Text copied!
Bibles in Uighur

لۇقا 11:9-39 in Uighur

Help us?

لۇقا 11:9-39 in مۇقېددېس‭ ‬كالام (‭‬يەنگى‭ ‬يېزىق‭ ‬ )

9 شۇنىڭ ئۈچۈن مەن سىلەرگە ئېيتايكى، تىلەڭلار، سىلەرگە ئاتا قىلىنىدۇ؛ ئىزدەڭلار، تاپىسىلەر. ئىشىكنى چېكىڭلار، ئېچىلىدۇ.
10 چۈنكى ھەربىر تىلىگۈچى تىلىگىنىگە ئېرىشىدۇ؛ ئىزدىگۈچى ئىزدىگىنىنى تاپىدۇ؛ ئىشىكنى چەككۈچىلەرگە ئىشىك ئېچىلىدۇ.
11 ئاراڭلاردا ئاتا بولغۇچىلار ئۆز ئوغلى نان تەلەپ قىلسا، ئۇنىڭغا تاش بېرىدىغانلار بارمۇ؟! ياكى بېلىق تەلەپ قىلسا، يىلان بېرىدىغانلار بارمۇ؟
12 تۇخۇم تەلەپ قىلسا، چايان بېرىدىغانلار بارمۇ؟
13 ئەمدى سىلەر رەزىل تۇرۇپ ئۆز پەرزەنتلىرىڭلارغا ياخشى ئىلتىپاتلارنى بېرىشنى بىلگەن يەردە، ئەرشتىكى ئاتا ئۆزىدىن تىلىگەنلەرگە مۇقەددەس روھنى تېخىمۇ ئاتا قىلماسمۇ؟
14 ئەمدى ئۇ بىر كىشىدىن «ئادەمنى گاچا قىلغۇچى» جىننى ھەيدىۋەتكەندە، شۇنداق بولدىكى، جىن ئۇنىڭدىن چىققاندا، گاچا زۇۋانغا كەلدى. خالايىق بۇنىڭغا ئىنتايىن ھەيران بولۇشتى.   
15 بىراق ئۇلاردىن بەزىلىرى‫‪:‬‬ «ئۇ جىنلارنى جىنلارنىڭ ئەمىرى بولغان بەئەلزەبۇلغا تايىنىپ ھەيدىۋېتىدۇ» ــ دېدى.   
16 ۋە باشقا بەزىلەر ئۇنى سىناش مەقسىتىدە ئۇنىڭدىن بىزگە ئاسماندىن بىر مۆجىزىلىك ئالامەت كۆرسەتسەڭ، دەپ تەلەپ قىلغىلى تۇردى.
17 لېكىن ئۇ ئۇلارنىڭ نېمە ئويلاۋاتقانلىقىنى بىلىپ ئۇلارغا مۇنداق دېدى‫‪:‬‬ ــ ئۆز ئىچىدىن بۆلۈنۈپ ئوزئارا سوقۇشقان ھەرقانداق پادىشاھلىق ۋەيران بولىدۇ؛ ۋە ھەرقانداق ئائىلە ئۆز ئىچىدىن بۆلۈنۈپ ئۆزئارا سوقۇشسا زاۋاللىققا يۈز تۇتىدۇ.
18 شۇنىڭغا ئوخشاش، ئەگەر شەيتان ئۆز‫‪‎-‎‬‬ئۆزىگە قارشى چىققان بولسا، ئۇنداقتا، ئۇنىڭ پادىشاھلىقى قانداقمۇ پۇت تىرەپ تۇرالىسۇن؟ چۈنكى سىلەر مېنى، «جىنلارنى بەئەلزەبۇلغا تايىنىپ ھەيدەيدىكەن» دەيسىلەر.
19 ئەگەر مەن جىنلارنى بەئەلزىبۇلغا تايىنىپ قوغلىسام، سىلەرنىڭ پەرزەنتلىرىڭلار كىمگە تايىنىپ جىنلارنى قوغلايدۇ؟! شۇڭا ئۇلار سىلەر توغرۇلۇق ھۆكۈم چىقارسۇن!
20 لېكىن مەن خۇدانىڭ بارمىقى بىلەن جىنلارنى قوغلىسام، ئۇنداقتا خۇدانىڭ پادىشاھلىقى ئۈستۈڭلارغا چۈشۈپ نامايان بولغان بولىدۇ.
