Text copied!
Bibles in Uighur

Lawiylar 26:1-33 in Uighur

Help us?

لاۋىيلار 26:1-33 in مۇقېددېس‭ ‬كالام (‭‬يەنگى‭ ‬يېزىق‭ ‬ )

1 سىلەر ئۆزۈڭلار ئۈچۈن ھېچقانداق بۇت ياسىماڭلار ياكى ئۆزۈڭلارغا ھېچ ئويما مەبۇد ياكى ھەيكەل‫‪‎-‎‬‬تۈۋرۈكنى تۇرغۇزماڭلار ياكى ئۇلارغا باش ئۇرۇشقا ئويۇلغان نەقىشلىك تاشلارنى زېمىنىڭلاردا ھەرگىز تىكلىمەڭلار؛ چۈنكى ئۆزۈم خۇدايىڭلار پەرۋەردىگاردۇرمەن.
2 مېنىڭ شابات كۈنلىرىمنى تۇتۇپ، مۇقەددەس جايىمغا ئىخلاسمەن بولۇڭلار. مەن پەرۋەردىگاردۇرمەن.
3 ئەگەر سىلەر مېنىڭ بەلگىلىمىلىرىمدە مېڭىپ، ئەمرلىرىمنى تۇتۇپ ئۇلارغا ئەمەل قىلساڭلار،
4 مەن يېرىڭلارنىڭ ئۆز ھوسۇلىنى بېرىپ تۇرۇشىغا، دالادىكى دەرەخلەرنىڭ مېۋىسىنى چىقىرىشىغا ۋاقتىدا يامغۇرلىرىڭلارنى ياغدۇرۇپ تۇرىمەن.
5 شۇنىڭ بىلەن خامان تېپىش ۋاقتى ئۈزۈم يىغىش پەسلىگىچە بولىدۇ، ئۈزۈم يىغىش ۋاقتى تېرىلغۇ ۋاقتىغىچە بولىدۇ؛ سىلەر نېنىڭلارنى تويۇنغۇچە يەپ، ئۆز زېمىنىڭلاردا تىنچ‫‪‎-‎‬‬ئامان تۇرىسىلەر.
6 مەن زېمىنغا ئارام‫‪‎-‎‬‬تىنچلىق ئاتا قىلىمەن، شۇنىڭ بىلەن ھېچكىم سىلەرنى قورقىتالمايدۇ، ئارامخۇدا يېتىپ ئۇخلايسىلەر؛ ۋەھشىي ھايۋانلارنى زېمىندىن يوقىتىمەن، قىلىچمۇ زېمىنىڭلاردىن ئۆتمەيدۇ؛
7 سىلەر دۈشمەنلىرىڭلارنى قوغلايسىلەر، ئۇلار ئالدىڭلاردا قىلىچلىنىپ يىقىلىدۇ.
8 سىلەردىن بەش كىشى يۈز كىشىنى قوغلايدۇ، يۈز كىشى ئون مىڭنى قاچۇرىدۇ؛ دۈشمەنلىرىڭلار بولسا ئالدىڭلاردا قىلىچلىنىپ يىقىلىدۇ.
9 مەن سىلەرگە يۈزۈمنى قارىتىپ، سىلەرنى پەرزەنت كۆرگۈزۈپ كۆپەيتىمەن، سىلەر بىلەن باغلىغان ئەھدەمنى مەزمۇت تۇرغۇزىمەن.
10 سىلەر تېخىچە ئۇزۇن ساقلانغان كونا ئاشلىقنى يەۋاتقىنىڭلاردا، يېڭى ئاشلىق چىقىدۇ؛ يېڭىسى ۋەجىدىن كونىسىنى چىقىرىۋېتىسىلەر.
11 مەن ئۆز ماكانىمنى ئاراڭلاردا تۇرغۇزىمەن ۋە قەلبىم سىلەردىن نەپرەتلەنمەيدۇ.
12 مەن ئاراڭلاردا مېڭىپ سىلەرنىڭ خۇدايىڭلار بولىمەن ۋە سىلەر مېنىڭ خەلقىم بولىسىلەر.
