1 «Қайтқин, қайтқин, и Шуламит — Қайтқин, қайтқин, бизниң саңа қариғумиз бардур!» «Силәр Шуламитниң немисигә қариғуңлар бар?» «“Икки баргаһ” уссулға чүшкән вақтидикидәк униңға қараймиз!»
2 «И шаһзадиниң қизи, Кәшлириңдә сениң қәдәмлириң немидегән гөзәл! Толғиған ямпашлириң гөһәрләрдәк, Чевәр һүнәрвән қолиниң һүниридур.
3 Киндигиң жумулақ бир қәдәһтур; Униң әбҗәш шараби кам әмәс; Қосиғиң буғдай догисидур, Әтрапиға нилупәрләр олишиду.
4 Икки көксүң икки маралдәк, җәрәнниң қошкезикидур;
5 Бойнуң пил чишлиридин ясалған мунардур; Көзлириң Бат-Раббим қовуқи бойидики Һәшбон көлчәклиридәк, Бурнуң Дәмәшиққә қарайдиған Ливан мунаридәктур;
6 Үстүңдә бешиң Кармәл теғидәк туриду; Бешиңдики өрүмә чачлириң сөсүн рәңликтур, Падишаһ бүдүр чачлириңниң мәһбусидур.