Text copied!
Bibles in Uighur

يەشۇئا 10:1-30 in Uighur

Help us?

يەشۇئا 10:1-30 in مۇقېددېس‭ ‬كالام (‭‬يەنگى‭ ‬يېزىق‭ ‬ )

1 شۇنداق بولدىكى، يېرۇسالېمنىڭ پادىشاھى ئادونى‫‪‎-‎‬‬زەدەك يەشۇئانىڭ ئايى شەھىرىنى ئىشغال قىلىپ، ئۇنى مۇتلەق يوقاتقانلىقىنى، يېرىخو بىلەن ئۇنىڭ پادىشاھىغا قىلغىنىدەك، ئايى بىلەن ئۇنىڭ پادىشاھىغىمۇ شۇنداق قىلغىنىنى، گىبېئوندا ئولتۇرغۇچىلارنىڭ ئىسرائىل بىلەن سۈلھ تۈزۈپ، ئۇلارنىڭ ئارىسىدا تۇرۇۋاتقانلىقىنى ئاڭلاپ،   
2 ئۇ ۋە خەلقى قاتتىق قورقتى؛ چۈنكى گىبېئون بولسا ئايىدىن چوڭ شەھەر بولۇپ، پايتەخت شەھەرلىرىدەك ئىدى؛ ئۇنىڭ ھەممە ئادەملىرى تولىمۇ باتۇر پالۋانلار ئىدى.
3 شۇنىڭ بىلەن يېرۇسالېمنىڭ پادىشاھى ئادونى‫‪‎-‎‬‬زەدەك ھېبروننىڭ پادىشاھى ھوھام، يارمۇتنىڭ پادىشاھى پىرئام، لاقىشنىڭ پادىشاھى يافىيا ۋە ئەگلوننىڭ پادىشاھى دەبىرگە خەۋەر ئەۋەتىپ‫‪:‬‬ ــ
4 مېنىڭ يېنىمغا كېلىپ گىبېئونلارغا ھۇجۇم قىلىشىمىز ئۈچۈن ماڭا مەدەت بېرىڭلار؛ چۈنكى ئۇلار بولسا يەشۇئا ۋە ئىسرائىللار بىلەن سۈلھ تۈزۈۋالدى، ــ دېدى.
5 شۇنداق قىلىپ ئامورىيلارنىڭ بەش پادىشاھى، يەنى يېرۇسالېمنىڭ پادىشاھى، ھېبروننىڭ پادىشاھى، يارمۇتنىڭ پادىشاھى، لاقىشنىڭ پادىشاھى ۋە ئەگلوننىڭ پادىشاھى ــ ئۇلار ئۆزلىرى بارلىق قوشۇنلىرى بىلەن بىللە چىقىپ، گىبېئوننىڭ ئۇدۇلىدا بارگاھ تىكىپ، ئۇنىڭغا ھۇجۇم قىلدى.
6 بۇنىڭ بىلەن گىبېئونلىقلار گىلگالدىكى چېدىرگاھقا، يەشۇئانىڭ قېشىغا ئادەم ئەۋەتىپ‫‪:‬‬ ــ سەن ئۆز قۇللىرىڭنى تاشلىۋەتمەي، دەرھال قېشىمىزغا كېلىپ مەدەت بېرىپ، بىزنى قۇتقۇزغىن؛ چۈنكى تاغلىق رايوندا ئولتۇرۇشلۇق ئامورىيلارنىڭ بارلىق پادىشاھلىرى بىرلىشىپ بىزگە ھۇجۇم قىلدى، ــ دېدى.
7 بۇنى ئاڭلاپ يەشۇئا بارلىق جەڭچىلەرنى، جۈملىدىن ھەممە باتۇر پالۋانلارنى ئېلىپ گىلگالدىن يولغا چىقتى.
8 پەرۋەردىگار يەشۇئاغا‫‪:‬‬ ــ ئۇلاردىن قورقمىغىن؛ چۈنكى مەن ئۇلارنى سېنىڭ قولۇڭغا تاپشۇردۇم، ئۇلارنىڭ ھېچبىرى ئالدىڭدا پۇت تىرەپ تۇرالمايدۇ، ــ دېدى.
9 يەشۇئا گىلگالدىن چىقىپ پۈتۈن كېچە مېڭىپ ئۇلارنىڭ ئۈستىگە تۇيۇقسىز چۈشتى.
10 پەرۋەردىگار ئۇلارنى ئىسرائىلنىڭ ئالدىدا تىرىپىرەن قىلدى، يەشۇئا ئۇلارنى گىبېئوندا قاتتىق مەغلۇپ قىلىپ قىرىپ، بەيت‫‪‎-‎‬‬ھورونغا چىقىدىغان داۋان يولىدا قوغلاپ، ئازىكاھ بىلەن ماككەداھقىچە سۈرۈپ‫‪‎-‎‬‬توقاي قىلدى.