13 مەن سىلەرنى مىسىردا ئۇلارنىڭ قۇللىرى بولۇشتىن ھۆر قىلىشقا شۇ زېمىنىدىن چىقارغان خۇدايىڭلار پەرۋەردىگاردۇرمەن؛ مەن بويۇنتۇرۇقۇڭلارنىڭ ئاسارەتلىرىنى سۇندۇرۇپ، قەددىڭلارنى تىك قىلىپ ماڭغۇزدۇم.
14 ھالبۇكى، ئەگەر سىلەر ماڭا قۇلاق سالماي، بۇ ئەمرلەرنىڭ ھەممىسىگە ئەمەل قىلماي،
15 بەلگىلىمىلىرىمنى تاشلاپ، قەلبىڭلاردىن ھۆكۈملىرىمنى يامان كۆرۈپ، بارلىق ئەمرلىرىمنى تۇتماي، ئەھدەمنى بۇزساڭلار،
16 مەنمۇ بېشىڭلارغا شۇ ئىشلارنى چۈشۈرىمەنكى، ــ مەن سىلەرگە ۋەھىمە سېلىپ، كۆزۈڭلارنى كور قىلىدىغان، جېنىڭلارنى زەئىپلەشتۈرىدىغان سىل‫‪‎-‎‬‬ۋابا كېسىلى، كېزىك كېسىلىنى بېشىڭلارغا چۈشۈرىمەن. سىلەر ئۇرۇقۇڭلارنى بىكار چېچىپ‫‪‎-‎‬‬تېرىيسىلەر، چۈنكى دۈشمەنلىرىڭلار ئۇنى يەپ كېتىدۇ.
17 مەن يۈزۈمنى سىلەرگە قارشى قىلىمەن، شۇنىڭ بىلەن سىلەر دۈشمەنلىرىڭلاردىن ئۇرۇلۇپ قاچىدىغان بولىسىلەر؛ سىلەرنى ئۆچ كۆرگۈچىلەر ئۈستۈڭلاردىن ھۆكۈمرانلىق قىلىدۇ؛ ھېچكىم سىلەرنى قوغلىمىسىمۇ، قاچىسىلەر.
18 بۇلاردىن ھېچ ئىبرەت ئالماي، بەلكى ماڭا يەنە قۇلاق سالمىساڭلار، مەن گۇناھلىرىڭلار تۈپەيلىدىن سىلەرگە بولغان جازانى يەتتە ھەسسە ئېغىرلىتىمەن،
19 كۈچ‫‪‎-‎‬‬ھەيۋەڭلاردىن بولغان ھاكاۋۇرلۇقىڭلارنى سۇندۇرىمەن؛ ئاسمىنىڭلارنى تۆمۈردەك قىلىپ، يېرىڭلارنى مىستەك قىلىۋېتىمەن؛
20 ئەجىر‫‪‎-‎‬‬جاپايىڭلار بىكارغا كېتىدۇ، يېرىڭلار ھوسۇل بەرمەيدۇ، دالادىكى دەرەخلەرگە مېۋە چۈشمەيدۇ.
21 ئەگەر يەنىلا مەن بىلەن قارشى ماڭساڭلار، شۇنداقلا ماڭا قۇلاق سالمىساڭلار، مەن گۇناھلىرىڭلارغا لايىق بېشىڭلارغا چۈشىدىغان ۋابا‫‪‎-‎‬‬كۈلپەتلەرنى يەنە يەتتە ھەسسە ئېغىرلىتىمەن.
22 ئاراڭلارغا سىلەرنى بالىلىرىڭلاردىن جۇدا قىلىدىغان، چارپايلىرىڭلارنى يوقىتىدىغان، سىلەرنى ئازلىتىدىغان ياۋايى ھايۋانلارنى ئەۋەتىمەن؛ يول‫‪‎-‎‬‬كوچىلىرىڭلار ئادەمزاتسىز چۆلدەك بولۇپ قالىدۇ.
