3 Билип қоюңларки, Пәрвәрдигар һәқ Худадур; Бизни яратқан Униң Өзидур, биз әмәс! Биз униң хәлқидурмиз, Өз яйлиғида баққан қойлиридурмиз.
4 Дәрвазилириға тәшәккүр ейтишлар билән, Һойлилириға мәдһийәләр билән кириңлар; Уни мәдһийиләп, намиға тәшәккүр-мәдһийә қайтуруңлар!
5 Чүнки Пәрвәрдигар меһривандур; Униң меһир-муһәббити әбәдил-әбәтгичә, Униң һәқиқәт-садақити әвлаттин-әвлатқичидур!