11 ئۇلار ئىسرائىلدىن قېچىپ، بەيت‫‪‎-‎‬‬ھوروننىڭ داۋانىدىن چۈشۈۋاتقاندا، پەرۋەردىگار تاكى ئۇلار ئازىكاھقا يەتكۈچە ئاسماندىن ئۇلارنىڭ ئۈستىگە چوڭ‫‪‎-‎‬‬چوڭ مۆلدۈر‫‪‎-‎‬‬تاشلارنى ياغدۇردى. ئۇلار ئۆلدى؛ مۇشۇ مۆلدۈرلەر بىلەن ئۆلتۈرۈلگەنلەر ئىسرائىللار قىلىچلاپ ئۆلتۈرگەنلەردىن كۆپ ئىدى.
12 ئاندىن يەشۇئا پەرۋەردىگارغا سۆز قىلدى، ــ يەنى پەرۋەردىگار ئامورىيلارنى ئىسرائىلنىڭ ئالدىغا تاپشۇرغان كۈنىدە ئۇ ئىسرائىلنىڭ كۆز ئالدىدا پەرۋەردىگارغا مۇنداق دېدى‫‪:‬‬ ــ «ئەي قۇياش، گىبېئون ئۈستىدە توختاپ تۇر! ئەي ئاي، ئايجالون جىلغىسى ئۈستىدە توختاپ تۇر!»
13 شۇنى دېۋىدى، خەلق دۈشمەنلەردىن ئىنتىقام ئېلىپ بولغۇچىلىك قۇياش ماڭماي توختاپ تۇردى، ئايمۇ توختاپ تۇردى. بۇ ۋەقە ياشارنىڭ كىتابىدا پۈتۈلگەن ئەمەسمىدى؟ قۇياش تەخمىنەن پۈتۈن بىر كۈن ئاسماننىڭ ئوتتۇرىسىدا توختاپ ئولتۇرۇشقا ئالدىرىمىدى.
14 پەرۋەردىگار بىر ئىنساننىڭ نىداسىغا قۇلاق سالغان شۇنداق بىر كۈن ئىلگىرى بولۇپ باقمىغان ۋە كېيىنمۇ بولۇپ باقمىدى؛ چۈنكى پەرۋەردىگار ئىسرائىل ئۈچۈن جەڭ قىلدى.
15 ئاندىن يەشۇئا بىلەن پۈتكۈل ئىسرائىل گىلگالدىكى چېدىرگاھقا يېنىپ كەلدى.
16 ئەمما ئۇ بەش پادىشاھ بولسا قېچىپ ماككەداھتىكى غارغا يوشۇرۇنىۋالدى.
17 شۇنىڭ بىلەن بىرسى يەشۇئاغا مەلۇم قىلىپ‫‪:‬‬ ــ ئۇ بەش پادىشاھ تېپىلدى؛ ئۇلار ماككەداھتىكى غارغا يوشۇرۇنىۋاپتۇ، دېدى.
18 يەشۇئا‫‪:‬‬ ــ ئۇنداق بولسا غارنىڭ ئاغزىغا چوڭ‫‪‎-‎‬‬چوڭ تاشلارنى يۇمىلىتىپ قويۇڭلار، ئاندىن ئۇنىڭ ئالدىدا ئادەملەرنى كۆزەتكە قويۇڭلار.
19 لېكىن سىلەر توختاپ قالماي دۈشمەنلىرىڭلارنى قوغلاپ كەينىدە قالغانلارنى قىرىڭلار؛ ئۇلارنى ئۆز شەھەرلىرىگە كىرگۈزمەڭلار، چۇنكى پەرۋەردىگار خۇدايىڭلار ئۇلارنى قولۇڭلارغا تاپشۇرۇپ بەردى، ــ دېدى.
20 ئاندىن شۇنداق بولدىكى، يەشۇئا بىلەن ئىسرائىللار بۇلارنى قىرىپ قاتتىق مەغلۇپ قىلىپ يوقاتتى؛ لېكىن قېچىپ قۇتۇلغان بىر قالدۇق مۇستەھكەم شەھەرلىرىگە كىرىۋالدى.
21 ئاندىن بارلىق خەلق ماككەداھتىكى چېدىرگاھقا، يەشۇئانىڭ قېشىغا تىنچ‫‪‎-‎‬‬سالامەت يېنىپ كەلدى. ھېچكىم ئىسرائىللارغا قارشى ئېغىز ئېچىشقا جۈرئەت قىلالمىدى.
22 يەشۇئا‫‪:‬‬ ــ غارنىڭ ئاغزىنى ئېچىپ، ئۇ بەش پادىشاھنى غاردىن چىقىرىپ مېنىڭ قېشىمغا ئېلىپ كېلىڭلار، ــ دېدى.
23 ئۇلار شۇنداق قىلىپ بەش پادىشاھنى، يەنى يېرۇسالېمنىڭ پادىشاھى، ھېبروننىڭ پادىشاھى، يارمۇتنىڭ پادىشاھى، لاقىشنىڭ پادىشاھى ۋە ئەگلوننىڭ پادىشاھىنى غاردىن چىقىرىپ ئۇنىڭ قېشىغا ئېلىپ كەلدى.