23 سىلەر بۇ ئىشلار ئارقىلىق ئىبرەت‫‪‎-‎‬‬تەربىيە ئالماي، بەلكى يەنىلا ماڭا قارشى ماڭساڭلار،
24 مەنمۇ سىلەرگە قارشى مېڭىپ، گۇناھىڭلار تۈپەيلىدىن بولغان جازانى يەنە يەتتە ھەسسە ئېغىرلىتىپ، مەن ئۆزۈم سىلەرنى ئۇرىمەن؛
25 ئۈستۈڭلارغا ئەھدەمنى بۇزغانلىقنىڭ ئىنتىقامىنى ئالىدىغان قىلىچ چۈشۈرىمەن؛ شۇنىڭ بىلەن سىلەر شەھەرلەرگە يىغىلىۋالىسىلەر، مەن ئاراڭلارغا ۋابا چۈشۈرىمەن؛ شۇنىڭ بىلەن سىلەر دۈشمەنلەرنىڭ قولىغا چۈشىسىلەر.
26 سىلەرگە يۆلەنچۈك بولغان ئاشلىقنى قۇرۇتىۋېتىمەن؛ ئون ئايال بىر بولۇپ بىر تونۇردا نان يېقىپ، نانلارنى سىلەرگە تارازىدا تارتىپ بېرىدۇ، ئەمما بۇنى يېگىنىڭلار بىلەن تويمايسىلەر.
27 ئەگەر بۇلاردىن ھېچ ئىبرەت ئالماي، ماڭا قۇلاق سالمىساڭلار، بەلكى ماڭا قارشى ماڭساڭلار،
28 مەنمۇ قەھر بىلەن سىلەرگە قارشى ماڭىمەن؛ مەن، يەنى مەن ئۆزۈم گۇناھلىرىڭلار تۈپەيلىدىن جازا‫‪‎-‎‬‬تەربىيىنى يەنە يەتتە ھەسسە ئېغىرلىتىپ چۈشۈرىمەن.
29 شۇنىڭ بىلەن سىلەر ئوغۇللىرىڭلارنىڭ گۆشى ۋە قىزلىرىڭلارنىڭ گۆشىنى يەيسىلەر؛
30 شۇنداقلا مەن قۇربانلىق «يۇقىرى جاي»لىرىڭلانى ۋەيران قىلىپ، «كۈن تۈۋرۈك»لىرىڭلارنى سۇندۇرۇپ، ئۆلۈكلىرىڭلارنى سۇنۇق بۇتلىرىڭلارنىڭ ئۈستىگە تاشلىۋېتىمەن؛ مېنىڭ قەلبىم سىلەردىن نەپرەتلىنىدۇ.   
31 مەن شەھەرلىرىڭلارنى ۋەيران قىلىپ، مۇقەددەس جايلىرىڭلارنى خاراب قىلىپ، قۇربانلىقىڭلارنىڭ خۇشبۇيلىرىنى يەنە پۇرىمايمەن؛
32 زېمىننى ھالاكەتكە ئېلىپ بارىمەن؛ ئۇنىڭدا ئولتۇراقلاشقان دۈشمەنلىرىڭلار بۇ ئەھۋالغا ھەيرانۇھەس قالىدۇ.
33 سىلەرنى ئەللەرنىڭ ئارىسىغا تارىتىپ، كەينىڭلاردىن قىلىچنى سۇغۇرۇپ قوغلايمەن؛ شۇنىڭ بىلەن زېمىنىڭلار ۋەيران بولۇپ شەھەرلىرىڭلار خاراب قىلىنىدۇ.
لاۋىيلار 26 in مۇقېددېس‭ ‬كالام (‭‬يەنگى‭ ‬يېزىق‭ ‬ )

Лавийлар 26:1-33 in Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

1 Силәр өзүңлар үчүн һеч қандақ бут ясимаңлар яки өзүңларға һеч ойма мәбуд яки һәйкәл-түврүкни турғузмаңлар яки уларға баш урушқа оюлған нәқишлик ташларни зиминиңларда һәргиз тиклимәңлар; чүнки Өзүм Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән.
2 Мениң шабат күнлиримни тутуп, муқәддәс җайимға ихласмән болуңлар. Мән Пәрвәрдигардурмән.
3 Әгәр силәр мениң бәлгүлимилиримдә меңип, әмирлиримни тутуп уларға әмәл қилсаңлар,
4 Мән йериңларниң өз һосулини берип турушиға, даладики дәрәқләрниң мевисини чиқиришиға вақтида ямғурлириңларни яғдуруп туримән.
5 Шуниң билән хаман тепиш вақти үзүм жиғиш пәслигичә болиду, үзүм жиғиш вақти терилғу вақтиғичә болиду; силәр нениңларни тоюнғичә йәп, өз зиминиңларда теч-аман турисиләр.
