3 Қәдәмлириңни мошу мәңгүлүк хараплиқларға қаратқайсән, Дүшмәнләр муқәддәс җайиңда гумран қилған барлиқ нәрсиләргә қариғайсән;
4 Рәқиплириң җамаәтгаһиңниң оттурисида һөр-пөр қилиду; Мөҗизатлар сақланған орунға улар өз туғлирини тикти.
5 Һәр бири өзлирини көрситишип, палта ойнитип орман кәскүчидәк,
6 Улар һазир муқәддәс җайиңдики нәқишләрни ала қоймай, палта-болқилар билән чеқивәтти;
7 Улар муқәддәс җайиңға от қойди; Өз намиңдики маканни булғап, йәр билән тәң қиливәтти.
8 Улар көңлидә: «Биз буларниң һәммисини йоқитайли» дәп, Тәңриниң зиминдики җамаәтгаһлириниң һәр бирини көйдүрүвәтти.