21 تولۇق قوراللانغان كۈچتۈڭگۈر ئۆز ئۆيىنى قوغداپ تۇرغاندا، ئۇنىڭ مال‫‪‎-‎‬‬مۈلكى ئامان قالىدۇ؛
22 لېكىن ئۇنىڭدىن كۈچتۈڭگۈر بىرى ئۇنىڭ ئۈستىگە ھۇجۇم قىلىپ ئۇنى يەڭسە، ئۇنىڭ تايانغان قوراللىرىنى تارتىۋالىدۇ ۋە مال‫‪‎-‎‬‬مۈلۈكلىرىنى ئولجا قىلىپ ئۆزىدىكىلەرگە تەقسىم قىلىپ بېرىدۇ.
23 مەن تەرەپتە تۇرمىغانلار ماڭا قارشى تۇرغۇچىدۇر. مەن تەرەپكە ئادەملەرنى يىغمىغۇچىلار بولسا توزۇتۇۋەتكۈچىدۇر.
24 ناپاك روھ بىراۋنىڭ تېنىدىن چىقىرىۋېتىلىشى بىلەن، ئۇ قۇرغاق جايلارنى چۆرگىلەپ يۈرۈپ بىرەر ئارامگاھنى ئىزدەيدۇ؛ بىراق تاپالمىغاندىن كېيىن، «مەن چىققان ماكانىمغا قايتاي!» دەيدۇ.   
25 شۇنىڭ بىلەن قايتىپ كېلىپ، شۇ ماكانىنىڭ پاكىز تازىلانغانلىقىنى ۋە رەتلەنگەنلىكىنى بايقايدۇ‫‪‎-‎‬‬دە،
26 بېرىپ ئۆزىدىنمۇ بەتتەر يەتتە روھنى باشلاپ كېلىدۇ؛ ئۇلار كىرىپ بىللە تۇرىدۇ. بۇنىڭ بىلەن ھېلىقى ئادەمنىڭ كېيىنكى ھالى بۇرۇنقىدىنمۇ تېخىمۇ يامان بولىدۇ.  
27 ۋە شۇنداق بولدىكى، ئۇ بۇ گەپلەرنى قىلىۋاتقاندا، كۆپچىلىك ئارىسىدا بىر ئايال ئاۋازىنى كۆتۈرۈپ‫‪:‬‬ ــ سېنى كۆتۈرگەن قورساق ۋە ئېمىتكەن ئەمچەك بەختلىكتۇر! ــ دېدى.
28 بىراق ئۇ جاۋابەن‫‪:‬‬ ــ بەلكى خۇدانىڭ سۆزىنى ئاڭلاپ، ئۇنىڭغا ئىتائەت قىلىدىغانلار بەختلىكتۇر! ــ دېدى.
29 شۇ چاغدا، توپ‫‪‎-‎‬‬تاپ ئادەملەر ئۇنىڭ ئەتراپىغا ئولاشقاندا، ئۇ مۇنداق سۆزلەشكە باشلىدى‫‪:‬‬ ــ بۇ دەۋر دەرۋەقە رەزىل بىر دەۋردۇر؛ ئۇ مۆجىزىلىك بىر ئالامەتنىڭ كۆرىستىلىشنى ئىستەپ يۈرىدۇ. بىراق بۇنىڭغا «يۇنۇس پەيغەمبەردە كۆرۈلگەن مۆجىزىلىك ئالامەت»تىن باشقا ھېچقانداق ئىككىنچى بىر ئالامەت كۆرسىتىلمەيدۇ.   
30 چۈنكى يۇنۇس پەيغەمبەرنىڭ ئۆزى نىنەۋە شەھىرىدىكىلەرگە ئالامەت‫‪‎-‎‬‬كارامەت بولغىنىغا ئوخشاش، ئىنسانئوغلىمۇ بۇ دەۋرگە يەنە شۇنداق بولىدۇ.
31 قىيامەت كۈنى «جەنۇبتىن كەلگەن ئايال پادىشاھ»مۇ بۇ دەۋردىكىلەر بىلەن تەڭ تىرىلىپ، ئۇلارنىڭ گۇناھلىرىنى بېكىتىدۇ. چۈنكى ئۇ سۇلايماننىڭ دانا سۆزلىرىنى ئاڭلاش ئۈچۈن يەر يۈزىنىڭ چېتىدىن كەلگەن؛ ۋە مانا، سۇلايماندىنمۇ ئۇلۇغ بىرسى مۇشۇ يەردە تۇرىدۇ.   