6 Мән зиминға арам-течлиқ ата қилимән, шуниң билән һеч ким силәрни қорқиталмайду, арамхуда йетип ухлайсиләр; вәһший һайванларни зиминдин йоқитимән, қиличму зиминиңлардин өтмәйду;
7 силәр дүшмәнлириңларни қоғлайсиләр, улар алдиңларда қиличлинип жиқилиду.
8 Силәрдин бәш киши йүз кишини қоғлайду, йүз киши он миңни қачуриду; дүшмәнлириңлар болса алдиңларда қиличлинип жиқилиду.
9 Мән силәргә йүзүмни қаритип, силәрни пәрсәнд көргүзүп көпәйтимән, силәр билән бағлиған әһдәмни мәзмут турғузимән.
10 Силәр техичә узун сақланған кона ашлиқни йәватқиниңларда, йеңи ашлиқ чиқиду; йеңиси вәҗидин конисини чиқириветисиләр.
11 Мән Өз маканимни араңларда турғузимән вә қәлбим силәрдин нәпрәтләнмәйду.
12 Мән араңларда меңип силәрниң Худайиңлар болимән вә силәр Мениң хәлқим болисиләр.
13 Мән силәрни Мисирда уларниң қуллири болуштин һөр қилишқа шу зиминидин чиқарған Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән; Мән боюнтуруғуңларниң асарәтлирини сундуруп, қәддиңларни тик қилип маңғуздум.
14 Һалбуки, әгәр силәр Маңа қулақ салмай, бу әмирләрниң һәммисигә әмәл қилмай,
15 бәлгүлимилиримни ташлап, қәлбиңлардин һөкүмлиримни яман көрүп, барлиқ әмирлиримни тутмай, әһдәмни бузсаңлар,
16 Мәнму бешиңларға шу ишларни чүшүримәнки, — Мән силәргә вәһимә селип, көзүңларни кор қилидиған, җениңларни зәипләштүридиған сил-ваба кесили, кезик кесилини бешиңларға чүшүримән. Силәр уруғуңларни бекар чечип-терийсиләр, чүнки дүшмәнлириңлар уни йәп кетиду.
17 Мән йүзүмни силәргә қарши қилимән, шуниң билән силәр дүшмәнлириңлардин урулуп қачидиған болисиләр; силәрни өч көргүчиләр үстүңлардин һөкүмранлиқ қилиду; һеч ким силәрни қоғлимисиму, қачисиләр.
18 Булардин һеч ибрәт алмай, бәлки Маңа йәнә қулақ салмисаңлар, Мән гуналириңлар түпәйлидин силәргә болған җазани йәттә һәссә еғирлитимән,
19 күч-һәйвәңлардин болған һакавурлуғиңларни сундуримән; асминиңларни төмүрдәк қилип, йериңларни мистәк қиливетимән;
20 әҗир-җапайиңлар бекарға кетиду, йериңлар һосул бәрмәйду, даладики дәрәқләргә мевә чүшмәйду.
21 Әгәр йәнила Мән билән қарши маңсаңлар, шундақла Маңа қулақ салмисаңлар, Мән гуналириңларға лайиқ бешиңларға чүшидиған ваба-күлпәтләрни йәнә йәттә һәссә еғирлитимән.
22 Араңларға силәрни балилириңлардин җуда қилидиған, чарпайлириңларни йоқитидиған, силәрни азлитидиған явайи һайванларни әвәтимән; йол-кочилириңлар адәмзатсиз чөлдәк болуп қалиду.
23 Силәр бу ишлар арқилиқ ибрәт-тәрбийә алмай, бәлки йәнила Маңа қарши маңсаңлар,
24 Мәнму силәргә қарши меңип, гунайиңлар түпәйлидин болған җазани йәнә йәттә һәссә еғирлитип, Мән Өзүм силәрни уримән;
25 үстүңларға әһдәмни бузғанлиқниң интиқамини алидиған қилич чүшүримән; шуниң билән силәр шәһәрләргә жиғиливалисиләр, Мән араңларға ваба чүшүримән; шуниң билән силәр дүшмәнләрниң қолиға чүшисиләр.