24 ئۇ پادىشاھلار يەشۇئانىڭ قېشىغا كەلتۈرۈلگەندە، يەشۇئا ئىسرائىلنىڭ ھەممە ئادەملىرىنى چاقىرىپ، ئۆزى بىلەن جەڭگە چىققان لەشكەر سەردارلىرىغا‫‪:‬‬ ــ كېلىپ پۇتلىرىڭلارنى بۇ پادىشاھلارنىڭ گەدىنىگە قويۇڭلار، ــ دېدى. شۇنداق دېۋىدى، ئۇلار كېلىپ پۇتلىرىنى ئۇلارنىڭ گەدەنلىرىگە قويدى.
25 ئاندىن يەشۇئا ئۇلارغا‫‪:‬‬ ــ قورقماڭلار ۋە ھېچ ھودۇقماڭلار، قەيسەر ۋە غەيرەتلىك بولۇڭلار؛ چۈنكى پەرۋەردىگار سىلەر ھۇجۇم قىلغان بارلىق دۈشمەنلىرىڭلارغا شۇنداق ئىشنى قىلىدۇ، ــ دېدى.
26 ئاندىن يەشۇئا پادىشاھلارنى قىلىچلاپ ئۆلتۈرۈپ، جەسەتلىرىنى بەش دەرەخكە ئېسىپ قويدى؛ ئۇلار دەرەخلەرنىڭ ئۈستىدە كەچكىچە ئېسىقلىق تۇردى.
27 كۈن پاتقاندا يەشۇئانىڭ بۇيرۇقى بىلەن كىشىلەر ئۆلۈكلەرنى دەرەخلەردىن چۈشۈرۈپ، ئۇلار ئىلگىرى يوشۇرۇنغان غارغا تاشلاپ، غارنىڭ ئاغزىغا چوڭ‫‪‎-‎‬‬چوڭ تاشلارنى قويۇپ قويدى. بۇ تاشلار تاكى بۈكۈنگە قەدەر شۇ يەردە تۇرماقتا.
28 ئۇ كۈنى يەشۇئا ماككەداھنى ئىشغال قىلىپ، ئۇنىڭ پادىشاھى بىلەن شەھىرىدىكى ھەممە خەلقنىڭ بىرىنىمۇ قويماي قىلىچلاپ مۇتلەق يوقاتتى؛ ئۇ يېرىخونىڭ پادىشاھىغا قىلغىنىدەك ماككەداھنىڭ پادىشاھىغىمۇ شۇنداق قىلدى.
29 ئاندىن يەشۇئا بىلەن بارلىق ئىسرائىللار ماككەداھتىن چىقىپ، لىبناھقا بېرىپ لىبناھ شەھىرىگە ھۇجۇم قىلدى.
30 پەرۋەردىگار ئۇنىمۇ پادىشاھى بىلەن قوشۇپ ئىسرائىلنىڭ قولىغا تاپشۇرۇپ بەردى؛ يەشۇئا ئۇنى قىلىچ بىلەن ئۇرۇپ، شەھىرىدىكى ھەممە خەلقنىڭ بىرىنىمۇ قويماي قىلىچلاپ ئۆلتۈردى؛ ئۇ يېرىخونىڭ پادىشاھىغا قىلغىنىدەك ئۇنىڭ پادىشاھىغىمۇ شۇنداق قىلدى.
يەشۇئا 10 in مۇقېددېس‭ ‬كالام (‭‬يەنگى‭ ‬يېزىق‭ ‬ )

Йәшуа 10:1-30 in Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

1 Шундақ болдики, Йерусалимниң падишаһи Адони-зәдәк Йәшуаниң Айи шәһирини ишғал қилип, уни мутләқ йоқатқанлиғини, Йерихо билән униң падишаһиға қилғинидәк, Айи билән униң падишаһиғиму шундақ қилғинини, Гибеонда олтарғучиларниң Исраил билән сүлһ түзүп, уларниң арисида туруватқанлиғини аңлап,   
2 у вә хәлқи қаттиқ қорқти; чүнки Гибеон болса Айидин чоң шәһәр болуп, пайтәхт шәһәрлиридәк еди; униң һәммә адәмлири толиму батур палванлар еди.
3 Шуниң билән Йерусалимниң падишаһи Адони-зәдәк Һебронниң падишаһи Һоһам, Ярмутниң падишаһи Пирам, Лақишниң падишаһи Яфия вә Әглонниң падишаһи Дәбиргә хәвәр әвәтип: —
4 Мениң йенимға келип Гибеонларға һуҗум қилишимиз үчүн маңа мәдәт бериңлар; чүнки улар болса Йәшуа вә Исраиллар билән сүлһ түзүвалди, — деди.
