәткүчини қобул қилған болиду. Араңларда өзини әң төвән тутқини болса улуқ болиду, — деди.
49 Юһанна җавапән униңға: — Устаз, сениң намиң билән җинларни һайдаватқан бирисини көрдуқ. Лекин у биз билән биргә саңа әгәшмигәнлиги түпәйлидин, уни тостуқ, — деди.
50 Лекин Әйса униңға: — Уни тосмаңлар. Чүнки ким силәргә қарши турмиса силәрни қоллиғанлардиндур, — деди.
51 Вә шундақ болдики, униң асманға елип кетилидиған күнлириниң тошушиға аз қалғанда, у қәтъийлик билән йүзини Йерусалимға беришқа қаратти.   
52 Шуниң үчүн у алдин әлчиләрни әвәтти. Улар йолға чиқип, униң келишигә тәйярлиқ қилиш үчүн Самарийә өлкисидики бир йезиға кирди.
53 Бирақ у йүзини Йерусалимға қаратқанлиғи түпәйлидин йезидикиләр Әйсани қобул қилмиди.   
54 Униң мухлислиридин Яқуп билән Юһанна бу ишни көрүп: — И Рәб, уларни көйдүрүп йоқитиш үчүн Илияс пәйғәмбәрдәк асмандин от йеғишини чиқиришимизни халамсән? — деди.
55 Лекин у бурулуп уларни әйипләп: «Силәр қандақ роһтин болғанлиғиңларни билмәйдикәнсиләр» — деди.
56 Андин улар башқа бир йезиға өтүп кәтти.
57 Вә шундақ болдики, улар йолда кетиватқанда, бириси униңға: — И Рәб, сән қәйәргә барма, мән саңа әгишип маңимән, — деди.
58 Әйса униңға: — Түлкиләрниң өңкүрлири, асмандики қушларниң угилири бар. Бирақ Инсаноғлиниң бешини қойғидәк йериму йоқ, — деди.
59 У йәнә башқа бирисигә: — Маңа әгәшкин! — деди. Лекин у: — Рәб, авал берип атамни йәрликкә қойғили иҗазәт бәргәйсән, — деди.  
60 Лекин Әйса униңға — Өлүкләр өз өлүклирини көмсун! Бирақ сән болсаң, берип Худаниң падишаһлиғини җакалиғин, — деди.  
61 Йәнә бириси: — Әй Рәб, мән саңа әгишимән, лекин авал өйүмгә берип, өйдикилирим билән хошлишишимға иҗазәт бәргәйсән, — деди.
62 — Ким қолида хошниң тутқучини тутуп туруп кәйнигә қариса, у Худаниң падишаһлиғиға лайиқ әмәстур, — деди.   
Луқа 9 in Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

Luqa 9:31-62 in Muqeddes Kalam (latin yéziq)

31 Ular parlaq jula ichide ayan bolup, uning bilen Yérusalémda ada qilidighan «dunyadin ötüp kétish»i toghrisida söhbetleshti.
32 Emdi Pétrus we uning hemrahlirini xéli ügidek basqanidi; lékin ularning uyqusi toluq échilghanda ular uning shan-sheripini we uning bilen bille turghan ikki ademzatni kördi.
33 We shundaq boldiki, bu ikkisi Eysadin ayriliwatqanda, Pétrus özining némini dewatqanliqini bilmigen halda Eysagha: — Ustaz, bu yerde bolghinimiz intayin yaxshi boldi! Birini sanga, birini Musagha, yene birini Ilyasqa atap bu yerge üch kepe yasayli, — dédi.
34 Lékin u bu geplerni qiliwatqanda, bir parche bulut peyda bolup ularni qapliwaldi; ular bulut ichige kirip qalghinida qorqushup ketti.
35 Buluttin tuyuqsiz bir awaz anglinip: — Bu Méning söyümlük Oghlumdur. Uninggha qulaq sélinglar! — dédi.  
36 Awaz anglan'ghandin kéyin, qarisa, Eysa özi yalghuz qalghanidi. Ular süküt qilip qélishti we shu künlerde özliri körgen ishlardin héchqaysisini héchkimge éytmidi.
37 Etisi, ular taghdin chüshken waqtida, zor bir top kishiler uni qarshi aldi.
38 Mana, topning arisidin bireylen warqirap: — Ustaz, ötünüp qalay, oghlumgha ichingni aghritip qarap qoyghaysen! Chünki u méning birla balam idi.