26 Силәргә йөләнчүк болған ашлиқни қурутиветимән; он аял бир болуп бир тонурда нан йеқип, нанларни силәргә таразида тартип бериду, амма буни йегиниңлар билән тоймайсиләр.
27 Әгәр булардин һеч ибрәт алмай, маңа қулақ салмисаңлар, бәлки маңа қарши маңсаңлар,
28 Мәнму қәһр билән силәргә қарши маңимән; Мән, йәни Мән Өзүм гуналириңлар түпәйлидин җаза-тәрбийини йәнә йәттә һәссә еғирлитип чүшүримән.
29 Шуниң билән силәр оғуллириңларниң гөши вә қизлириңларниң гөшини йәйсиләр;
30 шундақла Мән қурбанлиқ «жуқури җай»лириңлани вәйран қилип, «күн түврүк»лириңларни сундуруп, өлүклириңларни сунуқ бутлириңларниң үстигә ташливетимән; Мениң қәлбим силәрдин нәпрәтлиниду.   
31 Мән шәһәрлириңларни вәйран қилип, муқәддәс җайлириңларни харап қилип, қурбанлиғиңларниң хушбуйлирини йәнә пуримаймән;
32 зиминни һалакәткә елип баримән; униңда олтирақлашқан дүшмәнлириңлар бу әһвалға һәйрануһәс қалиду.
33 Силәрни әлләрниң арисиға таритип, кәйниңлардин қилични суғуруп қоғлаймән; шуниң билән зиминиңлар вәйран болуп шәһәрлириңлар харап қилиниду.
Лавийлар 26 in Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

Lawiylar 26:1-33 in Muqeddes Kalam (latin yéziq)

1 Siler özünglar üchün héchqandaq but yasimanglar yaki özünglargha héch oyma mebud yaki heykel-tüwrükni turghuzmanglar yaki ulargha bash urushqa oyulghan neqishlik tashlarni zémininglarda hergiz tiklimenglar; chünki Özüm Xudayinglar Perwerdigardurmen.
2 Méning shabat künlirimni tutup, muqeddes jayimgha ixlasmen bolunglar. Men Perwerdigardurmen.
3 Eger siler méning belgilimilirimde méngip, emrlirimni tutup ulargha emel qilsanglar,
4 Men yéringlarning öz hosulini bérip turushigha, daladiki derexlerning méwisini chiqirishigha waqtida yamghurliringlarni yaghdurup turimen.
5 Shuning bilen xaman tépish waqti üzüm yighish pesligiche bolidu, üzüm yighish waqti térilghu waqtighiche bolidu; siler néninglarni toyun'ghuche yep, öz zémininglarda tinch-aman turisiler.
6 Men zémin'gha aram-tinchliq ata qilimen, shuning bilen héchkim silerni qorqitalmaydu, aramxuda yétip uxlaysiler; wehshiy haywanlarni zémindin yoqitimen, qilichmu zémininglardin ötmeydu;
7 siler düshmenliringlarni qoghlaysiler, ular aldinglarda qilichlinip yiqilidu.
8 Silerdin besh kishi yüz kishini qoghlaydu, yüz kishi on mingni qachuridu; düshmenliringlar bolsa aldinglarda qilichlinip yiqilidu.
9 Men silerge yüzümni qaritip, silerni perzent körgüzüp köpeytimen, siler bilen baghlighan ehdemni mezmut turghuzimen.
10 Siler téxiche uzun saqlan'ghan kona ashliqni yewatqininglarda, yéngi ashliq chiqidu; yéngisi wejidin konisini chiqiriwétisiler.
11 Men Öz makanimni aranglarda turghuzimen we qelbim silerdin nepretlenmeydu.
12 Men aranglarda méngip silerning Xudayinglar bolimen we siler Méning xelqim bolisiler.
13 Men silerni Misirda ularning qulliri bolushtin hör qilishqa shu zéminidin chiqarghan Xudayinglar Perwerdigardurmen; Men boyunturuqunglarning asaretlirini sundurup, qeddinglarni tik qilip mangghuzdum.
14 Halbuki, eger siler Manga qulaq salmay, bu emrlerning hemmisige emel qilmay,
15 belgilimilirimni tashlap, qelbinglardin hökümlirimni yaman körüp, barliq emrlirimni tutmay, ehdemni buzsanglar,
16 Menmu béshinglargha shu ishlarni chüshürimenki, — Men silerge wehime sélip, közünglarni kor qilidighan, jéninglarni zeipleshtüridighan sil-waba késili, kézik késilini béshinglargha chüshürimen. Siler uruqunglarni bikar chéchip-tériysiler, chünki düshmenliringlar uni yep kétidu.