5 Шундақ қилип Аморийларниң бәш падишаһи, йәни Йерусалимниң падишаһи, Һебронниң падишаһи, Ярмутниң падишаһи, Лақишниң падишаһи вә Әглонниң падишаһи — улар өзлири барлиқ қошунлири билән биллә чиқип, Гибеонниң удулида баргаһ тикип, униңға һуҗум қилди.
6 Буниң билән Гибеонлиқлар Гилгалдики чедиргаһқа, Йәшуаниң қешиға адәм әвәтип: — Сән өз қуллириңни ташливәтмәй, дәрһал қешимизға келип мәдәт берип, бизни қутқузғин; чүнки тағлиқ районда олтиришлиқ Аморийларниң барлиқ падишаһлири бирлишип бизгә һуҗум қилди, — деди.
7 Буни аңлап Йәшуа барлиқ җәңчиләрни, җүмлидин һәммә батур палванларни елип Гилгалдин йолға чиқти.
8 Пәрвәрдигар Йәшуаға: — Улардин қорқмиғин; чүнки Мән уларни сениң қолуңға тапшурдум, уларниң һеч бири алдиңда пут тирәп туралмайду, — деди.
9 Йәшуа Гилгалдин чиқип пүтүн кечә меңип уларниң үстигә туюқсиз чүшти.
10 Пәрвәрдигар уларни Исраилниң алдида тирипирән қилди, Йәшуа уларни Гибеонда қаттиқ мәғлуп қилип қирип, Бәйт-Һоронға чиқидиған даван йолида қоғлап, Азикаһ билән Маккәдаһқичә сүрүп-тоқай қилди.
11 Улар Исраилдин қечип, Бәйт-Һоронниң даванидин чүшүватқанда, Пәрвәрдигар таки улар Азикаһқа йәткичә асмандин уларниң үстигә чоң-чоң мөлдүр-ташларни яғдурди. Улар өлди; мошу мөлдүрләр билән өлтүрүлгәнләр Исраиллар қиличлап өлтүргәнләрдин көп еди.
12 Андин Йәшуа Пәрвәрдигарға сөз қилди, — йәни Пәрвәрдигар Аморийларни Исраилниң алдиға тапшурған күнидә у Исраилниң көз алдида Пәрвәрдигарға мундақ деди: — «Әй қуяш, Гибеон үстидә тохтап тур! Әй ай, Айҗалон җилғиси үстидә тохтап тур!»
13 Шуни девиди, хәлиқ дүшмәнләрдин интиқам елип болғичилик қуяш маңмай тохтап турди, айму тохтап турди. Бу вақиә Яшарниң китавида пүтүлгән әмәсмиди? Қуяш тәхминән пүтүн бир күн асманниң оттурисида тохтап олтиришқа алдиримиди.
14 Пәрвәрдигар бир инсанниң нидасиға қулақ салған шундақ бир күн илгири болуп бақмиған вә кейинму болуп бақмиди; чүнки Пәрвәрдигар Исраил үчүн җәң қилди.
15 Андин Йәшуа билән пүткүл Исраил Гилгалдики чедиргаһқа йенип кәлди.
16 Амма у бәш падишаһ болса қечип Маккәдаһтики ғарға йошурунивалди.
17 Шуниң билән бириси Йәшуаға мәлум қилип: — У бәш падишаһ тепилди; улар Маккәдаһтики ғарға йошурунивапту, деди.
18 Йәшуа: — Ундақ болса ғарниң ағзиға чоң-чоң ташларни жумилитип қоюңлар, андин униң алдида адәмләрни күзәткә қоюңлар.
19 Лекин силәр тохтап қалмай дүшмәнлириңларни қоғлап кәйнидә қалғанларни қириңлар; уларни өз шәһәрлиригә киргүзмәңлар, чунки Пәрвәрдигар Худайиңлар уларни қолуңларға тапшуруп бәрди, — деди.
20 Андин шундақ болдики, Йәшуа билән Исраиллар буларни қирип қаттиқ мәғлуп қилип йоқатти; лекин қечип қутулған бир қалдуқ мустәһкәм шәһәрлиригә киривалди.
21 Андин барлиқ хәлиқ Маккәдаһтики чедиргаһқа, Йәшуаниң қешиға тинич-саламәт йенип кәлди. Һеч ким Исраилларға қарши еғиз ечишқа җүръәт қилалмиди.
22 Йәшуа: — Ғарниң ағзини ечип, у бәш падишаһни ғардин чиқирип мениң қешимға елип келиңлар, — деди.
23 Улар шундақ қилип бәш падишаһни, йәни Йерусалимниң падишаһи, Һебронниң падишаһи, Ярмутниң падишаһи, Лақишниң падишаһи вә Әглонниң падишаһини ғардин чиқирип униң қешиға елип кәлди.
24 У падишаһлар Йәшуаниң қешиға кәлтүрүлгәндә, Йәшуа Исраилниң һәммә адәмлирини чақирип, өзи билән җәңгә чиққан ләшкәр сәрдарлириға: — Келип путлириңларни бу падишаһларниң гәдинигә қоюңлар, — деди. Шундақ девиди, улар келип путлирини уларниң гәдәнлиригә қойди.