32 قىيامەت كۈنى نىنەۋەلىكىلەر بۇ دەۋردىكىلەر بىلەن تەڭ قوپۇپ، بۇ دەۋردىكىلەرنىڭ گۇناھلىرىنى بېكىتىدۇ. چۈنكى نىنەۋەلىكلەر يۇنۇس پەيغەمبەر جاكارلىغان خەۋەرنى ئاڭلاپ توۋا قىلغان؛ ۋە مانا، يۇنۇس پەيغەمبەردىنمۇ ئۇلۇغ بىرسى مۇشۇ يەردە تۇرىدۇ!  
33 ھېچكىم چىراغنى يېقىپ قويۇپ، ئۇنى يوشۇرۇن جايدا قويماس، ياكى ئۈستىگە سېۋەتنى كۆمتۈرۈپ قويماس، بەلكى چىراغداننىڭ ئۈستىگە قويىدۇ؛ بۇنىڭ بىلەن ئۆيگە كىرگەنلەر يورۇقلۇقنى كۆرىدۇ.   
34 تەننىڭ چىرىغى كۆزدۇر. شۇڭا ئەگەر كۆزۈڭ ساپ بولسا، پۈتۈن ۋۇجۇدۇڭ يورۇتۇلىدۇ. لېكىن ئەگەر كۆزۈڭ خۇنۈك بولسا پۈتۈن ۋۇجۇدۇڭ قاراڭغۇ بولىدۇ.   
35 شۇنىڭ ئۈچۈن ھېزى بولغىنكى، ۋۇجۇدۇڭدىكى «يورۇقلۇق» قاراڭغۇلۇق بولمىسۇن!
36 ئەمدى ئەگەر بارچە ۋۇجۇدۇڭ يورۇق بولسا ۋە ئۇنىڭ ھېچ يېرى قاراڭغۇ بولمىسا، ۋۇجۇدۇڭ خۇددى چىراغ پارلاق نۇرى بىلەن سېنى يورۇتقاندەك تامامەن ئايدىڭ بولىدۇ.
37 ئەيسا سۆز قىلىۋاتقاندا، بىر پەرىسىي ئۇنى ئۆيىگە غىزاغا تەكلىپ قىلدى. شۇنىڭ بىلەن ئۇ ئۆيگە كىرىپ، داستىخاندا ئولتۇردى.
38 لېكىن ھېلىقى پەرىسىي ئۇنىڭ تاماقتىن ئىلگىرى قول يۇمىغىنىنى كۆرۈپ، ئىنتايىن ھەيران بولدى.
39 لېكىن رەب ئۇنىڭغا‫‪:‬‬ ــ ئەمدى سىلەر ئەي پەرىسىيلەر، چىنە‫‪‎-‎‬‬قاچىلارنىڭ تېشىنىلا يۇيۇپ پاكىزلىغىنىڭلار بىلەن ئىچىڭلار ھەرتۈرلۈك ھېرىسلىك ۋە رەزىللىككە تولغاندۇر.
لۇقا 11 in مۇقېددېس‭ ‬كالام (‭‬يەنگى‭ ‬يېزىق‭ ‬ )

Луқа 11:9-39 in Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

9 Шуниң үчүн мән силәргә ейтайки, тиләңлар, силәргә ата қилиниду; издәңлар, таписиләр. Ишикни чекиңлар, ечилиду.
10 Чүнки һәр бир тилигүчи тилигинигә еришиду; издигүчи издигинини тапиду; ишикни чәккүчиләргә ишик ечилиду.
11 Араңларда ата болғучилар өз оғли нан тәләп қилса, униңға таш беридиғанлар барму?! Яки белиқ тәләп қилса, илан беридиғанлар барму?
12 Тухум тәләп қилса, чаян беридиғанлар барму?
13 Әнди силәр рәзил туруп өз пәрсәндлириңларға яхши илтипатларни беришни билгән йәрдә, әрштики Ата Өзидин тилигәнләргә Муқәддәс Роһни техиму ата қилмасму?