17 Men yüzümni silerge qarshi qilimen, shuning bilen siler düshmenliringlardin urulup qachidighan bolisiler; silerni öch körgüchiler üstünglardin hökümranliq qilidu; héchkim silerni qoghlimisimu, qachisiler.
18 Bulardin héch ibret almay, belki Manga yene qulaq salmisanglar, Men gunahliringlar tüpeylidin silerge bolghan jazani yette hesse éghirlitimen,
19 küch-heywenglardin bolghan hakawurluqinglarni sundurimen; asmininglarni tömürdek qilip, yéringlarni mistek qiliwétimen;
20 ejir-japayinglar bikargha kétidu, yéringlar hosul bermeydu, daladiki derexlerge méwe chüshmeydu.
21 Eger yenila Men bilen qarshi mangsanglar, shundaqla Manga qulaq salmisanglar, Men gunahliringlargha layiq béshinglargha chüshidighan waba-külpetlerni yene yette hesse éghirlitimen.
22 Aranglargha silerni baliliringlardin juda qilidighan, charpayliringlarni yoqitidighan, silerni azlitidighan yawayi haywanlarni ewetimen; yol-kochiliringlar ademzatsiz chöldek bolup qalidu.
23 Siler bu ishlar arqiliq ibret-terbiye almay, belki yenila Manga qarshi mangsanglar,
24 Menmu silerge qarshi méngip, gunahinglar tüpeylidin bolghan jazani yene yette hesse éghirlitip, Men Özüm silerni urimen;
25 üstünglargha ehdemni buzghanliqning intiqamini alidighan qilich chüshürimen; shuning bilen siler sheherlerge yighiliwalisiler, Men aranglargha waba chüshürimen; shuning bilen siler düshmenlerning qoligha chüshisiler.
26 Silerge yölenchük bolghan ashliqni qurutiwétimen; on ayal bir bolup bir tonurda nan yéqip, nanlarni silerge tarazida tartip béridu, emma buni yégininglar bilen toymaysiler.
27 Eger bulardin héch ibret almay, manga qulaq salmisanglar, belki manga qarshi mangsanglar,
28 Menmu qehr bilen silerge qarshi mangimen; Men, yeni Men Özüm gunahliringlar tüpeylidin jaza-terbiyini yene yette hesse éghirlitip chüshürimen.
29 Shuning bilen siler oghulliringlarning göshi we qizliringlarning göshini yeysiler;
30 shundaqla Men qurbanliq «yuqiri jay»liringlani weyran qilip, «kün tüwrük»liringlarni sundurup, ölükliringlarni sunuq butliringlarning üstige tashliwétimen; Méning qelbim silerdin nepretlinidu.   
31 Men sheherliringlarni weyran qilip, muqeddes jayliringlarni xarab qilip, qurbanliqinglarning xushbuylirini yene purimaymen;
32 zéminni halaketke élip barimen; uningda olturaqlashqan düshmenliringlar bu ehwalgha heyranuhes qalidu.
33 Silerni ellerning arisigha taritip, keyninglardin qilichni sughurup qoghlaymen; shuning bilen zémininglar weyran bolup sheherliringlar xarab qilinidu.
Lawiylar 26 in Muqeddes Kalam (latin yéziq)

Lawiylar 26:1-33 in Muⱪeddes Kalam (yǝngi yeziⱪ)

1 Silǝr ɵzünglar üqün ⱨeqⱪandaⱪ but yasimanglar yaki ɵzünglarƣa ⱨeq oyma mǝbud yaki ⱨǝykǝl-tüwrükni turƣuzmanglar yaki ularƣa bax uruxⱪa oyulƣan nǝⱪixlik taxlarni zemininglarda ⱨǝrgiz tiklimǝnglar; qünki Ɵzüm Hudayinglar Pǝrwǝrdigardurmǝn.