25 Андин Йәшуа уларға: — Қорқмаңлар вә һеч һодуқмаңлар, қәйсәр вә ғәйрәтлик болуңлар; чүнки Пәрвәрдигар силәр һуҗум қилған барлиқ дүшмәнлириңларға шундақ ишни қилиду, — деди.
26 Андин Йәшуа падишаһларни қиличлап өлтүрүп, җәсәтлирини бәш дәрәққә есип қойди; улар дәрәқләрниң үстидә кәчкичә есиқлиқ турди.
27 Күн патқанда Йәшуаниң буйруғи билән кишиләр өлүкләрни дәрәқләрдин чүшүрүп, улар илгири йошурунған ғарға ташлап, ғарниң ағзиға чоң-чоң ташларни қоюп қойди. Бу ташлар таки бүкүнгә қәдәр шу йәрдә турмақта.
28 У күни Йәшуа Маккәдаһни ишғал қилип, униң падишаһи билән шәһиридики һәммә хәлиқниң бириниму қоймай қиличлап мутләқ йоқатти; у Йерихониң падишаһиға қилғинидәк Маккәдаһниң падишаһиғиму шундақ қилди.
29 Андин Йәшуа билән барлиқ Исраиллар Маккәдаһтин чиқип, Либнаһқа берип Либнаһ шәһиригә һуҗум қилди.
30 Пәрвәрдигар униму падишаһи билән қошуп Исраилниң қолиға тапшуруп бәрди; Йәшуа уни қилич билән уруп, шәһиридики һәммә хәлиқниң бириниму қоймай қиличлап өлтүрди; у Йерихониң падишаһиға қилғинидәк униң падишаһиғиму шундақ қилди.
Йәшуа 10 in Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

Yeshua 10:1-30 in Muqeddes Kalam (latin yéziq)

1 Shundaq boldiki, Yérusalémning padishahi Adoni-zedek Yeshuaning Ayi shehirini ishghal qilip, uni mutleq yoqatqanliqini, Yérixo bilen uning padishahigha qilghinidek, Ayi bilen uning padishahighimu shundaq qilghinini, Gibéonda olturghuchilarning Israil bilen sülh tüzüp, ularning arisida turuwatqanliqini anglap,   
2 u we xelqi qattiq qorqti; chünki Gibéon bolsa Ayidin chong sheher bolup, paytext sheherliridek idi; uning hemme ademliri tolimu batur palwanlar idi.
3 Shuning bilen Yérusalémning padishahi Adoni-zedek Hébronning padishahi Hoham, Yarmutning padishahi Piram, Laqishning padishahi Yafiya we Eglonning padishahi Debirge xewer ewetip: —
4 Méning yénimgha kélip Gibéonlargha hujum qilishimiz üchün manga medet béringlar; chünki ular bolsa Yeshua we Israillar bilen sülh tüzüwaldi, — dédi.
5 Shundaq qilip Amoriylarning besh padishahi, yeni Yérusalémning padishahi, Hébronning padishahi, Yarmutning padishahi, Laqishning padishahi we Eglonning padishahi — ular özliri barliq qoshunliri bilen bille chiqip, Gibéonning udulida bargah tikip, uninggha hujum qildi.
6 Buning bilen Gibéonliqlar Gilgaldiki chédirgahqa, Yeshuaning qéshigha adem ewetip: — Sen öz qulliringni tashliwetmey, derhal qéshimizgha kélip medet bérip, bizni qutquzghin; chünki taghliq rayonda olturushluq Amoriylarning barliq padishahliri birliship bizge hujum qildi, — dédi.
7 Buni anglap Yeshua barliq jengchilerni, jümlidin hemme batur palwanlarni élip Gilgaldin yolgha chiqti.
8 Perwerdigar Yeshuagha: — Ulardin qorqmighin; chünki Men ularni séning qolunggha tapshurdum, ularning héchbiri aldingda put tirep turalmaydu, — dédi.
9 Yeshua Gilgaldin chiqip pütün kéche méngip ularning üstige tuyuqsiz chüshti.
10 Perwerdigar ularni Israilning aldida tiripiren qildi, Yeshua ularni Gibéonda qattiq meghlup qilip qirip, Beyt-Horon'gha chiqidighan dawan yolida qoghlap, Azikah bilen Makkedahqiche sürüp-toqay qildi.
11 Ular Israildin qéchip, Beyt-Horonning dawanidin chüshüwatqanda, Perwerdigar taki ular Azikahqa yetküche asmandin ularning üstige chong-chong möldür-tashlarni yaghdurdi. Ular öldi; mushu möldürler bilen öltürülgenler Israillar qilichlap öltürgenlerdin köp idi.
12 Andin Yeshua Perwerdigargha söz qildi, — yeni Perwerdigar Amoriylarni Israilning aldigha tapshurghan künide u Israilning köz aldida Perwerdigargha mundaq dédi: — «Ey quyash, Gibéon üstide toxtap tur! Ey ay, Ayjalon jilghisi üstide toxtap tur!»