39 Mana, uni daim bir roh tutuwélip, u özichila warqirap-jarqirap kétidighan bolup qaldi; u uning bedinini tartishturup, aghzidin aq köpük keltürüwétidu. Jin uni daim dégüdek qiynap, uninggha héch aram bermeydu.
40 Men muxlisliringizdin rohni heydiwétishni ötünüwidim, biraq ular undaq qilalmidi, — dédi.
41 Eysa jawaben: — Ey étiqadsiz we tetür dewr, siler bilen qachan'ghiche turup, silerge sewr qilay? — Oghlungni aldimgha élip kelgin — dédi.
42 Bala téxi yolda kéliwatqanda, jin uni yiqitip, pütün bedinini tartishturdi. Eysa napak rohqa tenbih bérip, balini saqaytti we uni atisigha qayturup berdi.
43 Hemmeylen Xudaning shereplik küch-qudritige qin-qinigha patmay teejjüplendi. Hemmisi Eysaning qilghanlirigha heyran qéliship turghanda, u muxlislirigha mundaq éytti:
44 — Bu sözlerni qulaqliringlargha obdan singdürüp qoyunglar. Chünki Insanoghli pat arida satqunluqtin insanlarning qoligha tapshurup bérilidu, — dédi.
45 Biraq ular bu sözni chüshinelmidi. Buning menisi ular chüshinip yetmisun üchün ulardin yoshurulghanidi. Ular uningdin bu söz toghruluq sorashqimu pétinalmidi.  
46 Emdi muxlislar arisida ulardin kimning eng ulugh bolidighanliqi toghruluq talash-tartish peyda boldi.
47 Emma Eysa ularning könglidiki oylarni körüp yétip, kichik bir balini élip yénida turghuzup,
48 ulargha: — Kim méning namimda bu kichik balini qobul qilsa, méni qobul qilghan bolidu we kim méni qobul qilsa, méni ewetküchini qobul qilghan bolidu. Aranglarda özini eng töwen tutqini bolsa ulugh bolidu, — dédi.
49 Yuhanna jawaben uninggha: — Ustaz, séning naming bilen jinlarni heydewatqan birsini körduq. Lékin u biz bilen birge sanga egeshmigenliki tüpeylidin, uni tostuq, — dédi.
50 Lékin Eysa uninggha: — Uni tosmanglar. Chünki kim silerge qarshi turmisa silerni qollighanlardindur, — dédi.
51 We shundaq boldiki, uning asman'gha élip kétilidighan künlirining toshushigha az qalghanda, u qet'iylik bilen yüzini Yérusalémgha bérishqa qaratti.   
52 Shuning üchün u aldin elchilerni ewetti. Ular yolgha chiqip, uning kélishige teyyarliq qilish üchün Samariye ölkisidiki bir yézigha kirdi.
53 Biraq u yüzini Yérusalémgha qaratqanliqi tüpeylidin yézidikiler Eysani qobul qilmidi.   
54 Uning muxlisliridin Yaqup bilen Yuhanna bu ishni körüp: — I Reb, ularni köydürüp yoqitish üchün Iliyas peyghemberdek asmandin ot yéghishini chiqirishimizni xalamsen? — dédi.
55 Lékin u burulup ularni eyiblep: «Siler qandaq rohtin bolghanliqinglarni bilmeydikensiler» — dédi.
56 Andin ular bashqa bir yézigha ötüp ketti.
57 We shundaq boldiki, ular yolda kétiwatqanda, birsi uninggha: — I Reb, sen qeyerge barma, men sanga egiship mangimen, — dédi.
58 Eysa uninggha: — Tülkilerning öngkürliri, asmandiki qushlarning uwiliri bar. Biraq Insanoghlining béshini qoyghudek yérimu yoq, — dédi.
59 U yene bashqa birsige: — Manga egeshkin! — dédi. Lékin u: — Reb, awwal bérip atamni yerlikke qoyghili ijazet bergeysen, — dédi.  
60 Lékin Eysa uninggha — Ölükler öz ölüklirini kömsun! Biraq sen bolsang, bérip Xudaning padishahliqini jakarlighin, — dédi.  
61 Yene birsi: — Ey Reb, men sanga egishimen, lékin awwal öyümge bérip, öydikilirim bilen xoshlishishimgha ijazet bergeysen, — dédi.