2 Mening xabat künlirimni tutup, muⱪǝddǝs jayimƣa ihlasmǝn bolunglar. Mǝn Pǝrwǝrdigardurmǝn.
3 Əgǝr silǝr mening bǝlgilimilirimdǝ mengip, ǝmrlirimni tutup ularƣa ǝmǝl ⱪilsanglar,
4 Mǝn yeringlarning ɵz ⱨosulini berip turuxiƣa, daladiki dǝrǝhlǝrning mewisini qiⱪirixiƣa waⱪtida yamƣurliringlarni yaƣdurup turimǝn.
5 Xuning bilǝn haman tepix waⱪti üzüm yiƣix pǝsligiqǝ bolidu, üzüm yiƣix waⱪti terilƣu waⱪtiƣiqǝ bolidu; silǝr neninglarni toyunƣuqǝ yǝp, ɵz zemininglarda tinq-aman turisilǝr.
6 Mǝn zeminƣa aram-tinqliⱪ ata ⱪilimǝn, xuning bilǝn ⱨeqkim silǝrni ⱪorⱪitalmaydu, aramhuda yetip uhlaysilǝr; wǝⱨxiy ⱨaywanlarni zemindin yoⱪitimǝn, ⱪiliqmu zemininglardin ɵtmǝydu;
7 silǝr düxmǝnliringlarni ⱪoƣlaysilǝr, ular aldinglarda ⱪiliqlinip yiⱪilidu.
8 Silǝrdin bǝx kixi yüz kixini ⱪoƣlaydu, yüz kixi on mingni ⱪaquridu; düxmǝnliringlar bolsa aldinglarda ⱪiliqlinip yiⱪilidu.
9 Mǝn silǝrgǝ yüzümni ⱪaritip, silǝrni pǝrzǝnt kɵrgüzüp kɵpǝytimǝn, silǝr bilǝn baƣliƣan ǝⱨdǝmni mǝzmut turƣuzimǝn.
10 Silǝr tehiqǝ uzun saⱪlanƣan kona axliⱪni yǝwatⱪininglarda, yengi axliⱪ qiⱪidu; yengisi wǝjidin konisini qiⱪiriwetisilǝr.
11 Mǝn Ɵz makanimni aranglarda turƣuzimǝn wǝ ⱪǝlbim silǝrdin nǝprǝtlǝnmǝydu.
12 Mǝn aranglarda mengip silǝrning Hudayinglar bolimǝn wǝ silǝr Mening hǝlⱪim bolisilǝr.
13 Mǝn silǝrni Misirda ularning ⱪulliri boluxtin ⱨɵr ⱪilixⱪa xu zeminidin qiⱪarƣan Hudayinglar Pǝrwǝrdigardurmǝn; Mǝn boyunturuⱪunglarning asarǝtlirini sundurup, ⱪǝddinglarni tik ⱪilip mangƣuzdum.
14 Ⱨalbuki, ǝgǝr silǝr Manga ⱪulaⱪ salmay, bu ǝmrlǝrning ⱨǝmmisigǝ ǝmǝl ⱪilmay,
15 bǝlgilimilirimni taxlap, ⱪǝlbinglardin ⱨɵkümlirimni yaman kɵrüp, barliⱪ ǝmrlirimni tutmay, ǝⱨdǝmni buzsanglar,
16 Mǝnmu bexinglarƣa xu ixlarni qüxürimǝnki, — Mǝn silǝrgǝ wǝⱨimǝ selip, kɵzünglarni kor ⱪilidiƣan, jeninglarni zǝiplǝxtüridiƣan sil-waba kesili, kezik kesilini bexinglarƣa qüxürimǝn. Silǝr uruⱪunglarni bikar qeqip-teriysilǝr, qünki düxmǝnliringlar uni yǝp ketidu.
17 Mǝn yüzümni silǝrgǝ ⱪarxi ⱪilimǝn, xuning bilǝn silǝr düxmǝnliringlardin urulup ⱪaqidiƣan bolisilǝr; silǝrni ɵq kɵrgüqilǝr üstünglardin ⱨɵkümranliⱪ ⱪilidu; ⱨeqkim silǝrni ⱪoƣlimisimu, ⱪaqisilǝr.
