4 Йеңи айда, бәлгүләнгән вақитта, Байрам-һейт күнимиздә нағра-сүнай челиңлар!
5 Чүнки бу Исраил үчүн бекитилгән бәлгүлимә, Яқупниң Худасиниң бир пәрманидур.
6 У Мисир зиминида жүрүш қилғанлирида, (Шу йәрдә биз чүшәнмәйдиған бир тилни аңлап жүрәттуқ) У буни Йүсүпкә гува қилип бәрди;
7 — «Униң мүрисини жүктин сақит қилдим, Униң қоли севәт көтириштин азат болди;
8 Қистақчилиқта нида қилдиң, Мән сени азат қилдим; Гүлдүрмама чиққан мәхпий җайдин саңа җавап бәрдим; «Мәрибаһ» сулири бойида сени синидим». Селаһ.
9 — «Тиңша, хәлқим, Мән сени гувалар билән агаһландурмән; И Исраил, Маңа қулақ салсаң еди!
10 Араңда ят илаһ болмисун, Ят әлдики илаһқа баш әгмигин!