13 Shuni déwidi, xelq düshmenlerdin intiqam élip bolghuchilik quyash mangmay toxtap turdi, aymu toxtap turdi. Bu weqe Yasharning kitabida pütülgen emesmidi? Quyash texminen pütün bir kün asmanning otturisida toxtap olturushqa aldirimidi.
14 Perwerdigar bir insanning nidasigha qulaq salghan shundaq bir kün ilgiri bolup baqmighan we kéyinmu bolup baqmidi; chünki Perwerdigar Israil üchün jeng qildi.
15 Andin Yeshua bilen pütkül Israil Gilgaldiki chédirgahqa yénip keldi.
16 Emma u besh padishah bolsa qéchip Makkedahtiki ghargha yoshuruniwaldi.
17 Shuning bilen birsi Yeshuagha melum qilip: — U besh padishah tépildi; ular Makkedahtiki ghargha yoshuruniwaptu, dédi.
18 Yeshua: — Undaq bolsa gharning aghzigha chong-chong tashlarni yumilitip qoyunglar, andin uning aldida ademlerni közetke qoyunglar.
19 Lékin siler toxtap qalmay düshmenliringlarni qoghlap keynide qalghanlarni qiringlar; ularni öz sheherlirige kirgüzmenglar, chunki Perwerdigar Xudayinglar ularni qolunglargha tapshurup berdi, — dédi.
20 Andin shundaq boldiki, Yeshua bilen Israillar bularni qirip qattiq meghlup qilip yoqatti; lékin qéchip qutulghan bir qalduq mustehkem sheherlirige kiriwaldi.
21 Andin barliq xelq Makkedahtiki chédirgahqa, Yeshuaning qéshigha tinch-salamet yénip keldi. Héchkim Israillargha qarshi éghiz échishqa jüret qilalmidi.
22 Yeshua: — Gharning aghzini échip, u besh padishahni ghardin chiqirip méning qéshimgha élip kélinglar, — dédi.
23 Ular shundaq qilip besh padishahni, yeni Yérusalémning padishahi, Hébronning padishahi, Yarmutning padishahi, Laqishning padishahi we Eglonning padishahini ghardin chiqirip uning qéshigha élip keldi.
24 U padishahlar Yeshuaning qéshigha keltürülgende, Yeshua Israilning hemme ademlirini chaqirip, özi bilen jengge chiqqan leshker serdarlirigha: — Kélip putliringlarni bu padishahlarning gedinige qoyunglar, — dédi. Shundaq déwidi, ular kélip putlirini ularning gedenlirige qoydi.
25 Andin Yeshua ulargha: — Qorqmanglar we héch hoduqmanglar, qeyser we gheyretlik bolunglar; chünki Perwerdigar siler hujum qilghan barliq düshmenliringlargha shundaq ishni qilidu, — dédi.
26 Andin Yeshua padishahlarni qilichlap öltürüp, jesetlirini besh derexke ésip qoydi; ular derexlerning üstide kechkiche ésiqliq turdi.
27 Kün patqanda Yeshuaning buyruqi bilen kishiler ölüklerni derexlerdin chüshürüp, ular ilgiri yoshurun'ghan ghargha tashlap, gharning aghzigha chong-chong tashlarni qoyup qoydi. Bu tashlar taki bükün'ge qeder shu yerde turmaqta.
28 U küni Yeshua Makkedahni ishghal qilip, uning padishahi bilen shehiridiki hemme xelqning birinimu qoymay qilichlap mutleq yoqatti; u Yérixoning padishahigha qilghinidek Makkedahning padishahighimu shundaq qildi.
29 Andin Yeshua bilen barliq Israillar Makkedahtin chiqip, Libnahqa bérip Libnah shehirige hujum qildi.
30 Perwerdigar unimu padishahi bilen qoshup Israilning qoligha tapshurup berdi; Yeshua uni qilich bilen urup, shehiridiki hemme xelqning birinimu qoymay qilichlap öltürdi; u Yérixoning padishahigha qilghinidek uning padishahighimu shundaq qildi.
Yeshua 10 in Muqeddes Kalam (latin yéziq)

Yǝxua 10:1-30 in Muⱪeddes Kalam (yǝngi yeziⱪ)

1 Xundaⱪ boldiki, Yerusalemning padixaⱨi Adoni-zǝdǝk Yǝxuaning Ayi xǝⱨirini ixƣal ⱪilip, uni mutlǝⱪ yoⱪatⱪanliⱪini, Yeriho bilǝn uning padixaⱨiƣa ⱪilƣinidǝk, Ayi bilǝn uning padixaⱨiƣimu xundaⱪ ⱪilƣinini, Gibeonda olturƣuqilarning Israil bilǝn sülⱨ tüzüp, ularning arisida turuwatⱪanliⱪini anglap,   
2 u wǝ hǝlⱪi ⱪattiⱪ ⱪorⱪti; qünki Gibeon bolsa Ayidin qong xǝⱨǝr bolup, paytǝht xǝⱨǝrliridǝk idi; uning ⱨǝmmǝ adǝmliri tolimu batur palwanlar idi.