18 Bulardin ⱨeq ibrǝt almay, bǝlki Manga yǝnǝ ⱪulaⱪ salmisanglar, Mǝn gunaⱨliringlar tüpǝylidin silǝrgǝ bolƣan jazani yǝttǝ ⱨǝssǝ eƣirlitimǝn,
19 küq-ⱨǝywǝnglardin bolƣan ⱨakawurluⱪinglarni sundurimǝn; asmininglarni tɵmürdǝk ⱪilip, yeringlarni mistǝk ⱪiliwetimǝn;
20 ǝjir-japayinglar bikarƣa ketidu, yeringlar ⱨosul bǝrmǝydu, daladiki dǝrǝhlǝrgǝ mewǝ qüxmǝydu.
21 Əgǝr yǝnila Mǝn bilǝn ⱪarxi mangsanglar, xundaⱪla Manga ⱪulaⱪ salmisanglar, Mǝn gunaⱨliringlarƣa layiⱪ bexinglarƣa qüxidiƣan waba-külpǝtlǝrni yǝnǝ yǝttǝ ⱨǝssǝ eƣirlitimǝn.
22 Aranglarƣa silǝrni baliliringlardin juda ⱪilidiƣan, qarpayliringlarni yoⱪitidiƣan, silǝrni azlitidiƣan yawayi ⱨaywanlarni ǝwǝtimǝn; yol-koqiliringlar adǝmzatsiz qɵldǝk bolup ⱪalidu.
23 Silǝr bu ixlar arⱪiliⱪ ibrǝt-tǝrbiyǝ almay, bǝlki yǝnila Manga ⱪarxi mangsanglar,
24 Mǝnmu silǝrgǝ ⱪarxi mengip, gunaⱨinglar tüpǝylidin bolƣan jazani yǝnǝ yǝttǝ ⱨǝssǝ eƣirlitip, Mǝn Ɵzüm silǝrni urimǝn;
25 üstünglarƣa ǝⱨdǝmni buzƣanliⱪning intiⱪamini alidiƣan ⱪiliq qüxürimǝn; xuning bilǝn silǝr xǝⱨǝrlǝrgǝ yiƣiliwalisilǝr, Mǝn aranglarƣa waba qüxürimǝn; xuning bilǝn silǝr düxmǝnlǝrning ⱪoliƣa qüxisilǝr.
26 Silǝrgǝ yɵlǝnqük bolƣan axliⱪni ⱪurutiwetimǝn; on ayal bir bolup bir tonurda nan yeⱪip, nanlarni silǝrgǝ tarazida tartip beridu, ǝmma buni yegininglar bilǝn toymaysilǝr.
27 Əgǝr bulardin ⱨeq ibrǝt almay, manga ⱪulaⱪ salmisanglar, bǝlki manga ⱪarxi mangsanglar,
28 Mǝnmu ⱪǝⱨr bilǝn silǝrgǝ ⱪarxi mangimǝn; Mǝn, yǝni Mǝn Ɵzüm gunaⱨliringlar tüpǝylidin jaza-tǝrbiyini yǝnǝ yǝttǝ ⱨǝssǝ eƣirlitip qüxürimǝn.
29 Xuning bilǝn silǝr oƣulliringlarning gɵxi wǝ ⱪizliringlarning gɵxini yǝysilǝr;
30 xundaⱪla Mǝn ⱪurbanliⱪ «yuⱪiri jay»liringlani wǝyran ⱪilip, «kün tüwrük»liringlarni sundurup, ɵlükliringlarni sunuⱪ butliringlarning üstigǝ taxliwetimǝn; Mening ⱪǝlbim silǝrdin nǝprǝtlinidu.   
31 Mǝn xǝⱨǝrliringlarni wǝyran ⱪilip, muⱪǝddǝs jayliringlarni harab ⱪilip, ⱪurbanliⱪinglarning huxbuylirini yǝnǝ purimaymǝn;
32 zeminni ⱨalakǝtkǝ elip barimǝn; uningda olturaⱪlaxⱪan düxmǝnliringlar bu ǝⱨwalƣa ⱨǝyranuⱨǝs ⱪalidu.
33 Silǝrni ǝllǝrning arisiƣa taritip, kǝyninglardin ⱪiliqni suƣurup ⱪoƣlaymǝn; xuning bilǝn zemininglar wǝyran bolup xǝⱨǝrliringlar harab ⱪilinidu.
Lawiylar 26 in Muⱪeddes Kalam (yǝngi yeziⱪ)