14 Әнди у бир кишидин «адәмни гача қилғучи» җинни һайдивәткәндә, шундақ болдики, җин униңдин чиққанда, гача зуванға кәлди. Халайиқ буниңға интайин һәйран болушти.   
15 Бирақ улардин бәзилири: «У җинларни җинларниң әмри болған Бәәлзәбулға тайинип һайдиветиду» — деди.   
16 Вә башқа бәзиләр уни синаш мәхситидә униңдин бизгә асмандин бир мөҗизилик аламәт көрсәтсәң, дәп тәләп қилғили турди.
17 Лекин у уларниң немә ойлаватқанлиғини билип уларға мундақ деди: — Өз ичидин бөлүнүп озара соқушқан һәр қандақ падишаһлиқ вәйран болиду; вә һәр қандақ аилә өз ичидин бөлүнүп өз ара соқушса заваллиққа йүз тутиду.
18 Шуниңға охшаш, әгәр Шәйтан өз-өзигә қарши чиққан болса, ундақта, униң падишаһлиғи қандақму пут тирәп туралисун? Чүнки силәр мени, «Җинларни Бәәлзәбулға тайинип һайдайдикән» дәйсиләр.
19 Әгәр мән җинларни Бәәлзибулға тайинип қоғлисам, силәрниң пәрсәндлириңлар кимгә тайинип җинларни қоғлайду?! Шуңа улар силәр тоғрилиқ һөкүм чиқарсун!
20 Лекин мән Худаниң бармиғи билән җинларни қоғлисам, ундақта Худаниң падишаһлиғи үстүңларға чүшүп намайән болған болиду.
21 Толуқ қуралланған күчтүңгүр өз өйини қоғдап турғанда, униң мал-мүлки аман қалиду;
22 лекин униңдин күчтүңгүр бири униң үстигә һуҗум қилип уни йәңсә, униң таянған қураллирини тартивалиду вә мал-мүлүклирини олҗа қилип өзидикиләргә тәқсим қилип бериду.
23 Мән тәрәптә турмиғанлар маңа қарши турғучидур. Мән тәрәпкә адәмләрни жиғмиғучилар болса тозутувәткүчидур.
24 Напак роһ бирәвниң тенидин чиқириветилиши билән, у қурғақ җайларни чөргиләп жүрүп бирәр арамгаһни издәйду; бирақ тапалмиғандин кейин, «мән чиққан маканимға қайтай!» дәйду.   
25 Шуниң билән қайтип келип, шу маканиниң пакиз тазиланғанлиғини вә рәтләнгәнлигини байқайду-дә,
26 берип өзидинму бәттәр йәттә роһни башлап келиду; улар кирип биллә туриду. Буниң билән һелиқи адәмниң кейинки һали бурунқидинму техиму яман болиду.  
27 Вә шундақ болдики, у бу гәпләрни қиливатқанда, көпчилик арисида бир аял авазини көтирип: — Сени көтәргән қосақ вә емиткән әмчәк бәхитликтур! — деди.
28 Бирақ у җавапән: — Бәлки Худаниң сөзини аңлап, Униңға итаәт қилидиғанлар бәхитликтур! — деди.
29 Шу чағда, топ-тап адәмләр униң әтрапиға олашқанда, у мундақ сөзләшкә башлиди: — Бу дәвир дәрвәқә рәзил бир дәвирдур; у мөҗизилик бир аламәтниң көристилишни истәп жүриду. Бирақ буниңға «Юнус пәйғәмбәрдә көрүлгән мөҗизилик аламәт»тин башқа һеч қандақ иккинчи бир аламәт көрситилмәйду.   
30 Чүнки Юнус пәйғәмбәрниң өзи Нинәвә шәһиридикиләргә аламәт-карамәт болғиниға охшаш, Инсаноғлиму бу дәвиргә йәнә шундақ болиду.
31 Қиямәт күни «Җәнуптин кәлгән аял падишаһ»му бу дәвирдикиләр билән тәң тирилип, уларниң гуналирини бекитиду. Чүнки у Сулайманниң дана сөзлирини аңлаш үчүн йәр йүзиниң четидин кәлгән; вә мана, Сулаймандинму улуқ бириси мошу йәрдә туриду.   
32 Қиямәт күни Нинәвәлигиләр бу дәвирдикиләр билән тәң қопуп, бу дәвирдикиләрниң гуналирини бекитиду. Чүнки Нинәвәликләр Юнус пәйғәмбәр җакалиған хәвәрни аңлап товва қилған; вә мана, Юнус пәйғәмбәрдинму улуқ бириси мошу йәрдә туриду!  