3 Xuning bilǝn Yerusalemning padixaⱨi Adoni-zǝdǝk Ⱨebronning padixaⱨi Ⱨoⱨam, Yarmutning padixaⱨi Piram, Laⱪixning padixaⱨi Yafiya wǝ Əglonning padixaⱨi Dǝbirgǝ hǝwǝr ǝwǝtip: —
4 Mening yenimƣa kelip Gibeonlarƣa ⱨujum ⱪiliximiz üqün manga mǝdǝt beringlar; qünki ular bolsa Yǝxua wǝ Israillar bilǝn sülⱨ tüzüwaldi, — dedi.
5 Xundaⱪ ⱪilip Amoriylarning bǝx padixaⱨi, yǝni Yerusalemning padixaⱨi, Ⱨebronning padixaⱨi, Yarmutning padixaⱨi, Laⱪixning padixaⱨi wǝ Əglonning padixaⱨi — ular ɵzliri barliⱪ ⱪoxunliri bilǝn billǝ qiⱪip, Gibeonning udulida bargaⱨ tikip, uningƣa ⱨujum ⱪildi.
6 Buning bilǝn Gibeonliⱪlar Gilgaldiki qedirgaⱨⱪa, Yǝxuaning ⱪexiƣa adǝm ǝwǝtip: — Sǝn ɵz ⱪulliringni taxliwǝtmǝy, dǝrⱨal ⱪeximizƣa kelip mǝdǝt berip, bizni ⱪutⱪuzƣin; qünki taƣliⱪ rayonda olturuxluⱪ Amoriylarning barliⱪ padixaⱨliri birlixip bizgǝ ⱨujum ⱪildi, — dedi.
7 Buni anglap Yǝxua barliⱪ jǝngqilǝrni, jümlidin ⱨǝmmǝ batur palwanlarni elip Gilgaldin yolƣa qiⱪti.
8 Pǝrwǝrdigar Yǝxuaƣa: — Ulardin ⱪorⱪmiƣin; qünki Mǝn ularni sening ⱪolungƣa tapxurdum, ularning ⱨeqbiri aldingda put tirǝp turalmaydu, — dedi.
9 Yǝxua Gilgaldin qiⱪip pütün keqǝ mengip ularning üstigǝ tuyuⱪsiz qüxti.
10 Pǝrwǝrdigar ularni Israilning aldida tiripirǝn ⱪildi, Yǝxua ularni Gibeonda ⱪattiⱪ mǝƣlup ⱪilip ⱪirip, Bǝyt-Ⱨoronƣa qiⱪidiƣan dawan yolida ⱪoƣlap, Azikaⱨ bilǝn Makkǝdaⱨⱪiqǝ sürüp-toⱪay ⱪildi.
11 Ular Israildin ⱪeqip, Bǝyt-Ⱨoronning dawanidin qüxüwatⱪanda, Pǝrwǝrdigar taki ular Azikaⱨⱪa yǝtküqǝ asmandin ularning üstigǝ qong-qong mɵldür-taxlarni yaƣdurdi. Ular ɵldi; muxu mɵldürlǝr bilǝn ɵltürülgǝnlǝr Israillar ⱪiliqlap ɵltürgǝnlǝrdin kɵp idi.
12 Andin Yǝxua Pǝrwǝrdigarƣa sɵz ⱪildi, — yǝni Pǝrwǝrdigar Amoriylarni Israilning aldiƣa tapxurƣan künidǝ u Israilning kɵz aldida Pǝrwǝrdigarƣa mundaⱪ dedi: — «Əy ⱪuyax, Gibeon üstidǝ tohtap tur! Əy ay, Ayjalon jilƣisi üstidǝ tohtap tur!»
13 Xuni dewidi, hǝlⱪ düxmǝnlǝrdin intiⱪam elip bolƣuqilik ⱪuyax mangmay tohtap turdi, aymu tohtap turdi. Bu wǝⱪǝ Yaxarning kitabida pütülgǝn ǝmǝsmidi? Ⱪuyax tǝhminǝn pütün bir kün asmanning otturisida tohtap olturuxⱪa aldirimidi.
14 Pǝrwǝrdigar bir insanning nidasiƣa ⱪulaⱪ salƣan xundaⱪ bir kün ilgiri bolup baⱪmiƣan wǝ keyinmu bolup baⱪmidi; qünki Pǝrwǝrdigar Israil üqün jǝng ⱪildi.
15 Andin Yǝxua bilǝn pütkül Israil Gilgaldiki qedirgaⱨⱪa yenip kǝldi.
16 Əmma u bǝx padixaⱨ bolsa ⱪeqip Makkǝdaⱨtiki ƣarƣa yoxuruniwaldi.
