13 Чүнки төкүлгән қанниң сориғини қилғучи удур, У дәл шундақ кишиләрни әсләйду, Хар қилинғанларниң налә-пәрядлирини У унтуған әмәс.
14 Маңа шәпқәт көрсәткин, и Пәрвәрдигар, Мениң өчмәнләрдин көргән хорлуқлиримға нәзәр салғинки, Мени өлүм дәрвазилири алдидин көтәргәйсән;
15 Шундақ қилғанда мән Зион қизиниң дәрвазилирида туруп, Саңа тәәллуқ барлиқ мәдһийиләрни җакалаймән; Мән ниҗатлиқ-қутқузушуңда шатлинимән.
16 Әлләр болса өзлири колиған ориға өзлири чүшүп кәтти, Өзлири йошуруп қойған торға пути қапсилип қалди.