33 Һеч ким чирақни йеқип қоюп, уни йошурун җайда қоймас, яки үстигә севәтни көмтүрүп қоймас, бәлки чирақданниң үстигә қойиду; буниң билән өйгә киргәнләр йоруқлуқни көриду.   
34 Тәнниң чириғи көздур. Шуңа әгәр көзүң сап болса, пүтүн вуҗудуң йорутулиду. Лекин әгәр көзүң хунүк болса пүтүн вуҗудуң қараңғу болиду.   
35 Шуниң үчүн һези болғинки, вуҗудуңдики «йоруқлуқ» қараңғулуқ болмисун!
36 Әнди әгәр барчә вуҗудуң йоруқ болса вә униң һеч йери қараңғу болмиса, вуҗудуң худди чирақ парлақ нури билән сени йорутқандәк тамамән айдиң болиду.
37 Әйса сөз қиливатқанда, бир Пәрисий уни өйигә ғизаға тәклип қилди. Шуниң билән у өйгә кирип, дәстиханда олтарди.
38 Лекин һелиқи Пәрисий униң тамақтин илгири қол жуймиғинини көрүп, интайин һәйран болди.
39 Лекин Рәб униңға: — Әнди силәр әй Пәрисийләр, чинә-қачиларниң тешинила жуюп пакизлиғиниңлар билән ичиңлар һәртүрлүк һерислик вә рәзилликкә толғандур.
Луқа 11 in Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

Luqa 11:9-39 in Muqeddes Kalam (latin yéziq)

9 Shuning üchün men silerge éytayki, tilenglar, silerge ata qilinidu; izdenglar, tapisiler. Ishikni chékinglar, échilidu.
10 Chünki herbir tiligüchi tiliginige érishidu; izdigüchi izdiginini tapidu; ishikni chekküchilerge ishik échilidu.
11 Aranglarda ata bolghuchilar öz oghli nan telep qilsa, uninggha tash béridighanlar barmu?! Yaki béliq telep qilsa, yilan béridighanlar barmu?
12 Tuxum telep qilsa, chayan béridighanlar barmu?
13 Emdi siler rezil turup öz perzentliringlargha yaxshi iltipatlarni bérishni bilgen yerde, ershtiki Ata Özidin tiligenlerge Muqeddes Rohni téximu ata qilmasmu?
14 Emdi u bir kishidin «ademni gacha qilghuchi» jinni heydiwetkende, shundaq boldiki, jin uningdin chiqqanda, gacha zuwan'gha keldi. Xalayiq buninggha intayin heyran bolushti.   
15 Biraq ulardin beziliri: «U jinlarni jinlarning emiri bolghan Beelzebulgha tayinip heydiwétidu» — dédi.   
16 We bashqa beziler uni sinash meqsitide uningdin bizge asmandin bir möjizilik alamet körsetseng, dep telep qilghili turdi.
17 Lékin u ularning néme oylawatqanliqini bilip ulargha mundaq dédi: — Öz ichidin bölünüp ozara soqushqan herqandaq padishahliq weyran bolidu; we herqandaq aile öz ichidin bölünüp özara soqushsa zawalliqqa yüz tutidu.
18 Shuninggha oxshash, eger Sheytan öz-özige qarshi chiqqan bolsa, undaqta, uning padishahliqi qandaqmu put tirep turalisun? Chünki siler méni, «Jinlarni Beelzebulgha tayinip heydeydiken» deysiler.
19 Eger men jinlarni Beelzibulgha tayinip qoghlisam, silerning perzentliringlar kimge tayinip jinlarni qoghlaydu?! Shunga ular siler toghruluq höküm chiqarsun!
20 Lékin men Xudaning barmiqi bilen jinlarni qoghlisam, undaqta Xudaning padishahliqi üstünglargha chüshüp namayan bolghan bolidu.
21 Toluq qorallan'ghan küchtünggür öz öyini qoghdap turghanda, uning mal-mülki aman qalidu;
22 lékin uningdin küchtünggür biri uning üstige hujum qilip uni yengse, uning tayan'ghan qorallirini tartiwalidu we mal-mülüklirini olja qilip özidikilerge teqsim qilip béridu.