62 — Kim qolida qoshning tutquchini tutup turup keynige qarisa, u Xudaning padishahliqigha layiq emestur, — dédi.   
Luqa 9 in Muqeddes Kalam (latin yéziq)

Luⱪa 9:31-62 in Muⱪeddes Kalam (yǝngi yeziⱪ)

31 Ular parlaⱪ jula iqidǝ ayan bolup, uning bilǝn Yerusalemda ada ⱪilidiƣan «dunyadin ɵtüp ketix»i toƣrisida sɵⱨbǝtlǝxti.
32 Əmdi Petrus wǝ uning ⱨǝmraⱨlirini heli ügidǝk basⱪanidi; lekin ularning uyⱪusi toluⱪ eqilƣanda ular uning xan-xǝripini wǝ uning bilǝn billǝ turƣan ikki adǝmzatni kɵrdi.
33 Wǝ xundaⱪ boldiki, bu ikkisi Əysadin ayriliwatⱪanda, Petrus ɵzining nemini dǝwatⱪanliⱪini bilmigǝn ⱨalda Əysaƣa: — Ustaz, bu yǝrdǝ bolƣinimiz intayin yahxi boldi! Birini sanga, birini Musaƣa, yǝnǝ birini Ilyasⱪa atap bu yǝrgǝ üq kǝpǝ yasayli, — dedi.
34 Lekin u bu gǝplǝrni ⱪiliwatⱪanda, bir parqǝ bulut pǝyda bolup ularni ⱪapliwaldi; ular bulut iqigǝ kirip ⱪalƣinida ⱪorⱪuxup kǝtti.
35 Buluttin tuyuⱪsiz bir awaz anglinip: — Bu Mening sɵyümlük Oƣlumdur. Uningƣa ⱪulaⱪ selinglar! — dedi.  
36 Awaz anglanƣandin keyin, ⱪarisa, Əysa ɵzi yalƣuz ⱪalƣanidi. Ular süküt ⱪilip ⱪelixti wǝ xu künlǝrdǝ ɵzliri kɵrgǝn ixlardin ⱨeqⱪaysisini ⱨeqkimgǝ eytmidi.
37 Ətisi, ular taƣdin qüxkǝn waⱪtida, zor bir top kixilǝr uni ⱪarxi aldi.
38 Mana, topning arisidin birǝylǝn warⱪirap: — Ustaz, ɵtünüp ⱪalay, oƣlumƣa iqingni aƣritip ⱪarap ⱪoyƣaysǝn! Qünki u mening birla balam idi.
39 Mana, uni daim bir roⱨ tutuwelip, u ɵziqila warⱪirap-jarⱪirap ketidiƣan bolup ⱪaldi; u uning bǝdinini tartixturup, aƣzidin aⱪ kɵpük kǝltürüwetidu. Jin uni daim degüdǝk ⱪiynap, uningƣa ⱨeq aram bǝrmǝydu.
40 Mǝn muhlisliringizdin roⱨni ⱨǝydiwetixni ɵtünüwidim, biraⱪ ular undaⱪ ⱪilalmidi, — dedi.
41 Əysa jawabǝn: — Əy etiⱪadsiz wǝ tǝtür dǝwr, silǝr bilǝn ⱪaqanƣiqǝ turup, silǝrgǝ sǝwr ⱪilay? — Oƣlungni aldimƣa elip kǝlgin — dedi.
42 Bala tehi yolda keliwatⱪanda, jin uni yiⱪitip, pütün bǝdinini tartixturdi. Əysa napak roⱨⱪa tǝnbiⱨ berip, balini saⱪaytti wǝ uni atisiƣa ⱪayturup bǝrdi.
43 Ⱨǝmmǝylǝn Hudaning xǝrǝplik küq-ⱪudritigǝ ⱪin-ⱪiniƣa patmay tǝǝjjüplǝndi. Ⱨǝmmisi Əysaning ⱪilƣanliriƣa ⱨǝyran ⱪelixip turƣanda, u muhlisliriƣa mundaⱪ eytti:
44 — Bu sɵzlǝrni ⱪulaⱪliringlarƣa obdan singdürüp ⱪoyunglar. Qünki Insanoƣli pat arida satⱪunluⱪtin insanlarning ⱪoliƣa tapxurup berilidu, — dedi.