17 Xuning bilǝn birsi Yǝxuaƣa mǝlum ⱪilip: — U bǝx padixaⱨ tepildi; ular Makkǝdaⱨtiki ƣarƣa yoxuruniwaptu, dedi.
18 Yǝxua: — Undaⱪ bolsa ƣarning aƣziƣa qong-qong taxlarni yumilitip ⱪoyunglar, andin uning aldida adǝmlǝrni kɵzǝtkǝ ⱪoyunglar.
19 Lekin silǝr tohtap ⱪalmay düxmǝnliringlarni ⱪoƣlap kǝynidǝ ⱪalƣanlarni ⱪiringlar; ularni ɵz xǝⱨǝrlirigǝ kirgüzmǝnglar, qunki Pǝrwǝrdigar Hudayinglar ularni ⱪolunglarƣa tapxurup bǝrdi, — dedi.
20 Andin xundaⱪ boldiki, Yǝxua bilǝn Israillar bularni ⱪirip ⱪattiⱪ mǝƣlup ⱪilip yoⱪatti; lekin ⱪeqip ⱪutulƣan bir ⱪalduⱪ mustǝⱨkǝm xǝⱨǝrlirigǝ kiriwaldi.
21 Andin barliⱪ hǝlⱪ Makkǝdaⱨtiki qedirgaⱨⱪa, Yǝxuaning ⱪexiƣa tinq-salamǝt yenip kǝldi. Ⱨeqkim Israillarƣa ⱪarxi eƣiz eqixⱪa jürǝt ⱪilalmidi.
22 Yǝxua: — Ƣarning aƣzini eqip, u bǝx padixaⱨni ƣardin qiⱪirip mening ⱪeximƣa elip kelinglar, — dedi.
23 Ular xundaⱪ ⱪilip bǝx padixaⱨni, yǝni Yerusalemning padixaⱨi, Ⱨebronning padixaⱨi, Yarmutning padixaⱨi, Laⱪixning padixaⱨi wǝ Əglonning padixaⱨini ƣardin qiⱪirip uning ⱪexiƣa elip kǝldi.
24 U padixaⱨlar Yǝxuaning ⱪexiƣa kǝltürülgǝndǝ, Yǝxua Israilning ⱨǝmmǝ adǝmlirini qaⱪirip, ɵzi bilǝn jǝnggǝ qiⱪⱪan lǝxkǝr sǝrdarliriƣa: — Kelip putliringlarni bu padixaⱨlarning gǝdinigǝ ⱪoyunglar, — dedi. Xundaⱪ dewidi, ular kelip putlirini ularning gǝdǝnlirigǝ ⱪoydi.
25 Andin Yǝxua ularƣa: — Ⱪorⱪmanglar wǝ ⱨeq ⱨoduⱪmanglar, ⱪǝysǝr wǝ ƣǝyrǝtlik bolunglar; qünki Pǝrwǝrdigar silǝr ⱨujum ⱪilƣan barliⱪ düxmǝnliringlarƣa xundaⱪ ixni ⱪilidu, — dedi.
26 Andin Yǝxua padixaⱨlarni ⱪiliqlap ɵltürüp, jǝsǝtlirini bǝx dǝrǝhkǝ esip ⱪoydi; ular dǝrǝhlǝrning üstidǝ kǝqkiqǝ esiⱪliⱪ turdi.
27 Kün patⱪanda Yǝxuaning buyruⱪi bilǝn kixilǝr ɵlüklǝrni dǝrǝhlǝrdin qüxürüp, ular ilgiri yoxurunƣan ƣarƣa taxlap, ƣarning aƣziƣa qong-qong taxlarni ⱪoyup ⱪoydi. Bu taxlar taki bükün'gǝ ⱪǝdǝr xu yǝrdǝ turmaⱪta.
28 U küni Yǝxua Makkǝdaⱨni ixƣal ⱪilip, uning padixaⱨi bilǝn xǝⱨiridiki ⱨǝmmǝ hǝlⱪning birinimu ⱪoymay ⱪiliqlap mutlǝⱪ yoⱪatti; u Yerihoning padixaⱨiƣa ⱪilƣinidǝk Makkǝdaⱨning padixaⱨiƣimu xundaⱪ ⱪildi.
29 Andin Yǝxua bilǝn barliⱪ Israillar Makkǝdaⱨtin qiⱪip, Libnaⱨⱪa berip Libnaⱨ xǝⱨirigǝ ⱨujum ⱪildi.
30 Pǝrwǝrdigar unimu padixaⱨi bilǝn ⱪoxup Israilning ⱪoliƣa tapxurup bǝrdi; Yǝxua uni ⱪiliq bilǝn urup, xǝⱨiridiki ⱨǝmmǝ hǝlⱪning birinimu ⱪoymay ⱪiliqlap ɵltürdi; u Yerihoning padixaⱨiƣa ⱪilƣinidǝk uning padixaⱨiƣimu xundaⱪ ⱪildi.
Yǝxua 10 in Muⱪeddes Kalam (yǝngi yeziⱪ)