23 Men terepte turmighanlar manga qarshi turghuchidur. Men terepke ademlerni yighmighuchilar bolsa tozutuwetküchidur.
24 Napak roh birawning ténidin chiqiriwétilishi bilen, u qurghaq jaylarni chörgilep yürüp birer aramgahni izdeydu; biraq tapalmighandin kéyin, «men chiqqan makanimgha qaytay!» deydu.   
25 Shuning bilen qaytip kélip, shu makanining pakiz tazilan'ghanliqini we retlen'genlikini bayqaydu-de,
26 bérip özidinmu better yette rohni bashlap kélidu; ular kirip bille turidu. Buning bilen héliqi ademning kéyinki hali burunqidinmu téximu yaman bolidu.  
27 We shundaq boldiki, u bu geplerni qiliwatqanda, köpchilik arisida bir ayal awazini kötürüp: — Séni kötürgen qorsaq we émitken emchek bextliktur! — dédi.
28 Biraq u jawaben: — Belki Xudaning sözini anglap, Uninggha itaet qilidighanlar bextliktur! — dédi.
29 Shu chaghda, top-tap ademler uning etrapigha olashqanda, u mundaq sözleshke bashlidi: — Bu dewr derweqe rezil bir dewrdur; u möjizilik bir alametning köristilishni istep yüridu. Biraq buninggha «Yunus peyghemberde körülgen möjizilik alamet»tin bashqa héchqandaq ikkinchi bir alamet körsitilmeydu.   
30 Chünki Yunus peyghemberning özi Ninewe shehiridikilerge alamet-karamet bolghinigha oxshash, Insanoghlimu bu dewrge yene shundaq bolidu.
31 Qiyamet küni «Jenubtin kelgen ayal padishah»mu bu dewrdikiler bilen teng tirilip, ularning gunahlirini békitidu. Chünki u Sulaymanning dana sözlirini anglash üchün yer yüzining chétidin kelgen; we mana, Sulaymandinmu ulugh birsi mushu yerde turidu.   
32 Qiyamet küni Ninewelikiler bu dewrdikiler bilen teng qopup, bu dewrdikilerning gunahlirini békitidu. Chünki Ninewelikler Yunus peyghember jakarlighan xewerni anglap towa qilghan; we mana, Yunus peyghemberdinmu ulugh birsi mushu yerde turidu!  
33 Héchkim chiraghni yéqip qoyup, uni yoshurun jayda qoymas, yaki üstige séwetni kömtürüp qoymas, belki chiraghdanning üstige qoyidu; buning bilen öyge kirgenler yoruqluqni köridu.   
34 Tenning chirighi közdur. Shunga eger közüng sap bolsa, pütün wujudung yorutulidu. Lékin eger közüng xunük bolsa pütün wujudung qarangghu bolidu.   
35 Shuning üchün hézi bolghinki, wujudungdiki «yoruqluq» qarangghuluq bolmisun!
36 Emdi eger barche wujudung yoruq bolsa we uning héch yéri qarangghu bolmisa, wujudung xuddi chiragh parlaq nuri bilen séni yorutqandek tamamen ayding bolidu.
37 Eysa söz qiliwatqanda, bir Perisiy uni öyige ghizagha teklip qildi. Shuning bilen u öyge kirip, dastixanda olturdi.
38 Lékin héliqi Perisiy uning tamaqtin ilgiri qol yumighinini körüp, intayin heyran boldi.
39 Lékin Reb uninggha: — Emdi siler ey Perisiyler, chine-qachilarning téshinila yuyup pakizlighininglar bilen ichinglar hertürlük hérislik we rezillikke tolghandur.
Luqa 11 in Muqeddes Kalam (latin yéziq)

Luⱪa 11:9-39 in Muⱪeddes Kalam (yǝngi yeziⱪ)

9 Xuning üqün mǝn silǝrgǝ eytayki, tilǝnglar, silǝrgǝ ata ⱪilinidu; izdǝnglar, tapisilǝr. Ixikni qekinglar, eqilidu.
10 Qünki ⱨǝrbir tiligüqi tiliginigǝ erixidu; izdigüqi izdiginini tapidu; ixikni qǝkküqilǝrgǝ ixik eqilidu.
11 Aranglarda ata bolƣuqilar ɵz oƣli nan tǝlǝp ⱪilsa, uningƣa tax beridiƣanlar barmu?! Yaki beliⱪ tǝlǝp ⱪilsa, yilan beridiƣanlar barmu?