45 Biraⱪ ular bu sɵzni qüxinǝlmidi. Buning mǝnisi ular qüxinip yǝtmisun üqün ulardin yoxurulƣanidi. Ular uningdin bu sɵz toƣruluⱪ soraxⱪimu petinalmidi.  
46 Əmdi muhlislar arisida ulardin kimning ǝng uluƣ bolidiƣanliⱪi toƣruluⱪ talax-tartix pǝyda boldi.
47 Əmma Əysa ularning kɵnglidiki oylarni kɵrüp yetip, kiqik bir balini elip yenida turƣuzup,
48 ularƣa: — Kim mening namimda bu kiqik balini ⱪobul ⱪilsa, meni ⱪobul ⱪilƣan bolidu wǝ kim meni ⱪobul ⱪilsa, meni ǝwǝtküqini ⱪobul ⱪilƣan bolidu. Aranglarda ɵzini ǝng tɵwǝn tutⱪini bolsa uluƣ bolidu, — dedi.
49 Yuⱨanna jawabǝn uningƣa: — Ustaz, sening naming bilǝn jinlarni ⱨǝydǝwatⱪan birsini kɵrduⱪ. Lekin u biz bilǝn birgǝ sanga ǝgǝxmigǝnliki tüpǝylidin, uni tostuⱪ, — dedi.
50 Lekin Əysa uningƣa: — Uni tosmanglar. Qünki kim silǝrgǝ ⱪarxi turmisa silǝrni ⱪolliƣanlardindur, — dedi.
51 Wǝ xundaⱪ boldiki, uning asmanƣa elip ketilidiƣan künlirining toxuxiƣa az ⱪalƣanda, u ⱪǝt'iylik bilǝn yüzini Yerusalemƣa berixⱪa ⱪaratti.   
52 Xuning üqün u aldin ǝlqilǝrni ǝwǝtti. Ular yolƣa qiⱪip, uning kelixigǝ tǝyyarliⱪ ⱪilix üqün Samariyǝ ɵlkisidiki bir yeziƣa kirdi.
53 Biraⱪ u yüzini Yerusalemƣa ⱪaratⱪanliⱪi tüpǝylidin yezidikilǝr Əysani ⱪobul ⱪilmidi.   
54 Uning muhlisliridin Yaⱪup bilǝn Yuⱨanna bu ixni kɵrüp: — I Rǝb, ularni kɵydürüp yoⱪitix üqün Iliyas pǝyƣǝmbǝrdǝk asmandin ot yeƣixini qiⱪiriximizni halamsǝn? — dedi.
55 Lekin u burulup ularni ǝyiblǝp: «Silǝr ⱪandaⱪ roⱨtin bolƣanliⱪinglarni bilmǝydikǝnsilǝr» — dedi.
56 Andin ular baxⱪa bir yeziƣa ɵtüp kǝtti.
57 Wǝ xundaⱪ boldiki, ular yolda ketiwatⱪanda, birsi uningƣa: — I Rǝb, sǝn ⱪǝyǝrgǝ barma, mǝn sanga ǝgixip mangimǝn, — dedi.
58 Əysa uningƣa: — Tülkilǝrning ɵngkürliri, asmandiki ⱪuxlarning uwiliri bar. Biraⱪ Insanoƣlining bexini ⱪoyƣudǝk yerimu yoⱪ, — dedi.
59 U yǝnǝ baxⱪa birsigǝ: — Manga ǝgǝxkin! — dedi. Lekin u: — Rǝb, awwal berip atamni yǝrlikkǝ ⱪoyƣili ijazǝt bǝrgǝysǝn, — dedi.  
60 Lekin Əysa uningƣa — Ɵlüklǝr ɵz ɵlüklirini kɵmsun! Biraⱪ sǝn bolsang, berip Hudaning padixaⱨliⱪini jakarliƣin, — dedi.  
61 Yǝnǝ birsi: — Əy Rǝb, mǝn sanga ǝgiximǝn, lekin awwal ɵyümgǝ berip, ɵydikilirim bilǝn hoxlixiximƣa ijazǝt bǝrgǝysǝn, — dedi.
62 — Kim ⱪolida ⱪoxning tutⱪuqini tutup turup kǝynigǝ ⱪarisa, u Hudaning padixaⱨliⱪiƣa layiⱪ ǝmǝstur, — dedi.   
Luⱪa 9 in Muⱪeddes Kalam (yǝngi yeziⱪ)