12 Tuhum tǝlǝp ⱪilsa, qayan beridiƣanlar barmu?
13 Əmdi silǝr rǝzil turup ɵz pǝrzǝntliringlarƣa yahxi iltipatlarni berixni bilgǝn yǝrdǝ, ǝrxtiki Ata Ɵzidin tiligǝnlǝrgǝ Muⱪǝddǝs Roⱨni tehimu ata ⱪilmasmu?
14 Əmdi u bir kixidin «adǝmni gaqa ⱪilƣuqi» jinni ⱨǝydiwǝtkǝndǝ, xundaⱪ boldiki, jin uningdin qiⱪⱪanda, gaqa zuwanƣa kǝldi. Halayiⱪ buningƣa intayin ⱨǝyran boluxti.   
15 Biraⱪ ulardin bǝziliri: «U jinlarni jinlarning ǝmiri bolƣan Bǝǝlzǝbulƣa tayinip ⱨǝydiwetidu» — dedi.   
16 Wǝ baxⱪa bǝzilǝr uni sinax mǝⱪsitidǝ uningdin bizgǝ asmandin bir mɵjizilik alamǝt kɵrsǝtsǝng, dǝp tǝlǝp ⱪilƣili turdi.
17 Lekin u ularning nemǝ oylawatⱪanliⱪini bilip ularƣa mundaⱪ dedi: — Ɵz iqidin bɵlünüp ozara soⱪuxⱪan ⱨǝrⱪandaⱪ padixaⱨliⱪ wǝyran bolidu; wǝ ⱨǝrⱪandaⱪ ailǝ ɵz iqidin bɵlünüp ɵzara soⱪuxsa zawalliⱪⱪa yüz tutidu.
18 Xuningƣa ohxax, ǝgǝr Xǝytan ɵz-ɵzigǝ ⱪarxi qiⱪⱪan bolsa, undaⱪta, uning padixaⱨliⱪi ⱪandaⱪmu put tirǝp turalisun? Qünki silǝr meni, «Jinlarni Bǝǝlzǝbulƣa tayinip ⱨǝydǝydikǝn» dǝysilǝr.
19 Əgǝr mǝn jinlarni Bǝǝlzibulƣa tayinip ⱪoƣlisam, silǝrning pǝrzǝntliringlar kimgǝ tayinip jinlarni ⱪoƣlaydu?! Xunga ular silǝr toƣruluⱪ ⱨɵküm qiⱪarsun!
20 Lekin mǝn Hudaning barmiⱪi bilǝn jinlarni ⱪoƣlisam, undaⱪta Hudaning padixaⱨliⱪi üstünglarƣa qüxüp namayan bolƣan bolidu.
21 Toluⱪ ⱪorallanƣan küqtünggür ɵz ɵyini ⱪoƣdap turƣanda, uning mal-mülki aman ⱪalidu;
22 lekin uningdin küqtünggür biri uning üstigǝ ⱨujum ⱪilip uni yǝngsǝ, uning tayanƣan ⱪorallirini tartiwalidu wǝ mal-mülüklirini olja ⱪilip ɵzidikilǝrgǝ tǝⱪsim ⱪilip beridu.
23 Mǝn tǝrǝptǝ turmiƣanlar manga ⱪarxi turƣuqidur. Mǝn tǝrǝpkǝ adǝmlǝrni yiƣmiƣuqilar bolsa tozutuwǝtküqidur.
24 Napak roⱨ birawning tenidin qiⱪiriwetilixi bilǝn, u ⱪurƣaⱪ jaylarni qɵrgilǝp yürüp birǝr aramgaⱨni izdǝydu; biraⱪ tapalmiƣandin keyin, «mǝn qiⱪⱪan makanimƣa ⱪaytay!» dǝydu.   
25 Xuning bilǝn ⱪaytip kelip, xu makanining pakiz tazilanƣanliⱪini wǝ rǝtlǝn'gǝnlikini bayⱪaydu-dǝ,
26 berip ɵzidinmu bǝttǝr yǝttǝ roⱨni baxlap kelidu; ular kirip billǝ turidu. Buning bilǝn ⱨeliⱪi adǝmning keyinki ⱨali burunⱪidinmu tehimu yaman bolidu.  
27 Wǝ xundaⱪ boldiki, u bu gǝplǝrni ⱪiliwatⱪanda, kɵpqilik arisida bir ayal awazini kɵtürüp: — Seni kɵtürgǝn ⱪorsaⱪ wǝ emitkǝn ǝmqǝk bǝhtliktur! — dedi.
28 Biraⱪ u jawabǝn: — Bǝlki Hudaning sɵzini anglap, Uningƣa itaǝt ⱪilidiƣanlar bǝhtliktur! — dedi.
29 Xu qaƣda, top-tap adǝmlǝr uning ǝtrapiƣa olaxⱪanda, u mundaⱪ sɵzlǝxkǝ baxlidi: — Bu dǝwr dǝrwǝⱪǝ rǝzil bir dǝwrdur; u mɵjizilik bir alamǝtning kɵristilixni istǝp yüridu. Biraⱪ buningƣa «Yunus pǝyƣǝmbǝrdǝ kɵrülgǝn mɵjizilik alamǝt»tin baxⱪa ⱨeqⱪandaⱪ ikkinqi bir alamǝt kɵrsitilmǝydu.   
30 Qünki Yunus pǝyƣǝmbǝrning ɵzi Ninǝwǝ xǝⱨiridikilǝrgǝ alamǝt-karamǝt bolƣiniƣa ohxax, Insanoƣlimu bu dǝwrgǝ yǝnǝ xundaⱪ bolidu.
31 Ⱪiyamǝt küni «Jǝnubtin kǝlgǝn ayal padixaⱨ»mu bu dǝwrdikilǝr bilǝn tǝng tirilip, ularning gunaⱨlirini bekitidu. Qünki u Sulaymanning dana sɵzlirini anglax üqün yǝr yüzining qetidin kǝlgǝn; wǝ mana, Sulaymandinmu uluƣ birsi muxu yǝrdǝ turidu.   
32 Ⱪiyamǝt küni Ninǝwǝlikilǝr bu dǝwrdikilǝr bilǝn tǝng ⱪopup, bu dǝwrdikilǝrning gunaⱨlirini bekitidu. Qünki Ninǝwǝliklǝr Yunus pǝyƣǝmbǝr jakarliƣan hǝwǝrni anglap towa ⱪilƣan; wǝ mana, Yunus pǝyƣǝmbǝrdinmu uluƣ birsi muxu yǝrdǝ turidu!  
33 Ⱨeqkim qiraƣni yeⱪip ⱪoyup, uni yoxurun jayda ⱪoymas, yaki üstigǝ sewǝtni kɵmtürüp ⱪoymas, bǝlki qiraƣdanning üstigǝ ⱪoyidu; buning bilǝn ɵygǝ kirgǝnlǝr yoruⱪluⱪni kɵridu.   
34 Tǝnning qiriƣi kɵzdur. Xunga ǝgǝr kɵzüng sap bolsa, pütün wujudung yorutulidu. Lekin ǝgǝr kɵzüng hunük bolsa pütün wujudung ⱪarangƣu bolidu.   
35 Xuning üqün ⱨezi bolƣinki, wujudungdiki «yoruⱪluⱪ» ⱪarangƣuluⱪ bolmisun!
36 Əmdi ǝgǝr barqǝ wujudung yoruⱪ bolsa wǝ uning ⱨeq yeri ⱪarangƣu bolmisa, wujudung huddi qiraƣ parlaⱪ nuri bilǝn seni yorutⱪandǝk tamamǝn ayding bolidu.
37 Əysa sɵz ⱪiliwatⱪanda, bir Pǝrisiy uni ɵyigǝ ƣizaƣa tǝklip ⱪildi. Xuning bilǝn u ɵygǝ kirip, dastihanda olturdi.
38 Lekin ⱨeliⱪi Pǝrisiy uning tamaⱪtin ilgiri ⱪol yumiƣinini kɵrüp, intayin ⱨǝyran boldi.
39 Lekin Rǝb uningƣa: — Əmdi silǝr ǝy Pǝrisiylǝr, qinǝ-ⱪaqilarning texinila yuyup pakizliƣininglar bilǝn iqinglar ⱨǝrtürlük ⱨerislik wǝ rǝzillikkǝ tolƣandur.
Luⱪa 11 in Muⱪeddes Kalam (yǝngi yeziⱪ)